< Əzakiyal 32 >
1 On ikkinqi yili, on ikkinqi ayning birinqi künidǝ xundaⱪ boldiki, Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip xundaⱪ deyildi: —
Он иккинчи жили, он иккинчи айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 I insan oƣli, Misir padixaⱨi Pirǝwn üqün bir mǝrsiyǝni aƣzingƣa elip uningƣa mundaⱪ degin: — Sǝn ɵzüngni ǝllǝr arisida bir xirƣa ohxatⱪansǝn, biraⱪ sǝn dengiz-okyanlar arisidiki bir ǝjdiⱨasǝn, halas; sǝn palaⱪlixip eriⱪliringni exip taxturup, sulirini ayaƣliring bilǝn qalƣitip, dǝryalirini leyitip ⱪoydung.
И инсан оғли, Мисир падишаси Пирәвн үчүн бир мәрсийәни ағзиңға елип униңға мундақ дегин: — Сән өзүңни әлләр арисида бир ширға охшатқансән, бирақ сән деңиз-океанлар арисидики бир әҗдиһасән, халас; сән палақлишип ериқлириңни ешип таштуруп, сулирини аяқлириң билән чалғитип, дәриялирини лейитип қойдуң.
3 — Əmdi Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Kɵp ǝllǝrning top-top adǝmliri aldida Ɵz torumni üstünggǝ yeyip taxlaymǝn; ular seni torumda tutup tartixidu.
— Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Көп әлләрниң топ-топ адәмлири алдида Өз торумни үстүңгә йейип ташлаймән; улар сени торумда тутуп тартишиду.
4 Mǝn seni ⱪuruⱪluⱪta ⱪaldurup, dalaƣa taxlaymǝn; asmandiki barliⱪ uqar-ⱪanatlarni üstünggǝ ⱪondurup, yǝr yüzidiki janiwarlarni seningdin toyundurimǝn;
Мән сени қуруқлуқта қалдуруп, далаға ташлаймән; асмандики барлиқ учар-қанатларни үстүңгә қондуруп, йәр йүзидики җаниварларни сениңдин тоюндуримән;
5 gɵxüngni taƣlar üstigǝ ⱪoyimǝn, jilƣilarni pütkül ǝzaying bilǝn toldurimǝn;
гөшүңни тағлар үстигә қойимән, җилғиларни пүткүл әзайиң билән толдуримән;
6 Mǝn ⱪeningning eⱪixliri bilǝn zeminni ⱨǝtta taƣlarƣiqimu suƣirimǝn; jiralar sǝn bilǝn toxup ketidu.
Мән қениңниң еқишлири билән зиминни һәтта тағларғичиму суғиримән; җиралар сән билән тошуп кетиду.
7 Nurungni ɵqürginimdǝ, Mǝn asmanlarni tosuwetimǝn, yultuzlarni ⱪara ⱪilimǝn; ⱪuyaxni bulut bilǝn ⱪaplaymǝn, ay nur bǝrmǝydu.
Нуруңни өчүргинимдә, Мән асманларни тосуветимән, юлтузларни қара қилимән; қуяшни булут билән қаплаймән, ай нур бәрмәйду.
8 Asmanlardiki barliⱪ parlaydiƣan nurlarni üstüngdǝ ⱪara ⱪilip, zemininggǝ ⱪarangƣuluⱪni ⱪaplaymǝn, dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Асманлардики барлиқ парлайдиған нурларни үстүңдә қара қилип, зиминиңгә қараңғулуқни қаплаймән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
9 Mǝn ǝllǝr arisiƣa, yǝni sǝn tonumiƣan mǝmlikǝtlǝr arisiƣa sening ⱨalaktin [ⱪalƣan adǝmliringni] elip kǝtkinimdǝ, kɵp ǝllǝrning yürikini biaram ⱪilimǝn;
Мән әлләр арисиға, йәни сән тонумиған мәмликәтләр арисиға сениң һалактин [қалған адәмлириңни] елип кәткинимдә, көп әлләрниң жүригини беарам қилимән;
10 Mǝn kɵp ǝllǝrni sǝn bilǝn alaⱪzadǝ ⱪilimǝn, ularning padixaⱨliri sanga ⱪarap dǝⱨxǝtlik ⱪorⱪixidu; Mǝn ⱪiliqimni ularning kɵz aldida oynatⱪinimda, yǝni sening yiⱪilƣan küningdǝ ularning ⱨǝrbiri ɵz jan ⱪayƣusida ⱨǝr dǝⱪiⱪǝ tǝwrinidu.
