< Əzra 7 >

1 Xu ixlardin keyin Pars padixaⱨi Artahxaxta sǝltǝnǝt sürgǝn mǝzgildǝ Əzra degǝn kixi [Babildin Yerusalemƣa qiⱪti]. U Serayaning oƣli, Seraya Azariyaning oƣli, Azariya Ⱨilⱪiyaning oƣli,
Шу ишлардин кейин Парс падишаси Артахшашта сәлтәнәт сүргән мәзгилдә Әзра дегән киши [Бабилдин Йерусалимға чиқти]. У Сераяниң оғли, Серая Азарияниң оғли, Азария Һилқияниң оғли,
2 Ⱨilⱪiya Xallumning oƣli, Xallum Zadokning oƣli, Zadok Ahitubning oƣli,
Һилқия Шаллумниң оғли, Шаллум Задокниң оғли, Задок Ахитубниң оғли,
3 Ahitub Amariyaning oƣli, Amariya Azariyaning oƣli, Azariya Merayotning oƣli,
Ахитуб Амарияниң оғли, Амария Азарияниң оғли, Азария Мерайотниң оғли,
4 Merayot Zǝraⱨiyaⱨning oƣli, Zǝraⱨiyaⱨ Uzzining oƣli, Uzzi Bukkining oƣli,
Мерайот Зәраһияһниң оғли, Зәраһияһ Уззиниң оғли, Уззи Буккиниң оғли,
5 Bukki Abixuaning oƣli, Abixua Finiⱨasning oƣli, Finiⱨas Əliazarning oƣli, Əliazar bolsa bax kaⱨin Ⱨarunning oƣli idi;
Букки Абишуаниң оғли, Абишуа Финиһасниң оғли, Финиһас Әлиазарниң оғли, Әлиазар болса баш каһин Һарунниң оғли еди;
6 — Əzra degǝn bu kixi Babildin ⱪaytip qiⱪti. U Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar Musaƣa nazil ⱪilƣan Tǝwrat ⱪanuniƣa pixⱪan tǝwratxunas idi; uning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarning ⱪoli uningda bolƣaqⱪa, u nemini tǝlǝp ⱪilsa padixaⱨ xuni bǝrgǝnidi.
— Әзра дегән бу киши Бабилдин қайтип чиқти. У Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Мусаға назил қилған Тәврат қануниға пишқан тәвратшунас еди; униң Худаси болған Пәрвәрдигарниң қоли униңда болғачқа, у немини тәләп қилса падиша шуни бәргән еди.
7 Padixaⱨ Artahxaxtaning yǝttinqi yili bir ⱪisim Israillar, kaⱨinlar, Lawiylar, ƣǝzǝlkǝxlǝr, dǝrwaziwǝnlǝr wǝ ibadǝthana hizmǝtkarliri uning bilǝn birliktǝ Yerusalemƣa ⱪaytip qiⱪti.
Падиша Артахшаштаниң йәттинчи жили бир қисим Исраиллар, каһинлар, Лавийлар, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр вә ибадәтхана хизмәткарлири униң билән бирликтә Йерусалимға қайтип чиқти.
8 [Əzra] ǝmdi padixaⱨning sǝltǝnitining yǝttinqi yili bǝxinqi ayda Yerusalemƣa yetip kǝldi.
[Әзра] әнди падишаниң сәлтәнитиниң йәттинчи жили бәшинчи айда Йерусалимға йетип кәлди.
9 Birinqi ayning birinqi küni u Babildin qiⱪixⱪa tǝyyarlandi; Hudaning xǝpⱪǝtlik ⱪoli uningda bolƣaqⱪa, u bǝxinqi ayning birinqi küni Yerusalemƣa yetip kǝldi.
Биринчи айниң биринчи күни у Бабилдин чиқишқа тәйярланди; Худаниң шәпқәтлик қоли униңда болғачқа, у бәшинчи айниң биринчи күни Йерусалимға йетип кәлди.
10 Qünki Əzra kɵngül ⱪoyup Pǝrwǝrdigarning Tǝwrat-ⱪanunini qüxinip tǝⱨsil ⱪilixⱪa ⱨǝm uningƣa ǝmǝl ⱪilixⱪa wǝ xuningdǝk Israil iqidǝ uningdiki ⱨɵküm-bǝlgilimilǝrni ɵgitixkǝ niyǝt ⱪilƣanidi.
