< Əzakiyal 46 >

1 Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Iqki ⱨoylining xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan dǝrwazisi altǝ «ix küni»dǝ etiklik bolidu; biraⱪ xabat künidǝ u eqilidu; wǝ «yengi ay» bolƣan künliridǝ u eqilidu.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ички һойлиниң шәриққә қарайдиған дәрвазиси алтә «иш күни»дә етиклик болиду; бирақ шабат күнидә у ечилиду; вә «йеңи ай» болған күнлиридә у ечилиду.
2 Xaⱨzadǝ sirttin xu dǝrwazining dalinining yoli bilǝn kiridu, u kirix eƣizining kexǝk temi tüwidǝ turidu; kaⱨinlar bolsa uning üqün kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪini, inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirini sunidu; u dǝrwazining bosuƣisida sǝjdǝ ⱪilidu andin qiⱪidu; biraⱪ dǝrwaza kǝqkiqǝ etilmǝydu.
Шаһзадә сирттин шу дәрвазиниң далининиң йоли билән кириду, у кириш еғизиниң кешәк теми түвидә туриду; каһинлар болса униң үчүн көйдүрмә қурбанлиғини, енақлиқ қурбанлиқлирини суниду; у дәрвазиниң босуғисида сәҗдә қилиду андин чиқиду; бирақ дәрваза кәчкичә етилмәйду.
3 Zemindiki hǝlⱪmu xabat künliridǝ wǝ «yengi ay»larda xu dǝrwazining kirix eƣizining tüwidǝ turup Pǝrwǝrdigar aldida sǝjdǝ ⱪilidu.
Зиминдики хәлиқму шабат күнлиридә вә «йеңи ай»ларда шу дәрвазиниң кириш еғизиниң түвидә туруп Пәрвәрдигар алдида сәҗдә қилиду.
4 Xabat künidǝ xaⱨzadǝ Pǝrwǝrdigarƣa sunƣan ⱪurbanliⱪ bolsa altǝ bejirim pahlan, bir bejirim ⱪoqⱪar bolidu.
Шабат күнидә шаһзадә Пәрвәрдигарға сунған қурбанлиқ болса алтә беҗирим пахлан, бир беҗирим қочқар болиду.
5 Bularƣa ⱪoxulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝr ⱪoqⱪarƣa bir ǝfaⱨ, pahlanlarƣa bolsa qamining yetixiqǝ bolidu; ⱨǝrbir ǝfaⱨ unƣa u bir hin zǝytun meyini ⱪoxup sunidu.
Буларға қошулидиған ашлиқ һәдийәләр қочқарға бир әфаһ, пахланларға болса чаминиң йетишичә болиду; һәр бир әфаһ унға у бир хин зәйтун мейини қошуп суниду.
6 «Yengi ay»ning künidǝ u sunƣan ⱪurbanliⱪ yax bir bejirim torpaⱪ, altǝ pahlan, bir ⱪoqⱪar bolidu; ularning ⱨǝmmisi bejirim bolidu.
«Йеңи ай»ниң күнидә у сунған қурбанлиқ яш бир беҗирим топақ, алтә пахлан, бир қочқар болиду; уларниң һәммиси беҗирим болиду.
7 Bularƣa axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝrni ⱪuxup sunidu; torpaⱪⱪa bir ǝfaⱨ, ⱪoqⱪarƣa bir ǝfaⱨ, pahlanlarƣa qamining yetixiqǝ bolidu; ⱨǝrbir ǝfaⱨ unƣa bir hin zǝytun meyini ⱪoxup sunidu.
Буларға ашлиқ һәдийәләрни қушуп суниду; топаққа бир әфаһ, қочқарға бир әфаһ, пахланларға чаминиң йетишичә болиду; һәр бир әфаһ унға бир хин зәйтун мейини қошуп суниду.
8 Xaⱨzadǝ kirgǝndǝ, dǝrwazining dalini bilǝn kiridu, wǝ xu yol bilǝn qiⱪidu.
Шаһзадә киргәндә, дәрвазиниң далини билән кириду, вә шу йол билән чиқиду.
9 Zemindiki hǝlⱪ ⱨeyt künliridǝ bekitilgǝn «ibadǝt sorun»liriƣa Pǝrwǝrdigar aldiƣa kirgǝndǝ, sǝjdǝ ⱪilixⱪa ximaliy dǝrwazidin kirgǝn kixi jǝnubiy dǝrwazidin qiⱪidu; jǝnubiy dǝrwazidin kirgǝn kixi ximaliy dǝrwazidin qiⱪidu; u kirgǝn dǝrwazidin qiⱪmaydu, bǝlki uduliƣa mengip qiⱪidu.
