< Yaritilix 25 >
1 Ibraⱨim Kǝturaⱨ isimlik yǝnǝ bir ayalni alƣanidi.
Ибраһим Кәтураһ исимлиқ йәнә бир аялни алған еди.
2 U Ibraⱨimƣa Zimran, Yoⱪxan, Medan, Midiyan, Ixbak wǝ Xuaⱨni tuƣup bǝrdi.
У Ибраһимға Зимран, Йоқшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуаһни туғуп бәрди.
3 Yoⱪxandin Xeba bilǝn Dedan tɵrǝldi; Dedanning ǝwladliri Axuriylar, Letuxiylar wǝ Leummiylar idi.
Йоқшандин Шеба билән Дедан төрәлди; Деданниң әвлатлири Ашурийлар, Летушийлар вә Леуммийлар еди.
4 Midiyanning oƣulliri Əfaⱨ, Efǝr, Ⱨanoh, Abida wǝ Əldaaⱨ idi. Bular ⱨǝmmisi Kǝturaⱨning ǝwladliri idi.
Мидиянниң оғуллири Әфаһ, Ефәр, Һанох, Абида вә Әлдааһ еди. Булар һәммиси Кәтураһниң әвлатлири еди.
5 Ibraⱨim barliⱪini Isⱨaⱪⱪa atiwǝtkǝnidi;
Ибраһим барлиғини Исһаққа ативәткән еди;
6 Ibraⱨim tehi Ⱨayat waⱪtida kiqik hotunliridin bolƣan oƣulliriƣa ⱨǝdiyǝlǝrni berip, andin bularni oƣli Isⱨaⱪtin yiraⱪ tursun dǝp, kün qiⱪix tǝrǝpkǝ, xǝrⱪiy zeminƣa ǝwǝtiwǝtkǝnidi.
Ибраһим техи Һаят вақтида кичик хотунлиридин болған оғуллириға һәдийәләрни берип, андин буларни оғли Исһақтин жирақ турсун дәп, күн чиқиш тәрәпкә, шәрқий зиминға әвәтивәткән еди.
7 Ibraⱨimning ɵmrining künliri bir yüz yǝtmix yil boldi; u tolimu ⱪerip, künliri toxup, nǝpǝstin tohtap wapat boldi; u ɵz ⱪowmining ⱪexiƣa berip ⱪoxuldi.
Ибраһимниң өмриниң күнлири бир йүз йәтмиш жил болди; у толиму қерип, күнлири тошуп, нәпәстин тохтап вапат болди; у өз қовминиң қешиға берип қошулди.
9 Uning oƣulliri Isⱨaⱪ wǝ Ismail uni Mamrǝning uduliƣa jaylaxⱪan, Ⱨittiy Zoⱨarning oƣli Əfronning etizliⱪidiki Makpelaⱨning ƣarida dǝpnǝ ⱪildi.
Униң оғуллири Исһақ вә Исмаил уни Мамрәниң удулиға җайлашқан, Һиттий Зоһарниң оғли Әфронниң етизлиғидики Макпелаһниң ғарида дәпнә қилди.
10 Bu etizliⱪni Ibraⱨim Ⱨittiylardin setiwalƣanidi; mana bu yǝrlikkǝ Ibraⱨim dǝpnǝ ⱪilindi, ayali Saraⱨmu muxu yǝrgǝ dǝpnǝ ⱪilinƣanidi.
Бу етизлиқни Ибраһим Һиттийлардин сетивалған еди; мана бу йәрликкә Ибраһим дәпнә қилинди, аяли Сараһму мошу йәргә дәпнә қилинған еди.
11 Ibraⱨim wapat bolƣandin keyin xundaⱪ boldiki, Pǝrwǝrdigar uning oƣli Isⱨaⱪni bǝrikǝtlidi. Isⱨaⱪ Bǝǝr-Laⱨay-Royning yenida turatti.
Ибраһим вапат болғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар униң оғли Исһақни бәрикәтлиди. Исһақ Бәәр-Лаһай-Ройниң йенида туратти.
12 Tɵwǝndikilǝr Saraⱨning misirliⱪ dediki Ⱨǝjǝrdin tuƣulƣan, Ibraⱨimning oƣli bolƣan Ismailning ǝwladliri: —
Төвәндикиләр Сараһниң мисирлиқ дедиги Һәҗәрдин туғулған, Ибраһимниң оғли болған Исмаилниң әвлатлири: —
13 Ismailning oƣullirining, ularning nǝsǝbnamiliri wǝ ⱪǝbililiri boyiqǝ ismi tɵwǝndikiqǝ: — Ismailning tunji oƣli Nebayot; andin Kedar, Adbǝǝl, Mibsam,
Исмаилниң оғуллириниң, уларниң нәсәбнамилири вә қәбилилири бойичә исми төвәндикичә: — Исмаилниң тунҗа оғли Небайот; андин Кедар, Адбәәл, Мибсам,
15 Ⱨadad bilǝn Tema, Yǝtur bilǝn Nafix wǝ Ⱪǝdǝmaⱨ idi.
