< Galatiyaliⱪlarƣa 4 >

1 Yǝnǝ xuni eytimǝnki: Gǝrqǝ bir bala pütün mülükning igisi bolsimu, mirashor gɵdǝk waⱪitlirida taki atisi bǝlgiligǝn waⱪit toxmiƣuqǝ, u ɵz ɵyidiki ⱪuldin pǝrⱪi bolmaydu. Qünki u yǝnila hojidarlar wǝ bala baⱪⱪuqilarning baxⱪuruxida bolidu.
Йәнә шуни ейтимәнки: Гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, мирасхор гөдәк вақитлирида таки атиси бәлгүлигән вақит тошмиғичә, у өз өйидики қулдин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидарлар вә бала баққучиларниң башқурушида болиду.
2
3 Xuningƣa ohxax, bizmu gɵdǝk waⱪtimizda, bu dunyadiki «asasiy ⱪaidǝ-ⱪanuniyǝtlǝr» astida ⱪul bolƣaniduⱪ.
Шуниңға охшаш, бизму гөдәк вақтимизда, бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» астида қул болған едуқ.
4 Lekin, waⱪit-saiti toluⱪ toxⱪanda, Huda Ɵz Oƣlini [bu dunyaƣa] ǝwǝtti. U bir ayal kixidin tuƣulƣan, xuningdǝk Tǝwrat ⱪanuni astida tuƣulƣanidi.
Лекин, вақит-саити толуқ тошқанда, Худа Өз Оғлини [бу дунияға] әвәтти. У бир аял кишидин туғулған, шуниңдәк Тәврат қануни астида туғулған еди.
5 Buningdiki mǝⱪsǝt, Huda Tǝwrat ⱪanuni astida yaxiƣan [bizlǝrni] bǝdǝl tɵlǝp ⱨɵrlükkǝ qiⱪirip, bizning oƣulluⱪⱪa ⱪobul ⱪiliniximiz üqündur.
Буниңдики мәхсәт, Худа Тәврат қануни астида яшиған [бизләрни] бәдәл төләп һөрлүккә чиқирип, бизниң оғуллуққа қобул қилинишимиз үчүндур.
6 Ⱨǝm silǝr Uning oƣulliri bolƣanliⱪinglar üqün, Huda Ɵz Oƣlining: «Abba! Atam!» dǝp qaⱪirƣuqi Roⱨini ǝwǝtip ⱪǝlbimizgǝ saldi.
Һәм силәр Униң оғуллири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң: «Абба! Атам!» дәп чақирғучи Роһини әвәтип қәлбимизгә салди.
7 Xuning üqün, silǝr ⱨazir ⱪul ǝmǝs, bǝlki oƣulliridursilǝr; oƣulliri bolƣanikǝnsilǝr, Huda arⱪiliⱪ Ɵzigǝ mirashor bolisilǝr.
Шуниң үчүн, силәр һазир қул әмәс, бәлки оғуллиридурсиләр; оғуллири болған екәнсиләр, Худа арқилиқ Өзигә мирасхор болисиләр.
8 Burun, Hudani tonumiƣan waⱪtinglarda dǝrwǝⱪǝ yalƣan ilaⱨlarning ⱪulluⱪiƣa tutulƣansilǝr.
Бурун, Худани тонумиған вақтиңларда дәрвәқә ялған илаһларниң қуллуғиға тутулғансиләр.
9 Əmdiliktǝ, ⱨazir [ⱨǝⱪiⱪiy] Hudani tonuƣanikǝnsilǝr, — yaki eniⱪraⱪ ⱪilip eytⱪanda, Huda tǝripidin tonulƣanikǝnsilǝr, ǝmdi silǝr nemǝ dǝp bu dunyadiki küqsiz, ǝbjǝⱪ ǝrzimǝs «asasiy ⱪaidǝ-ⱪanuniyǝtlǝr»gǝ ⱪarap yanisilǝr? Ularning ⱪulluⱪiƣa yengiwaxtin ⱪaytixni halamsilǝr?
