< Yaritilix 21 >
1 Əmdi Pǝrwǝrdigar wǝdǝ ⱪilƣinidǝk Saraⱨni yoⱪlidi; Pǝrwǝrdigar Saraⱨⱪa deginidǝk ⱪildi.
Әнди Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк Сараһни йоқлиди; Пәрвәрдигар Сараһқа дегинидәк қилди.
2 Saraⱨ ⱨamilidar bolup, Ibraⱨim ⱪeriƣanda Huda uningƣa bekitkǝn waⱪitta bir oƣul tuƣup bǝrdi.
Сараһ һамилдар болуп, Ибраһим қериғанда Худа униңға бекиткән вақитта бир оғул туғуп бәрди.
3 Ibraⱨim ɵzigǝ tɵrǝlgǝn oƣli, yǝni Saraⱨ uningƣa tuƣup bǝrgǝn oƣlining ismini Isⱨaⱪ ⱪoydi.
Ибраһим өзигә төрәлгән оғли, йәни Сараһ униңға туғуп бәргән оғлиниң исмини Исһақ қойди.
4 Andin Ibraⱨim Huda uningƣa buyruƣinidǝk ɵz oƣli Isⱨaⱪ tuƣulup sǝkkizinqi küni hǝtnǝ ⱪildi.
Андин Ибраһим Худа униңға буйруғинидәк өз оғли Исһақ туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилди.
5 Oƣli Isⱨaⱪ tuƣulƣan qaƣda, Ibraⱨim yüz yaxta idi.
Оғли Исһақ туғулған чағда, Ибраһим йүз яшта еди.
6 Saraⱨ: «Huda meni küldürüwǝtti; ⱨǝrkim bu ixni anglisa, mǝn bilǝn tǝng külüxidu», dedi.
Сараһ: «Худа мени күлдүрүвәтти; һәр ким бу ишни аңлиса, мән билән тәң күлүшиду», деди.
7 U yǝnǝ: — Kimmu Ibraⱨimƣa: «Saraⱨ bala emitidiƣan bolidu!» dǝp eytalaytti? Qünki u ⱪeriƣanda uningƣa bir oƣul tuƣup bǝrdim! — dedi.
У йәнә: — Кимму Ибраһимға: «Сараһ бала емитидиған болиду!» дәп ейталайтти? Чүнки у қериғанда униңға бир оғул туғуп бәрдим! — деди.
8 Bala qong bolup, ǝmqǝktin ayrildi. Isⱨaⱪ ǝmqǝktin ayrilƣan küni Ibraⱨim qong ziyapǝt ɵtküzüp bǝrdi.
Бала чоң болуп, әмчәктин айрилди. Исһақ әмчәктин айрилған күни Ибраһим чоң зияпәт өткүзүп бәрди.
9 Əmma Saraⱨ misirliⱪ Ⱨǝjǝrning Ibraⱨimƣa tuƣup bǝrgǝn oƣulning [Isⱨaⱪni] mǝshirǝ ⱪiliwatⱪinini kɵrüp ⱪaldi.
Амма Сараһ мисирлиқ Һәҗәрниң Ибраһимға туғуп бәргән оғулниң [Исһақни] мәсқирә қиливатқинини көрүп қалди.
10 Xuning bilǝn u Ibraⱨimƣa: — Bu dedǝk bilǝn oƣlini ⱨǝydiwǝt! Qünki bu dedǝkning oƣli mening oƣlum Isⱨaⱪ bilǝn tǝng waris bolsa bolmaydu!, — dedi.
Шуниң билән у Ибраһимға: — Бу дедәк билән оғлини һайдивәт! Чүнки бу дедәкниң оғли мениң оғлум Исһақ билән тәң варис болса болмайду!, — деди.
11 [Saraⱨning] bu sɵzi Ibraⱨimƣa tolimu eƣir kǝldi; qünki [Ismailmu] uning oƣli-dǝ!
[Сараһниң] бу сөзи Ибраһимға толиму еғир кәлди; чүнки [Исмаилму] униң оғли-дә!
12 Lekin Huda Ibraⱨimƣa: — Balang wǝ dediking wǝjidin bu sɵz sanga eƣir kǝlmisun, bǝlki Saraⱨning sanga degǝnlirining ⱨǝmmisigǝ ⱪulaⱪ salƣin; qünki Isⱨaⱪtin bolƣini sening nǝsling ⱨesablinidu.
Лекин Худа Ибраһимға: — Балаң вә дедигиң вәҗидин бу сөз саңа еғир кәлмисун, бәлки Сараһниң саңа дегәнлириниң һәммисигә қулақ салғин; чүнки Исһақтин болғини сениң нәслиң һесаплиниду.
