< Əzakiyal 31 >

1 On birinqi yili, üqinqi ayning birinqi künidǝ xundaⱪ boldiki, Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Он биринчи жили, үчинчи айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 I insan oƣli, Misir padixaⱨi Pirǝwngǝ wǝ uning top-top adǝmlirigǝ mundaⱪ degin: — Əmdi sǝn büyüklüküngdǝ kim sǝn bilǝn tǝng bolalaydu?
И инсан оғли, Мисир падишаси Пирәвнгә вә униң топ-топ адәмлиригә мундақ дегин: — Әнди сән бүйүклүгүңдә ким сән билән тәң болалайду?
3 Mana, Asuriyǝmu Liwandiki bir kedir dǝrihi idi; uning ormanliⱪⱪa sayǝ bǝrgǝn güzǝl xahliri bolup, u intayin egiz boyluⱪ idi; uning uqi bulutlarƣa taⱪaxⱪanidi;
Мана, Асурийәму Ливандики бир кедир дәриғи еди; униң орманлиққа сайә бәргән гөзәл шахлири болуп, у интайин егиз бойлуқ еди; униң учи булутларға тақашқан еди;
4 Sular uni yoƣan ⱪilip, qongⱪur bulaⱪlar uni egiz ⱪilip ɵstürgǝndi; eriⱪliri uning tüwidin, ǝtrapidin eⱪip ɵtǝtti, ular ɵz ɵstǝnglirini daladiki barliⱪ dǝrǝhlǝrgiqǝ ǝwǝtkǝnidi.
Сулар уни йоған қилип, чоңқур булақлар уни егиз қилип өстүргәнди; ериқлири униң түвидин, әтрапидин еқип өтәтти, улар өз өстәңлирини даладики барлиқ дәрәқләргичә әвәткән еди.
5 Xuning bilǝn, u bihlanƣan waⱪitta, mol sular bilǝn egizliki barliⱪ dǝrǝhlǝrdin egiz bolƣan, uning xahliri kɵpǝygǝn wǝ xahqiliri uzun bolƣan;
Шуниң билән, у бихланған вақитта, мол сулар билән егизлиги барлиқ дәрәқләрдин егиз болған, униң шахлири көпәйгән вә шахчилири узун болған;
6 asmandiki barliⱪ uqar-ⱪanatlar uning xahlirida uwiliƣan, xahqiliri astida daladiki barliⱪ janiwarlar baliliƣan; uning sayisi astida barliⱪ uluƣ ǝllǝr yaxiƣan.
асмандики барлиқ учар-қанатлар униң шахлирида угилиған, шахчилири астида даладики барлиқ җаниварлар балилиған; униң сайиси астида барлиқ улуқ әлләр яшиған.
7 Xundaⱪ bolup uning xahliri kengiyip, u büyüklükidǝ güzǝllǝxkǝn; qünki uning yiltizliri mol sularƣa yǝtkǝn.
Шундақ болуп униң шахлири кеңийип, у бүйүклүгидә гөзәлләшкән; чүнки униң йилтизлири мол суларға йәткән.
8 Hudaning baƣqisidiki kedir dǝrǝhlǝrmu uni tosalmaytti; ⱪariƣaylar uning xahliridǝk, qinar dǝrǝhliri uning xahqiliridǝkmu kǝlmǝytti; Hudaning baƣqisidiki ⱨeqⱪandaⱪ dǝrǝh güzǝlliktǝ uningƣa ohximaytti.
Худаниң бағчисидики кедир дәрәқләрму уни тосалмайтти; қариғайлар униң шахлиридәк, чинар дәрәқлири униң шахчилиридәкму кәлмәйтти; Худаниң бағчисидики һеч қандақ дәрәқ гөзәлликтә униңға охшимайтти.
9 Mǝn uni xahlirining kɵplüki bilǝn güzǝl ⱪilƣanmǝn; Hudaning baƣqisida bolƣan barliⱪ dǝrǝhlǝr, yǝni Erǝmdiki dǝrǝhlǝr uningdin ⱨǝsǝt ⱪilƣanidi.
Мән уни шахлириниң көплүги билән гөзәл қилғанмән; Худаниң бағчисида болған барлиқ дәрәқләр, йәни Ерәмдики дәрәқләр униңдин һәсәт қилған еди.
10 Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Qünki u ɵzini egiz kɵtürüp, uqini bulutlarƣa taⱪaxturup uzartⱪanliⱪi, egizlikidin kɵnglining tǝkǝbburlaxⱪanliⱪi tüpǝylidin,
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки у өзини егиз көтирип, учини булутларға тақаштуруп узартқанлиғи, егизлигидин көңлиниң тәкәббурлашқанлиғи түпәйлидин,
11 ǝmdi Mǝn uni üzül-kesil bir tǝrǝp ⱪilixⱪa uni ǝllǝrning arisidiki mustǝbitning ⱪoliƣa tapxurdum; Mǝn uni rǝzilliki tüpǝylidin ⱨǝydǝp qǝtkǝ ⱪaⱪⱪanidim.
әнди Мән уни үзүл-кесил бир тәрәп қилишқа уни әлләрниң арисидики мустәбитниң қолиға тапшурдум; Мән уни рәзиллиги түпәйлидин һайдап чәткә қаққан едим.
12 Yat adǝmlǝr, yǝni ǝllǝr arisidiki ǝng wǝⱨxilǝr uni kesip taxlidi. Xahliri taƣlar wǝ barliⱪ jilƣalarƣa yiⱪilip, uning xahqiliri zemindiki barliⱪ jiralarƣa sundurulup yatidu; yǝr yüzidiki hǝlⱪlǝr uning sayisidin qiⱪip uningdin neri kǝtti.
