< Əzakiyal 39 >
1 «Əmdi sǝn, i insan oƣli, Gogni ǝyiblǝp bexarǝt berip xundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: — Mana, i Gog, — Rox, Mǝxǝk wǝ Tubalning ǝmiri, Mǝn sanga ⱪarximǝn;
«Әнди сән, и инсан оғли, Гогни әйипләп бешарәт берип шундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Мана, и Гог, — Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри, Мән саңа қаршимән;
2 Mǝn seni arⱪingƣa yandurup, yetkilǝp, seni ximalning ǝng ⱪǝridin qiⱪirimǝn, Israilning taƣliri üstigǝ tajawuz ⱪildurimǝn;
Мән сени арқиңға яндуруп, йеткиләп, сени шималниң әң қәридин чиқиримән, Исраилниң тағлири үстигә таҗавуз қилдуримән;
3 Mǝn oⱪyayingni sol ⱪolungdin urup taxliƣuziwetimǝn, oⱪliringni ong ⱪolungdin qüxüriwetimǝn;
Мән оқяйиңни сол қолуңдин уруп ташлиғузиветимән, оқлириңни оң қолуңдин чүшүриветимән;
4 sǝn Israil taƣlirining üstigǝ yiⱪilisǝn; sǝn wǝ sening barliⱪ ⱪoxunliring, sanga ⱨǝmraⱨ bolƣan ǝllǝr yiⱪilisilǝr; Mǝn seni barliⱪ yirtⱪuq uqar-ⱪanatlarƣa gɵx, daladiki barliⱪ ⱨaywanlarƣa ow boluxⱪa tǝⱪdim ⱪildim.
сән Исраил тағлириниң үстигә жиқилисән; сән вә сениң барлиқ қошунлириң, саңа һәмраһ болған әлләр жиқилисиләр; Мән сени барлиқ житқуч учар-қанатларға гөш, даладики барлиқ һайванларға ов болушқа тәқдим қилдим.
5 Sǝn dalada yiⱪilisǝn; qünki Mǝn xundaⱪ sɵz ⱪildim, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Сән далада жиқилисән; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
6 Mǝn Magog üstigǝ wǝ dengiz boyida aman-esǝn turƣanlarƣa ot yaƣdurimǝn; ular Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetidu.
Мән Магог үстигә вә деңиз бойида аман-есән турғанларға от яғдуримән; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
7 Mening pak-muⱪǝddǝs namimni hǝlⱪim Israil arisida tonutimǝn; pak-muⱪǝddǝs namimning ⱪaytidin bulƣinixⱪa ⱪǝt’iy yol ⱪoymaymǝn; ǝllǝr Mening Pǝrwǝrdigar, Israilda turƣan Muⱪǝddǝs Bolƣuqisi ikǝnlikimni bilip yetidu.
Мениң пак-муқәддәс намимни хәлқим Исраил арисида тонутимән; пак-муқәддәс намимниң қайтидин булғинишқа қәтъий йол қоймаймән; әлләр Мениң Пәрвәрдигар, Исраилда турған Муқәддәс Болғучиси екәнлигимни билип йетиду.
8 Mana, u kelidu! Bu ixlar qoⱪum bolidu, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — bu dǝl Mǝn eytⱪan künidur.
Мана, у келиду! Бу ишлар чоқум болиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — бу дәл Мән ейтқан күнидур.
9 Israil xǝⱨǝrliridǝ turuwatⱪanlar qiⱪip ⱪorallarni, jümlidin sipar-ⱪalⱪanlar, oⱪyalar, toⱪmaⱪlar wǝ nǝyzilǝrni kɵydürüp ot ⱪalaydu — ular bular bilǝn yǝttǝ yil ot ⱪalaydu.
Исраил шәһәрлиридә туруватқанлар чиқип қуралларни, җүмлидин сипар-қалқанлар, оқялар, тоқмақлар вә нәйзиләрни көйдүрүп от қалайду — улар булар билән йәттә жил от қалайду.
10 Daladin ⱨeq otun elinmaydu, ormanlardin ⱨeq yaƣaq kesilmǝydu; qünki ular ⱪorallarni ot ⱪalaxⱪa ixlitidu; ular ɵzliridin olja tutⱪanlarni olja tutidu, ɵzlirini bulang-talang ⱪilƣanlarni bulang-talang ⱪilidu, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Даладин һеч отун елинмайду, орманлардин һеч яғач кесилмәйду; чүнки улар қуралларни от қалашқа ишлитиду; улар өзлиридин олҗа тутқанларни олҗа тутиду, өзлирини булаң-талаң қилғанларни булаң-талаң қилиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
11 Wǝ xu künidǝ xundaⱪ boliduki, Israil zeminidin, yǝni dengizning xǝrⱪiy ⱪirƣiⱪidin ɵtidiƣanlarning jilƣisidin Gogⱪa bir yǝrlik boluxi üqün bir orunni berimǝn; bu yǝrlik bolsa ɵtküqilǝrning yolini tosidu; ular xu yǝrdǝ Gog wǝ uning barliⱪ top-top adǝmlirini kɵmidu; u «Ⱨamon-Gog jilƣisi» dǝp atilidu.
