< Yaritilix 22 >

1 Bu ixlardin keyin xundaⱪ boldiki, Huda Ibraⱨimni sinap uningƣa: — Əy Ibraⱨim! dedi. U: mana mǝn! — dǝp jawab bǝrdi.
Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Худа Ибраһимни синап униңға: — Әй Ибраһим! деди. У: мана мән! — дәп җавап бәрди.
2 U: — Sǝn oƣlungni, yǝni sǝn sɵyidiƣan yalƣuz oƣlung Isⱨaⱪni elip, Moriya yurtiƣa berip, xu yǝrdǝ, Mǝn sanga eytidiƣan taƣlarning birining üstidǝ uni kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ sunƣin, — dedi.
У: — Сән оғлуңни, йәни сән сөйидиған ялғуз оғлуң Исһақни елип, Мория жутиға берип, шу йәрдә, Мән саңа ейтидиған тағларниң бириниң үстидә уни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунғин, — деди.
3 Ətisi Ibraⱨim sǝⱨǝr ⱪopup, exikini toⱪup, yigitliridin ikkiylǝn bilǝn Isⱨaⱪni billǝ elip, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ üqün otun yerip, Huda uningƣa eytⱪan yǝrgǝ ⱪarap mangdi.
Әтиси Ибраһим сәһәр қопуп, ешигини тоқуп, жигитлиридин иккилән билән Исһақни биллә елип, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн отун йерип, Худа униңға ейтқан йәргә қарап маңди.
4 Üqinqi küni Ibraⱨim bexini kɵtürüp ⱪarap, yiraⱪtin u yǝrni kɵrdi.
Үчинчи күни Ибраһим бешини көтирип қарап, жирақтин у йәрни көрди.
5 Ibraⱨim yigitlirigǝ: — Silǝr exǝk bilǝn muxu yǝrdǝ turup turunglar. Mǝn balam bilǝn u yǝrgǝ berip, sǝjdǝ ⱪilip, andin ⱪexinglarƣa yenip kelimiz, — dedi.
Ибраһим жигитлиригә: — Силәр ешәк билән мошу йәрдә туруп туруңлар. Мән балам билән у йәргә берип, сәҗдә қилип, андин қешиңларға йенип келимиз, — деди.
6 Xuning bilǝn Ibraⱨim kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪⱪa kerǝklik otunni elip, oƣli Isⱨaⱪⱪa yüdküzüp, ɵzi ⱪoliƣa piqaⱪ bilǝn otni elip, ikkisi billǝ yürüp kǝtti.
Шуниң билән Ибраһим көйдүрмә қурбанлиққа керәклик отунни елип, оғли Исһаққа йүдкүзүп, өзи қолиға пичақ билән отни елип, иккиси биллә жүрүп кәтти.
7 Isⱨaⱪ atisi Ibraⱨimƣa: — Əy ata! dewidi, u uningƣa jawab berip: — Mana mǝn, oƣlum, dedi. U uningdin: — Mana ot bilǝn otunƣu bar, ǝmma kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ bolidiƣan ⱪoza ⱪeni? — dǝp soriwidi,
Исһақ атиси Ибраһимға: — Әй ата! девиди, у униңға җавап берип: — Мана мән, оғлум, деди. У униңдин: — Мана от билән отунғу бар, амма көйдүрмә қурбанлиқ болидиған қоза қени? — дәп соривиди,
8 Ibraⱨim jawab berip: — Əy oƣlum, Huda Ɵzi Ɵzigǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪozini tǝminlǝydu, — dedi. Andin ikkisi birgǝ yolini dawamlaxturdi.
Ибраһим җавап берип: — Әй оғлум, Худа Өзи Өзигә көйдүрмә қурбанлиқ қозини тәминләйду, — деди. Андин иккиси биргә йолини давамлаштурди.
9 Ahirida ular Huda Ibraⱨimƣa eytⱪan jayƣa yetip kǝldi. Ibraⱨim u yǝrdǝ ⱪurbangaⱨ yasap, üstigǝ otunni tizip ⱪoydi. Andin u oƣli Isⱨaⱪni baƣlap, uni ⱪurbangaⱨdiki otunning üstidǝ yatⱪuzdi.
Ахирида улар Худа Ибраһимға ейтқан җайға йетип кәлди. Ибраһим у йәрдә қурбангаһ ясап, үстигә отунни тизип қойди. Андин у оғли Исһақни бағлап, уни қурбангаһдики отунниң үстидә ятқузди.
10 Andin Ibraⱨim ⱪolini uzitip, oƣlini boƣuzliƣili piqaⱪni aldi.
Андин Ибраһим қолини узитип, оғлини боғузлиғили пичақни алди.
11 Xuan Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi asmandin uni qaⱪirip uningƣa: — Ibraⱨim, Ibraⱨim! — dǝp warⱪiridi. U: — Mana mǝn, — dedi.
Шуан Пәрвәрдигарниң Пәриштиси асмандин уни чақирип униңға: — Ибраһим, Ибраһим! — дәп вақириди. У: — Мана мән, — деди.
12 U uningƣa: — Sǝn baliƣa ⱪolungni tǝgküzmigin, uni ⱨeqnemǝ ⱪilmiƣin; qünki Mǝn sening Hudadin ⱪorⱪⱪanliⱪingni bildim; qünki sening oƣlungni, yǝni yalƣuz oƣlungni Mǝndin ayimiding, — dedi.