13 Lekin dedǝkning oƣlidinmu bir hǝlⱪ-millǝt pǝyda ⱪilimǝn, qünki umu sening nǝsling, — dedi.
Лекин дедәкниң оғлидинму бир хәлиқ-милләт пәйда қилимән, чүнки уму сениң нәслиң, — деди.
14 Ətisi tang sǝⱨǝrdǝ Ibraⱨim ⱪopup, nan bilǝn bir tulum suni elip Ⱨǝjǝrgǝ berip, ɵxnisigǝ yüdküzüp, balini uningƣa tapxurup, ikkisini yolƣa selip ⱪoydi. Ⱨǝjǝr ketip, Bǝǝr-Xebaning qɵlidǝ kezip yürdi.
Әтиси таң сәһәрдә Ибраһим қопуп, нан билән бир тулум суни елип Һәҗәргә берип, өшнисигә йүдкүзүп, балини униңға тапшуруп, иккисини йолға селип қойди. Һәҗәр кетип, Бәәр-Шебаниң чөлидә кезип жүрди.
15 Əmdi tulumdiki su tügǝp kǝtkǝnidi; Ⱨǝjǝr balini bir qatⱪalning tüwigǝ taxlap ⱪoyup, ɵz-ɵzigǝ: «Balining ɵlüp ketixigǝ ⱪarap qidimaymǝn» dǝp, bir oⱪ etimqǝ yiraⱪⱪa berip, udulida olturdi. U udulida olturup, pǝryad kɵtürüp yiƣlidi.
Әнди тулумдики су түгәп кәткән еди; Һәҗәр балини бир чатқалниң түвигә ташлап қоюп, өз-өзигә: «Балиниң өлүп кетишигә қарап чидимаймән» дәп, бир оқ етимчә жираққа берип, удулида олтарди. У удулида олтирип, пәряд көтирип жиғлиди.
17 Huda oƣulning yiƣa awazini anglidi; xuning bilǝn Hudaning Pǝrixtisi asmandin Ⱨǝjǝrni qaⱪirip uningƣa: — Əy Ⱨǝjǝr, sanga nemǝ boldi? Ⱪorⱪmiƣin; qünki Huda oƣulning [yiƣa] awazini yatⱪan yeridin anglidi.
Худа оғулниң жиға авазини аңлиди; шуниң билән Худаниң Пәриштиси асмандин Һәҗәрни чақирип униңға: — Әй Һәҗәр, саңа немә болди? Қорқмиғин; чүнки Худа оғулниң [йиға] авазини ятқан йеридин аңлиди.
18 Əmdi ⱪopup, ⱪolung bilǝn balini yɵlǝp turƣuz; qünki Mǝn uni uluƣ bir ǝl-millǝt ⱪilimǝn, — dedi.
Әнди қопуп, қолуң билән балини йөләп турғуз; чүнки Мән уни улуқ бир әл-милләт қилимән, — деди.
19 Xuan Huda [Ⱨǝjǝrning] kɵzlirini aqti, u bir ⱪuduⱪni kɵrdi. U berip tulumƣa su toldurup, oƣulƣa iqküzdi.
Шуан Худа [Һәҗәрниң] көзлирини ачти, у бир қудуқни көрди. У берип тулумға су толдуруп, оғулға ичкүзди.
20 Huda u bala bilǝn billǝ boldi; u ɵsüp qong boldi. U qɵldǝ yaxap, mǝrgǝn bolup yetixti.
Худа у бала билән биллә болди; у өсүп чоң болди. У чөлдә яшап, мәргән болуп йетишти.
21 U Paran qɵlidǝ turdi; xu waⱪitlarda anisi uningƣa Misir zeminidin bir ⱪizni hotunluⱪⱪa elip bǝrdi.
У Паран чөлидә турди; шу вақитларда аниси униңға Мисир зиминидин бир қизни хотунлуққа елип бәрди.
22 U waⱪitlarda xundaⱪ boldiki, Abimǝlǝk wǝ uning lǝxkǝrbexi Fikol kelip Ibraⱨimƣa: — Ⱪilƣan ⱨǝmmǝ ixliringda, Huda sening bilǝn billidur.
У вақитларда шундақ болдики, Абимәләк вә униң ләшкәр беши Фикол келип Ибраһимға: — Қилған һәммә ишлириңда, Худа сениң билән биллидур.