Вә шу күнидә шундақ болидуки, Исраил зиминидин, йәни деңизниң шәрқий қирғиқидин өтидиғанларниң җилғисидин Гогқа бир йәрлик болуши үчүн бир орунни беримән; бу йәрлик болса өткүчиләрниң йолини тосиду; улар шу йәрдә Гог вә униң барлиқ топ-топ адәмлирини көмиду; у «Һамон-Гог җилғиси» дәп атилиду.
12 Israil jǝmǝti zeminini ⱨalal ⱪilix üqün, ularni yǝttǝ ay kɵmidu;
Исраил җәмәти зиминини һалал қилиш үчүн, уларни йәттә ай көмиду;
13 zemindiki barliⱪ hǝlⱪ ularni yǝrlikkǝ ⱪoyidu; xuning bilǝn Ɵzüm uluƣlanƣan muxu künidǝ bu ix ularƣa xǝrǝp bolidu, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
зиминдики барлиқ хәлиқ уларни йәрликкә қойиду; шуниң билән Өзүм улуқланған мошу күнидә бу иш уларға шәрәп болиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
14 Ular birnǝqqǝ adǝmni zeminni dawamliⱪ arilap, tajawuzqilarning zemin yüzidǝ ⱪalƣan jǝsǝtlirini kümüxtǝk alaⱨidǝ ixni ⱪilix üqün ayriydu; ular xu yǝttǝ ay tügigǝndǝ, andin jǝsǝtlǝrni izdǝx hizmitini baxlaydu.
Улар бир нәччә адәмни зиминни давамлиқ арилап, таҗавузчиларниң зимин йүзидә қалған җәсәтлирини көмүштәк алаһидә ишни қилиш үчүн айрийду; улар шу йәттә ай түгигәндә, андин җәсәтләрни издәш хизмитини башлайду.
15 Bu «zemindin ɵtküqilǝr» aylinip yüridu; ǝgǝr birsi adǝmning ustihinini kɵrgǝn bolsa, u uning yeniƣa bir bǝlgǝ tiklǝydu; «izdǝp kɵmgüqilǝr» uni Ⱨamon-Gog jilƣisiƣa dǝpnǝ ⱪilƣuqǝ bǝlgǝ turidu
Бу «зиминдин өткүчиләр» айлинип жүриду; әгәр бириси адәмниң устихинини көргән болса, у униң йениға бир бәлгү тикләйду; «издәп көмгүчиләр» уни Һамон-Гог җилғисиға дәпнә қилғичә бәлгү туриду
16 ([jilƣida] «Ⱨamonaⱨ» dǝp atalƣan bir xǝⱨǝr bolidu). Ular xu yol bilǝn zeminni paklaydu».
([җилғида] «Һамонаһ» дәп аталған бир шәһәр болиду). Улар шу йол билән зиминни паклайду».
17 — «Wǝ sǝn, i insan oƣli, Rǝb Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: — Ⱨǝrⱪandaⱪ uqar-ⱪanatlar, daladiki barliⱪ ⱨaywanlarƣa mundaⱪ degin: «Yiƣilixip kelinglar, Mǝn silǝrgǝ ⱪilmaⱪqi bolƣan ⱪurbanliⱪimƣa, yǝni Israil taƣliri üstidǝ ⱪilinƣan qong ⱪurbanliⱪⱪa ⱨǝryandin jǝm bolunglar! Silǝr xu yǝrdǝ gɵx yǝp, ⱪan iqisilǝr.
— «Вә сән, и инсан оғли, Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Һәр қандақ учар-қанатлар, даладики барлиқ һайванларға мундақ дегин: «Жиғилишип келиңлар, Мән силәргә қилмақчи болған қурбанлиғимға, йәни Исраил тағлири үстидә қилинған чоң қурбанлиққа һәряндин җәм болуңлар! Силәр шу йәрдә гөш йәп, қан ичисиләр.
18 Silǝr baturlarning gɵxini, yǝr yüzidiki xaⱨzadilarning ⱪenini — ⱪoqⱪarlarning, ɵqkilǝrning, torpaⱪlarning ⱪenini iqisilǝr — ularning ⱨǝmmisi Baxandiki bordalƣan mallardur!
Силәр батурларниң гөшини, йәр йүзидики шаһзадиларниң қенини — қочқарларниң, өшкиләрниң, топақларниң қенини ичисиләр — уларниң һәммиси Башандики бордалған маллардур!
19 Silǝr Mǝn silǝrgǝ ⱪilmaⱪqi bolƣan ⱪurbanliⱪimdin, toyƣuqǝ may yǝp, toyƣuqǝ ⱪan iqisilǝr!
Силәр Мән силәргә қилмақчи болған қурбанлиғимдин, тойғичә май йәп, тойғичә қан ичисиләр!
