< Əzakiyal 48 >

1 Tɵwǝndǝ ⱪǝbililǝr nami boyiqǝ tizimlinidu; ximal tǝripidǝ Dan ⱪǝbilisining bir ülüxi bar. Uning qegrisi Israil zeminining ximaliy qegrisimu bolidu; u Hǝtlonning yolini boylap, Hamat rayoniƣa kirix eƣiziƣiqǝ wǝ Ⱨazar-Enan xǝⱨirigiqǝ sozulƣan (Ⱨazar-Enan Dǝmǝxⱪ qegrisiƣa yandax bolup, Dǝmǝxⱪning ximaliy tǝripidiki Hamat xǝⱨirining yenida). Uning ülüxi xǝrⱪtin ƣǝrbkiqǝ sozulƣandur.
Төвәндә қәбилиләр нами бойичә тизимлиниду; шимал тәрипидә Дан қәбилисиниң бир үлүши бар. Униң чегариси Исраил зимининиң шималий чегарисиму болиду; у Хәтлонниң йолини бойлап, Хамат райониға кириш еғизиғичә вә Һазар-Енан шәһиригичә созулған (Һазар-Енан Дәмәшқ чегарисиға яндаш болуп, Дәмәшқниң шималий тәрипидики Хамат шәһириниң йенида). Униң үлүши шәриқтин ғәрипкичә созулғандур.
2 Danning qegrisiƣa yandax bolƣan, xǝrⱪtin ƣǝrbkǝ sozulƣan zemin Axir ⱪǝbilisining bir ülüxidur.
Данниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Ашир қәбилисиниң бир үлүшидур.
3 Axirning qegrisiƣa yandax bolƣan, xǝrⱪtin ƣǝrbkǝ sozulƣan zemin Naftali ⱪǝbilisining bir ülüxidur.
Аширниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Нафтали қәбилисиниң бир үлүшидур.
4 Naftalining qegrisiƣa yandax bolƣan, xǝrⱪtin ƣǝrbkǝ sozulƣan zemin Manassǝⱨ ⱪǝbilisining bir ülüxidur.
Нафталиниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Манассәһ қәбилисиниң бир үлүшидур.
5 Manassǝⱨning qegrisiƣa yandax bolƣan, xǝrⱪtin ƣǝrbkǝ sozulƣan zemin Əfraim ⱪǝbilisining bir ülüxidur.
Манассәһниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Әфраим қәбилисиниң бир үлүшидур.
6 Əfraimning qegrisiƣa yandax bolƣan, xǝrⱪtin ƣǝrbkǝ sozulƣan zemin Rubǝn ⱪǝbilisining bir ülüxidur.
Әфраимниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Рубән қәбилисиниң бир үлүшидур.
7 Rubǝnning qegrisiƣa yandax bolƣan, xǝrⱪtin ƣǝrbkǝ sozulƣan zemin Yǝⱨuda ⱪǝbilisining bir ülüxidur.
Рубәнниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Йәһуда қәбилисиниң бир үлүшидур.
8 Yǝⱨudaning qegrisiƣa tutaxⱪan, xǝrⱪtin ƣǝrbkiqǝ sozulƣan zemin, silǝrning «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»nglar bolidu; uning kǝngliki yigirmǝ bǝx ming [hada], uning uzunluⱪi ⱪǝbililǝrgǝ tǝⱪsim ⱪilinƣan ülüxtikidǝk bolidu; muⱪǝddǝs jay uning dǝl otturisida bolidu.
Йәһуданиң чегарисиға туташқан, шәриқтин ғәрипкичә созулған зимин, силәрниң «көтәрмә һәдийә»ңлар болиду; униң кәңлиги жигирмә бәш миң [хада], униң узунлуғи қәбилиләргә тәқсим қилинған үлүштикидәк болиду; муқәддәс җай униң дәл оттурисида болиду.
