< Əzakiyal 44 >

1 Wǝ u meni ibadǝthanining xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan dǝrwazisiƣa apardi; u etiklik idi.
Вә у мени ибадәтханиниң шәриққә қарайдиған дәрвазисиға апарди; у етиклик еди.
2 Pǝrwǝrdigar manga: — Bu dǝrwaza etiklik turidu; u eqilmaydu, ⱨeqkim uningdin kirmǝydu; qünki Pǝrwǝrdigar, Israilning Hudasi uningdin kirgǝn; xunga u etiklik ⱪalidu.
Пәрвәрдигар маңа: — Бу дәрваза етиклик туриду; у ечилмайду, һеч ким униңдин кирмәйду; чүнки Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси униңдин киргән; шуңа у етиклик қалиду.
3 Pǝⱪǝt xaⱨzadǝ, xaⱨzadilik süpiti bilǝn xu dǝrwazining [karidorida] olturup Pǝrwǝrdigar aldida nan yeyixkǝ bolidu; u [dǝrwaznining] dalinidin kiridu wǝ xu yoldin qiⱪidu, — dedi.
Пәқәт шаһзадә, шаһзадилик сүпити билән шу дәрвазиниң [каридорида] олтирип Пәрвәрдигар алдида нан йейишкә болиду; у [дәрвазниниң] далинидин кириду вә шу йолдин чиқиду, — деди.
4 U meni ximaliy dǝrwazidin qiⱪirip ibadǝthanining aldiƣa apardi; mǝn kɵrdum, mana, Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi Pǝrwǝrdigarning ɵyini toldurdi; mǝn düm yiⱪildim.
У мени шималий дәрвазидин чиқирип ибадәтханиниң алдиға апарди; мән көрдум, мана, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви Пәрвәрдигарниң өйини толдурди; мән дүм жиқилдим.
5 Pǝrwǝrdigar manga xundaⱪ dedi: — Insan oƣli, Mening sanga Pǝrwǝrdigarning ɵyining barliⱪ bǝlgilimiliri ⱨǝm ⱪanunliri toƣruluⱪ eytidiƣanlirimning ⱨǝmmisini kɵngül ⱪoyup kɵzüng bilǝn kɵr, ⱪuliⱪing bilǝn angla; ibadǝthanining kirix yoli wǝ muⱪǝddǝs jayning qiⱪix yollirini kɵngül ⱪoyup esingdǝ tut.
Пәрвәрдигар маңа шундақ деди: — Инсан оғли, Мениң саңа Пәрвәрдигарниң өйиниң барлиқ бәлгүлимилири һәм қанунлири тоғрилиқ ейтидиғанлиримниң һәммисини көңүл қоюп көзүң билән көр, қулиқиң билән аңла; ибадәтханиниң кириш йоли вә муқәддәс җайниң чиқиш йоллирини көңүл қоюп есиңдә тут.
6 Andin asiylarƣa, yǝni Israil jǝmǝtigǝ xundaⱪ degin: «Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Yirginqlik ⱪilmixliringlarƣa boldi bǝs, i Israil jǝmǝti!
Андин асийларға, йәни Исраил җәмәтигә шундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — жиркиничлик қилмишлириңларға болди бәс, и Исраил җәмәти!
7 Silǝr barliⱪ yirginqlik ⱪilmixliringlardin sirt, Manga nan, ⱪurbanliⱪ meyi wǝ ⱪenini sunƣininglarda, silǝr yat adǝmlǝrni, ⱪǝlbidǝ hǝtnǝ ⱪilinmiƣan, tenidǝ hǝtnǝ ⱪilinmiƣanlarni mening muⱪǝddǝs jayimda, yǝni Mening ɵyümdǝ turup uni bulƣaxⱪa kirgüzdunglar; ular ǝⱨdǝmni buzdi.
Силәр барлиқ жиркиничлик қилмишлириңлардин сирт, Маңа нан, қурбанлиқ мейи вә қенини сунғиниңларда, силәр ят адәмләрни, қәлбидә хәтнә қилинмиған, тенидә хәтнә қилинмиғанларни мениң муқәддәс җайимда, йәни Мениң өйүмдә туруп уни булғашқа киргүздуңлар; улар әһдәмни бузди.
8 Silǝr Mening pak-muⱪǝddǝs nǝrsilirimgǝ mǝs’uliyǝt bilǝn sadiⱪ bolmay, bǝlki muⱪǝddǝs jayimda ɵzünglarning orniƣa mǝs’ul boluxⱪa [yat adǝmlǝrni] ixⱪa ⱪoydunglar».