Һадад билән Тема, Йәтур билән Нафиш вә Қәдәмаһ еди.
16 Bular bolsa Ismailning oƣulliri bolup, ularning kǝnt wǝ qedirgaⱨliri ularning nami bilǝn atalƣan bolup, ular on ikki ⱪǝbiligǝ ǝmir bolƣanidi.
Булар болса Исмаилниң оғуллири болуп, уларниң кәнт вә чедиргаһлири уларниң нами билән аталған болуп, улар он икки қәбилигә әмир болған еди.
17 Ismailning ɵmrining yilliri bir yüz ottuz yǝttǝ yil boldi; u ahirⱪi nǝpsini tartip wapat bolup, ɵz ⱪowmining ⱪexiƣa berip ⱪoxuldi.
Исмаилниң өмриниң жиллири бир йүз оттуз йәттә жил болди; у ахирқи нәпсини тартип вапат болуп, өз қовминиң қешиға берип қошулди.
18 [Uning ǝwladliri] Ⱨawilaⱨ rayonidin tartip xurƣiqǝ olturaⱪlaxti (Xur bolsa Misirning utturisida bolup, Axurƣa baridiƣan yolda idi). Ismail ɵzining barliⱪ ⱪerindaxlirining udulida olturaⱪlaxti.
[Униң әвлатлири] Һавилаһ районидин тартип шурғичә олтирақлашти (Шур болса Мисирниң уттурисида болуп, Ашурға баридиған йолда еди). Исмаил өзиниң барлиқ қериндашлириниң удулида олтирақлашти.
19 Ibraⱨimning oƣli Isⱨaⱪning nǝslining bayani mundaⱪtur: — Ibraⱨimdin Isⱨaⱪ tɵrǝldi.
Ибраһимниң оғли Исһақниң нәслиниң баяни мундақтур: — Ибраһимдин Исһақ төрәлди.
20 Isⱨaⱪ Padan-Aramda olturuxluⱪ aramiy Betuǝlning ⱪizi, aramiy Labanning singlisi bolƣan Riwkaⱨni hotunluⱪⱪa alƣanda ⱪiriⱪ yaxⱪa kirgǝnidi.
Исһақ Падан-Арамда олтиришлиқ арамий Бетуәлниң қизи, арамий Лабанниң сиңлиси болған Ривкаһни хотунлуққа алғанда қириқ яшқа киргән еди.
21 Əmma Riwkaⱨ bolsa tuƣmas bolƣaqⱪa, Isⱨaⱪ hotuni üqün Pǝrwǝrdigarƣa dua-tilawǝt ⱪildi; Pǝrwǝrdigar uning duasini ijabǝt ⱪildi; xuning bilǝn ayali Riwkaⱨ ⱨamilidar boldi.
Амма Ривкаһ болса туғмас болғачқа, Исһақ хотуни үчүн Пәрвәрдигарға дуа-тилавәт қилди; Пәрвәрдигар униң дуасини иҗабәт қилди; шуниң билән аяли Ривкаһ һамилдар болди.
22 Əmma uning ⱪorsiⱪidiki ikki bala bir-biri bilǝn soⱪuxⱪili turdi. Xuning bilǝn Riwkaⱨ: — Əgǝr bundaⱪliⱪini bilsǝm, [ⱨamilidar] bolup nemǝ ⱪilattim? — dǝp Pǝrwǝrdigardin sǝwǝbini soriƣili bardi.
Амма униң қосиғидики икки бала бир-бири билән соқушқили турди. Шуниң билән Ривкаһ: — Әгәр бундақлиғини билсәм, [һамилдар] болуп немә қилаттим? — дәп Пәрвәрдигардин сәвәвини сориғили барди.
23 Pǝrwǝrdigar uningƣa: — «Sening ⱪorsiⱪingda ikki ǝl bardur, Iqingdin ikki hǝlⱪ qiⱪip bir-biridin ayrilidu, Bir hǝlⱪ yǝnǝ bir hǝlⱪtin ƣalib kelidu, Qongi kiqikining hizmitini ⱪilidu» — dedi.
Пәрвәрдигар униңға: — «Сениң қосиғиңда икки әл бардур, Ичиңдин икки хәлиқ чиқип бир-биридин айрилиду, Бир хәлиқ йәнә бир хәлиқтин ғалип келиду, Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — деди.
