< Yaritilix 15 >

1 Bu ixlardin keyin Pǝrwǝrdigarning sɵz-kalami Abramƣa alamǝt kɵrünüxtǝ kelip: «Əy Abram, ⱪorⱪmiƣin; Mǝn Ɵzüm ⱪalⱪining wǝ zor in’amingdurmǝn» — dedi.
Бу ишлардин кейин Пәрвәрдигарниң сөз-калами Абрамға аламәт көрүнүштә келип: «Әй Абрам, қорқмиғин; Мән Өзүм қалқиниң вә зор инъамиңдурмән» — деди.
2 Lekin Abram: — Əy Rǝb Pǝrwǝrdigar, manga nemǝ berisǝn? Mana, mǝn balisiz tursam, ɵy-bisatlirimƣa warisliⱪ ⱪilƣuqi muxu Dǝmǝxⱪlik Əliezǝrla bardur, — dedi.
Лекин Абрам: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, маңа немә берисән? Мана, мән балисиз турсам, өй-бисатлиримға варислиқ қилғучи мошу Дәмәшқлик Әлиезәрла бардур, — деди.
3 Abram yǝnǝ: Mana, Sǝn manga ⱨeq nǝsil bǝrmiding, mana ɵyümdǝ turuwatⱪanlardin biri manga waris bolidu, dedi.
Абрам йәнә: Мана, Сән маңа һеч нәсил бәрмидиң, мана өйүмдә туруватқанлардин бири маңа варис болиду, деди.
4 Xu ⱨaman Pǝrwǝrdigarning sɵz-kalami uningƣa kelip: «Bu kixi sanga waris bolmaydu, bǝlki ɵz puxtungdin bolidiƣan kixi sanga waris bolidu», — dedi.
Шу һаман Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңға келип: «Бу киши саңа варис болмайду, бәлки өз пуштуңдин болидиған киши саңа варис болиду», — деди.
5 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar uni taxⱪiriƣa elip qiⱪip: — Əmdi asmanƣa ⱪarap yultuzlarni sana — Ⱪeni, ularni saniyalamsǝnkin?! — dedi. Andin uningƣa: — Sening nǝslingmu xundaⱪ bolidu, — dedi.
Шуниң билән Пәрвәрдигар уни ташқириға елип чиқип: — Әнди асманға қарап юлтузларни сана — Қени, уларни саналамсәнкин?! — деди. Андин униңға: — Сениң нәслиңму шундақ болиду, — деди.
6 Abram Pǝrwǝrdigarƣa ixǝndi; Pǝrwǝrdigar uningdiki bu [ixǝnqni] uning ⱨǝⱪⱪaniyliⱪi dǝp ⱨesablidi.
Абрам Пәрвәрдигарға ишәнди; Пәрвәрдигар униңдики бу [ишәшни] униң һәққанийлиғи дәп һесаплиди.
7 Yǝnǝ uningƣa: Mǝn bu zeminƣa igǝ ⱪilixⱪa seni Kaldiyǝdiki Ur xǝⱨiridin elip qiⱪⱪan Pǝrwǝrdigardurmǝn, — dedi.
Йәнә униңға: Мән бу зиминға егә қилишқа сени Калдийәдики Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән, — деди.
8 Lekin [Abram]: — I Rǝb Pǝrwǝrdigar, mǝn uningƣa jǝzmǝn igǝ bolidiƣinimni ⱪandaⱪ bilimǝn? — dǝp soridi.
Лекин [Абрам]: — И Рәб Пәрвәрдигар, мән униңға җәзмән егә болидиғинимни қандақ билимән? — дәп сориди.
9 [Pǝrwǝrdigar] uningƣa: — Mǝn üqün üq yaxliⱪ bir inǝk, üq yaxliⱪ bir qixi ɵqkǝ, üq yaxliⱪ bir ⱪoqⱪar bilǝn bir kǝptǝr wǝ bir bajka elip kǝlgin, — dedi.
[Пәрвәрдигар] униңға: — Мән үчүн үч яшлиқ бир инәк, үч яшлиқ бир чиши өчкә, үч яшлиқ бир қочқар билән бир кәптәр вә бир баҗка елип кәлгин, — деди.
10 Xunga u bularning ⱨǝmmisini elip, ularning ⱨǝrbirsini yerimdin ikki parqǝ ⱪilip, yerimini yǝnǝ bir yerimiƣa udulmu’udul ⱪilip ⱪoyup ⱪoydi; ǝmma ⱪuxlarni parqilimidi.