Чүнки Әзра көңүл қоюп Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанунини чүшинип тәһсил қилишқа һәм униңға әмәл қилишқа вә шуниңдәк Исраил ичидә униңдики һөкүм-бәлгүлимиләрни үгитишкә нийәт қилған еди.
11 Mana bu padixaⱨ Artahxaxta kaⱨin ⱨǝm Tǝwratxunas Əzraƣa tapxurƣan yarliⱪ hetining kɵqürülmisi: — (Əzra Pǝrwǝrdigarning ǝmrlirigǝ ait ixlarƣa ⱨǝm Uning Israillarƣa tapxurƣan bǝlgilimilirigǝ pixⱪan tǝwratxunas idi): —
Мана бу падиша Артахшашта каһин һәм Тәвратшунас Әзраға тапшурған ярлиқ хетиниң көчүрүлмиси: — (Әзра Пәрвәрдигарниң әмирлиригә аит ишларға һәм Униң Исраилларға тапшурған бәлгүлимилиригә пишқан тәвратшунас еди): —
12 «Mǝnki padixaⱨlarning padixaⱨi Artahxaxtadin asmanlardiki Hudaning mukǝmmǝl Tǝwrat-ⱪanuniƣa pixⱪan tǝwratxunas kaⱨin Əzraƣa salam!
«Мәнки падишаларниң падишаси Артахшаштадин асманлардики Худаниң мукәммәл Тәврат-қануниға пишқан тәвратшунас каһин Әзраға салам!
13 Əmdi mǝn xundaⱪ yarliⱪ qüxürimǝnki, padixaⱨliⱪimda turuwatⱪan Israillardin, xundaⱪla ularning kaⱨin wǝ Lawiyliridin kimlǝr Yerusalemƣa berixni halisa, ⱨǝmmisi sening bilǝn billǝ barsa bolidu.
Әнди мән шундақ ярлиқ чүшүримәнки, падишалиғимда туруватқан Исраиллардин, шундақла уларниң каһин вә Лавийлиридин кимләр Йерусалимға беришни халиса, һәммиси сениң билән биллә барса болиду.
14 Qünki sǝn padixaⱨ wǝ uning yǝttǝ mǝsliⱨǝtqisi tǝripidin tǝyinlǝngǝn ikǝnsǝn, ⱪolungdiki Hudaning ⱪanun kitabida eytilƣanliri boyiqǝ, Yǝⱨudiyǝ wǝ Yerusalemƣa tǝkxürüx-ⱨal soraxⱪa ǝwǝtilgǝnsǝn.
Чүнки сән падиша вә униң йәттә мәслиһәтчиси тәрипидин тайинланған екәнсән, қолуңдики Худаниң қанун китавида ейтилғанлири бойичә, Йәһудийә вә Йерусалимға тәкшүрүш-һал сорашқа әвәтилгәнсән.
15 Sǝn padixaⱨ wǝ uning mǝsliⱨǝtqiliri ɵz ihtiyari bilǝn Israilning Hudasiƣa sunƣan altun-kümüxlǝrni kɵtürüp berip uningƣa tǝⱪdim ⱪil (uning makani Yerusalemdidur);
Сән падиша вә униң мәслиһәтчилири өз ихтияри билән Исраилниң Худасиға сунған алтун-күмүчләрни көтирип берип униңға тәқдим қил (униң макани Йерусалимдидур);
16 Xuningdǝk ⱪolung pütkül Babil ɵlkisidǝ ⱪanqilik altun-kümüxlǝrni tapalisa, xuni hǝlⱪ wǝ kaⱨinlar Yerusalemdiki Hudaning ɵyigǝ tǝⱪdim ⱪilixⱪa ɵz ihtiyari bilǝn bǝrgǝn sowƣatlarƣa ⱪoxup aparƣin.
Шуниңдәк қолуң пүткүл Бабил өлкисидә қанчилик алтун-күмүчләрни тапалиса, шуни хәлиқ вә каһинлар Йерусалимдики Худаниң өйигә тәқдим қилишқа өз ихтияри билән бәргән соғатларға қошуп апарғин.
