< Əzakiyal 38 >

1 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 Insan oƣli, yüzüngni Magog zeminidiki Rox, Mǝxǝk wǝ Tubalning ǝmiri Gogⱪa ⱪaritip uni ǝyiblǝp bexarǝt berip xundaⱪ degin: —
Инсан оғли, йүзүңни Магог зиминидики Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри Гогқа қаритип уни әйипләп бешарәт берип шундақ дегин: —
3 Rǝb Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: «Mana, i Gog, — Rox, Mǝxǝk wǝ Tubalning ǝmiri, Mǝn sanga ⱪarximǝn;
Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мана, и Гог, — Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри, Мән саңа қаршимән;
4 Mǝn seni arⱪingƣa yandurup, engikinggǝ ilmǝklǝrni selip, sǝn wǝ pütün ⱪoxunungni — atlar wǝ atliⱪ ǝskǝrlǝrni, ⱨǝmmisi toluⱪ ⱪorallanƣan, sipar-ⱪalⱪanlarni kɵtürgǝn, ⱪiliq tutⱪan top-top kixilǝrni jǝnggǝ qiⱪirimǝn;
Мән сени арқиңға яндуруп, еңигиңгә илмәкләрни селип, сән вә пүтүн қошунуңни — атлар вә атлиқ әскәрләрни, һәммиси толуқ қуралланған, сипар-қалқанларни көтәргән, қилич тутқан топ-топ кишиләрни җәңгә чиқиримән;
5 Pars, Efiopiyǝ wǝ Put, ⱨǝmmisi ⱪalⱪan-dubulƣa bilǝn ⱪorallinidu
Парс, Ефиопийә вә Пут, һәммиси қалқан-дубулға билән қураллиниду
6 — Gomer wǝ uning barliⱪ top-top adǝmliri, ximalning ǝng ⱪǝridin kǝlgǝn Torgamaⱨ jǝmǝti wǝ uning barliⱪ top-top adǝmliri, bu kɵp ǝllǝr sanga ⱨǝmraⱨ bolup billǝ bolidu.
— Гомер вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, шималниң әң қәридин кәлгән Торгамаһ җәмәти вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, бу көп әлләр саңа һәмраһ болуп биллә болиду.
7 Ɵzüngni tǝyyarla; sǝn wǝ sanga yiƣilƣan barliⱪ top-top adǝmliring tǝyyarlanƣan petida bol; sǝn ularƣa nazarǝtqilik ⱪilisǝn.
Өзүңни тәйярла; сән вә саңа жиғилған барлиқ топ-топ адәмлириң тәйярланған петида бол; сән уларға назарәтчилик қилисән.
8 Kɵp künlǝrdin keyin sǝn [jǝnggǝ] qaⱪirilisǝn; sǝn ahirⱪi yillarda ⱪiliqtin ⱪutⱪuzulƣan, kɵp ǝllǝrdin yiƣilƣan hǝlⱪning zeminiƣa, yǝni uzundin beri wǝyran ⱪelinip kǝlgǝn Israil taƣliriƣa ⱨujum ⱪilisǝn; uning hǝlⱪi ǝllǝrdin yiƣilƣan bolup, ularning ⱨǝmmisi aman-esǝn turiweridu;
Көп күнләрдин кейин сән [җәңгә] чақирилисән; сән ахирқи жилларда қиличтин қутқузулған, көп әлләрдин жиғилған хәлиқниң зиминиға, йәни узундин бери вәйран қелинип кәлгән Исраил тағлириға һуҗум қилисән; униң хәлқи әлләрдин жиғилған болуп, уларниң һәммиси аман-есән туривериду;
9 sǝn, barliⱪ top adǝmliring wǝ sanga ⱨǝmraⱨ bolƣan nurƣun ǝllǝr bilǝn billǝ alƣa besip, boran-qapⱪundǝk kelisǝn; sǝn yǝr yüzini ⱪapliƣan buluttǝk bolisǝn».
сән, барлиқ топ адәмлириң вә саңа һәмраһ болған нурғун әлләр билән биллә алға бесип, боран-чапқундәк келисән; сән йәр йүзини қаплиған булуттәк болисән».
