< Əzra 3 >
1 Israil hǝlⱪi ⱨǝrⱪaysisi ɵz xǝⱨǝrliridǝ makanlaxⱪanidi; yǝttinqi ayƣa kǝlgǝndǝ, hǝlⱪ bir adǝmdǝk bolup Yerusalemƣa yiƣildi.
Исраил хәлқи һәр қайсиси өз шәһәрлиридә маканлашқан еди; йәттинчи айға кәлгәндә, хәлиқ бир адәмдәк болуп Йерусалимға жиғилди.
2 Yozadakning oƣli Yǝxua bilǝn uning kaⱨin ⱪerindaxliri, Xealtiǝlning oƣli Zǝrubbabǝl wǝ uning ⱪerindaxlirining ⱨǝmmisi orunliridin ⱪopup, Hudaning adimi Musa pütkǝn ⱪanun kitabida pütülginidǝk Pǝrwǝrdigarƣa kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ sunux üqün Israilning Hudasining ⱪurbangaⱨini selixⱪa kirixti.
Йозадакниң оғли Йәшуа билән униң каһин қериндашлири, Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәл вә униң қериндашлириниң һәммиси орунлиридин қопуп, Худаниң адими Муса пүткән қанун китавида пүтүлгинидәк Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқ сунуш үчүн Исраилниң Худасиниң қурбангаһини селишқа киришти.
3 Gǝrqǝ ular xu yǝrlik hǝlⱪlǝrdin ⱪorⱪsimu, lekin ⱪurbangaⱨni ǝslidiki uli üstigǝ selip, uningda Pǝrwǝrdigarƣa atap ǝtigǝnlik wǝ kǝqlik kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ɵtküzüxkǝ kirixti.
Гәрчә улар шу йәрлик хәлиқләрдин қорқсиму, лекин қурбангаһни әслидики ули үстигә селип, униңда Пәрвәрдигарға атап әтигәнлик вә кәчлик көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүшкә киришти.
4 Ular yǝnǝ [muⱪǝddǝs ⱪanunda] pütülgini boyiqǝ «kǝpilǝr ⱨeyti»ni ɵtküzüp, ⱨǝr küni bǝlgilǝngǝn tǝlǝpkǝ muwapiⱪ san boyiqǝ künlük kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni sunuxatti.
Улар йәнә [муқәддәс қанунда] пүтүлгини бойичә «кәпиләр һейти»ни өткүзүп, һәр күни бәлгүләнгән тәләпкә мувапиқ сан бойичә күнлүк көйдүрмә қурбанлиқни сунушатти.
5 Xuningdin keyin ular yǝnǝ ⱨǝr künlük kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar, yengi ay ⱪurbanliⱪi wǝ Pǝrwǝrdigarning barliⱪ muⱪǝddǝs dǝp bekitilgǝn ⱨeytliri üqün tǝⱪdim ⱪilinidiƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni, xuningdǝk ⱨǝrbir kixining kɵnglidin Pǝrwǝrdigarƣa atap sunidiƣan ihtiyariy ⱪurbanliⱪlirini sunup turatti.
Шуниңдин кейин улар йәнә һәр күнлүк көйдүрмә қурбанлиқлар, йеңи ай қурбанлиғи вә Пәрвәрдигарниң барлиқ муқәддәс дәп бекитилгән һейтлири үчүн тәқдим қилинидиған көйдүрмә қурбанлиқларни, шуниңдәк һәр бир кишиниң көңлидин Пәрвәрдигарға атап сунидиған ихтиярий қурбанлиқлирини сунуп туратти.
6 Xundaⱪ ⱪilip ular yǝttinqi ayning birinqi künidin baxlap, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni Pǝrwǝrdigarƣa atap sunuxⱪa baxlidi; lekin Pǝrwǝrdigarning ɵyining uli tehi selinmidi.
Шундақ қилип улар йәттинчи айниң биринчи күнидин башлап, көйдүрмә қурбанлиқларни Пәрвәрдигарға атап сунушқа башлиди; лекин Пәрвәрдигарниң өйиниң ули техи селинмиди.
7 Ular taxqilar bilǝn yaƣaqqilarƣa pul tapxurdi wǝ xundaⱪla Pars padixaⱨi Ⱪorǝxning ijaziti bilǝn Zidonluⱪlar bilǝn Turluⱪlarƣa kedir yaƣiqini Liwandin [Ottura] dengiz arⱪiliⱪ Yoppaƣa ǝkǝldürüx üqün ularƣa yimǝk-iqmǝk wǝ zǝytun meyini tǝminlidi.
Улар ташчилар билән яғаччиларға пул тапшурди вә шундақла Парс падишаси Қорәшниң иҗазити билән Зидонлуқлар билән Турлуқларға кедир яғичини Ливандин [Оттура] деңиз арқилиқ Йоппаға әкәлдүрүш үчүн уларға йимәк-ичмәк вә зәйтун мейини тәминлиди.