Силәр Мениң пак-муқәддәс нәрсилиримгә мәсъулийәт билән садиқ болмай, бәлки муқәддәс җайимда өзүңларниң орниға мәсъул болушқа [ят адәмләрни] ишқа қойдуңлар».
9 Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Israil arisida turƣan yat adǝmlǝrdin, yǝni ⱪǝlbidǝ hǝtnǝ ⱪilinmiƣan, tenidǝ hǝtnǝ ⱪilinmiƣan ⱨǝrⱪandaⱪ yat adǝmning Mening muⱪǝddǝs jayimƣa kirixigǝ bolmaydu
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраил арисида турған ят адәмләрдин, йәни қәлбидә хәтнә қилинмиған, тенидә хәтнә қилинмиған һәр қандақ ят адәмниң Мениң муқәддәс җайимға киришигә болмайду
10 lekin Israilning Mǝndin ezip ketixi bilǝn, Mǝndin yiraⱪlixip azƣan, mǝbudliriƣa intilgǝn Lawiy jǝmǝtidikilǝr ɵz ⱪǝbiⱨlikining jazasini tartidu;
лекин Исраилниң Мәндин езип кетиши билән, Мәндин жирақлишип азған, мәбудлириға интилгән Лавий җәмәтидикиләр өз қәбиһлигиниң җазасини тартиду;
11 ⱨalbuki, ular yǝnila muⱪǝddǝs ornumda, ɵy dǝrwazilirida nazarǝtqilik ⱪilidiƣan wǝ ɵy hizmitidǝ bolidiƣan hizmǝtkarlar bolidu; ular hǝlⱪ üqün kɵydürmǝ wǝ baxⱪa ⱪurbanliⱪlarni soyidu; ular hǝlⱪning hizmitidǝ bolup ularning aldida turidu.
һалбуки, улар йәнила муқәддәс орнумда, өй дәрвазилирида назарәтчилик қилидиған вә өй хизмитидә болидиған хизмәткарлар болиду; улар хәлиқ үчүн көйдүрмә вә башқа қурбанлиқларни сойиду; улар хәлиқниң хизмитидә болуп уларниң алдида туриду.
12 Əmma hǝlⱪ mǝbudliriƣa qoⱪunƣanda, ular hǝlⱪning xu ixlirida, ularning hizmitidǝ bolƣanliⱪi, xuning bilǝn Israil jǝmǝtini ⱪǝbiⱨlikkǝ elip baridiƣan putlikaxang bolƣanliⱪi tüpǝylidin, xunga Mǝn ularƣa ⱪolumni kɵtürüp ⱪǝsǝm iqkǝnmǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — ular ⱪǝbiⱨlikining jazasini tartidu.
Амма хәлиқ мәбудлириға чоқунғанда, улар хәлиқниң шу ишлирида, уларниң хизмитидә болғанлиғи, шуниң билән Исраил җәмәтини қәбиһликкә елип баридиған путликашаң болғанлиғи түпәйлидин, шуңа Мән уларға қолумни көтирип қәсәм ичкәнмәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — улар қәбиһлигиниң җазасини тартиду.
13 Xunga ular Mǝn üqün kaⱨinliⱪ wǝzipisini ɵtǝxkǝ Mening yenimƣa yeⱪin kǝlmǝydu, yaki Mening muⱪǝddǝs nǝrsilirimgǝ, «ǝng muⱪǝddǝs» nǝrsilirimgǝ yeⱪin kǝlmǝydu; ular bǝlki ɵz hijalitini wǝ yirginqlik ⱪilmixlirining jazasini tartixi kerǝk.
Шуңа улар Мән үчүн каһинлиқ вәзиписини өтәшкә Мениң йенимға йеқин кәлмәйду, яки Мениң муқәддәс нәрсилиримгә, «әң муқәддәс» нәрсилиримгә йеқин кәлмәйду; улар бәлки өз хиҗалитини вә жиркиничлик қилмишлириниң җазасини тартиши керәк.
14 Biraⱪ Mǝn ularni ɵyning ɵzining mulazimitigǝ, uning barliⱪ hizmitigǝ wǝ uningda ⱪilinidiƣan barliⱪ ixlarƣa mǝs’ul ⱪilimǝn.
Бирақ Мән уларни өйниң өзиниң мулазимитигә, униң барлиқ хизмитигә вә униңда қилинидиған барлиқ ишларға мәсъул қилимән.