Зиминдики хәлиқ һейт күнлиридә бекитилгән «ибадәт сорун»лириға Пәрвәрдигар алдиға киргәндә, сәҗдә қилишқа шималий дәрвазидин киргән киши җәнубий дәрвазидин чиқиду; җәнубий дәрвазидин киргән киши шималий дәрвазидин чиқиду; у киргән дәрвазидин чиқмайду, бәлки удулиға меңип чиқиду.
10 Hǝlⱪ kirgǝndǝ xaⱨzadǝ ular bilǝn billǝ kiridu; ular qiⱪⱪanda, billǝ qiⱪidu.
Хәлиқ киргәндә шаһзадә улар билән биллә кириду; улар чиққанда, биллә чиқиду.
11 Ⱨeyt-bayramlarda wǝ «ibadǝt sorun»lirida bolsa, u ⱪoxumqǝ sunƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝr torpaⱪⱪa bir ǝfaⱨ, ⱪoqⱪarƣa bir ǝfaⱨ, pahlanlarƣa bolsa qamining yetixiqǝ bolidu; ⱨǝrbir ǝfaⱨ unƣa u bir hin zǝytun meyini ⱪoxup sunidu.
Һейт-байрамларда вә «ибадәт сорун»лирида болса, у қошумчә сунған ашлиқ һәдийәләр топаққа бир әфаһ, қочқарға бир әфаһ, пахланларға болса чаминиң йетишичә болиду; һәр бир әфаһ унға у бир хин зәйтун мейини қошуп суниду.
12 Xaⱨzadǝ Pǝrwǝrdigarƣa halis kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni yaki halis inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirini sunmaⱪqi bolsa, ǝmdi xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan dǝrwaza uning üqün eqilidu; xabat künidǝ ⱪilƣandǝk, u ɵz kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪini wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirini sunidu; u ⱪaytip qiⱪidu; qiⱪⱪandin keyin dǝrwaza etilidu.
Шаһзадә Пәрвәрдигарға халис көйдүрмә қурбанлиқни яки халис енақлиқ қурбанлиқлирини сунмақчи болса, әнди шәриққә қарайдиған дәрваза униң үчүн ечилиду; шабат күнидә қилғандәк, у өз көйдүрмә қурбанлиғини вә енақлиқ қурбанлиқлирини суниду; у қайтип чиқиду; чиққандин кейин дәрваза етилиду.
13 Ⱨǝr kündǝ sǝn Pǝrwǝrdigarƣa kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ bir yaxliⱪ bejirim pahlanni sunisǝn; sǝn ⱨǝr ǝtigini tǝyyarlap berisǝn.
Һәр күндә сән Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә бир яшлиқ беҗирим пахланни сунисән; сән һәр әтигини тәйярлап берисән.
14 Ⱨǝr ǝtigǝndǝ sǝn uningƣa ⱪoxup axliⱪ ⱨǝdiyǝ, yǝni undin altidin bir ǝfaⱨ wǝ unni maylaxⱪa zǝytun meyidin üqtin bir ⱨin tǝyyarlaysǝn; bu Pǝrwǝrdigarƣa ǝbǝdiy bǝlgilimǝ bilǝn bekitilgǝn axliⱪ ⱨǝdiyǝ bolidu.
Һәр әтигәндә сән униңға қошуп ашлиқ һәдийә, йәни ундин алтидин бир әфаһ вә унни майлашқа зәйтун мейидин үчтин бир һин тәйярлайсән; бу Пәрвәрдигарға әбәдий бәлгүлимә билән бекитилгән ашлиқ һәдийә болиду.
15 Ular ⱨǝr ǝtigǝndǝ pahlanni, uning axliⱪ ⱨǝdiyǝsini zǝytun meyi bilǝn ǝbǝdiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ sunidu.
Улар һәр әтигәндә пахланни, униң ашлиқ һәдийәсини зәйтун мейи билән әбәдий көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә суниду.
16 Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Xaⱨzadǝ ɵz mirasidin oƣullirining birsigǝ sowƣa ⱪilƣan bolsa, ǝmdi u yǝnǝ axu oƣlining ɵz oƣul-ǝjdadliri üqün bolidu; miras yoli boyiqǝ u ularning igiliki bolidu.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Шаһзадә өз мирасидин оғуллириниң бирисигә соға қилған болса, әнди у йәнә әшу оғлиниң өз оғул-әҗдатлири үчүн болиду; мирас йоли бойичә у уларниң егилиги болиду.