9 Silǝr Pǝrwǝrdigarƣa alaⱨidǝ atiƣan «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» bolsa, uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming [hada], kǝngliki on ming [hada] bolidu.
Силәр Пәрвәрдигарға алаһидә атиған «көтәрмә һәдийә» болса, узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги он миң [хада] болиду.
10 Bu muⱪǝddǝs «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» kaⱨilar üqün bolidu. Ximaliy tǝripining uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming [hada], ƣǝrbiy tǝripining kǝngliki on ming [hada], xǝrⱪiy tǝripining kǝngliki on ming [hada], jǝnubiy tǝripining uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming [hada] bolidu; Pǝrwǝrdigarning «muⱪǝddǝs jay»i uning dǝl otturisida bolidu.
Бу муқәддәс «көтәрмә һәдийә» каһилар үчүн болиду. Шималий тәрипиниң узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], ғәрбий тәрипиниң кәңлиги он миң [хада], шәрқий тәрипиниң кәңлиги он миң [хада], җәнубий тәрипиниң узунлуғи жигирмә бәш миң [хада] болиду; Пәрвәрдигарниң «муқәддәс җай»и униң дәл оттурисида болиду.
11 Bu yǝr Zadok ǝwladliridin bolƣan, pak-muⱪǝddǝs dǝp ayrilƣan kaⱨinlar üqün bolidu. Israil ezip kǝtkǝndǝ, ular Lawiylar ezip kǝtkǝndǝk ezip kǝtmigǝn, bǝlki Mǝn tapxurƣan mǝs’uliyǝtkǝ sadiⱪ bolƣanidi.
Бу йәр Задок әвлатлиридин болған, пак-муқәддәс дәп айрилған каһинлар үчүн болиду. Исраил езип кәткәндә, улар Лавийлар езип кәткәндәк езип кәтмигән, бәлки Мән тапшурған мәсъулийәткә садиқ болған еди.
12 Xuning bilǝn bu alaⱨidǝ «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» bolƣan yǝr bolsa pütün «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» bolƣan zeminning iqidin bolup, ularƣa nisbǝtǝn «ǝng muⱪǝddǝs bir nǝrsǝ» dǝp bilinsun. U Lawiylarning ülüxigǝ tutaxⱪan bolidu.
Шуниң билән бу алаһидә «көтәрмә һәдийә» болған йәр болса пүтүн «көтәрмә һәдийә» болған зиминниң ичидин болуп, уларға нисбәтән «әң муқәддәс бир нәрсә» дәп билинсун. У Лавийларниң үлүшигә туташқан болиду.
13 Kaⱨinlarning ülüxining qegrisiƣa tutax bolƣan yǝr Lawiylarning ülüxi bolidu. Uning uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming [hada], kǝngliki on ming [hada]. Pütkül uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming [hada], kǝngliki on ming [hada] bolidu.
Каһинларниң үлүшиниң чегарисиға туташ болған йәр Лавийларниң үлүши болиду. Униң узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги он миң [хада]. Пүткүл узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги он миң [хада] болиду.
14 Ular uningdin yǝrni ⱨeq satmaydu yaki almaxturmaydu. Ular bu zeminning esilini baxⱪilarƣa ⱨeq ɵtküzmǝydu; qünki u Pǝrwǝrdigarƣa muⱪǝddǝs dǝp atalƣan.
Улар униңдин йәрни һеч сатмайду яки алмаштурмайду. Улар бу зиминниң есилини башқиларға һеч өткүзмәйду; чүнки у Пәрвәрдигарға муқәддәс дәп аталған.
15 Ⱪalƣan yǝr, kǝngliki bǝx ming [hada], uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming [hada], adǝttiki yǝr bolup, xǝⱨǝr üqün, yǝni ɵylǝr wǝ ortaⱪ box yǝr üqün bolidu. Xǝⱨǝr uning otturisida bolidu.