17 Sǝn bu pullarƣa eⱨtiyatqanliⱪ bilǝn ⱪurbanliⱪlar üqün torpaⱪ, ⱪoqⱪar, ⱪoza wǝ ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝliri ⱨǝm xarab ⱨǝdiyǝliri setiwelip, bularni Yerusalemdiki Hudayinglarning ɵyidiki ⱪurbangaⱨⱪa sunƣin.
Сән бу пулларға еһтиятчанлиқ билән қурбанлиқлар үчүн топақ, қочқар, қоза вә қошумчә ашлиқ һәдийәлири һәм шарап һәдийәлири сетивелип, буларни Йерусалимдики Худайиңларниң өйидики қурбангаһқа сунғин.
18 Ⱪalƣan altun-kümüxlǝrni sǝn wǝ jǝmǝtingdikilǝrgǝ ⱪandaⱪ ⱪilix muwapiⱪ kɵrünsǝ, Hudayinglarning iradisi boyiqǝ xundaⱪ ⱪilinglar.
Қалған алтун-күмүчләрни сән вә җәмәтиңдикиләргә қандақ қилиш мувапиқ көрүнсә, Худайиңларниң ирадиси бойичә шундақ қилиңлар.
19 Sening Hudayingning ɵyidiki ixlarƣa ixlitixkǝ sanga bǝrgǝn ⱪaqa-ⱪuqilarni Yerusalemdiki Hudaning aldiƣa ⱪoy.
Сениң Худайиңниң өйидики ишларға ишлитишкә саңа бәргән қача-қучиларни Йерусалимдики Худаниң алдиға қой.
20 Əgǝr xuningdǝk sanga Hudayingning ɵyidiki ⱪalƣan ixlarƣa qiⱪim ⱪilidiƣanƣa nemǝ hirajǝt kerǝk bolsa, sǝn padixaⱨ hǝzinisidin elip ixlǝtkin.
Әгәр шуниңдәк саңа Худайиңниң өйидики қалған ишларға чиқим қилидиғанға немә хираҗәт керәк болса, сән падиша ғәзнисидин елип ишләткин.
21 Xuning bilǝn mǝnki padixaⱨ Artahxaxtadin dǝryaning xu ƣǝrb tǝripidiki barliⱪ hǝzinǝ bǝglirigǝ xundaⱪ buyruⱪ qüxürimǝnki, asmandiki Hudaning Tǝwrat-ⱪanunining alimi bolƣan kaⱨin Əzra silǝrdin nemini tǝlǝp ⱪilsa, silǝr ǝstayidilliⱪ bilǝn uning deginidǝk bejiringlar.
Шуниң билән мәнки падиша Артахшаштадин дәрияниң шу ғәрип тәрипидики барлиқ ғәзнә бәглиригә шундақ буйруқ чүшүримәнки, асмандики Худаниң Тәврат-қануниниң алими болған каһин Әзра силәрдин немини тәләп қилса, силәр әстайидиллиқ билән униң дегинидәк беҗириңлар.
22 Uning alidiƣini kümüx yüz talantⱪiqǝ, buƣday yüz korƣiqǝ, xarab yüz batⱪiqǝ, zǝytun meyi yüz batⱪiqǝ bolsun, tuzƣa qǝk ⱪoyulmisun.
Униң алидиғини күмүч йүз талантқичә, буғдай йүз корғичә, шарап йүз батқичә, зәйтун мейи йүз батқичә болсун, тузға чәк қоюлмисун.
23 Asmanlardiki Huda nemini ǝmr ⱪilsa, xu asmanlardiki Hudaning ɵyi üqün ǝstayidilliⱪ bilǝn bejirilsun; nemixⱪa [Hudaning] ƣǝzipini padixaⱨ wǝ oƣullirining padixaⱨliⱪiƣa qüxürgüdǝkmiz?
Асманлардики Худа немини әмир қилса, шу асманлардики Худаниң өйи үчүн әстайидиллиқ билән беҗирилсун; немишкә [Худаниң] ғәзивини падиша вә оғуллириниң падишалиғиға чүшүргидәкмиз?
