< Əzakiyal 42 >

1 U meni sirtⱪi ⱨoyliƣa, ximal tǝripigǝ apardi; u meni yǝnǝ «box yǝr»gǝ tutaxⱪan, ibadǝthanining ximaliy uduliƣa jaylaxⱪan kiqik hanilarƣa apardi.
У мени сиртқи һойлиға, шимал тәрипигә апарди; у мени йәнә «бош йәр»гә туташқан, ибадәтханиниң шималий удулиға җайлашқан кичик ханиларға апарди.
2 Hanilarning jǝmiy uzunluⱪi yüz gǝz idi; ularning kirix yoli ximalƣa ⱪaraytti; [hanilarning] jǝmiy kǝngliki ǝllik gǝz idi.
Ханиларниң җәмий узунлуғи йүз гәз еди; уларниң кириш йоли шималға қарайтти; [ханиларниң] җәмий кәңлиги әллик гәз еди.
3 Hanilar iqki ⱨoyliƣa tǝwǝ yigirmǝ gǝz kǝngliktiki «box yǝr»gǝ ⱪaraytti, xundaⱪla sirtⱪi ⱨoyliƣa tǝwǝ «tax tahtayliⱪ supa»ning udulida idi. Üq ⱪǝwǝtlik hanilarning karidorining bir tǝripidiki hanilar yǝnǝ bir tǝripidiki hanilarning udulida idi.
Ханилар ички һойлиға тәвә жигирмә гәз кәңликтики «бош йәр»гә қарайтти, шундақла сиртқи һойлиға тәвә «таш тахтайлиқ супа»ниң удулида еди. Үч қәвәтлик ханиларниң каридориниң бир тәрипидики ханилар йәнә бир тәрипидики ханиларниң удулида еди.
4 Hanilarning aldida on gǝz kǝngliktǝ, yüz gǝz uzunluⱪta bir karidor bar idi. Hanilarning ixikliri ximalƣa ⱪaraytti;
Ханиларниң алдида он гәз кәңликтә, йүз гәз узунлуқта бир каридор бар еди. Ханиларниң ишиклири шималға қарайтти;
5 yuⱪiridiki hanilar tɵwǝndiki wǝ otturisidiki ɵylǝrdin tar idi; qünki karidorlar kɵp orunni igiliwalƣanidi.
жуқуридики ханилар төвәндики вә оттурисидики өйләрдин тар еди; чүнки каридорлар көп орунни егиливалған еди.
6 Hanilar üq ⱪǝwǝtlik idi; biraⱪ ⱨoyliƣa tutax hanilarningkidǝk tüwrükliri bolmiƣaqⱪa, üqinqi ⱪǝwǝttiki hanilar astinⱪi ⱪǝwǝttiki wǝ otturidiki hanilardin tar idi.
Ханилар үч қәвәтлик еди; бирақ һойлиға туташ ханиларниңкидәк түврүклири болмиғачқа, үчинчи қәвәттики ханилар астинқи қәвәттики вә оттуридики ханилардин тар еди.
7 Sirttiki hanilarning yenidiki, yǝni ⱨoylini hanilardin ayrip turidiƣan sirtⱪi tamning uzunluⱪi ǝllik gǝz idi.
Сирттики ханиларниң йенидики, йәни һойлини ханилардин айрип туридиған сиртқи тамниң узунлуғи әллик гәз еди.
8 Sirtⱪi ⱨoyliƣa tutaxⱪan hanilarning bolsa, jǝmiy uzunluⱪi ǝllik gǝz idi; mana, muⱪǝddǝshaniƣa ⱪaraydiƣan tǝripining uzunluⱪi yüz gǝz idi.
Сиртқи һойлиға туташқан ханиларниң болса, җәмий узунлуғи әллик гәз еди; мана, муқәддәсханиға қарайдиған тәрипиниң узунлуғи йүз гәз еди.
9 Bu hanilar astida, sirtⱪi ⱨoylidin kiridiƣan, xǝrⱪ tǝrǝpkǝ ⱪaraydiƣan bir kirix yoli bar idi.
Бу ханилар астида, сиртқи һойлидин киридиған, шәриқ тәрәпкә қарайдиған бир кириш йоли бар еди.
10 Ibadǝthanining jǝnubiy tǝripidǝ, xǝrⱪiy tǝripigǝ ⱪaraydiƣan iqki ⱨoylidiki tamning kǝngliki bilǝn tǝng bolƣan, «box yǝr»gǝ tutaxⱪan, ibadǝthanining ɵzigǝ ⱪaraydiƣan hanilar bar idi;
Ибадәтханиниң җәнубий тәрипидә, шәрқий тәрипигә қарайдиған ички һойлидики тамниң кәңлиги билән тәң болған, «бош йәр»гә туташқан, ибадәтханиниң өзигә қарайдиған ханилар бар еди;
11 Ularning aldidimu bir karidor bar idi; ular ximalƣa ⱪaraydiƣan hanilarƣa ohxaytti. Ularning uzunluⱪi wǝ kǝngliki, barliⱪ qiⱪix yolliri, xǝkli wǝ ixikliri ohxax idi.