Ят адәмләр, йәни әлләр арисидики әң вәһшиләр уни кесип ташлиди. Шахлири тағлар вә барлиқ җилғаларға жиқилип, униң шахчилири зиминдики барлиқ җираларға сундурулуп ятиду; йәр йүзидики хәлиқләр униң сайисидин чиқип униңдин нери кәтти.
13 Uning yiⱪilƣan ƣoli üstigǝ asmandiki barliⱪ uqar-ⱪanatlar ⱪonup yaxaydu; daladiki barliⱪ janiwarlar xahliri üstidǝ turidu.
Униң жиқилған ғоли үстигә асмандики барлиқ учар-қанатлар қонуп яшайду; даладики барлиқ җаниварлар шахлири үстидә туриду.
14 Buning mǝⱪsiti, sulardin suƣirilidiƣan dǝrǝhlǝrning ⱨeqbiri ɵzini egiz kɵtürmisun, yaki uqini bulutlarƣa taⱪaxturmisun, yahxi suƣirilidiƣan dǝrǝhlǝrning ⱨeqbiri undaⱪ egizlikkǝ kɵtürülmisun üqündur; qünki ularning ⱨǝmmisi ɵlümgǝ bekitilgǝn — yǝrning tegilirigǝ qüxüxkǝ bekitilgǝnlǝrning, ɵlidiƣan adǝm balilirining, ⱨangƣa qüxidiƣanlarning ⱪatarididur.
Буниң мәхсити, сулардин суғирилидиған дәрәқләрниң һеч бири өзини егиз көтәрмисун, яки учини булутларға тақаштурмисун, яхши суғирилидиған дәрәқләрниң һеч бири ундақ егизликкә көтирилмисун үчүндур; чүнки уларниң һәммиси өлүмгә бекитилгән — йәрниң тегилиригә чүшүшкә бекитилгәнләрниң, өлидиған адәм балилириниң, һаңға чүшидиғанларниң қатаридидур.
15 — Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — U tǝⱨtisaraƣa qüxkǝn künidǝ, Mǝn üning üqün bir matǝm tutⱪuzƣanmǝn; qongⱪur sularni etiwetip uning bulaⱪ-eriⱪlirini tosuwǝtkǝnmǝn; xuning bilǝn uning uluƣ suliri tizginlǝngǝn. Mǝn Liwanni uning üqün ⱪariliⱪ kiygüzdüm; uning üqün daladiki barliⱪ dǝrǝhlǝr solixip kǝtti. (Sheol h7585)
— Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — У тәһтисараға чүшкән күнидә, Мән үниң үчүн бир матәм тутқузғанмән; чоңқур суларни етиветип униң булақ-ериқлирини тосувәткәнмән; шуниң билән униң улуқ сулири тизгинләнгән. Мән Ливанни униң үчүн қарилиқ кийгүздүм; униң үчүн даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти. (Sheol h7585)
16 Mǝn uni ⱨangƣa qüxidiƣanlar bilǝn billǝ tǝⱨtisaraƣa taxliwǝtkinimdǝ, uning yiⱪilƣan qaƣdiki sadasi bilǝn ǝllǝrni tǝwritiwǝttim; xuning bilǝn Erǝm baƣqisidiki barliⱪ dǝrǝhlǝr, Liwandiki sǝrhil wǝ ǝng esil dǝrǝhlǝr, yahxi suƣirilƣan ⱨǝmmǝ dǝrǝhlǝr yǝr tegiliridǝ turup tǝsǝlli tapⱪan. (Sheol h7585)
Мән уни һаңға чүшидиғанлар билән биллә тәһтисараға ташливәткинимдә, униң жиқилған чағдики садаси билән әлләрни тәвритивәттим; шуниң билән Ерәм бағчисидики барлиқ дәрәқләр, Ливандики сәрхил вә әң есил дәрәқләр, яхши суғирилған һәммә дәрәқләр йәр тегилиридә туруп тәсәлли тапқан. (Sheol h7585)
17 Uning sayisidǝ turƣanlar wǝ ǝllǝr arisida uni ⱪollaydiƣanlar uning bilǝn tǝng tǝⱨtisaraƣa, ⱪiliq bilǝn ɵltürülgǝnlǝrning yeniƣa qüxkǝn. (Sheol h7585)
Униң сайисидә турғанлар вә әлләр арисида уни қоллайдиғанлар униң билән тәң тәһтисараға, қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән. (Sheol h7585)
18 Ⱪeni eytǝ, Erǝm baƣqisidiki dǝrǝhlǝrning ⱪaysisi xan-xǝrǝp wǝ güzǝlliktǝ sǝn [Misirƣa] tǝng kelǝlǝytti? Biraⱪ sǝnmu Erǝm baƣqisidiki dǝrǝhlǝr bilǝn tǝng yǝr tegilirigǝ qüxürülisǝn; sǝn hǝtnǝ ⱪilinmiƣanlar arisida, ⱪiliq bilǝn ɵltürülgǝnlǝr bilǝn billǝ yatisǝn; mana bu Pirǝwn wǝ uning top-top adǝmlirining ⱨǝmmisining nesiwisidur, dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Қени ейтә, Ерәм бағчисидики дәрәқләрниң қайсиси шан-шәрәп вә гөзәлликтә сән [Мисирға] тәң келәләйтти? Бирақ сәнму Ерәм бағчисидики дәрәқләр билән тәң йәр тегилиригә чүшүрүлисән; сән хәтнә қилинмиғанлар арисида, қилич билән өлтүрүлгәнләр билән биллә ятисән; мана бу Пирәвн вә униң топ-топ адәмлириниң һәммисиниң несивисидур, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.

< Əzakiyal 31 >