15 Biraⱪ Israil Mǝndin ezip kǝtkǝndǝ, Ɵz muⱪǝddǝs jayimƣa ⱪaraxⱪa sadiⱪ kaⱨinlar, yǝni Lawiylar bolƣan Zadokning ǝwladilir — ular hizmitimdǝ boluxⱪa yenimƣa yeⱪin kelidu; ular ⱪurbanliⱪilarning meyini wǝ ⱪenini sunuxⱪa Mening aldimda turidu, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Бирақ Исраил Мәндин езип кәткәндә, Өз муқәддәс җайимға қарашқа садиқ каһинлар, йәни Лавийлар болған Задокниң әвладилир — улар хизмитимдә болушқа йенимға йеқин келиду; улар қурбанлиғиларниң мейини вә қенини сунушқа Мениң алдимда туриду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
16 Ular muⱪǝddǝs jayimƣa kiridu, Mening hizmitimdǝ boluxⱪa dastihinimƣa yeⱪin kelidu; ular Mening tapxuruⱪumƣa mǝs’ul bolidu.
Улар муқәддәс җайимға кириду, Мениң хизмитимдә болушқа дәстихинимға йеқин келиду; улар Мениң тапшуруғумға мәсъул болиду.
17 Wǝ xundaⱪ boliduki, ular iqki ⱨoyla dǝrwaziliridin kirgǝndǝ, kanap kiyimni kiyixi kerǝk; iqki ⱨoyla dǝrwazilirida yaki muⱪǝddǝshana aldida hizmǝttǝ bolƣanda, ularda ⱨǝrⱪandaⱪ yungdin bolƣan nǝrsǝ bolmaydu;
Вә шундақ болидуки, улар ички һойла дәрвазилиридин киргәндә, канап кийимни кийиши керәк; ички һойла дәрвазилирида яки муқәддәсхана алдида хизмәттә болғанда, уларда һәр қандақ жуңдин болған нәрсә болмайду;
18 bexiƣa kanaptin tikilgǝn sǝllǝ, belining tɵwinigǝ kanaptin tambal kiyidu; ular adǝmni tǝrlitidiƣan ⱨeqⱪandaⱪ nǝrsini kiymǝsliki kerǝk.
бешиға канаптин тикилгән сәллә, белиниң төвинигә канаптин тамбал кийиду; улар адәмни тәрлитидиған һеч қандақ нәрсини киймәслиги керәк.
19 Ular hǝlⱪning aldiƣa sirtⱪi ⱨoyliƣa qiⱪⱪanda, ular hizmǝt kiyimlirini seliwetip, ularni muⱪǝddǝs «kiqik hanilar»ƣa ⱪoyup ⱪoyidu; ular hǝlⱪning bu kiyimlirining pak-muⱪǝddǝslikigǝ tegip ketip ziyanƣa uqrimasliⱪi üqün baxⱪa kiyimlǝrni kiyixi kerǝk.
Улар хәлиқниң алдиға сиртқи һойлиға чиққанда, улар хизмәт кийимлирини селиветип, уларни муқәддәс «кичик ханилар»ға қоюп қойиду; улар хәлиқниң бу кийимлириниң пак-муқәддәслигигә тегип кетип зиянға учримаслиғи үчүн башқа кийимләрни кийиши керәк.
20 Ular qaqlirini qüxürüwǝtmǝsliki, yaki qaqlirini uzun ⱪoyuwǝtmǝsliki lazim; ular pǝⱪǝt ⱪisⱪa qaq ⱪoyuxi kerǝk.
Улар чачлирини чүшүрүвәтмәслиги, яки чачлирини узун қоювәтмәслиги лазим; улар пәқәт қисқа чач қоюши керәк.
21 Iqki ⱨoyliƣa kirgǝndǝ ⱨeqⱪaysi kaⱨin xarab iqmǝsliki kerǝk.
Ички һойлиға киргәндә һеч қайси каһин шарап ичмәслиги керәк.
22 Ular tul yaki ajraxⱪan ayalni ɵz ǝmrigǝ almasliⱪi kerǝk; ular Israil nǝslidin bolƣan pak ⱪizni, yaki kaⱨindin tul ⱪalƣan ayalni elixⱪa bolidu.
Улар тул яки аҗрашқан аялни өз әмригә алмаслиғи керәк; улар Исраил нәслидин болған пак қизни, яки каһиндин тул қалған аялни елишқа болиду.
23 Ular hǝlⱪimgǝ pak-muⱪǝddǝs bilǝn addiyning pǝrⱪini ɵgitidu, ularƣa ⱨalal bilǝn ⱨaramni ⱪandaⱪ pǝrⱪ etixni kɵrsitidu.
Улар хәлқимгә пак-муқәддәс билән аддийниң пәрқини үгитиду, уларға һалал билән һарамни қандақ пәриқ етишни көрситиду.