17 Biraⱪ u ɵz mirasidin uning hizmǝtkarlirining birigǝ sowƣa bǝrgǝn bolsa, u uningki «halas ⱪilix yili»ƣiqǝ bolidu; xu qaƣda u xaⱨzadigǝ ⱪayturulidu; [xaⱨzadining mirasi] ǝsli ɵz oƣulliriƣila mǝnsup bolidu.
Бирақ у өз мирасидин униң хизмәткарлириниң биригә соға бәргән болса, у униңки «халас қилиш жили»ғичә болиду; шу чағда у шаһзадигә қайтурулиду; [шаһзадиниң мираси] әсли өз оғуллириғила мәнсуп болиду.
18 Wǝ xaⱨzadǝ hǝlⱪⱪǝ jǝbir-zulum selip, ularni mirasidin ⱨǝydiwǝtmǝydu; u oƣulliriƣa ɵz igilikidin miras tǝⱪsim ⱪilidu; xuning bilǝn Mening hǝlⱪim ɵz igilikidin tarⱪitilmaydu.
Вә шаһзадә хәлиққә җәбир-зулум селип, уларни мирасидин һайдивәтмәйду; у оғуллириға өз егилигидин мирас тәқсим қилиду; шуниң билән Мениң хәлқим өз егилигидин тарқитилмайду.
19 Andin [ⱨeliⱪi kixi] meni ximalƣa ⱪaraydiƣan, kaⱨinlar üqün bolƣan muⱪǝddǝs «kiqik hanilar»ƣa dǝrwazining yenidiki kirix yoli bilǝn apardi; mana, uning ƣǝrb tǝripidǝ mǝhsus bir jay bar idi;
Андин [һелиқи киши] мени шималға қарайдиған, каһинлар үчүн болған муқәддәс «кичик ханилар»ға дәрвазиниң йенидики кириш йоли билән апарди; мана, униң ғәрип тәрипидә мәхсус бир җай бар еди;
20 u manga: «Bu kaⱨinlar itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪlirini wǝ gunaⱨ ⱪurbanliⱪlirini ⱪaynitidiƣan ⱨǝm axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝrni pixuridiƣan jaydur; bu jayni bekitixtiki mǝⱪsǝt, hǝlⱪning bu axlarning pak-muⱪǝddǝslikigǝ tegip ketip ziyanƣa uqrimasliⱪi üqün, ular bu [axlarni] sirtⱪi ⱨoyliƣa elip qiⱪmaydu.
у маңа: «Бу каһинлар итаәтсизлик қурбанлиқлирини вә гуна қурбанлиқлирини қайнитидиған һәм ашлиқ һәдийәләрни пиширидиған җайдур; бу җайни бекитиштики мәхсәт, хәлиқниң бу ашларниң пак-муқәддәслигигә тегип кетип зиянға учримаслиғи үчүн, улар бу [ашларни] сиртқи һойлиға елип чиқмайду.
21 U meni sirtⱪi ⱨoyliƣa apirip, meni ⱨoylining tɵt bulungidin ɵtküzdi; mana, ⱨoylining ⱨǝrbir bulungida [kiqik] ⱨoyla bar idi.
У мени сиртқи һойлиға апирип, мени һойлиниң төрт булуңидин өткүзди; мана, һойлиниң һәр бир булуңида [кичик] һойла бар еди.
22 Ⱨoylining tɵt bulungida, uzunluⱪi ⱪiriⱪ gǝz, kǝngliki ottuz gǝz bolƣan tosma tamliⱪ ⱨoylilar bar idi; bu tɵt ⱨoylining ɵlqǝmliri ohxax idi.
Һойлиниң төрт булуңида, узунлуғи қириқ гәз, кәңлиги оттуз гәз болған тосма тамлиқ һойлилар бар еди; бу төрт һойлиниң өлчәмлири охшаш еди.
23 Bu tɵt ⱨoyla iqidǝ ǝtrapida tax tahtayliⱪ tǝkqǝ bar idi; tǝkqǝ astida ⱨǝmmǝ ǝtrapida ⱪazan ⱪaynitidiƣan [ot ⱪalaydiƣan] jayliri bar idi.
Бу төрт һойла ичидә әтрапида таш тахтайлиқ тәкчә бар еди; тәкчә астида һәммә әтрапида қазан қайнитидиған [от қалайдиған] җайлири бар еди.
24 U manga: «Bular «gɵx ⱪaynitix ɵyliri», muxu yǝrlǝrdǝ ɵyning hizmitidǝ bolƣanlar hǝlⱪning ⱪurbanliⱪlirini ⱪaynitidu» — dedi.
У маңа: «Булар «гөш қайнитиш өйлири», мошу йәрләрдә өйниң хизмитидә болғанлар хәлиқниң қурбанлиқлирини қайнитиду» — деди.

< Əzakiyal 46 >