Қалған йәр, кәңлиги бәш миң [хада], узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], адәттики йәр болуп, шәһәр үчүн, йәни өйләр вә ортақ бош йәр үчүн болиду. Шәһәр униң оттурисида болиду.
16 Xǝⱨǝrning ɵlqǝmliri mundaⱪ bolidu; ximaliy tǝripi tɵt ming bǝx yüz [hada], jǝnubiy tǝripi tɵt ming bǝx yüz [hada], xǝrⱪiy tǝripi tɵt ming bǝx yüz [hada], wǝ ƣǝrbiy tǝripi tɵt ming bǝx yüz [hada] bolidu.
Шәһәрниң өлчәмлири мундақ болиду; шималий тәрипи төрт миң бәш йүз [хада], җәнубий тәрипи төрт миң бәш йүз [хада], шәрқий тәрипи төрт миң бәш йүз [хада], вә ғәрбий тәрипи төрт миң бәш йүз [хада] болиду.
17 Xǝⱨǝrning box yǝrliri bolsa, ximalƣa ⱪaraydiƣan tǝripi ikki yüz ǝllik [hada] kǝngliktǝ, jǝnubⱪa ⱪaraydiƣan tǝripi ikki yüz ǝllik [hada] kǝngliktǝ, xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan tǝripi ikki yüz ǝllik [hada] kǝnglikidǝ, ƣǝrbkǝ ⱪaraydiƣan tǝripi ikki yüz ǝllik [hada] kǝngliktǝ bolidu.
Шәһәрниң бош йәрлири болса, шималға қарайдиған тәрипи икки йүз әллик [хада] кәңликтә, җәнупқа қарайдиған тәрипи икки йүз әллик [хада] кәңликтә, шәриққә қарайдиған тәрипи икки йүз әллик [хада] кәңлигидә, ғәрипкә қарайдиған тәрипи икки йүз әллик [хада] кәңликтә болиду.
18 Ⱪalƣan ikki parqǝ yǝr muⱪǝddǝs «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» bolƣan yǝrgǝ tutixip uningƣa parallel bolidu. Ularning uzunluⱪi xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan tǝripi on ming [hada], ƣǝrbkǝ ⱪaraydiƣan tǝripi on ming [hada]; bular muⱪǝddǝs «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» bolƣan yǝrgǝ tutixidu; bularning mǝⱨsulatliri xǝⱨǝrning hizmitidǝ bolƣanlarni ozuⱪlanduridu.
Қалған икки парчә йәр муқәддәс «көтәрмә һәдийә» болған йәргә тутишип униңға параллел болиду. Уларниң узунлуғи шәриққә қарайдиған тәрипи он миң [хада], ғәрипкә қарайдиған тәрипи он миң [хада]; булар муқәддәс «көтәрмә һәдийә» болған йәргә тутишиду; буларниң мәһсулатлири шәһәрниң хизмитидә болғанларни озуқландуриду.
19 Uni teriydiƣanlar, yǝni xǝⱨǝrning hizmitidǝ bolƣanlar Israilning barliⱪ ⱪǝbililiri iqidin bolidu.
Уни терийдиғанлар, йәни шәһәрниң хизмитидә болғанлар Исраилниң барлиқ қәбилилири ичидин болиду.
20 Pütkül «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» bolsa uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming [hada], kǝngliki yigirmǝ bǝx ming [hada] bolidu; silǝr bu tɵt qasiliⱪ muⱪǝddǝs «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»gǝ xǝⱨǝrgǝ tǝwǝ jaylarnimu ⱪoxup sunisilǝr.
Пүткүл «көтәрмә һәдийә» болса узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги жигирмә бәш миң [хада] болиду; силәр бу төрт часилиқ муқәддәс «көтәрмә һәдийә»гә шәһәргә тәвә җайларниму қошуп сунисиләр.
