< Əzakiyal 43 >
1 U meni dǝrwaziƣa, yǝni xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan dǝrwaziƣa apardi;
У мени дәрвазиға, йәни шәриққә қарайдиған дәрвазиға апарди;
2 Mana, Israilning Hudasining xan-xǝripi xǝrⱪ tǝrǝptin kǝldi; Uning awazi uluƣ sularning xarⱪiriƣan sadasidǝk idi; yǝr yüzi uning xan-xǝripi bilǝn yorutuldi.
Мана, Исраилниң Худасиниң шан-шәриви шәриқ тәрәптин кәлди; Униң авази улуқ суларниң шарқириған садасидәк еди; йәр йүзи униң шан-шәриви билән йорутулди.
3 Mǝn kɵrgǝn bu alamǝt kɵrünüx bolsa, u xǝⱨǝrni ⱨalak ⱪilixⱪa kǝlgǝn ⱪetimda kɵrgǝn alamǝt kɵrünüxtǝk boldi; alamǝt kɵrünüxlǝr yǝnǝ mǝn Kewar dǝryasi boyida turup kɵrgǝn alamǝt kɵrünüxtǝk boldi; mǝn düm yiⱪildim.
Мән көргән бу аламәт көрүнүш болса, у шәһәрни һалак қилишқа кәлгән қетимда көргән аламәт көрүнүштәк болди; аламәт көрүнүшләр йәнә мән Кевар дәрияси бойида туруп көргән аламәт көрүнүштәк болди; мән дүм жиқилдим.
4 Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan dǝrwaza arⱪiliⱪ ibadǝthaniƣa kirdi;
Пәрвәрдигарниң шан-шәриви шәриққә қарайдиған дәрваза арқилиқ ибадәтханиға кирди;
5 Roⱨ meni kɵtürüp, iqki ⱨoyliƣa apardi; mana, Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi ibadǝthanini toldurdi.
Роһ мени көтирип, ички һойлиға апарди; мана, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви ибадәтханини толдурди.
6 Ⱨeliⱪi kixi yenimda turƣanda, ibadǝthanining iqidin Birsining sɵzligǝn awazini anglidim;
Һелиқи киши йенимда турғанда, ибадәтханиниң ичидин Бирисиниң сөзлигән авазини аңлидим;
7 U manga: — I insan oƣli, bu Mening tǝhtim selinƣan jay, Mǝn ayaƣ basidiƣan, Mǝn Israillar arisida mǝnggügǝ turidiƣan jaydur; Israil jǝmǝtidikilǝr — ularning ɵzliri yaki padixaⱨliri buzuⱪluⱪi bilǝn yaki «yuⱪiri jaylar»da padixaⱨning jǝsǝtliri bilǝn Mening pak-muⱪǝddǝs namimni yǝnǝ ⱨeq bulƣimaydu.
У маңа: — И инсан оғли, бу Мениң тәхтим селинған җай, Мән аяқ басидиған, Мән Исраиллар арисида мәңгүгә туридиған җайдур; Исраил җәмәтидикиләр — уларниң өзлири яки падишалири бузуқлуғи билән яки «жуқури җайлар»да падишаниң җәсәтлири билән Мениң пак-муқәддәс намимни йәнә һеч булғимайду.
8 Ular ɵz bosuƣisini Mening bosuƣimning yeniƣa, ixik kexikini Mening ixik kexikimning yeniƣa salƣan, ular bilǝn Meni pǝⱪǝt bir tamla ayrip turatti, ular Mening pak-muⱪǝddǝs namimni yirginqlikliri bilǝn bulƣiƣan. Xunga Mǝn ƣǝzipim bilǝn ularni yoⱪitiwǝttim.
Улар өз босуғисини Мениң босуғимниң йениға, ишик кешикини Мениң ишик кешикимниң йениға салған, улар билән Мени пәқәт бир тамла айрип туратти, улар Мениң пак-муқәддәс намимни жиркиничликлири билән булғиған. Шуңа Мән ғәзивим билән уларни йоқитивәттим.
9 Əmdi ⱨazir ular buzuⱪluⱪini, padixaⱨlarning jǝsǝtlirini Mǝndin yiraⱪ ⱪilsun; wǝ Mǝn ular arisida mǝnggügǝ turimǝn.
Әнди һазир улар бузуқлуғини, падишаларниң җәсәтлирини Мәндин жирақ қилсун; вә Мән улар арисида мәңгүгә туримән.
10 — Əmdi sǝn, i insan oƣli, Israil jǝmǝtining ɵz ⱪǝbiⱨlikliridin hijalǝt boluxi üqün bu ɵyni ularƣa kɵrsitip bǝrgin; ular kallisida ibadǝthanini ɵlqǝp baⱪsun.