20 Silǝr dastihinimda atlar wǝ jǝng ⱨarwisidikilǝr, baturlar, barliⱪ jǝngqi palwanlar bilǝn toyunisilǝr» — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Силәр дәстихинимда атлар вә җәң һарвусидикиләр, батурлар, барлиқ җәңчи палванлар билән тоюнисиләр» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
21 — wǝ Mǝn Ɵz xan-xǝripimni ǝllǝr arisiƣa kɵrsitimǝn, barliⱪ ǝllǝr Mening yürgüzgǝn jazalirimni wǝ ularning üstigǝ ⱪoyƣan ⱪolumni kɵridu.
— вә Мән Өз шан-шәривимни әлләр арисиға көрситимән, барлиқ әлләр Мениң жүргүзгән җазалиримни вә уларниң үстигә қойған қолумни көриду.
22 Wǝ xu kündin tartip Israil jǝmǝti Mening Pǝrwǝrdigar, ularning Hudasi ikǝnlikimni bilip yetidu.
Вә шу күндин тартип Исраил җәмәти Мениң Пәрвәрдигар, уларниң Худаси екәнлигимни билип йетиду.
23 Əllǝr Israil jǝmǝtining ⱪǝbiⱨliki, Manga asiyliⱪ ⱪilƣanliⱪi tüpǝylidin sürgün bolƣanliⱪini bilip yetidu; mana, Mǝn yüzümni ulardin yoxurup, ularni düxmǝnlirining ⱪoliƣa tapxurdum; ularning ⱨǝmmisi ⱪiliqlinip yiⱪildi.
Әлләр Исраил җәмәтиниң қәбиһлиги, Маңа асийлиқ қилғанлиғи түпәйлидин сүргүн болғанлиғини билип йетиду; мана, Мән йүзүмни улардин йошуруп, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурдум; уларниң һәммиси қиличлинип жиқилди.
24 Ularning paskiniqiliⱪi wǝ asiyliⱪliri boyiqǝ Mǝn ularni bir tǝrǝp ⱪildim, yüzümni ulardin yoxurdum».
Уларниң паскиничилиғи вә асийлиқлири бойичә Мән уларни бир тәрәп қилдим, йүзүмни улардин йошурдум».
25 Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: — Mǝn ⱨazir Yaⱪupni sürgün bolƣanliⱪidin ǝsligǝ ⱪayturup, pütkül Israil jǝmǝti üstigǝ rǝⱨim ⱪilip, Ɵz pak-muⱪǝddǝs namim üqün otluⱪ ⱪizƣinliⱪimni kɵrsitimǝn.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Мән һазир Яқупни сүргүн болғанлиғидин әслигә қайтуруп, пүткүл Исраил җәмәти үстигә рәһим қилип, Өз пак-муқәддәс намим үчүн отлуқ қизғинлиғимни көрситимән.
26 Ɵz zeminida aman-esǝn turƣinida, ⱨeqkim ularni ⱪorⱪutmaydiƣan qaƣ kǝlgǝndǝ, Mǝn ularni ǝllǝrdin ⱪayturup, düxmǝnlirining zeminliridin yiƣⱪinimda, wǝ kɵp ǝllǝrning kɵz aldida Ɵzümning pak-muⱪǝddǝs ikǝnlikimni kɵrsǝtkinimdǝ, xu qaƣda ular hijalitini wǝ Mǝndin yüz ɵrüp ⱪilƣan asiyliⱪining barliⱪ gunaⱨini kɵtüridu;
Өз зиминида аман-есән турғинида, һеч ким уларни қорқутмайдиған чағ кәлгәндә, Мән уларни әлләрдин қайтуруп, дүшмәнлириниң зиминлиридин жиққинимда, вә көп әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткинимдә, шу чағда улар хиҗалитини вә Мәндин йүз өрүп қилған асийлиғиниң барлиқ гунайини көтириду;
28 ular Mening ularni ǝllǝr arisiƣa sürgün ⱪildurƣanliⱪim tüpǝylidin, wǝ andin ulardin ⱨeqⱪaysisini xu yǝrdǝ ⱪaldurmay ɵz zeminiƣa yiƣⱪanliⱪim tüpǝylidin, ular Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilip yetidu;
улар Мениң уларни әлләр арисиға сүргүн қилдурғанлиғим түпәйлидин, вә андин улардин һеч қайсисини шу йәрдә қалдурмай өз зиминиға жиққанлиғим түпәйлидин, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду;
29 wǝ Mǝn yüzümni ulardin ⱪayta ⱨeq yoxurmaymǝn; qünki Mǝn Israil jǝmǝti üstigǝ Ɵz Roⱨimni ⱪuyƣan bolimǝn, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
вә Мән йүзүмни улардин қайта һеч йошурмаймән; чүнки Мән Исраил җәмәти үстигә Өз Роһумни қуйған болимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.