< Əzakiyal 27 >

1 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 Sǝn, i insan oƣli, Tur toƣruluⱪ bir mǝrsiyǝni aƣzingƣa elip uningƣa mundaⱪ degin: —
Сән, и инсан оғли, Тур тоғрилиқ бир мәрсийәни ағзиңға елип униңға мундақ дегин: —
3 I dengizlarning kirix aƣzida turuⱪluⱪ, dengiz boyliridiki kɵp ǝllǝr bilǝn sodilaxⱪuqi, Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «I Tur, sǝn «Mening güzǝllikim kamalǝtkǝ yǝtti!» deding.
И деңизларниң кириш ағзида туруқлуқ, деңиз бойлиридики көп әлләр билән содилашқучи, Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «И Тур, сән «Мениң гөзәллигим камаләткә йәтти!» дедиң.
4 Sening qegraliring bolsa dengizlarning otturisida idi; Seni yasiƣanlar güzǝllikingni kamalǝtkǝ yǝtküzdi.
Сениң чегаралириң болса деңизларниң оттурисида еди; Сени ясиғанлар гөзәллигиңни камаләткә йәткүзди.
5 Ular barliⱪ tahtayliringni Senirdiki ⱪariƣaylardin yasiƣan; Sanga moma üqün ular Liwandin kedir dǝrihini epkǝlgǝn;
Улар барлиқ тахтайлириңни Сенирдики қариғайлардин ясиған; Саңа мома үчүн улар Ливандин кедир дәриғини епкәлгән;
6 Palaⱪliringni Baxandiki dub dǝrǝhliridin yasiƣan; Palubangni sǝmxit dǝrǝhliridin yasap, Kupros dengiz boyidiki pil qixi bilǝn nǝⱪixligǝn.
Палақлириңни Башандики дуб дәрәқлиридин ясиған; Палубаңни сәмшит дәрәқлиридин ясап, Купрос деңиз бойидики пил чиши билән нәқишлигән.
7 Yǝlkining Misirdin kǝltürülgǝn kǝxtilik libastin yasalƣan, u sanga tuƣ bolƣan; Sayiwining bolsa dengiz boyidiki Elixaⱨdiki kɵk wǝ sɵsün rǝhtlǝrdin idi;
Йәлкиниң Мисирдин кәлтүрүлгән кәштилик либастин ясалған, у саңа туғ болған; Сайивиниң болса деңиз бойидики Елишаһдики көк вә сөсүн рәхтләрдин еди;
8 Zidondikilǝr ⱨǝm Arwadtikilǝr sening palaⱪ urƣuqiliring idi; Sǝndǝ bolƣan danixmǝnlǝr, i Tur, sening yol baxliƣuqiliring idi.
Зидондикиләр һәм Арвадтикиләр сениң палақ урғучилириң еди; Сәндә болған данишмәнләр, и Тур, сениң йол башлиғучилириң еди.
9 Gǝbaldiki aⱪsaⱪallar wǝ uning danixmǝnliri sǝndǝ bolup, kawakliringni etǝtti; Dengiz-okyandiki barliⱪ kemilǝr wǝ ularning dengizqiliri mal almaxturuxⱪa yeningƣa kelǝtti.
Гәбалдики ақсақаллар вә униң данишмәнлири сәндә болуп, каваклириңни етәтти; Деңиз-океандики барлиқ кемиләр вә уларниң деңизчилири мал алмаштурушқа йениңға келәтти.
10 Parslar, Ludtikilǝr, Liwiyǝdikilǝr ⱪoxunƣa tizimlinip, sening lǝxkǝrliring bolƣan; Ular ⱪalⱪan-dubulƣilirini üstünggǝ esip, seni ⱨǝywǝtlik ⱪilƣan;
Парслар, Лудтикиләр, Ливийәдикиләр қошунға тизимлинип, сениң ләшкәрлириң болған; Улар қалқан-дубулғилирини үстүңгә есип, сени һәйвәтлик қилған;
11 Arwadtikilǝr ⱪoxuning bilǝn ⱨǝr tǝripingdǝ sepilliringda turup kɵzǝttǝ bolƣan; Gammadtikilǝrmu munarliringda turƣan; Ular ⱪalⱪan-ⱪorallirini ǝtrapingƣa, sepilliringƣa esip ⱪoyƣan; Ular güzǝllikingni kamalǝtkǝ yǝtküzgǝn;
Арвадтикиләр қошуниң билән һәр тәрипиңдә сепиллириңда туруп күзәттә болған; Гаммадтикиләрму мунарлириңда турған; Улар қалқан-қураллирини әтрапиңға, сепиллириңға есип қойған; Улар гөзәллигиңни камаләткә йәткүзгән;
12 Tawarliringning mol bolƣanliⱪidin Tarxix sanga heridar bolƣan; Mǝⱨsulatliringƣa ular kümüx, tɵmür, ⱪǝlǝy, ⱪoƣuxun tegixip bǝrgǝn.