Әндиликтә, һазир [һәқиқий] Худани тонуған екәнсиләр, — яки ениқрақ қилип ейтқанда, Худа тәрипидин тонулған екәнсиләр, әнди силәр немә дәп бу дуниядики күчсиз, әбҗәқ әрзимәс «асасий қаидә-қанунийәтләр»гә қарап янисиләр? Уларниң қуллуғиға яңливаштин қайтишни халамсиләр?
10 Silǝr alaⱨidǝ kün, ay, pǝsil wǝ yillarni etiwarƣa elip hatirilǝxkǝ baxlidinglar!
Силәр алаһидә күн, ай, пәсил вә жилларни етиварға елип хатириләшкә башлидиңлар!
11 Mǝn ilgiri silǝrgǝ singdürgǝn ǝjrim bikar ketǝrmikin, dǝp silǝr üqün ǝnsirǝwatimǝn.
Мән илгири силәргә сиңдүргән әҗрим бекар кетәрмекин, дәп силәр үчүн әнсирәватимән.
12 Ⱪerindaxlar, mǝn xuni silǝrdin ɵtünimǝnki, manga ohxax bolunglar; qünki mǝn silǝrgǝ ohxax boldum. Silǝr ǝslidǝ manga ⱨeq azar yǝtküzmigǝnidinglar.
Қериндашлар, мән шуни силәрдин өтүнимәнки, маңа охшаш болуңлар; чүнки мән силәргә охшаш болдум. Силәр әслидә маңа һеч азар йәткүзмигән едиңлар.
13 Əmma silǝrgǝ mǝlumki, ǝtlirimdiki bir zǝiplik tüpǝylidin, mǝn hux hǝwǝrni silǝrgǝ birinqi ⱪetim yǝtküzgǝnidim.
Амма силәргә мәлумки, әтлиримдики бир зәиплик түпәйлидин, мән хуш хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим.
14 U qaƣda, ǝtlirimdiki bu zǝiplik silǝrgǝ nisbǝtǝn sinaⱪtǝk bolsimu, lekin silǝr meni kǝmsitmidinglar yaki qǝtkǝ ⱪaⱪmidinglar. Əksiqǝ, meni Huda ǝwǝtkǝn bir pǝrixtini, ⱨǝtta Mǝsiⱨ Əysa ɵzini kütkǝndǝk kütüwaldinglar.
У чағда, әтлиримдики бу зәиплик силәргә нисбәтән синақтәк болсиму, лекин силәр мени кәмситмидиңлар яки чәткә қақмидиңлар. Әксичә, мени Худа әвәткән бир пәриштини, һәтта Мәсиһ Әйса өзини күткәндәк күтүвалдиңлар.
15 U qaƣdiki bǝht-bǝrikitinglar ǝmdi nǝgǝ kǝtti?! Mǝn silǝrgǝ guwaⱨqi bolup eytalaymǝnki, u qaƣda silǝr mumkin bolsa, manga kɵzliringlarni oyup berixkimu razi idinglar!
У чағдики бәхит-бәрикитиңлар әнди нәгә кәтти?! Мән силәргә гувачи болуп ейталаймәнки, у чағда силәр мүмкин болса, маңа көзлириңларни оюп беришкиму рази едиңлар!
16 Əmdiliktǝ, silǝrgǝ ⱨǝⱪiⱪǝtni sɵzligǝnlikim üqün düxmininglarƣa aylinip ⱪaldimmu?
Әндиликтә, силәргә һәқиқәтни сөзлигәнлигим үчүн дүшминиңларға айлинип қалдимму?