21 Muⱪǝddǝs «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» bilǝn xǝⱨǝrning igidarqiliⱪidiki yǝrning u wǝ bu tǝripidiki ⱪalƣan zeminlǝr xaⱨzadǝ üqün bolidu. «Kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»gǝ yandax xǝrⱪtin xǝrⱪⱪǝ sozulƣan yigirmǝ bǝx ming [hada] kǝngliktiki yǝr wǝ ƣǝrbtin ƣǝrbkǝ sozulƣan yigirmǝ bǝx ming [hada] kǝngliktiki yǝr [ⱪǝbililǝrning] ülüxlirigǝ parallel bolup, bular xaⱨzadǝ üqündur; muⱪǝddǝs «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ», jümlidin ibadǝthanining muⱪǝddǝs jayi ularning otturisida,
Муқәддәс «көтәрмә һәдийә» билән шәһәрниң егидарчилиғидики йәрниң у вә бу тәрипидики қалған зиминләр шаһзадә үчүн болиду. «Көтәрмә һәдийә»гә яндаш шәриқтин шәриққә созулған жигирмә бәш миң [хада] кәңликтики йәр вә ғәриптин ғәрипкә созулған жигирмә бәш миң [хада] кәңликтики йәр [қәбилиләрниң] үлүшлиригә параллел болуп, булар шаһзадә үчүндур; муқәддәс «көтәрмә һәдийә», җүмлидин ибадәтханиниң муқәддәс җайи уларниң оттурисида,
22 xuningdǝk Lawiylarning ülüxi wǝ xǝⱨǝrning igilikimu xaⱨzadining tǝwǝlikining otturisida bolidu. Yǝⱨudaning qegrisi wǝ Binyaminning qegrisining otturisida bolƣan bu zeminlar xaⱨzadǝ üqün bolidu.
шуниңдәк Лавийларниң үлүши вә шәһәрниң егилигиму шаһзадиниң тәвәлигиниң оттурисида болиду. Йәһуданиң чегариси вә Биняминниң чегарисиниң оттурисида болған бу зиминлар шаһзадә үчүн болиду.
23 Ⱪalƣan ⱪǝbililǝrning ülüxliri bolsa: — Binyamin ⱪǝbilisi üqün xǝrⱪtin ƣǝrb tǝrǝpkǝ sozulƣan bir ülüxi bolidu.
Қалған қәбилиләрниң үлүшлири болса: — Бинямин қәбилиси үчүн шәриқтин ғәрип тәрәпкә созулған бир үлүши болиду.
24 Binyaminning qegrisiƣa yandax bolƣan, xǝrⱪtin ƣǝrbkǝ sozulƣan zemin Ximeon ⱪǝbilisining bir ülüxidur.
Биняминниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Шимеон қәбилисиниң бир үлүшидур.
25 Ximeonning qegrisiƣa yandax bolƣan, xǝrⱪtin ƣǝrbkǝ sozulƣan zemin Issakar ⱪǝbilisining bir ülüxidur.
Шимеонниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Иссакар қәбилисиниң бир үлүшидур.
26 Issakarning qegrisiƣa yandax bolƣan, xǝrⱪtin ƣǝrbkǝ sozulƣan zemin Zǝbulun ⱪǝbilisining bir ülüxidur.
Иссакарниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Зәбулун қәбилисиниң бир үлүшидур.
27 Zǝbulunning qegrisiƣa yandax bolƣan, xǝrⱪtin ƣǝrbkǝ sozulƣan zemin Gad ⱪǝbilisining bir ülüxidur.
Зәбулунниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Гад қәбилисиниң бир үлүшидур.
28 Gadning yan tǝripi, yǝni jǝnubiy tǝripi, pütkül zeminning jǝnubiy qegrisi Tamar xǝⱨiridin Meribaⱨ-Ⱪǝdǝx dǝryasining eⱪinliriƣiqǝ, andin [Misir] wadisini boylap «Ottura dengiz»ƣiqǝ sozulidu.