24 Uning ay-küni toxⱪanda, mana uning ⱪorsiⱪida dǝrwǝⱪǝ bir jüp ⱪoxkezǝk bar idi.
Униң ай-күни тошқанда, мана униң қосиғида дәрвәқә бир җүп кош гезәк бар еди.
25 Awwal tuƣulƣini ⱪizƣuq bolup, pütün bǝdini juwidǝk tüklük idi. Ular uning ismini Əsaw dǝp ⱪoydi.
Авал туғулғини қизғуч болуп, пүтүн бәдини җувидәк түклүк еди. Улар униң исмини Әсав дәп қойди.
26 Andin inisi ⱪoli bilǝn Əsawning tapinini tutⱪan ⱨalda qiⱪti. Bu sǝwǝbtin uning ismi Yaⱪup dǝp ⱪoyuldi. Ular tuƣulƣanda Isⱨaⱪ atmix yaxta idi.
Андин иниси қоли билән Әсавниң тапинини тутқан һалда чиқти. Бу сәвәптин униң исми Яқуп дәп қоюлди. Улар туғулғанда Исһақ атмиш яшта еди.
27 Balilar ɵsüp qong boldi; Əsaw maⱨir owqi bolup, dala-janggalda yüridiƣan adǝm boldi. Yaⱪup bolsa durus adǝm bolup, qedirlarda turatti.
Балилар өсүп чоң болди; Әсав маһир овчи болуп, дала-җаңгалда жүридиған адәм болди. Яқуп болса дурус адәм болуп, чедирларда туратти.
28 Isⱨaⱪ Əsawning owlap kǝlgǝn gɵxidin daim yǝp turƣaqⱪa, uningƣa amraⱪ idi. Lekin Riwkaⱨ Yaⱪupⱪa amraⱪ idi.
Исһақ Әсавниң овлап кәлгән гөшидин дайим йәп турғачқа, униңға амрақ еди. Лекин Ривкаһ Яқупқа амрақ еди.
29 Bir küni Yaⱪup [purqaⱪ] xorpisi ⱪaynitiwatatti; Əsaw daladin ⱨerip-eqip ⱪaytip kǝldi.
Бир күни Яқуп [почақ] шорписи қайнитивататти; Әсав даладин һерип-ечип қайтип кәлди.
30 Əsaw Yaⱪupⱪa: — Mǝn ⱨalimdin kǝttim! Ɵtünüp ⱪalay, awu ⱪizildin bǝrsǝng! — Awu ⱪizil nǝrsidin meni ozuⱪlandursangqu! Mǝn ⱨalimdin kǝttim, — dedi (xu sǝwǝbtin uning eti «Edom» dǝpmu ataldi).
Әсав Яқупқа: — Мән һалимдин кәттим! Өтүнүп қалай, аву қизилдин бәрсәң! — Аву қизил нәрсидин мени озуқландурсаңчу! Мән һалимдин кәттим, — деди (шу сәвәптин униң ети «Едом» дәпму аталди).
31 Yaⱪup uningƣa: — Undaⱪ bolsa, tunjiliⱪ ⱨoⱪuⱪungni manga setip bǝrgin, — dedi.
Яқуп униңға: — Ундақ болса, тунҗилиқ һоқуқуңни маңа сетип бәргин, — деди.
32 Əsaw: — Mǝn ɵlǝy dǝwatimǝn, bu tunjiliⱪ ⱨoⱪuⱪining manga nemǝ paydisi? — dedi.
Әсав: — Мән өләй дәватимән, бу тунҗилиқ һоқуқиниң маңа немә пайдиси? — деди.
33 Yaⱪup: — Əmisǝ ⱨazir manga ⱪǝsǝm ⱪilƣin, dewidi, u uningƣa ⱪǝsǝm ⱪilip, tunjiliⱪ ⱨoⱪuⱪini Yaⱪupⱪa setip bǝrdi.
Яқуп: — Әмисә һазир маңа қәсәм қилғин, девиди, у униңға қәсәм қилип, тунҗилиқ һоқуқини Яқупқа сетип бәрди.
34 Xuning bilǝn Yaⱪup Əsawƣa nan bilǝn ⱪizil purqaⱪ xorpisini bǝrdi. U yǝp-iqip ornidin turup kǝtti. Xundaⱪ ⱪilip Əsaw tunjiliⱪ ⱨoⱪuⱪiƣa xunqǝ etibarsiz ⱪariƣanidi.
Шуниң билән Яқуп Әсавға нан билән қизил почақ шорписини бәрди. У йәп-ичип орнидин туруп кәтти. Шундақ қилип Әсав тунҗилиқ һоқуқиға шунчә етиварсиз қариған еди.