17 [Mǝn eytip ɵtkǝn] ⱨeliⱪi adǝmlǝr silǝrgǝ ⱪizƣinliⱪ kɵrsitidu, ǝmma niyiti durus ǝmǝs; ular pǝⱪǝt silǝrni [nijatning] sirtiƣa qiⱪirip, ⱪizƣinliⱪinglarni ɵzlirigǝ ⱪaritiwalmaⱪqi.
[Мән ейтип өткән] һелиқи адәмләр силәргә қизғинлиқ көрситиду, амма нийити дурус әмәс; улар пәқәт силәрни [ниҗатниң] сиртиға чиқирип, қизғинлиғиңларни өзлиригә қаритивалмақчи.
18 Əmma mǝn silǝr bilǝn birgǝ bolƣan waⱪitlardila ǝmǝs, bǝlki daim yahxi ixⱪa ⱪizƣinliⱪ ⱪilixning ɵzi yahxidur, ǝlwǝttǝ.
Амма мән силәр билән биргә болған вақитлардила әмәс, бәлки дайим яхши ишқа қизғинлиқ қилишниң өзи яхшидур, әлвәттә.
19 Sɵyümlük balilirim! Mǝsiⱨ silǝrdǝ tɵrǝldürülgüqǝ mǝn silǝr üqün tolƣaⱪ azablirini yǝnǝ bir ⱪetim tartiwatimǝn!
Сөйүмлүк балилирим! Мәсиһ силәрдә төрәлдүрүлгичә мән силәр үчүн толғақ азаплирини йәнә бир қетим тартиватимән!
20 Mening ⱨazirla yeninglarƣa berip, silǝrgǝ baxⱪiqǝ tǝlǝppuz bilǝn sɵzligüm keliwatidu; qünki bu ǝⱨwalinglar toƣruluⱪ nemǝ ⱪilixni zadila bilmǝywatimǝn!
Мениң һазирла йениңларға берип, силәргә башқичә тәләппуз билән сөзлигүм келиватиду; чүнки бу әһвалиңлар тоғрилиқ немә қилишни задила билмәйватимән!
21 I Tǝwrat ⱪanunining ilkidǝ yaxaxni halaydiƣanlar, silǝrdin xuni sorap baⱪay, silǝr Tǝwratning ɵzidǝ nemǝ deyilgǝnlikigǝ ⱪulaⱪ salmamsilǝr?
И Тәврат қануниниң илкидә яшашни халайдиғанлар, силәрдин шуни сорап бақай, силәр Тәвратниң өзидә немә дейилгәнлигигә қулақ салмамсиләр?
22 Tǝwratta, Ibraⱨimning ikki oƣli bolup, biri dedǝktin, yǝnǝ biri ⱨɵr ayalidin bolƣan, dǝp hatirilǝngǝn.
Тәвратта, Ибраһимниң икки оғли болуп, бири дедәктин, йәнә бири һөр аялидин болған, дәп хатириләнгән.
23 Dedǝktin bolƣan oƣul «ǝt bilǝn» tuƣulƣan; ⱨɵr ayalidin bolƣan oƣul bolsa Hudaning wǝdisi arⱪiliⱪ tuƣulƣandur.
Дедәктин болған оғул «әт билән» туғулған; һөр аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси арқилиқ туғулғандур.
24 Bu ikki ixni bir ohxitix degili bolidu. Bu ikki ayal [Hudaning insanlar bilǝn] tüzgǝn ikki ǝⱨdisining wǝkilidur. Birinqi ǝⱨdǝ Sinay [teƣidin] kelip, dǝrⱨǝⱪiⱪǝt balilirini ⱪulluⱪta boluxⱪa tuƣidu; mana Ⱨǝjǝr uningƣa wǝkildur;
Бу икки ишни бир охшитиш дегили болиду. Бу икки аял [Худаниң инсанлар билән] түзгән икки әһдисиниң вәкилидур. Биринчи әһдә Синай [теғидин] келип, дәрһәқиқәт балилирини қуллуқта болушқа туғиду; мана Һәҗәр униңға вәкилдур;
25 demǝk, Ⱨǝjǝr bolsa Ərǝbistandiki Sinay teƣiƣa simwol ⱪilinip, yǝni bügünki Yerusalemƣa ohxitilidu; qünki u xǝⱨǝr wǝ uning baliliri ⱪulluⱪta turmaⱪta.