24 Ərz-dǝwalarda ular ⱨɵküm qiⱪirix ornida bolidu; ular bularning üstigǝ ɵz ⱨɵkümlirim boyiqǝ ⱨɵküm qiⱪiridu; Mǝn bekitkǝn barliⱪ ⱨeyt-bayramlirim toƣrisidiki ⱪanun-bǝlgilimilirimni tutidu; ular Mening «xabat kün»lirimni pak-muⱪǝddǝs dǝp ǝtiwarlixi kerǝk.
Әрз-дәваларда улар һөкүм чиқириш орнида болиду; улар буларниң үстигә өз һөкүмлирим бойичә һөкүм чиқириду; Мән бекиткән барлиқ һейт-байрамлирим тоғрисидики қанун-бәлгүлимилиримни тутиду; улар Мениң «шабат күн»лиримни пак-муқәддәс дәп әтиварлиши керәк.
25 Ɵzini napak ⱪilmasliⱪi üqün ular ɵlükning yeniƣa ⱨeq barmasliⱪi kerǝk; ⱨalbuki, ɵlgǝn atisi, anisi, oƣli, ⱪizi, aka-ukisi yaki eri yoⱪ aqa-singlisi üqün ular ɵzini napak ⱪilixⱪa bolidu.
Өзини напак қилмаслиғи үчүн улар өлүкниң йениға һеч бармаслиғи керәк; һалбуки, өлгән атиси, аниси, оғли, қизи, ака-укиси яки ери йоқ ача-сиңлиси үчүн улар өзини напак қилишқа болиду.
26 Ɵzini paklandurƣandin keyin, uningƣa yǝnǝ yǝttǝ kün sanilixi kerǝk;
Өзини пакландурғандин кейин, униңға йәнә йәттә күн санилиши керәк;
27 u muⱪǝddǝs jayƣa kirgǝndǝ, yǝni muⱪǝddǝs jayda hizmǝttǝ boluxⱪa iqki ⱨoyliƣa kirgǝn xu künidǝ, u ɵzi üqün gunaⱨ ⱪurbanliⱪini sunuxi kerǝk, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
у муқәддәс җайға киргәндә, йәни муқәддәс җайда хизмәттә болушқа ички һойлиға киргән шу күнидә, у өзи үчүн гуна қурбанлиғини сунуши керәк, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
28 Bu ularƣa miras bolidu: — Mǝn Ɵzüm ularƣa miras bolimǝn; silǝr ularƣa Israil zeminidin ⱨeqⱪandaⱪ igilikni tǝⱪsim ⱪilmaysilǝr; Mǝn ularning igiliki bolimǝn.
Бу уларға мирас болиду: — Мән Өзүм уларға мирас болимән; силәр уларға Исраил зиминидин һеч қандақ егиликни тәқсим қилмайсиләр; Мән уларниң егилиги болимән.
29 Ular axliⱪ ⱨǝdiyǝ, gunaⱨ ⱪurbanliⱪi wǝ itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪliridin yǝydu; Israilda mǝhsus Hudaƣa atalƣan ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsǝ ularningki bolidu.
Улар ашлиқ һәдийә, гуна қурбанлиғи вә итаәтсизлик қурбанлиқлиридин йәйду; Исраилда мәхсус Худаға аталған һәр қандақ нәрсә уларниңки болиду.
30 Tunji qiⱪⱪan ⱨǝrⱪandaⱪ mǝⱨsulatlarning esili, barliⱪ wǝ ⱨǝrⱪandaⱪ «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»lǝr kaⱨinlar üqün bolidu. Silǝr [arpa-buƣdiyinglarning] ⱨosulining tunji hemirini kaⱨinƣa tǝⱪdim ⱪilixinglar kerǝk; xuning bilǝn bǝht-bǝrikǝt ɵyünglǝrgǝ ata ⱪilinidu.
Тунҗи чиққан һәр қандақ мәһсулатларниң есили, барлиқ вә һәр қандақ «көтәрмә һәдийә»ләр каһинлар үчүн болиду. Силәр [арпа-буғдийиңларниң] һосулиниң тунҗа хемирини каһинға тәқдим қилишиңлар керәк; шуниң билән бәхит-бәрикәт өйүңләргә ата қилиниду.
31 Kaⱨinlar ɵzlügidin ɵlgǝn, yaki yirtⱪuqlar boƣup ⱪoyƣan ⱨeqⱪandaⱪ ⱨaywan yaki uqar-ⱪanatlardin yeyixkǝ bolmaydu.
Каһинлар өзлүгидин өлгән, яки житқучлар боғуп қойған һеч қандақ һайван яки учар-қанатлардин йейишкә болмайду.

< Əzakiyal 44 >