10 — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Xu küni xundaⱪ boliduki, kɵnglünggǝ baxⱪiqǝ hiyallar kirip, sǝn rǝzil ⱨiylǝ-nǝyrǝngni oylap qiⱪisǝn;
— Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Шу күни шундақ болидуки, көңлүңгә башқичә хияллар кирип, сән рәзил һейлә-нәйрәңни ойлап чиқисән;
11 sǝn: «Mǝn sepilsiz yeza-kǝntlǝr jaylaxⱪan zeminƣa besip kirimǝn; mǝn aman-esǝn turuwatⱪan bir hǝlⱪⱪǝ yeⱪinliximǝn — ularning ⱨǝmmisi sepilsiz, taⱪaⱪsiz wǝ dǝrwazisiz turuwatidu», dǝysǝn, —
сән: «Мән сепилсиз йеза-кәнтләр җайлашқан зиминға бесип киримән; мән аман-есән туруватқан бир хәлиққә йеқинлишимән — уларниң һәммиси сепилсиз, тақақсиз вә дәрвазисиз туруватиду», дәйсән, —
12 «Xuning bilǝn oljilarni elip, bulang-talang ⱪilimǝn; ⱪolumni ǝslidǝ wǝyran bolup ǝmdiliktǝ makanliⱪ bolƣan jaylarƣa, ǝllǝrdin yiƣilƣan, mal-dunyaƣa igǝ bolƣan, dunyaning kindikidǝ yaxawatⱪan hǝlⱪⱪǝ ⱪarxi ⱪilimǝn».
«Шуниң билән олҗиларни елип, булаң-талаң қилимән; қолумни әслидә вәйран болуп әндиликтә маканлиқ болған җайларға, әлләрдин жиғилған, мал-дунияға егә болған, дунияниң киндигидә яшаватқан хәлиққә қарши қилимән».
13 Xu tapta Xeba, Dedan, Tarxixtiki sodigǝrlǝr barliⱪ yax xirliri bilǝn sǝndin: «Sǝn olja elixⱪa kǝldingmu? Sǝn top-top adǝmliringni bulang-talang ⱪiliwelixⱪa — altun-kümüxni elip ketixkǝ, mal-dunyani elip ketixkǝ, zor bir oljiƣa erixiwelixⱪa yiƣdingmu?» — dǝp soraydu.
Шу тапта Шеба, Дедан, Таршиштики содигәрләр барлиқ яш ширлири билән сәндин: «Сән олҗа елишқа кәлдиңму? Сән топ-топ адәмлириңни булаң-талаң қиливелишқа — алтун-күмүчни елип кетишкә, мал-дунияни елип кетишкә, зор бир олҗиға еришивелишқа жиғдиңму?» — дәп сорайду.
14 Xunga bexarǝt bǝrgin, i insan oƣli, Gogⱪa xundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: — Mening hǝlⱪim Israil aman-esǝn bolidiƣan künini, sǝn bilip yǝtmǝmsǝn?
Шуңа бешарәт бәргин, и инсан оғли, Гогқа шундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Мениң хәлқим Исраил аман-есән болидиған күнини, сән билип йәтмәмсән?
15 Sǝn ɵz jayingdin, yǝni ximalning ǝng qǝt jayidin qiⱪisǝn, sǝn wǝ sanga ⱨǝmraⱨ bolƣan nurƣun ǝllǝr, ⱨǝmmisi atliⱪ bolup, top-top adǝmlǝr, qong ⱪoxun bolisǝn.
Сән өз җайиңдин, йәни шималниң әң чәт җайидин чиқисән, сән вә саңа һәмраһ болған нурғун әлләр, һәммиси атлиқ болуп, топ-топ адәмләр, чоң қошун болисән.
16 Sǝn yǝr yüzini ⱪapliƣan buluttǝk hǝlⱪim Israilƣa ⱪarxi qiⱪisǝn — bu ahirⱪi zamanlarda bolidu — Mǝn seni ɵz zeminimƣa ⱪarxilixixⱪa qiⱪirimǝn; xundaⱪ ⱪilip Mǝn sǝn arⱪiliⱪ, i Gog, ǝllǝrning kɵz aldida Ɵzümning pak-muⱪǝddǝs ikǝnlikimni kɵrsǝtkǝndǝ, ular Meni tonuydu».
Сән йәр йүзини қаплиған булуттәк хәлқим Исраилға қарши чиқисән — бу ахирқи заманларда болиду — Мән сени өз зиминимға қаршилишишқа чиқиримән; шундақ қилип Мән сән арқилиқ, и Гог, әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткәндә, улар Мени тонуйду».