Мән көп әлләрни сән билән алақзадә қилимән, уларниң падишалири саңа қарап дәһшәтлик қорқишиду; Мән қиличимни уларниң көз алдида ойнатқинимда, йәни сениң жиқилған күниңдә уларниң һәр бири өз җан қайғусида һәр дәқиқә тәвриниду.
11 — Qünki Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Babil padixaⱨining ⱪiliqi üstünggǝ qiⱪidu.
— Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бабил падишасиниң қиличи үстүңгә чиқиду.
12 Palwanlarning ⱪiliqliri bilǝn Mǝn sening top-top adǝmliringni yiⱪitimǝn; ularning ⱨǝmmisi ǝllǝr arisidiki mustǝbitlǝrdur; ular Misirning pǝhrini yoⱪitidu, uning top-top adǝmliri ⱪurutuwetilidu.
Палванларниң қиличлири билән Мән сениң топ-топ адәмлириңни жиқитимән; уларниң һәммиси әлләр арисидики мустәбитләрдур; улар Мисирниң пәхрини йоқитиду, униң топ-топ адәмлири қурутуветилиду.
13 Mǝn zor sular boyidin barliⱪ ⱨaywanlirinimu ⱨalak ⱪilimǝn; insan ayiƣi ⱪaytidin ularni qalƣatmaydu, ⱨaywanlarning tuyaⱪliri ⱪaytidin ularni leyitmaydu.
Мән зор сулар бойидин барлиқ һайванлириниму һалак қилимән; инсан айиғи қайтидин уларни чалғатмайду, һайванларниң туяқлири қайтидин уларни лейитмайду.
14 Xuning bilǝn Mǝn ularning sulirini tindurimǝn; ularning eriⱪlirini süpsüzük maydǝk aⱪturimǝn, dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Шуниң билән Мән уларниң сулирини тиндуримән; уларниң ериқлирини сүпсүзүк майдәк ақтуримән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
15 — Mǝn Misir zeminini wǝyranǝ ⱪilƣinimda, zemin ɵzining barliⱪidin mǝⱨrum bolƣinida, Mǝn uningdiki barliⱪ turuwatⱪanlarni uruwǝtkinimdǝ, ǝmdi ular Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetidu.
— Мән Мисир зиминини вәйранә қилғинимда, зимин өзиниң барлиғидин мәһрум болғинида, Мән униңдики барлиқ туруватқанларни урувәткинимдә, әнди улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
16 — Bu bir mǝrsiyǝ; ular uni oⱪuydu — Əllǝrning ⱪizliri matǝm ⱪilip uni oⱪuydu; mǝrsiyǝni ular Misir wǝ uning barliⱪ top-top adǝmlirigǝ oⱪuydu, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
— Бу бир мәрсийә; улар уни оқуйду — Әлләрниң қизлири матәм қилип уни оқуйду; мәрсийәни улар Мисир вә униң барлиқ топ-топ адәмлиригә оқуйду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
17 On ikkinqi yili, ayning on bǝxinqi künidǝ [yǝnǝ] xundaⱪ boldiki, Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip xundaⱪ deyildi: —
Он иккинчи жили, айниң он бәшинчи күнидә [йәнә] шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
18 I insan oƣli, Misirning top-top adǝmliri üqün aⱨ-zar qǝkkin; xuningdǝk ularni, yǝni uni küqlük ǝllǝrning ⱪizliri bilǝn billǝ tɵwǝngǝ, ⱨangƣa qüxidiƣanlarƣa ⱨǝmraⱨ boluxⱪa yǝr tegilirigǝ qüxürüp taxliwǝt;
И инсан оғли, Мисирниң топ-топ адәмлири үчүн аһ-зар чәккин; шуниңдәк уларни, йәни уни күчлүк әлләрниң қизлири билән биллә төвәнгә, һаңға чүшидиғанларға һәмраһ болушқа йәр тегилиригә чүшүрүп ташливәт;
19 güzǝlliktǝ sǝn kimdin artuⱪ iding? Əmdi qüxüp, hǝtnǝ ⱪilinmiƣan bilǝn billǝ yat!
гөзәлликтә сән кимдин артуқ едиң? Әнди чүшүп, хәтнә қилинмиған билән биллә ят!
20 Ular ⱪiliq bilǝn ɵltürülgǝnlǝr arisiƣa yiⱪilidu; ⱪiliq suƣuruldi; u wǝ uning top-top adǝmlirining ⱨǝmmisi sɵrǝp apiriwetilsun!
Улар қилич билән өлтүрүлгәнләр арисиға жиқилиду; қилич суғурулди; у вә униң топ-топ адәмлириниң һәммиси сөрәп апириветилсун!