демәк, Һәҗәр болса Әрәбистандики Синай теғиға символ қилинип, йәни бүгүнки Йерусалимға охшитилиду; чүнки у шәһәр вә униң балилири қуллуқта турмақта.
26 Əmma yuⱪiridin bolƣan Yerusalem ⱨɵrdur, u ⱨǝmmimizning anisidur;
Амма жуқуридин болған Йерусалим һөрдур, у һәммимизниң анисидур;
27 Qünki, [muⱪǝddǝs yazmilarda] mundaⱪ yezilƣan: — «Huxal bol, i pǝrzǝnt kɵrmigǝn tuƣmas ayal! Tǝntǝnǝ ⱪilip yangrat, towla, i tolƣaⱪ tutup baⱪimiƣan! — Qünki ƣerib ayalning baliliri eri bar ayalningkidin kɵptur!»
Чүнки, [муқәддәс язмиларда] мундақ йезилған: — «Хошал бол, и пәрзәнт көрмигән туғмас аял! Тәнтәнә қилип яңрат, товла, и толғақ тутуп бақимиған! — Чүнки ғериб аялниң балилири ери бар аялниңкидин көптур!»
28 Əmdi i ⱪerindaxlar, Isⱨaⱪ Hudaning wǝdisidin tuƣulƣandǝk bizmu Hudaning wǝdisi boyiqǝ tuƣulƣan pǝrzǝntlǝrmiz.
Әнди и қериндашлар, Исһақ Худаниң вәдисидин туғулғандәк бизму Худаниң вәдиси бойичә туғулған пәрзәнтләрмиз.
29 Lekin u qaƣda «ǝtlǝrdin tuƣulƣan» bala «roⱨtin tuƣulƣan» baliƣa ziyankǝxlik ⱪilƣinidǝk, ⱨazir xundaⱪ bolidu.
Лекин у чағда «әтләрдин туғулған» бала «роһтин туғулған» балиға зиянкәшлик қилғинидәк, һазир шундақ болиду.
30 Lekin muⱪǝddǝs yazmilarda nemǝ deyilgǝn? Uningda: «Sǝn bu dedikingni oƣli bilǝn ⱪoxup ⱨǝydiwǝt! Qünki dedǝktin tapⱪan oƣul ⱨǝrgiz ⱨɵr ayalingdin bolƣan oƣul bilǝn mirasⱪa ortaⱪ bolmaydu!» dǝp pütülgǝn.
Лекин муқәддәс язмиларда немә дейилгән? Униңда: «Сән бу дедигиңни оғли билән қошуп һайдивәт! Чүнки дедәктин тапқан оғул һәргиз һөр аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болмайду!» дәп пүтүлгән.
31 Əmdi, ⱪerindaxlar, biz dedǝkning ǝmǝs, bǝlki ⱨɵr ayalning pǝrzǝntliridurmiz. Mǝsiⱨ bizni ⱨɵrlüktǝ yaxisun dǝp ⱨɵr ⱪildi. Xuning bilǝn uningda tapan tirǝp turunglar wǝ ⱪulluⱪning boyunturuⱪiƣa ⱪaytidin ⱪisilip ⱪalmanglar.
Әнди, қериндашлар, биз дедәкниң әмәс, бәлки һөр аялниң пәрзәнтлиридурмиз. Мәсиһ бизни һөрлүктә яшисун дәп һөр қилди. Шуниң билән униңда тапан тирәп туруңлар вә қуллуқниң боюнтуруғиға қайтидин қисилип қалмаңлар.

< Galatiyaliⱪlarƣa 4 >