< Əzra 4 >

1 Yǝⱨuda wǝ Binyamindiki rǝⱪiblǝr sürgünlüktin ⱪaytip kǝlgǝnlǝr Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa atap ɵyni yengiwaxtin salmaⱪqikǝn, degǝn gǝpni anglap,
Йәһуда вә Биняминдики рәқипләр сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға атап өйни яңливаштин салмақчикән, дегән гәпни аңлап,
2 Zǝrubbabǝl wǝ jǝmǝt baxliⱪliri bilǝn kɵrüxüp: — Biz silǝr bilǝn billǝ salayli; qünki bizmu silǝrgǝ ohxaxla silǝrning Hudayinglarni izlǝp, bizni bu yǝrgǝ ǝkǝlgǝn Asuriyǝ padixaⱨi Esar-Ⱨaddonning künliridin tartip uningƣa ⱪurbanliⱪ sunup keliwatimiz, deyixti.
Зәруббабәл вә җәмәт башлиқлири билән көрүшүп: — Биз силәр билән биллә салайли; чүнки бизму силәргә охшашла силәрниң Худайиңларни изләп, бизни бу йәргә әкәлгән Асурийә падишаси Есар-Һаддонниң күнлиридин тартип униңға қурбанлиқ сунуп келиватимиз, дейишти.
3 Lekin Zǝrubbabǝl, Yǝxua bilǝn Israilning baxⱪa jǝmǝt baxliⱪliri ularƣa: — Hudayimizƣa ɵy selixta silǝrning biz bilǝn ⱨeqⱪandaⱪ alaⱪǝnglar yoⱪ; bǝlki Pars padixaⱨi Ⱪorǝx bizgǝ buyruƣandǝk, pǝⱪǝt biz ɵzimizla Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa ɵy salimiz, deyixti.
Лекин Зәруббабәл, Йәшуа билән Исраилниң башқа җәмәт башлиқлири уларға: — Худайимизға өй селишта силәрниң биз билән һеч қандақ алақәңлар йоқ; бәлки Парс падишаси Қорәш бизгә буйруғандәк, пәқәт биз өзимизла Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға өй салимиз, дейишти.
4 Xuningdin keyin xu yǝrdiki aⱨalǝ Yǝⱨudalarning ⱪolini ajiz ⱪilip, ularning ⱪurulux ⱪilixiƣa kaxila tuƣdurup turdi.
Шуниңдин кейин шу йәрдики аһалә Йәһудаларниң қолини аҗиз қилип, уларниң қурулуш қилишиға кашила туғдуруп турди.
5 Ular yǝnǝ Pars padixaⱨi Ⱪorǝxning barliⱪ künliridin taki Pars padixaⱨi Darius tǝhtkǝ olturƣan waⱪitⱪiqǝ, daim mǝsliⱨǝtqilǝrni setiwelip, Yǝⱨudalar bilǝn ⱪerixip, ⱪurulux nixanini buzuxⱪa urunup turdi.
Улар йәнә Парс падишаси Қорәшниң барлиқ күнлиридин таки Парс падишаси Дариус тәхткә олтарған вақитқичә, дайим мәслиһәтчиләрни сетивелип, Йәһудалар билән қеришип, қурулуш нишанини бузушқа урунуп турди.
6 Aⱨaxwerox tǝhtkǝ qiⱪⱪan dǝslǝpki waⱪitlarda ular uningƣa Yǝⱨudiyǝ wǝ Yerusalem aⱨalisi üstidin bir ǝrznamǝ yazdi.
Аһашверош тәхткә чиққан дәсләпки вақитларда улар униңға Йәһудийә вә Йерусалим аһалиси үстидин бир әрзнамә язди.
7 Xuningdǝk Artahxaxta künliridǝ Bixlam, Mitridat, Tabǝǝl wǝ ularning ⱪalƣan xeriklirimu Pars padixaⱨi Artahxaxtaƣa aramiy tilida bir ǝrz hetini yazdi; hǝt aramiy tilidin tǝrjimǝ ⱪilindi.
Шуниңдәк Артахшашта күнлиридә Бишлам, Митридат, Табәәл вә уларниң қалған шериклириму Парс падишаси Артахшаштаға арамий тилида бир әрз хетини язди; хәт арамий тилидин тәрҗимә қилинди.