— Әнди сән, и инсан оғли, Исраил җәмәтиниң өз қәбиһликлиридин хиҗаләт болуши үчүн бу өйни уларға көрситип бәргин; улар каллисида ибадәтханини өлчәп бақсун.
11 Əgǝrdǝ ular ɵz ⱪilƣanliridin hijil bolsa, ǝmdi sǝn muxu ɵyning xǝklini, uning selinixini, qiⱪix yollirini, kirix yollirini wǝ barliⱪ layiⱨisini wǝ barliⱪ bǝlgilimilirini, — xundaⱪ, barliⱪ xǝklini wǝ barliⱪ ⱪanunlirini ayan ⱪilip bǝrgin; ularning pütkül xǝklini esidǝ tutuxi ⱨǝm uning bǝlgilimilirigǝ ǝmǝl ⱪilixi üqün, uni ularning kɵz aldiƣa yazƣin.
Әгәрдә улар өз қилғанлиридин хиҗил болса, әнди сән мошу өйниң шәклини, униң селинишини, чиқиш йоллирини, кириш йоллирини вә барлиқ лайиһисини вә барлиқ бәлгүлимилирини, — шундақ, барлиқ шәклини вә барлиқ қанунлирини аян қилип бәргин; уларниң пүткүл шәклини есидә тутуши һәм униң бәлгүлимилиригә әмәл қилиши үчүн, уни уларниң көз алдиға язғин.
12 Ibadǝthanining ⱪanuni xundaⱪ bolidu: U turƣan taƣning qoⱪⱪisining bekitilgǝn pasilƣiqǝ bolƣan dairisi «ǝng muⱪǝddǝs» bolidu; mana, bu ibadǝthanining ⱪanunidur.
Ибадәтханиниң қануни шундақ болиду: У турған тағниң чоққисиниң бекитилгән пасилғичә болған даириси «әң муқәддәс» болиду; мана, бу ибадәтханиниң қанунидур.
13 Ⱪurbangaⱨning «[qong] gǝz»dǝ ɵlqǝngǝn ɵlqǝmliri xundaⱪ idi: — bu gǝz bolsa bir gǝz ⱪoxulƣan bir aliⱪan bolidu. Ⱪurbangaⱨning ǝtrapidiki ulining egizliki bir gǝz, kǝngliki bir gǝz, ǝtrapidiki girwiki bolsa bir aliⱪan idi. Mana bu ⱪurbangaⱨning uli idi.
Қурбангаһниң «[чоң] гәз»дә өлчәнгән өлчәмлири шундақ еди: — бу гәз болса бир гәз қошулған бир алиқан болиду. Қурбангаһниң әтрапидики улиниң егизлиги бир гәз, кәңлиги бир гәз, әтрапидики гирвики болса бир алиқан еди. Мана бу қурбангаһниң ули еди.
14 Uning ulidin astinⱪi tǝkqigiqǝ ikki gǝz, kǝngliki bir gǝz idi; bu «kiqik tǝkqǝ»din «qong tǝkqǝ»giqǝ tɵt gǝz, kǝngliki bir gǝz idi;
Униң улидин астинқи тәкчигичә икки гәз, кәңлиги бир гәз еди; бу «кичик тәкчә»дин «чоң тәкчә»гичә төрт гәз, кәңлиги бир гәз еди;
15 ⱪurbangaⱨning ot supisining egizliki tɵt gǝz idi; ot supisida tɵt münggüz qoⱪqiyip qiⱪip turatti.
қурбангаһниң от суписиниң егизлиги төрт гәз еди; от суписида төрт мүңгүз чоқчийип чиқип туратти.
16 Ⱪurbangaⱨning ot supisining uzunluⱪi on ikki gǝz, kǝngliki on ikki gǝz bolup, u tɵt qasiliⱪ idi.
Қурбангаһниң от суписиниң узунлуғи он икки гәз, кәңлиги он икки гәз болуп, у төрт часилиқ еди.
17 Yuⱪiri tǝkqigiqimu tɵt qasiliⱪ idi, uzunluⱪi on tɵt gǝz, kǝngliki on tɵt gǝz; ǝtrapidiki girwiki bolsa yerim gǝz idi; astining kǝngliki bir gǝz idi; uningƣa qiⱪidiƣan pǝlǝmpiyi xǝrⱪⱪǝ ⱪaraytti.
Жуқири тәкчигичиму төрт часилиқ еди, узунлуғи он төрт гәз, кәңлиги он төрт гәз; әтрапидики гирвики болса йерим гәз еди; астиниң кәңлиги бир гәз еди; униңға чиқидиған пәләмпийи шәриққә қарайтти.