17 — Rǝb Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: «Mǝn ⱪǝdimki zamanlarda ⱪullirim bolƣan Israildiki pǝyƣǝmbǝrlǝr arⱪiliⱪ bexarǝt ⱪilƣan birsi sǝn ǝmǝsmu? Ular xu künlǝrdǝ, xundaⱪla kɵp yillardin beri, Mening seni hǝlⱪimgǝ ⱪarxilixixⱪa qiⱪiridiƣanliⱪim toƣruluⱪ bexarǝt bǝrgǝn ǝmǝsmu?
— Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мән қедимки заманларда қуллирим болған Исраилдики пәйғәмбәрләр арқилиқ бешарәт қилған бириси сән әмәсму? Улар шу күнләрдә, шундақла көп жиллардин бери, Мениң сени хәлқимгә қаршилишишқа чиқиридиғанлиғим тоғрилиқ бешарәт бәргән әмәсму?
18 Wǝ xu küni, yǝni Gog Israil zeminiƣa ⱪarxi qiⱪⱪan küni xundaⱪ boliduki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — ƣǝzipim bilǝn Mening ⱪǝⱨrim ɵrlǝp qiⱪidu.
Вә шу күни, йәни Гог Исраил зиминиға қарши чиққан күни шундақ болидуки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — ғәзивим билән Мениң қәһрим өрләп чиқиду.
19 Mening [Ɵz hǝlⱪimgǝ] bolƣan ⱪizƣinliⱪimdin, ƣǝzǝp bilǝn xundaⱪ sɵz ⱪilƣanmǝnki, Israil zeminida zor yǝr tǝwrǝx bolidu;
Мениң [Өз хәлқимгә] болған қизғинлиғимдин, ғәзәп билән шундақ сөз қилғанмәнки, Исраил зиминида зор йәр тәврәш болиду;
20 xuning bilǝn dengizdiki beliⱪlar, asmandiki uqar-ⱪanatlar, daladiki ⱨaywanlar, yǝr yüzidiki ɵmiligüqi ⱨaywanlar wǝ yǝr yüzidǝ turƣan barliⱪ insanlar Mening yüzüm aldida tǝwrinip ketidu; taƣlar ɵrülüp, tik yarlar ƣulap ketidu, barliⱪ tamlar yǝrgǝ ɵrülüp qüxidu.
шуниң билән деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатлар, даладики һайванлар, йәр йүзидики өмилигүчи һайванлар вә йәр йүзидә турған барлиқ инсанлар Мениң йүзүм алдида тәвринип кетиду; тағлар өрүлүп, тик ярлар ғулап кетиду, барлиқ тамлар йәргә өрүлүп чүшиду.
21 Mǝn barliⱪ taƣlirimda uning bilǝn ⱪarxilixixⱪa bir ⱪiliq qaⱪirimǝn, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — ⱨǝrbirsining ⱪiliqi ɵz ⱪerindixigǝ ⱪarxi qiⱪidu.
Мән барлиқ тағлиримда униң билән қаршилишишқа бир қилич чақиримән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — һәр бирсиниң қиличи өз қериндишигә қарши чиқиду.
22 Mǝn waba kesili wǝ ⱪan tɵküx bilǝn uningƣa ⱨɵküm qiⱪirip jazalaxⱪa kiriximǝn; Mǝn uningƣa, uning ⱪoxunliri üstigǝ, uningƣa ⱨǝmraⱨ bolƣan nurƣun ǝllǝr üstigǝ dǝⱨxǝtlik yamƣur, zor mɵldür taxliri, ot wǝ güngürt yaƣdurimǝn;
Мән ваба кесили вә қан төкүш билән униңға һөкүм чиқирип җазалашқа киришимән; Мән униңға, униң қошунлири үстигә, униңға һәмраһ болған нурғун әлләр үстигә дәһшәтлик ямғур, зор мөлдүр ташлири, от вә гүнгүрт яғдуримән;
23 Mǝn Ɵzümni uluƣlap, Ɵzümni pak-muⱪǝddǝs dǝp kɵrsitimǝn; wǝ nurƣun ǝllǝrning kɵz aldida namayan bolimǝn, ular Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetidu».
Мән Өзүмни улуқлап, Өзүмни пак-муқәддәс дәп көрситимән; вә нурғун әлләрниң көз алдида намайән болимән, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».

< Əzakiyal 38 >