8 Waliy Rǝⱨum bilǝn diwan begi Ximxay padixaⱨ Artahxaxtaƣa Yerusalem üstidin tɵwǝndikidǝk ǝrznamǝ yazdi: —
Валий Рәһум билән диван беги Шимшай падиша Артахшаштаға Йерусалим үстидин төвәндикидәк әрзнамә язди: —
9 «Mǝzkur mǝktupni yazƣanlardin, waliy Rǝⱨum, katip begi Ximxay wǝ ularning baxⱪa ⱨǝmraⱨliri bolƣan soraⱪqilar, mupǝttixlǝr, mǝnsǝpdarlar, katiplar, arⱪiwiliⱪlar, Babilliⱪlar, Xuxanliⱪlar, yǝni Elamiylar
«Мәзкур мәктупни язғанлардин, валий Рәһум, катип беги Шимшай вә уларниң башқа һәмраһлири болған сорақчилар, мупәттишләр, мәнсәпдарлар, катиплар, арқивилиқлар, Бабиллиқлар, Шушанлиқлар, йәни Еламийлар
10 wǝ uluƣ janabiy Osnappar Samariyǝ xǝⱨirigǝ wǝ [Əfrat] dǝryaning muxu tǝripidiki baxⱪa yǝrlǝrgǝ orunlaxturƣan aⱨalimu bar
вә улуқ җанабий Оснаппар Самарийә шәһиригә вә [Әфрат] дәрияниң мошу тәрипидики башқа йәрләргә орунлаштурған аһалиму бар
11 (mana bu ularning padixaⱨⱪa yazƣan hetining kɵqürülmisi) — ɵzlirining dǝryaning muxu tǝripidiki hizmǝtkarliridin padixaⱨ aliliri Artahxaxtaƣa salam!
(мана бу уларниң падишаға язған хетиниң көчүрүлмиси) — өзлириниң дәрияниң мошу тәрипидики хизмәткарлиридин падиша алилири Артахшаштаға салам!
12 Padixaⱨ aliylirigǝ mǝlum bolsunki, ɵzliri tǝrǝptin biz tǝrǝpkǝ kǝlgǝn Yǝⱨudiylar Yerusalemƣa kelixti; ular axu asiy wǝ sesiⱪ xǝⱨǝrni ⱪuruwatidu, ulini yasap püttürdi, sepilni yasap qiⱪti wǝ sepilning ullirini bir-birigǝ ulap yasawatidu.
Падиша алийлиригә мәлум болсунки, өзлири тәрәптин биз тәрәпкә кәлгән Йәһудийлар Йерусалимға келишти; улар әшу асий вә сесиқ шәһәрни қуруватиду, улини ясап пүттүрди, сепилни ясап чиқти вә сепилниң һуллирини бир-биригә улап ясаватиду.
13 Əmdi uluƣ padixaⱨ aliylirigǝ xu mǝlum bolƣayki, mubada bu xǝⱨǝr onglansa, sepil pütküzülsǝ, ular baj tapxurmaydiƣan, olpan tɵlimǝydiƣan wǝ paraⱪ tapxurmaydiƣan boluwalidu, bundaⱪ ketiwǝrsǝ padixaⱨlarning hǝzinisigǝ sɵzsiz ziyan bolidu.
Әнди улуқ падиша алийлиригә шу мәлум болғайки, мабада бу шәһәр оңланса, сепил пүткүзүлсә, улар баҗ тапшурмайдиған, олпан төлимәйдиған вә парақ тапшурмайдиған болувалиду, бундақ кетивәрсә падишаларниң ғәзнисигә сөзсиз зиян болиду.
14 Biz ordining tuzini yǝp turup, padixaⱨimizning bundaⱪ biⱨɵrmǝt ⱪilinixiƣa ⱪarap turuximizƣa ⱪǝt’iy toƣra kǝlmǝydu, xu sǝwǝbtin padixaⱨimizƣa mǝlum ⱪilixⱪa jür’ǝt ⱪilduⱪ.
Биз ординиң тузини йәп туруп, падишасимизниң бундақ беһөрмәт қилинишиға қарап турушимизға қәтъий тоғра кәлмәйду, шу сәвәптин падишасимизға мәлум қилишқа җүръәт қилдуқ.
15 Xuning üqün [aliylirining] ata-bowilirining tarihnamisini sürüxtǝ ⱪilixlirini tǝxǝbbus ⱪilimiz; sili tarihnamidin bu xǝⱨǝrning ǝⱨwalini bilip, uning padixaⱨlarƣimu, ⱨǝrⱪaysi ɵlkilǝrgimu ziyan yǝtküzüp kǝlgǝn asiy bir xǝⱨǝr ikǝnlikini, ⱪǝdimdin tartip bu xǝⱨǝrdikilǝr aƣdurmiqiliⱪ teriƣanliⱪini bilgǝyla; dǝl xu sǝwǝbtin bu xǝⱨǝr wǝyran ⱪilinƣanidi.
Шуниң үчүн [алийлириниң] ата-бовилириниң тарихнамисини сүрүштә қилишлирини тәшәббус қилимиз; сили тарихнамидин бу шәһәрниң әһвалини билип, униң падишаларғиму, һәр қайси өлкиләргиму зиян йәткүзүп кәлгән асий бир шәһәр екәнлигини, қедимдин тартип бу шәһәрдикиләр ағдурмичилиқ териғанлиғини билгәйла; дәл шу сәвәптин бу шәһәр вәйран қилинған еди.
16 Xunga biz aliyliriƣa xuni uⱪturmaⱪqimizki, ǝgǝr bu xǝⱨǝr ⱪurulsa, sepilliri pütküzülsǝ, undaⱪta silining dǝryaning muxu tǝripidiki yǝrlǝrgǝ ⱨeqⱪandaⱪ igidarqiliⱪliri bolmay ⱪalidu».