23 Əmdi sǝn dǝl muxu yǝrdǝ manga, oƣlumƣa wǝ nǝwrǝmgǝ hiyanǝt ⱪilmasliⱪⱪa Hudaning namida ⱪǝsǝm ⱪilip bǝrgǝysǝn; mǝn sanga kɵrsitip kǝlgǝn meⱨribanliⱪimdǝk, sǝnmu manga wǝ sǝn ⱨazir turuwatⱪan yurtⱪa meⱨribanliⱪ ⱪilƣaysǝn, — dedi.
Әнди сән дәл мошу йәрдә маңа, оғлумға вә нәврәмгә хиянәт қилмаслиққа Худаниң намида қәсәм қилип бәргәйсән; мән саңа көрситип кәлгән меһриванлиғимдәк, сәнму маңа вә сән һазир туруватқан жутқа меһриванлиқ қилғайсән, — деди.
24 Ibraⱨim: Ⱪǝsǝm ⱪilip berǝy, dedi.
Ибраһим: Қәсәм қилип берәй, деди.
25 Andin Ibraⱨim Abimǝlǝkning qakarliri tartiwalƣan bir ⱪuduⱪ toƣrisida Abimǝlǝkni ǝyiblidi.
Андин Ибраһим Абимәләкниң чакарлири тартивалған бир қудуқ тоғрисида Абимәләкни әйиплиди.
26 Abimǝlǝk: — Bu ixni ⱪilƣan kixini bilmǝymǝn; sǝn bu ixni mangimu eytmapsǝn; mǝn bu ixni pǝⱪǝt bügünla anglixim, — dedi.
Абимәләк: — Бу ишни қилған кишини билмәймән; сән бу ишни маңиму ейтмапсән; мән бу ишни пәқәт бүгүнла аңлишим, — деди.
27 Ibraⱨim ⱪoy-kala elip Abimǝlǝkkǝ tǝⱪdim ⱪildi; andin ular ikkilisi ǝⱨdǝ ⱪilixti.
Ибраһим қой-кала елип Абимәләккә тәқдим қилди; андин улар иккилиси әһдә қилишти.
28 Ibraⱨim yǝnǝ padidin yǝttǝ qixi ⱪozini bir tǝrǝpkǝ ayrip ⱪoydi.
Ибраһим йәнә падидин йәттә чиши қозини бир тәрәпкә айрип қойди.
29 Abimǝlǝk Ibraⱨimdin: — Sǝn bir tǝrǝpkǝ ayrip ⱪoyƣan bu yǝttǝ qixi ⱪozining nemǝ mǝnisi bar? — dǝp soriwidi,
Абимәләк Ибраһимдин: — Сән бир тәрәпкә айрип қойған бу йәттә чиши қозиниң немә мәнаси бар? — дәп соривиди,
30 u: — Mening bu ⱪuduⱪni koliƣinimni etirap ⱪilƣiningƣa guwaⱨliⱪ süpitidǝ bu yǝttǝ qixi ⱪozini ⱪolumdin ⱪobul ⱪilƣaysǝn, — dǝp jawab bǝrdi.
у: — Мениң бу қудуқни колиғинимни етирап қилғиниңға гувалиқ сүпитидә бу йәттә чиши қозини қолумдин қобул қилғайсән, — дәп җавап бәрди.
31 Bu ikkisi xu yǝrdǝ ⱪǝsǝm ⱪilixⱪanliⱪi üqün, u xu jayni «Bǝǝr-Xeba» dǝp atidi.
Бу иккиси шу йәрдә қәсәм қилишқанлиғи үчүн, у шу җайни «Бәәр-Шеба» дәп атиди.
32 Xu tǝriⱪidǝ ular Bǝǝr-Xebada ǝⱨdǝ ⱪilixti. Andin Abimǝlǝk wǝ uning lǝxkǝrbexi Fikol ⱪozƣilip, Filistiylǝrning zeminiƣa yenip kǝtti.
Шу тәриқидә улар Бәәр-Шебада әһдә қилишти. Андин Абимәләк вә униң ләшкәр беши Фикол қозғилип, Филистийләрниң зиминиға йенип кәтти.
33 Ibraⱨim Bǝǝr-Xebada bir tüp yulƣunni tikip, u yǝrdǝ Əbǝdiy Tǝngri bolƣan Pǝrwǝrdigarning namiƣa nida ⱪilip ibadǝt ⱪildi.
Ибраһим Бәәр-Шебада бир түп жулғунни тикип, у йәрдә Әбәдий Тәңри болған Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип ибадәт қилди.
34 Ibraⱨim Filistiylǝrning zeminida uzun waⱪitⱪiqǝ turup ⱪaldi.
Ибраһим Филистийләрниң зиминида узун вақитқичә туруп қалди.