24 Biz xunimu silǝrgǝ mǝlum ⱪilimizki, omumǝn kaⱨinlar, Lawiylar, ƣǝzǝlkǝxlǝr, dǝrwaziwǝnlǝr, ibadǝthana hizmǝtkarliri wǝ Hudaning bu ɵyidǝ hizmǝt ⱪilidiƣanlarning ⱨeqⱪaysisidin baj, olpan wǝ paraⱪ elixⱪa bolmaydu.
Биз шуниму силәргә мәлум қилимизки, умумән каһинлар, Лавийлар, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр, ибадәтхана хизмәткарлири вә Худаниң бу өйидә хизмәт қилидиғанларниң һеч қайсисидин баҗ, олпан вә парақ елишқа болмайду.
25 Əmdi sǝn ǝy Əzra, Hudayingning sǝndǝ bolƣan ⱨekmitigǝ asasǝn, Dǝryaning xu ƣǝrb tǝripidǝ Hudayingning Tǝwrat-ⱪanunini bilgǝn, barliⱪ hǝlⱪning dǝwasini soraydiƣan, ularni idarǝ ⱪilidiƣan soraⱪqi wǝ ⱨakimlarni tǝyinligin; wǝ Tǝwrat-ⱪanunini bilmǝydiƣanlarƣa bolsa, ularƣa bularni ɵgitinglar.
Әнди сән әй Әзра, Худайиңниң сәндә болған һекмитигә асасән, Дәрияниң шу ғәрип тәрипидә Худайиңниң Тәврат-қанунини билгән, барлиқ хәлиқниң дәвасини сорайдиған, уларни идарә қилидиған сорақчи вә һакимларни тайинлиғин; вә Тәврат-қанунини билмәйдиғанларға болса, уларға буларни үгитиңлар.
26 Hudayingning ⱪanuniƣa wǝ padixaⱨliⱪning ⱪanuniƣa riayǝ ⱪilmaydiƣanlar bolsa, uning üstidin adalǝtlik bilǝn ⱨɵküm qiⱪirilsun; u ɵlümgǝ, yaki sürgüngǝ yaki mal-mülkini musadirǝ ⱪilixⱪa wǝ yaki zindanƣa taxlaxⱪa ⱨɵküm ⱪilinsun».
Худайиңниң қануниға вә падишалиқниң қануниға риайә қилмайдиғанлар болса, униң үстидин адаләтлик билән һөкүм чиқирилсун; у өлүмгә, яки сүргүнгә яки мал-мүлкини мусадирә қилишқа вә яки зинданға ташлашқа һөкүм қилинсун».
27 [Əzra mundaⱪ dedi] — Ata-bowilirimizning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa Ⱨǝmdusana bolƣay! Qünki U padixaⱨning kɵngligǝ, Yerusalemdiki Pǝrwǝrdigarning ɵyini xundaⱪ kɵrkǝm bezǝx niyitini saldi,
[Әзра мундақ деди] — Ата-бовилиримизниң Худаси болған Пәрвәрдигарға Һәмдусана болғай! Чүнки У падишаниң көңлигә, Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйини шундақ көркәм безәш нийитини салди,
28 yǝnǝ meni padixaⱨ wǝ mǝsliⱨǝtqiliri aldida ⱨǝm padixaⱨning mɵⱨtǝrǝm ǝmirliri aldida iltipatⱪa erixtürdi. Pǝrwǝrdigar Hudayimning ⱪoli mǝndǝ bolup, U meni ƣǝyrǝtlǝndürgǝqkǝ, ɵzüm bilǝn billǝ [Yerusalemƣa] qiⱪixⱪa Israillar iqidin birnǝqqǝ mɵtiwǝrlǝrni yiƣdim.
йәнә мени падиша вә мәслиһәтчилири алдида һәм падишаниң мөһтәрәм әмирлири алдида илтипатқа ериштүрди. Пәрвәрдигар Худайимниң қоли мәндә болуп, У мени ғәйрәтләндүргәчкә, өзүм билән биллә [Йерусалимға] чиқишқа Исраиллар ичидин бир нәччә мөтивәрләрни жиғдим.

< Əzra 7 >