Таварлириңниң мол болғанлиғидин Таршиш саңа херидар болған; Мәһсулатлириңға улар күмүч, төмүр, қәләй, қоғушун тегишип бәргән.
13 Jawan, Tubal wǝ Mǝxǝk sǝn bilǝn soda ⱪilƣan; Ular tawarliringƣa adǝmlǝrning janliri, mis ⱪaqa-ⱪazanlarni tegixkǝn.
Җаван, Тубал вә Мәшәк сән билән сода қилған; Улар таварлириңға адәмләрниң җанлири, мис қача-қазанларни тегишкән.
14 Torgamaⱨ jǝmǝtidikilǝr mǝⱨsulatliring üqün atlar, jǝng atliri wǝ ⱪeqirlarni tegixip bǝrgǝn.
Торгамаһ җәмәтидикиләр мәһсулатлириң үчүн атлар, җәң атлири вә қечирларни тегишип бәргән.
15 Dedandikilǝr sǝn bilǝn sodilaxⱪan; Dengiz boyliridiki kɵp hǝlⱪ sanga heridar bolƣan; Ular sanga dǝndan, ǝbnus yaƣiqini tɵligǝn;
Дедандикиләр сән билән содилашқан; Деңиз бойлиридики көп хәлиқ саңа херидар болған; Улар саңа дәндан, әбнус яғичини төлигән;
16 Suriyǝ ⱪol ⱨünǝrliringning mol bolƣanliⱪidin sanga heridar bolƣan; Ular mǝⱨsulatliringƣa mawi yaⱪutlar, sɵsün rǝhtlǝrni, kǝxtilǝrni, nǝpis kanap rǝhtlǝrni, marjanlarni, ⱪizil yaⱪutlarni tegixip bǝrgǝn.
Сурийә қол һүнәрлириңниң мол болғанлиғидин саңа херидар болған; Улар мәһсулатлириңға мави яқутлар, сөсүн рәхтләрни, кәштиләрни, нәпис канап рәхтләрни, марҗанларни, қизил яқутларни тегишип бәргән.
17 Yǝⱨuda wǝ Israil zeminidikilǝrdinmu sǝn bilǝn sodilaxⱪuqilar bolƣan; Tawarliringƣa ular Minnitning buƣdayliri, peqinilǝr, ⱨǝsǝl, zǝytun meyi, mǝlⱨǝm dorilarni tegixip bǝrgǝn.
Йәһуда вә Исраил зиминидикиләрдинму сән билән содилашқучилар болған; Таварлириңға улар Миннитниң буғдайлири, печиниләр, һәсәл, зәйтун мейи, мәлһәм дориларни тегишип бәргән.
18 Dǝmǝxⱪ ⱪol ⱨünǝrliringning mol bolƣanliⱪidin, Ⱨǝrhil bayliⱪliring tüpǝylidin sanga heridar bolup sanga Hǝlbonning xarablirini, aⱪ yunglarni tegixip bǝrgǝn.
Дәмәшқ қол һүнәрлириңниң мол болғанлиғидин, Һәр хил байлиқлириң түпәйлидин саңа херидар болуп саңа Хәлбонниң шараплирини, ақ жуңларни тегишип бәргән.
19 Wedan wǝ Uzaldin qiⱪⱪan Jawandikilǝr mǝⱨsulatliringƣa soⱪulƣan tɵmür, ⱪowzaⱪdarqin, egirni tegixkǝnidi.
Ведан вә Узалдин чиққан Җавандикиләр мәһсулатлириңға соқулған төмүр, қовзақдарчин, егирни тегишкән еди.
20 Dedan sanga at toⱪumlirini tegixip bǝrgǝn;
Дедан саңа ат тоқумлирини тегишип бәргән;
21 Ərǝbistan wǝ Kedardiki barliⱪ xaⱨzadilǝr sanga heridar boldi; Sanga pahlanlar, ⱪoqⱪarlar wǝ ɵqkilǝrni tegixip bǝrgǝn.
Әрәбистан вә Кедардики барлиқ шаһзадиләр саңа херидар болди; Саңа пахланлар, қочқарлар вә өшкиләрни тегишип бәргән.
22 Xeba ⱨǝm Raamaⱨdiki sodigǝrlǝr sǝn bilǝn tijarǝt ⱪilƣan; Mǝⱨsulatliringƣa ular ⱨǝrhil sǝrhil tetitⱪular, ⱪimmǝtlik jawaⱨiratlar wǝ altun almaxturup bǝrgǝn.