Уларниң алдидиму бир каридор бар еди; улар шималға қарайдиған ханиларға охшайтти. Уларниң узунлуғи вә кәңлиги, барлиқ чиқиш йоллири, шәкли вә ишиклири охшаш еди.
12 Jǝnubⱪa ⱪaraydiƣan bir yürüx hanilarning ixiki aldidiki karidorning bexida bir kirix yoli bar idi; bu kirix yolimu xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan tamning yenida idi.
Җәнупқа қарайдиған бир жүрүш ханиларниң ишиги алдидики каридорниң бешида бир кириш йоли бар еди; бу кириш йолиму шәриққә қарайдиған тамниң йенида еди.
13 Wǝ u manga: «[ibadǝthanining ⱨoylidiki] «box yǝr»gǝ tutaxliⱪ bu ximaliy wǝ jǝnubiy yürüx hanilar bolsa, muⱪǝddǝs hanilardur; Pǝrwǝrdigarƣa yeⱪinlixalaydiƣan kaⱨinlar xu yǝrlǝrdǝ «ǝng muⱪǝddǝs ⱨǝdiyǝlǝr»ni yǝydu. Ular xu yǝrlǝrdǝ «ǝng muⱪǝddǝs ⱨǝdiyǝlǝr»ni, yǝni axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝrni, gunaⱨ ⱪurbanliⱪlirini wǝ itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪlirini ⱪoyidu; qünki xu yǝrlǝr muⱪǝddǝstur.
Вә у маңа: «[ибадәтханиниң һойлидики] «бош йәр»гә туташлиқ бу шималий вә җәнубий жүрүш ханилар болса, муқәддәс ханилардур; Пәрвәрдигарға йеқинлишалайдиған каһинлар шу йәрләрдә «әң муқәддәс һәдийәләр»ни йәйду. Улар шу йәрләрдә «әң муқәддәс һәдийәләр»ни, йәни ашлиқ һәдийәләрни, гуна қурбанлиқлирини вә итаәтсизлик қурбанлиқлирини қойиду; чүнки шу йәрләр муқәддәстур.
14 Kaⱨinlar Huda aldiƣa kirgǝndin keyin, ular «muⱪǝddǝs jay»din biwasitǝ sirtⱪi ⱨoyliƣa qiⱪmaydu, bǝlki xu yǝrgǝ hizmǝt kiyimini selip ⱪoyidu, qünki bu kiyimlǝr muⱪǝddǝstur. Ular pǝⱪǝt baxⱪa kiyimlǝrni kiyip, andin jamaǝt turƣan yǝrgǝ qiⱪidu» — dedi.
Каһинлар Худа алдиға киргәндин кейин, улар «муқәддәс җай»дин беваситә сиртқи һойлиға чиқмайду, бәлки шу йәргә хизмәт кийимини селип қойиду, чүнки бу кийимләр муқәддәстур. Улар пәқәт башқа кийимләрни кийип, андин җамаәт турған йәргә чиқиду» — деди.
15 U xundaⱪ ⱪilip ibadǝthanining iqki kɵlimini ɵlqigǝndin keyin, u meni xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan dǝrwzidin qiⱪardi wǝ ǝtrapidiki tamni ɵlqidi.
У шундақ қилип ибадәтханиниң ички көлимини өлчигәндин кейин, у мени шәриққә қарайдиған дәрвзидин чиқарди вә әтрапидики тамни өлчиди.
16 U xǝrⱪiy tǝripini ɵlqǝm hadisi bilǝn ɵlqidi; u bǝx yüz hada qiⱪti.
У шәрқий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти.
17 U ximaliy tǝripini ɵlqǝm hadisi bilǝn ɵlqidi; u bǝx yüz hada qiⱪti.
У шималий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти.
18 U jǝnubiy tǝripini ɵlqǝm hadisi bilǝn ɵlqidi; u bǝx yüz hada qiⱪti.
У җәнубий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти.
19 U ƣǝrbiy tǝripigǝ burulup, ɵlqǝm hadisi bilǝn ɵlqidi; u bǝx yüz hada qiⱪti.
У ғәрбий тәрипигә бурулуп, өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти.
20 U tɵt tǝripini ɵlqidi; ǝtrapida awam bilǝn pak-muⱪǝddǝs bolƣan jaylarni ayrip turidiƣan, uzunluⱪi bǝx yüz [hada], kǝngliki bǝx yüz [hada] tam bar idi.
У төрт тәрипини өлчиди; әтрапида авам билән пак-муқәддәс болған җайларни айрип туридиған, узунлуғи бәш йүз [хада], кәңлиги бәш йүз [хада] там бар еди.

< Əzakiyal 42 >