21 Əmdi palwanlarning arisidiki batur-ǝzimǝtlǝr tǝⱨtisaraning otturisida turup [Misir] wǝ uni ⱪolliƣanlarƣa sɵz ⱪilidu: —«Mana, ular qüxti, ular jim yatidu — hǝtnǝ ⱪilinmiƣanlar, ⱪiliq bilǝn ɵltürülgǝnlǝr!». (Sheol )
Әнди палванларниң арисидики батур-әзимәтләр тәһтисараниң оттурисида туруп [Мисир] вә уни қоллиғанларға сөз қилиду: —«Мана, улар чүшти, улар җим ятиду — хәтнә қилинмиғанлар, қилич билән өлтүрүлгәнләр!». (Sheol )
22 — Mana, xu yǝrdidur Asuriyǝ wǝ uning yiƣilƣan ⱪoxuni; uning gɵrliri ɵz ǝtrapididur; mana ularning ⱨǝmmisi ɵltürülgǝn, ⱪiliqlanƣan.
— Мана, шу йәрдидур Асурийә вә униң жиғилған қошуни; униң гөрлири өз әтрапидидур; мана уларниң һәммиси өлтүрүлгән, қиличланған.
23 Ularning gɵrliri qongⱪur ⱨangning tegididur; uning yiƣilƣan ⱪoxuni ɵz gɵri ǝtrapida turidu; ular tiriklǝrning zeminida adǝmlǝrgǝ wǝⱨxǝt salƣanlar — bularning ⱨǝmmisi ɵltürülgǝn, ⱪiliqlanƣan.
Уларниң гөрлири чоңқур һаңниң тегидидур; униң жиғилған қошуни өз гөри әтрапида туриду; улар тирикләрниң зиминида адәмләргә вәһшәт салғанлар — буларниң һәммиси өлтүрүлгән, қиличланған.
24 Mana Elam wǝ uning gɵrining ǝtrapida turƣan uning barliⱪ top-top adǝmliri; ularning ⱨǝmmisi ɵltürülgǝn, ⱪiliqlanƣan, ular hǝtnǝ ⱪilinmiƣan peti yǝr tegilirigǝ qüxkǝnlǝr — yǝni tiriklǝrning zeminida adǝmlǝrgǝ ɵz wǝⱨxitini salƣanlar! Biraⱪ ⱨazir ular ⱨangƣa qüxkǝnlǝr bilǝn billǝ iza-aⱨanǝtkǝ qɵmidu.
Мана Елам вә униң гөриниң әтрапида турған униң барлиқ топ-топ адәмлири; уларниң һәммиси өлтүрүлгән, қиличланған, улар хәтнә қилинмиған пети йәр тегилиригә чүшкәнләр — йәни тирикләрниң зиминида адәмләргә өз вәһшитини салғанлар! Бирақ һазир улар һаңға чүшкәнләр билән биллә иза-аһанәткә чөмиду.
25 Kixilǝr uning üqün ɵltürülgǝnlǝr arisida, top-top adǝmliri arisida bir orun rasliƣan; hǝlⱪining gɵrliri uning ǝtrapididur; ularning ⱨǝmmisi hǝtnǝ ⱪilinmiƣanlar, ⱪiliqlanƣanlar; xunga ular ⱨangƣa qüxkǝnlǝr bilǝn billǝ iza-aⱨanǝtkǝ ⱪalidu; ular ɵltürülgǝnlǝr arisiƣa yatⱪuzulidu — gǝrqǝ tiriklǝrning zeminida ularning wǝⱨxiti adǝmlǝrgǝ selinƣan bolsimu!
Кишиләр униң үчүн өлтүрүлгәнләр арисида, топ-топ адәмлири арисида бир орун раслиған; хәлқиниң гөрлири униң әтрапидидур; уларниң һәммиси хәтнә қилинмиғанлар, қиличланғанлар; шуңа улар һаңға чүшкәнләр билән биллә иза-аһанәткә қалиду; улар өлтүрүлгәнләр арисиға ятқузулиду — гәрчә тирикләрниң зиминида уларниң вәһшити адәмләргә селинған болсиму!
26 Mana xu yǝrdǝ Mǝxǝk bilǝn Tubal barliⱪ top-top adǝmliri bilǝn turidu; ularning gɵrliri ɵz ǝtrapididur; ularning ⱨǝmmisi hǝtnǝ ⱪilinmiƣanlar, ⱪiliqlanƣanlar — gǝrqǝ ular tirik turuwatⱪanlarning zeminida ɵz wǝⱨxitini adǝmlǝrgǝ salƣan bolsimu!