8 Jamaǝt Yerusalemdiki Hudaning ɵyigǝ kǝlgǝndin keyin ikkinqi yili ikkinqi ayda Xealtiyǝlning oƣli Zǝrubbabǝl, Yozadakning oƣli Yǝxua wǝ ularning kaⱨin wǝ Lawiy ⱪerindaxlirining ⱪaldisi, xuningdǝk sürgünlüktin ⱪaytip Yerusalemƣa kǝlgǝnlǝrning ⱨǝmmisi ⱪuruluxta ix baxlidi; ular yǝnǝ yigirmǝ yaxtin axⱪan Lawiylarni Pǝrwǝrdigarning ɵyini selix ⱪuruluxiƣa nazarǝtqilikkǝ ⱪoydi.
Җамаәт Йерусалимдики Худаниң өйигә кәлгәндин кейин иккинчи жили иккинчи айда Шеалтийәлниң оғли Зәруббабәл, Йозадакниң оғли Йәшуа вә уларниң каһин вә Лавий қериндашлириниң қалдиси, шуниңдәк сүргүнлүктин қайтип Йерусалимға кәлгәнләрниң һәммиси қурулушта иш башлиди; улар йәнә жигирмә яштин ашқан Лавийларни Пәрвәрдигарниң өйини селиш қурулушиға назарәтчиликкә қойди.
9 Yǝxua wǝ uning oƣulliri ⱨǝm ⱪerindaxliri, Kadmiyǝl bilǝn uning oƣulliri, yǝni Yǝⱨudaning ǝwladliri Hudaning ɵyidǝ ixlǝydiƣan ixqilarni nazarǝt ⱪilixⱪa bir niyǝttǝ atlandi; Ⱨenadadning oƣulliri, ularning oƣullirimu wǝ ⱪerindax Lawiylar ularƣa yardǝmlǝxti.
Йәшуа вә униң оғуллири һәм қериндашлири, Кадмийәл билән униң оғуллири, йәни Йәһуданиң әвлатлири Худаниң өйидә ишләйдиған ишчиларни назарәт қилишқа бир нийәттә атланди; Һенададниң оғуллири, уларниң оғуллириму вә қериндаш Лавийлар уларға ярдәмләшти.
10 Tamqilar Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ ul salidiƣan qaƣda kaⱨinlar has kiyimlirini kiyip, kanaylirini qelip, Asafning ǝwladliri bolƣan Lawiylar jangjang qelip, ⱨǝmmisi ⱪatar-ⱪatar sǝp bolup turƣuzuldi; ular Dawut bǝlgiligǝn kɵrsǝtmilǝr boyiqǝ Pǝrwǝrdigarƣa Ⱨǝmdusana oⱪuxti.
Тамчилар Пәрвәрдигарниң өйигә һул салидиған чағда каһинлар хас кийимлирини кийип, канайлирини челип, Асафниң әвлатлири болған Лавийлар җаңҗаң челип, һәммиси қатар-қатар сәп болуп турғузулди; улар Давут бәлгүлигән көрсәтмиләр бойичә Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқушти.
11 Ular Pǝrwǝrdigarƣa atap ɵzara: — «Pǝrwǝrdigar meⱨribandur, uning Israilƣa bolƣan meⱨir-muⱨǝbbiti mǝnggülüktur» dǝp ⱨǝmdusana wǝ rǝⱨmǝt-tǝxǝkkür eytixti. Bu qaƣda Pǝrwǝrdigarning ɵyining uli selinip bolƣaqⱪa, halayiⱪ Pǝrwǝrdigarni mǝdⱨiyilǝp towlap tǝntǝnǝ ⱪilixti.
Улар Пәрвәрдигарға атап өз ара: — «Пәрвәрдигар меһривандур, униң Исраилға болған меһир-муһәббити мәңгүлүктур» дәп һәмдусана вә рәхмәт-тәшәккүр ейтишти. Бу чағда Пәрвәрдигарниң өйиниң ули селинип болғачқа, халайиқ Пәрвәрдигарни мәдһийиләп товлап тәнтәнә қилишти.
12 Lekin kaⱨinlardin, Lawiylardin wǝ jǝmǝt baxliⱪliridin nurƣunliri, yǝni ǝslidǝ ilgiriki ɵyni kɵrgǝn nurƣun ⱪeri adǝmlǝr kɵz aldida selinƣan bu ɵyning uliƣa ⱪarap, ün selip yiƣlap ketixti; nurƣun baxⱪa kixilǝr huxal bolup tǝntǝnǝ ⱪilip towlaxti;
Лекин каһинлардин, Лавийлардин вә җәмәт башлиқлиридин нурғунлири, йәни әслидә илгәрки өйни көргән нурғун қери адәмләр көз алдида селинған бу өйниң улиға қарап, үн селип жиғлап кетишти; нурғун башқа кишиләр хошал болуп тәнтәнә қилип товлашти;
13 wǝ hǝlⱪ ⱨǝtta kimlǝrning tǝntǝnǝ ⱪilixiwatⱪanliⱪi bilǝn kimlǝrning yiƣlawatⱪanliⱪini ayriwalalmay ⱪaldi; qünki jamaǝt tǝntǝnǝ ⱪilip ⱪattiⱪ towlixatti; wǝ bu awaz yiraⱪ-yiraⱪlarƣa anglinatti.
вә хәлиқ һәтта кимләрниң тәнтәнә қилишиватқанлиғи билән кимләрниң жиғлаватқанлиғини айривалалмай қалди; чүнки җамаәт тәнтәнә қилип қаттиқ товлишатти; вә бу аваз жирақ-жирақларға аңлинатти.