Гадниң ян тәрипи, йәни җәнубий тәрипи, пүткүл зиминниң җәнубий чегариси Тамар шәһиридин Мерибаһ-Қәдәш дәриясиниң еқинлириғичә, андин [Мисир] вадисини бойлап «Оттура деңиз»ғичә созулиду.
29 Bu silǝr Israilning ⱪǝbililirigǝ miras boluxⱪa qǝk taxlap bɵlidiƣan zemin bolidu; bular ularning ülüxliri, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Бу силәр Исраилниң қәбилилиригә мирас болушқа чәк ташлап бөлидиған зимин болиду; булар уларниң үлүшлири, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
30 Tɵwǝndǝ xǝⱨǝrning qiⱪix yolliri bolidu; uning ximaliy tǝripining kǝngliki tɵt yüz ǝllik [hada] bolidu;
Төвәндә шәһәрниң чиқиш йоллири болиду; униң шималий тәрипиниң кәңлиги төрт йүз әллик [хада] болиду;
31 xǝⱨǝrning ⱪowuⱪliri Israilning ⱪǝbililirining nami boyiqǝ bolidu; ximaliy tǝripidǝ üq ⱪowuⱪ bolidu; biri Rubǝnning ⱪowuⱪi bolidu; biri Yǝⱨudaning ⱪowuⱪi bolidu; biri Lawiyning ⱪowuⱪi bolidu;
шәһәрниң қовуқлири Исраилниң қәбилилириниң нами бойичә болиду; шималий тәрипидә үч қовуқ болиду; бири Рубәнниң қовуқи болиду; бири Йәһуданиң қовуқи болиду; бири Лавийниң қовуқи болиду;
32 xǝrⱪiy tǝripining kǝngliki tɵt yüz ǝllik [hada], uningda üq ⱪowuⱪ bolidu; biri Yüsüpning ⱪowuⱪi bolidu; biri Binyaminning ⱪowuⱪi bolidu; biri Danning ⱪowuⱪi bolidu.
шәрқий тәрипиниң кәңлиги төрт йүз әллик [хада], униңда үч қовуқ болиду; бири Йүсүпниң қовуқи болиду; бири Биняминниң қовуқи болиду; бири Данниң қовуқи болиду.
33 Jǝnubiy tǝripining ɵlqimi tɵt yüz ǝllik [hada], uningda üq ⱪowuⱪ bolidu; biri Ximeonning ⱪowuⱪi bolidu; biri Issakarning ⱪowuⱪi bolidu; biri Zǝbulunning ⱪowuⱪi bolidu.
Җәнубий тәрипиниң өлчими төрт йүз әллик [хада], униңда үч қовуқ болиду; бири Шимеонниң қовуқи болиду; бири Иссакарниң қовуқи болиду; бири Зәбулунниң қовуқи болиду.
34 Xǝrⱪiy tǝripining kǝngliki tɵt yüz ǝllik [hada], uningda üq ⱪowuⱪ bolidu; biri Gadning ⱪowuⱪi bolidu; biri Axirning ⱪowuⱪi bolidu; biri Naftalining ⱪowuⱪi bolidu.
Шәрқий тәрипиниң кәңлиги төрт йүз әллик [хада], униңда үч қовуқ болиду; бири Гадниң қовуқи болиду; бири Аширниң қовуқи болиду; бири Нафталиниң қовуқи болиду.
35 jǝmiy bolup uning aylanmisi on sǝkkiz ming [hada] bolidu; xu kündin baxlap xǝⱨǝrning nami: «Pǝrwǝrdigar xu yǝrdǝ» bolidu.
Җәмий болуп униң айланмиси он сәккиз миң [хада] болиду; шу күндин башлап шәһәрниң нами: «Пәрвәрдигар шу йәрдә» болиду.

< Əzakiyal 48 >