Мана шу йәрдә Мәшәк билән Тубал барлиқ топ-топ адәмлири билән туриду; уларниң гөрлири өз әтрапидидур; уларниң һәммиси хәтнә қилинмиғанлар, қиличланғанлар — гәрчә улар тирик туруватқанларниң зиминида өз вәһшитини адәмләргә салған болсиму!
27 Ular jǝng ⱪoralliri bilǝn tǝⱨtisaraƣa qüxkǝn, ⱪiliqliri ɵz bexi astiƣa ⱪoyulƣan, hǝtnǝ ⱪilinmay turup yiⱪilƣan palwanlar arisida yatmaydu; ularning ⱪǝbiⱨlikliri ɵz ustihanliri üstidǝ bolidu — gǝrqǝ ular tiriklǝrning zeminida baturlarƣimu wǝⱨxǝt salƣan bolsimu! (Sheol )
Улар җәң қураллири билән тәһтисараға чүшкән, қиличлири өз беши астиға қоюлған, хәтнә қилинмай туруп жиқилған палванлар арисида ятмайду; уларниң қәбиһликлири өз устиханлири үстидә болиду — гәрчә улар тирикләрниң зиминида батурларғиму вәһшәт салған болсиму! (Sheol )
28 Sǝn [Pirǝwnmu] hǝtnǝ ⱪilinmiƣanlar arisida tarmar bolup, ⱪiliq bilǝn ɵltürülgǝnlǝr arisida yatisǝn.
Сән [Пирәвнму] хәтнә қилинмиғанлар арисида тар мар болуп, қилич билән өлтүрүлгәнләр арисида ятисән.
29 Mana xu yǝrdǝ Edom, uning padixaⱨliri, barliⱪ xaⱨzadilirimu; ular küqlük bolsimu, ⱪiliqlanƣanlar bilǝn billǝ yatⱪuzulidu; ular hǝtnǝ ⱪilinmiƣanlar arisida, ⱨangƣa qüxidiƣanlar bilǝn billǝ yatidu.
Мана шу йәрдә Едом, униң падишалири, барлиқ шаһзадилириму; улар күчлүк болсиму, қиличланғанлар билән биллә ятқузулиду; улар хәтнә қилинмиғанлар арисида, һаңға чүшидиғанлар билән биллә ятиду.
30 Mana ximaldiki xaⱨzadilǝr, ⱨǝmmisi; mana barliⱪ Zidondikilǝr, ɵltürülgǝnlǝr bilǝn billǝ qüxkǝn; gǝrqǝ ɵz küqi bilǝn wǝⱨxǝt salƣan bolsimu, ular ⱨazir hijalǝttǝ ⱪaldi; ular hǝtnǝ ⱪilinmiƣan bolup, ⱪiliqlanƣanlar arisida yetip, ⱨangƣa qüxidiƣanlar bilǝn billǝ hijalǝtkǝ ⱪalidu.
Мана шималдики шаһзадиләр, һәммиси; мана барлиқ Зидондикиләр, өлтүрүлгәнләр билән биллә чүшкән; гәрчә өз күчи билән вәһшәт салған болсиму, улар һазир хиҗаләттә қалди; улар хәтнә қилинмиған болуп, қиличланғанлар арисида йетип, һаңға чүшидиғанлар билән биллә хиҗаләткә қалиду.
31 Pirǝwn bularni kɵridu, xuningdǝk ɵzining ⱪiliqlanƣan top-top adǝmliri toƣruluⱪ, yǝni ɵzi wǝ ⱪoxuni toƣruluⱪ ulardin tǝsǝlli alidu, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Пирәвн буларни көриду, шуниңдәк өзиниң қиличланған топ-топ адәмлири тоғрилиқ, йәни өзи вә қошуни тоғрилиқ улардин тәсәлли алиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
32 — Gǝrqǝ Mǝn uning wǝⱨxitini tirik turuwatⱪanlarning zeminiƣa saldurƣan bolsammu, biraⱪ u hǝtnǝ ⱪilinmiƣanlar arisiƣa, ⱪiliq bilǝn ɵltürülgǝnlǝr arisiƣa yatⱪuzulidu, — yǝni Pirǝwn wǝ uning barliⱪ top-top adǝmliri, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
— Гәрчә Мән униң вәһшитини тирик туруватқанларниң зиминиға салдурған болсамму, бирақ у хәтнә қилинмиғанлар арисиға, қилич билән өлтүрүлгәнләр арисиға ятқузулиду, — йәни Пирәвн вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.