Шуңа у буларниң һәммисини елип, уларниң һәр бирсини йеримдин икки парчә қилип, йеримини йәнә бир йеримиға удулму удул қилип қоюп қойди; амма қушларни парчилимиди.
11 Ⱪaƣa-ⱪuzƣunlar taplarning üstigǝ qüxkǝndǝ, Abram ularni ürkütüp ⱨǝydiwǝtti.
Қарға-қузғунлар тапларниң үстигә чүшкәндә, Абрам уларни үркүтүп һайдивәтти.
12 Lekin kün patay degǝndǝ, Abramni eƣir bir uyⱪu basti wǝ mana, uning üstigǝ dǝⱨxǝtlik bir wǝⱨimǝ, tom ⱪarangƣuluⱪ qüxti.
Лекин күн патай дегәндә, Абрамни еғир бир уйқа басти вә мана, униң үстигә дәһшәтлик бир вәһимә, том қараңғулуқ чүшти.
13 Andin Pǝrwǝrdigar Abramƣa: — Jǝzmǝn bilixing kerǝkki, sening nǝsling ɵzlirining bolmiƣan bir zeminda musapir bolup, xu yǝrdiki hǝlⱪning ⱪulluⱪida bolidu wǝ xundaⱪla, bu hǝlⱪ ularƣa tɵt yüz yilƣiqǝ jǝbir-zulum salidu.
Андин Пәрвәрдигар Абрамға: — Җәзмән билишиң керәкки, сениң нәслиң өзлириниң болмиған бир зиминда мусапир болуп, шу йәрдики хәлиқниң қуллуғида болиду вә шундақла, бу хәлиқ уларға төрт йүз жилғичә җәбир-зулум салиду.
14 Lekin Mǝn ularni ⱪulluⱪⱪa salƣuqi xu taipining üstidin ⱨɵküm qiⱪirimǝn. Keyin ular nurƣun bayliⱪlarni elip xu yǝrdin qiⱪidu.
Лекин Мән уларни қуллуққа салғучи шу таипиниң үстидин һөкүм чиқиримән. Кейин улар нурғун байлиқларни елип шу йәрдин чиқиду.
15 Əmma sǝn bolsang, aman-hatirjǝmlik iqidǝ ata-bowiliringƣa ⱪoxulisǝn; uzun ɵmür kɵrüp andin dǝpnǝ ⱪilinisǝn.
Амма сән болсаң, аман-хатирҗәмлик ичидә ата-бовилириңға қошулисән; узун өмүр көрүп андин дәпнә қилинисән.
16 Lekin xu yǝrdǝ tɵt ǝwlad ɵtüp, [nǝsling] bu yǝrgǝ yenip kelidu; qünki Amoriylarning ⱪǝbiⱨlikining zihi tehi toxmidi, dedi.
Лекин шу йәрдә төрт әвлат өтүп, [нәслиң] бу йәргә йенип келиду; чүнки Аморийларниң қәбиһлигиниң зихи техи тошмиди, деди.
17 Xundaⱪ boldiki, kün petip ⱪarangƣu bolƣanda, mana, gɵxlǝrning otturisidin ɵtüp ketiwatⱪan, is-tütǝk qiⱪip turƣan bir otdan bilǝn yalⱪunluⱪ bir mǝx’ǝl kɵründi.
Шундақ болдики, күн петип қараңғу болғанда, мана, гөшләрниң оттурисидин өтүп кетиватқан, ис-түтәк чиқип турған бир отдан билән ялқунлуқ бир мәшъәл көрүнди.
18 Dǝl xu küni Pǝrwǝrdigar Abram bilǝn ǝⱨdǝ tüzüp uningƣa: — «Mǝn sening nǝslinggǝ bu zeminni Misirning eⱪinidin tartip Uluƣ dǝrya, yǝni Əfrat dǝryasiƣiqǝ berimǝn; yǝni Keniylǝr, Kǝnizziylar, Kadmoniylar,
Дәл шу күни Пәрвәрдигар Абрам билән әһдә түзүп униңға: — «Мән сениң нәслиңгә бу зиминни Мисирниң еқинидин тартип Улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә беримән; йәни Кенийләр, Кәниззийлар, Кадмонийлар,
20 Ⱨittiylar, Pǝrizziylǝr, Rǝfayiylar,
Һиттийлар, Пәриззийләр, Рәфайийлар,
21 Amoriylar, Ⱪanaaniylar, Girgaxiylar wǝ Yǝbusiylarning yurtini ularningki ⱪilimǝn» dedi.
Аморийлар, Ⱪананийлар, Гиргашийлар вә Йәбусийларниң жутини уларниңки қилимән» деди.

< Yaritilix 15 >