Шуңа биз алийлириға шуни уқтурмақчимизки, әгәр бу шәһәр қурулса, сепиллири пүткүзүлсә, ундақта силиниң дәрияниң мошу тәрипидики йәрләргә һеч қандақ егидарчилиқлири болмай қалиду».
17 Padixaⱨ mundaⱪ jawab yollidi: — «Waliy Rǝⱨum, diwan begi Ximxayƣa wǝ Samariyǝ ⱨǝm Dǝryaning xu tǝripidiki baxⱪa yǝrlǝrdǝ turuxluⱪ ⱨǝmraⱨliringlarƣa salam!
Падиша мундақ җавап йоллиди: — «Валий Рәһум, диван беги Шимшайға вә Самарийә һәм Дәрияниң шу тәрипидики башқа йәрләрдә турушлуқ һәмраһлириңларға салам!
18 Silǝrning bizgǝ yazƣan ǝrz hetinglar mening aldimda eniⱪ ⱪilip oⱪup berildi.
Силәрниң бизгә язған әрз хетиңлар мениң алдимда ениқ қилип оқуп берилди.
19 Tǝkxürüp kɵrüxni buyruwidim, bu xǝⱨǝrning dǝrwǝⱪǝ ⱪǝdimdin tartip padixaⱨlarƣa ⱪarxi qiⱪip isyan ⱪozƣiƣan, xǝⱨǝrdǝ daim asiyliⱪ-ⱪozƣilang kɵtürüxtǝk ixlarning bolup kǝlgǝnliki mǝlum boldi.
Тәкшүрүп көрүшни буйрувидим, бу шәһәрниң дәрвәқә қедимдин тартип падишаларға қарши чиқип исян қозғиған, шәһәрдә дайим асийлиқ-қозғилаң көтириштәк ишларниң болуп кәлгәнлиги мәлум болди.
20 Ilgiriki waⱪitlarda ⱪudrǝtlik padixaⱨlar Yerusalemƣa ⱨɵkümranliⱪ ⱪilip, Dǝryaning xu tǝripidiki pütün yǝrlǝrni idarǝ ⱪilip kǝlgǝn, ular xularƣa beⱪinip baj, olpan wǝ pariⱪini tapxurup kǝlgǝnikǝn.
Илгәрки вақитларда қудрәтлик падишалар Йерусалимға һөкүмранлиқ қилип, Дәрияниң шу тәрипидики пүтүн йәрләрни идарә қилип кәлгән, улар шуларға беқинип баҗ, олпан вә париқини тапшуруп кәлгән екән.
21 Əmdi silǝr buyruⱪ qüxürüp u hǝlⱪni ixtin tohtitinglar, mǝndin baxⱪa yarliⱪ qüxürülmigüqǝ, bu xǝⱨǝrni yengiwaxtin ⱪurup qiⱪixⱪa bolmaydiƣanliⱪi uⱪturunglar.
Әнди силәр буйруқ чүшүрүп у хәлиқни иштин тохтитиңлар, мәндин башқа ярлиқ чүшүрүлмигичә, бу шәһәрни яңливаштин қуруп чиқишқа болмайдиғанлиғи уқтуруңлар.
22 Bu ixni ada ⱪilmay ⱪelixtin pǝhǝs bolunglar; padixaⱨlarƣa ziyan kǝltüridiƣan apǝt nemixⱪa küqiyiweridikǝn?».
Бу ишни ада қилмай қелиштин пәхәс болуңлар; падишаларға зиян кәлтүридиған апәт немишкә күчийиверидикән?».
23 Padixaⱨ Artahxaxtaning yarliⱪining kɵqürülmisi Rǝⱨumƣa, diwan begi Ximxay ⱨǝm ularning ⱨǝmraⱨliriƣa oⱪup berilixi bilǝnla, ular alman-talman Yerusalemdiki Yǝⱨudalarning ⱪexiƣa qiⱪip, ⱨǝrbiy küq ixlitip, ularni ixni tohtitixⱪa mǝjbur ⱪildi.
Падиша Артахшаштаниң ярлиғиниң көчүрүлмиси Рәһумға, диван беги Шимшай һәм уларниң һәмраһлириға оқуп берилиши биләнла, улар алман-талман Йерусалимдики Йәһудаларниң қешиға чиқип, һәрбий күч ишлитип, уларни ишни тохтитишқа мәҗбур қилди.
24 Xuning bilǝn Yerusalemdiki Hudaning ɵyidiki ixlar tohtidi; ix taki Pars padixaⱨi Darius tǝhtkǝ qiⱪip ikkinqi yiliƣiqǝ tohtaƣliⱪ ⱪaldi.
Шуниң билән Йерусалимдики Худаниң өйидики ишлар тохтиди; иш таки Парс падишаси Дариус тәхткә чиқип иккинчи жилиғичә тохтағлиқ қалди.

< Əzra 4 >