У униңға: — Сән балиға қолуңни тәккүзмигин, уни һеч немә қилмиғин; чүнки Мән сениң Худадин қорққанлиғиңни билдим; чүнки сениң оғлуңни, йәни ялғуз оғлуңни Мәндин айимидиң, — деди.
13 Ibraⱨim bexini kɵtürüp ⱪariwidi, mana, arⱪisida münggüzliri qatⱪalƣa qirmixip ⱪalƣan bir ⱪoqⱪarni kɵrdi. Ibraⱨim berip ⱪoqⱪarni elip, uni oƣlining ornida kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilip sundi.
Ибраһим бешини көтирип қаривиди, мана, арқисида мүңгүзлири чатқалға чирмишип қалған бир қочқарни көрди. Ибраһим берип қочқарни елип, уни оғлиниң орнида көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунди.
14 Xuning bilǝn Ibraⱨim xu jayƣa «Yaⱨwǝⱨ-Yirǝⱨ» dǝp at ⱪoydi. Xunga kixilǝr: «Pǝrwǝrdigarning teƣida tǝminlinidu» degǝn bu sɵz bügüngǝ ⱪǝdǝr eytilip keliwatidu.
Шуниң билән Ибраһим шу җайға «Яһвәһ-Йирәһ» дәп ат қойди. Шуңа кишиләр: «Пәрвәрдигарниң теғида тәминлиниду» дегән бу сөз бүгүнгә қәдәр ейтилип келиватиду.
15 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi asmandin Ibraⱨimni ikkinqi ⱪetim qaⱪirip uningƣa: —
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси асмандин Ибраһимни иккинчи қетим чақирип униңға: —
16 Sǝn ɵz oƣlungni, yǝni yalƣuz oƣlungni ayimay bu ixni ⱪilƣining üqün Mǝn Ɵzüm bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, dǝydu Pǝrwǝrdigar,
Сән өз оғлуңни, йәни ялғуз оғлуңни айимай бу ишни қилғиниң үчүн Мән Өзүм билән қәсәм қилимәнки, дәйду Пәрвәрдигар,
17 — Mǝn seni zor bǝrikǝtlǝp, nǝslingni asmandiki yultuzlardǝk nurƣun kɵpǝytip, dengiz saⱨilidiki ⱪumdǝk ƣolditimǝn; nǝsling bolsa düxmǝnlirining dǝrwaziliriƣa igǝ bolidu.
— Мән сени зор бәрикәтләп, нәслиңни асмандики юлтузлардәк нурғун көпәйтип, деңиз саһилидики қумдәк ғолдитимән; нәслиң болса дүшмәнлириниң дәрвазилириға егә болиду.
18 Sǝn Mening awazimƣa ⱪulaⱪ salƣining üqün yǝr yüzidiki barliⱪ ǝl-yurtlar nǝslingning nami bilǝn ɵzliri üqün bǝht-bǝrikǝt tilǝydu, — dedi.
Сән Мениң авазимға қулақ салғиниң үчүн йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң нами билән өзлири үчүн бәхит-бәрикәт тиләйду, — деди.
19 Andin Ibraⱨim yigitlirining ⱪexiƣa yenip bardi. Ular ⱨǝmmisi ornidin turuxup Bǝǝr-Xebaƣa yol aldi. Ibraⱨim Bǝǝr-Xebada turup ⱪaldi.
Андин Ибраһим жигитлириниң қешиға йенип барди. Улар һәммиси орнидин турушуп Бәәр-Шебаға йол алди. Ибраһим Бәәр-Шебада туруп қалди.
20 Bu ixlardin keyin Ibraⱨimƣa: «Mana Milkaⱨmu ining Naⱨorƣa birⱪanqǝ oƣul tuƣup beriptu», degǝn hǝwǝr yǝtti.
Бу ишлардин кейин Ибраһимға: «Мана Милкаһму иниң Наһорға бир қанчә оғул туғуп берипту», дегән хәвәр йәтти.
21 Ular bolsa tunji oƣli uz, uning inisi Buz wǝ Aramning atisi bolƣan Kǝmuǝl,
Улар болса тунҗа оғли уз, униң иниси Буз вә Арамниң атиси болған Кәмуәл,
22 andin Kǝsǝd, Hazo, Pildax, Yidlaf wǝ Betuǝl degǝn oƣullar idi.
андин Кәсәд, Хазо, Пилдаш, Йидлаф вә Бетуәл дегән оғуллар еди.
23 (Betuǝldin Riwkaⱨ tɵrǝldi). Bu sǝkkizini Milkaⱨ Ibraⱨimning inisi Naⱨorƣa tuƣup bǝrdi.
(Бетуәлдин Ривкаһ төрәлди). Бу сәккизини Милкаһ Ибраһимниң иниси Наһорға туғуп бәрди.
24 Xuningdǝk uning keniziki Rǝumaⱨmu Tebaⱨ, Gaⱨam, Tahax wǝ Maakaⱨ degǝnlǝrni tuƣup bǝrdi.
Шуниңдәк униң кенизиги Рәумаһму Тебаһ, Гаһам, Тахаш вә Маакаһ дегәнләрни туғуп бәрди.

< Yaritilix 22 >