18 U manga xundaⱪ dedi: — I insan oƣli, Rǝb Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: Bu ⱪurbangaⱨ üstigǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni sunux wǝ üstigǝ ⱪan sepix üqün uni yasiƣan künidǝ, xular uning bǝlgilimiliri bolidu: —
У маңа шундақ деди: — И инсан оғли, Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: Бу қурбангаһ үстигә көйдүрмә қурбанлиқларни сунуш вә үстигә қан сепиш үчүн уни ясиған күнидә, шулар униң бәлгүлимилири болиду: —
19 sǝn Lawiy ⱪǝbilisidin bolƣan, yǝni Mening hizmitimdǝ bolux üqün Manga yeⱪinlixidiƣan Zadok nǝslidikilǝrdin bolƣan kaⱨinlarƣa gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ yax bir torpaⱪni berisǝn;
сән Лавий қәбилисидин болған, йәни Мениң хизмитимдә болуш үчүн Маңа йеқинлишидиған Задок нәслидикиләрдин болған каһинларға гуна қурбанлиғи сүпитидә яш бир топақни берисән;
20 sǝn uning ⱪenidin azraⱪ elip ⱪurbangaⱨning münggüzlirigǝ, qong tǝkqining tɵt burjikigǝ ⱨǝm ǝtrapidiki girwǝkliri üstigǝ sürisǝn; xuning bilǝn sǝn uni pakizlap wǝ uningƣa kafarǝt ⱪilisǝn.
сән униң қенидин азрақ елип қурбангаһниң мүңгүзлиригә, чоң тәкчиниң төрт бүҗигигә һәм әтрапидики гирвәклири үстигә сүрисән; шуниң билән сән уни пакизлап вә униңға кафарәт қилисән.
21 Sǝn gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolƣan torpaⱪni elip uning jǝsitini «muⱪǝddǝs jay»ning sirtida bolƣan, ibadǝthanidiki alaⱨidǝ bekitilgǝn jayda kɵydürisǝn;
Сән гуна қурбанлиғи болған топақни елип униң җәситини «муқәддәс җай»ниң сиртида болған, ибадәтханидики алаһидә бекитилгән җайда көйдүрисән;
22 ikkinqi künidǝ sǝn gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bejirim bir tekini sunisǝn; ular ⱪurbangaⱨni torpaⱪ bilǝn paklandurƣandǝk tekǝ bilǝn uni paklaydu.
иккинчи күнидә сән гуна қурбанлиғи сүпитидә беҗирим бир текини сунисән; улар қурбангаһни топақ билән пакландурғандәк текә билән уни паклайду.
23 Sǝn uni pakliƣandin keyin, sǝn bejirim yax bir torpaⱪ, ⱪoy padisidin bejirim bir ⱪoqⱪarni sunisǝn;
Сән уни паклиғандин кейин, сән беҗирим яш бир топақ, қой падисидин беҗирим бир қочқарни сунисән;
24 sǝn ularni Pǝrwǝrdigarning aldiƣa sunisǝn; kaⱨinlar ularning üstigǝ tuz sepidu wǝ ularni Pǝrwǝrdigarƣa atap kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ sunidu.
сән уларни Пәрвәрдигарниң алдиға сунисән; каһинлар уларниң үстигә туз сепиду вә уларни Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә суниду.
25 Yǝttǝ kün sǝn ⱨǝr küni gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir tekini sunisǝn; ular bejirim yax bir torpaⱪni, ⱪoy padisidin bejirim bir ⱪoqⱪarnimu sunidu.
Йәттә күн сән һәр күни гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текини сунисән; улар беҗирим яш бир топақни, қой падисидин беҗирим бир қочқарниму суниду.
26 Ular yǝttǝ kün ⱪurbangaⱨ üqün kafarǝt ⱪilip uni paklaydu; xuning bilǝn ular uni pak-muⱪǝddǝs dǝp ayriydu.
Улар йәттә күн қурбангаһ үчүн кафарәт қилип уни паклайду; шуниң билән улар уни пак-муқәддәс дәп айрийду.
27 Bu künlǝr tügigǝndǝ, sǝkkizinqi küni wǝ xu kündin keyin, kaⱨinlar silǝrning kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪliringlarni wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪliringlarni ⱪurbangaⱨ üstigǝ sunidu; xuning bilǝn Mǝn silǝrni ⱪobul ⱪilimǝn, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Бу күнләр түгигәндә, сәккизинчи күни вә шу күндин кейин, каһинлар силәрниң көйдүрмә қурбанлиқлириңларни вә енақлиқ қурбанлиқлириңларни қурбангаһ үстигә суниду; шуниң билән Мән силәрни қобул қилимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.