< Əzakiyal 8 >

1 Altinqi yili, altinqi ayning bǝxinqi künidǝ xundaⱪ ǝmǝlgǝ axuruldiki, mǝn ɵz ɵyümdǝ olturƣinimda, Israilning aⱪsaⱪallirimu mening aldimda oltuƣinida, Rǝb Pǝrwǝrdigarning ⱪoli wujudumƣa qüxti.
Алтинчи жили, алтинчи айниң бәшинчи күнидә шундақ әмәлгә ашурулдики, мән өз өйүмдә олтарғинимда, Исраилниң ақсақаллириму мениң алдимда олтуғинида, Рәб Пәрвәрдигарниң қоли вуҗудумға чүшти.
2 Mǝn ⱪaridim, mana, otning ⱪiyapitidǝ bir zatning kɵrünüxi turatti; belining tɵwini ot turⱪida turatti; belining üsti bolsa julaliƣan yoruⱪluⱪ, ⱪizitilƣan mis parⱪiriƣandǝk kɵrünüx turatti.
Мән қаридим, мана, отниң қияпитидә бир затниң көрүнүши туратти; белиниң төвини от турқида туратти; белиниң үсти болса җулалиған йоруқлуқ, қизитилған мис пақириғандәк көрүнүш туратти.
3 U ⱪolning kɵrünüxidǝk bir xǝkilni sozup, beximdiki bir tutam qaqni tutti; Roⱨ meni asman bilǝn zemin otturisiƣa kɵtürüp, Hudaning alamǝt kɵrünüxliridǝ Yerusalemƣa, yǝni ibadǝthanining ximalƣa ⱪaraydiƣan iqki dǝrwazisining bosuƣisiƣa apardi. Axu yǝr «pak-muⱪǝddǝslikkǝ ⱪarxlaxⱪan mǝbud», yǝni Hudaning pak-muⱪǝddǝs ƣǝzipini ⱪozƣaydiƣan mǝbud turƣan jay idi.
У қолниң көрүнүшидәк бир шәкилни созуп, бешимдики бир тутам чачни тутти; Роһ мени асман билән зимин оттурисиға көтирип, Худаниң аламәт көрүнүшлиридә Йерусалимға, йәни ибадәтханиниң шималға қарайдиған ички дәрвазисиниң босуғисиға апарди. Әшу йәр «пак-муқәддәсликкә қаршлашқан мәбуд», йәни Худаниң пак-муқәддәс ғәзивини қозғайдиған мәбуд турған җай еди.
4 Mana, mǝn tüzlǝngliktǝ kɵrgǝn alamǝt kɵrünüxtǝk, Israilning Hudasining xan-xǝripi xu yǝrdǝ turatti.
Мана, мән түзләңликтә көргән аламәт көрүнүштәк, Исраилниң Худасиниң шан-шәриви шу йәрдә туратти.
5 U manga: — I insan oƣli, bexingni kɵtürüp ximal tǝrǝpkǝ ⱪarap baⱪ, dedi. Mǝn beximni kɵtürüp ximal tǝrǝpkǝ ⱪaridim, mana, ⱪurbangaⱨning dǝrwazisining ximaliy tǝripidǝ, bosuƣida xu «pak-muⱪǝddǝslikkǝ ⱪarxilaxⱪan mǝbud» turatti.
У маңа: — И инсан оғли, бешиңни көтирип шимал тәрәпкә қарап бақ, деди. Мән бешимни көтирип шимал тәрәпкә қаридим, мана, қурбангаһниң дәрвазисиниң шималий тәрипидә, босуғида шу «пак-муқәддәсликкә қаршилашқан мәбуд» туратти.
6 Wǝ u manga: — I insan oƣli, ularning bundaⱪ ⱪilmixlirini — Israil jǝmǝtining Meni muⱪǝddǝs jayimdin yiraⱪ kǝtküzidiƣan, muxu yǝrdǝ ⱪilƣan intayin yirginqlik ixlirini kɵrdüngsǝn? Biraⱪ sǝn tehimu yirginqlik ixlarni kɵrisǝn, — dedi.
Вә у маңа: — И инсан оғли, уларниң бундақ қилмишлирини — Исраил җәмәтиниң Мени муқәддәс җайимдин жирақ кәткүзидиған, мошу йәрдә қилған интайин жиркиничлик ишлирини көрдүңсән? Бирақ сән техиму жиркиничлик ишларни көрисән, — деди.
7 Wǝ U meni ibadǝthana ⱨoylisining kirix eƣiziƣa apardi, mǝn ⱪaridim, mana, tamda bir tɵxük turatti.
Вә У мени ибадәтхана һойлисиниң кириш еғизиға апарди, мән қаридим, мана, тамда бир төшүк туратти.
8 U manga: — I insan oƣli, tamni kolap tǝxkin, dedi. Mǝn tamni kolap tǝxtim, mana, bir ixik turatti.
У маңа: — И инсан оғли, тамни колап тәшкин, деди. Мән тамни колап тәштим, мана, бир ишик туратти.
9 U manga: — Kirgin, ularning muxu yǝrdǝ ⱪilƣan rǝzil yirginqlik ixlirini kɵrüp baⱪ, dedi.
У маңа: — Киргин, уларниң мошу йәрдә қилған рәзил жиркиничлик ишлирини көрүп бақ, деди.
10 Mǝn kirip ⱪaridim, mana, ǝtrapidiki tamlarƣa nǝⱪix ⱪilinƣan ⱨǝrhil ɵmiligüqi ⱨǝm yirginqlik ⱨaywanlarni, Israil jǝmǝtining ⱨǝmmǝ butlirini kɵrdüm.
Мән кирип қаридим, мана, әтрапидики тамларға нәқиш қилинған һәр хил өмилигүчи һәм жиркиничлик һайванларни, Исраил җәмәтиниң һәммә бутлирини көрдүм.
11 Wǝ bularning aldida Israil jǝmǝtining yǝtmix aⱪsaⱪili turatti. Ularning otturisida Xafanning oƣli Jaazaniya turatti; ularning ⱨǝrbiri ⱪolida ɵz huxbuydenini tutup turatti; huxbuy ⱪuyuⱪ buluttǝk ɵrlǝp qiⱪti.
Вә буларниң алдида Исраил җәмәтиниң йәтмиш ақсақили туратти. Уларниң оттурисида Шафанниң оғли Җаазания туратти; уларниң һәр бири қолида өз хушбуйденини тутуп туратти; хушбуй қуюқ булуттәк өрләп чиқти.
12 Wǝ U manga: — I insan oƣli, Israil jǝmǝtidiki aⱪsaⱪallarning ⱪarangƣuluⱪta, yǝni ⱨǝrbirining ɵz mǝbud nǝⱪix ⱪilinƣan ⱨujrisida nemǝ ⱪilƣanliⱪini kɵrdüngmu? Qünki ular: «Pǝrwǝrdigar bizni kɵrmǝydu; Pǝrwǝrdigar zeminni taxlap kǝtti» — dǝydu, — dedi.
Вә У маңа: — И инсан оғли, Исраил җәмәтидики ақсақалларниң қараңғулуқта, йәни һәр бириниң өз мәбуд нәқиш қилинған һуҗрисида немә қилғанлиғини көрдүңму? Чүнки улар: «Пәрвәрдигар бизни көрмәйду; Пәрвәрдигар зиминни ташлап кәтти» — дәйду, — деди.
13 Wǝ U manga: — Biraⱪ sǝn ularning tehimu yirginqlik ⱪilmixlirini kɵrisǝn, dedi.
Вә У маңа: — Бирақ сән уларниң техиму жиркиничлик қилмишлирини көрисән, деди.
14 U meni Pǝrwǝrdigarning ɵyining ximaliy dǝrwazisining bosuƣisiƣa apardi; mana, xu yǝrdǝ «Tammuz üqün matǝm tutup» yiƣlawatⱪan ayallar olturatti.
У мени Пәрвәрдигарниң өйиниң шималий дәрвазисиниң босуғисиға апарди; мана, шу йәрдә «Таммуз үчүн матәм тутуп» жиғлаватқан аяллар олтиратти.
15 Wǝ U manga: — I insan oƣli, sǝn muxularni kɵrdungmu? Biraⱪ sǝn tehimu yirginqlik ixlarni kɵrisǝn, — dedi.
Вә У маңа: — И инсан оғли, сән мошуларни көрдуңму? Бирақ сән техиму жиркиничлик ишларни көрисән, — деди.
16 Wǝ U meni Pǝrwǝrdigarning ɵyining iqki ⱨoylisiƣa apardi. Mana, Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisining kirix yolida, pexaywan wǝ ⱪurbangaⱨning otturisida, yigirmǝ bǝx adǝm, Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisiƣa arⱪisini ⱪilip xǝrⱪⱪǝ ⱪarap ⱪuyaxⱪa qoⱪuniwatatti.
Вә У мени Пәрвәрдигарниң өйиниң ички һойлисиға апарди. Мана, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң кириш йолида, пешайван вә қурбангаһниң оттурисида, жигирмә бәш адәм, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға арқисини қилип шәриққә қарап қуяшқа чоқунивататти.
17 Wǝ U manga: — I insan oƣli, sǝn muxularni kɵrdungmu? Yǝⱨuda jǝmǝti ɵzi muxu yǝrdǝ ⱪilƣan yirginqlik ⱪilmixlirini yenik dǝp, ular yǝnǝ buning üstigǝ zeminni jǝbir-zulum bilǝn toldurup mening aqqiⱪimni ⱪayta-ⱪayta ⱪozƣatsa bolamdu? Wǝ mana, ularning yǝnǝ xahni burniƣa tutiwatⱪiniƣa ⱪara!
Вә У маңа: — И инсан оғли, сән мошуларни көрдуңму? Йәһуда җәмәти өзи мошу йәрдә қилған жиркиничлик қилмишлирини йеник дәп, улар йәнә буниң үстигә зиминни җәбир-зулум билән толдуруп мениң аччиғимни қайта-қайта қозғатса боламду? Вә мана, уларниң йәнә шахни бурниға тутиватқиниға қара!
18 Xunga Mǝn ⱪǝⱨr bilǝn ularni bir tǝrǝp ⱪilimǝn; Mening kɵzüm ularƣa rǝⱨim ⱪilmaydu, iqimnimu ularƣa aƣritmaymǝn; ular ⱪuliⱪimƣa yuⱪiri awazda nida ⱪilsimu, ularni anglimaymǝn, — dedi.
Шуңа Мән қәһр билән уларни бир тәрәп қилимән; Мениң көзүм уларға рәһим қилмайду, ичимниму уларға ағритмаймән; улар қулиқимға жуқури авазда нида қилсиму, уларни аңлимаймән, — деди.

< Əzakiyal 8 >