Шеба һәм Раамаһдики содигәрләр сән билән тиҗарәт қилған; Мәһсулатлириңға улар һәр хил сәрхил тетитқулар, қиммәтлик җаваһиратлар вә алтун алмаштуруп бәргән.
23 Ⱨaran, Kannǝⱨ, Edǝndikilǝr wǝ Xeba, Axur, Hilmadtiki sodigǝrlǝr sǝn bilǝn tijarǝt ⱪilƣan;
Һаран, Каннәһ, Едәндикиләр вә Шеба, Ашур, Хилмадтики содигәрләр сән билән тиҗарәт қилған;
24 Ular sanga ⱨǝxǝmǝtlik kiyim-keqǝk, sɵsün rǝhtlǝr wǝ kǝxtilǝr, rǝngmurǝng gilǝmlǝrni tegixip bǝrgǝn; Bularning ⱨǝmmisi tügünqǝklinip tana-arƣamqilar bilǝn qing baƣlinip, bazaringƣa kirdi.
Улар саңа һәшәмәтлик кийим-кечәк, сөсүн рәхтләр вә кәштиләр, рәңму-рәң гиләмләрни тегишип бәргән; Буларниң һәммиси түгүнчәклинип тана-арғамчилар билән чиң бағлинип, базариңға кирди.
25 Tarxixtiki kemilǝr tawarliringni kɵtürgǝn karwanlardǝk bolƣan; Xuning bilǝn sǝn dengiz-okyanning baƣrida mal bilǝn toldurulup, intayin eƣirlixip kǝtkǝnsǝn;
Таршиштики кемиләр таварлириңни көтәргән карванлардәк болған; Шуниң билән сән деңиз-океанниң бағрида мал билән толдурулуп, интайин еғирлишип кәткәнсән;
26 Sening palaⱪ orƣuqiliring seni uluƣ sularƣa apardi; Xǝrⱪ xamili seni dengiz-okyanning baƣrida parǝ-parǝ ⱪiliwǝtti;
Сениң палақ орғучилириң сени улуқ суларға апарди; Шәриқ шамили сени деңиз-океанниң бағрида парә-парә қиливәтти;
27 Sening mal-mülükliring, bazarliring, dengizqiliring wǝ yol baxliƣuqiliring, Kawakliringni ǝtküqilǝr, sǝn bilǝn sodilaxⱪan sodigǝrlǝr, sǝndǝ bolƣan barliⱪ lǝxkǝrliring, Jümlidin arangda toplanƣan adǝmlǝrning ⱨǝmmisi sǝn ɵrülüp kǝtkǝn kününgdǝ ɵrülüp dengiz-okyanning ⱪoyniƣa ƣǝrⱪ bolup ketidu.
Сениң мал-мүлүклириң, базарлириң, деңизчилириң вә йол башлиғучилириң, Каваклириңни әткүчиләр, сән билән содилашқан содигәрләр, сәндә болған барлиқ ләшкәрлириң, Җүмлидин араңда топланған адәмләрниң һәммиси сән өрүлүп кәткән күнүңдә өрүлүп деңиз-океанниң қойниға ғәриқ болуп кетиду.
28 Yol baxliƣuqiliringning aⱨ-zarliridin daladikilǝr tǝwrǝp ketidu.
Йол башлиғучилириңниң аһ-зарлиридин даладикиләр тәврәп кетиду.
29 Palaⱪ orƣuqilarning ⱨǝmmisi, Dengizqilar, dengizda barliⱪ yol baxliƣuqilar ɵz kemiliridin qüxidu; Ular ⱪuruⱪluⱪta turidu;
Палақ орғучиларниң һәммиси, Деңизчилар, деңизда барлиқ йол башлиғучилар өз кемилиридин чүшиду; Улар қуруқлуқта туриду;
30 Ular sanga ⱪarap awazini anglitip, Ⱪattiⱪ aⱨ-zar kɵtüridu; Ular topa-qang qiⱪirip bexiƣa qaqidu; Ular küllǝr iqidǝ eƣinaydu.
Улар саңа қарап авазини аңлитип, Қаттиқ аһ-зар көтириду; Улар топа-чаң чиқирип бешиға чачиду; Улар күлләр ичидә еғинайду.
31 Ular seni dǝp qaqlirini qüxürüp ɵzlirini taz ⱪilip, bɵz kiyimlǝrgǝ oraydu; Ular ⱪattiⱪ matǝm tutup sǝn üqün zor dǝrd-ǝlǝm iqidǝ yiƣlaydu.
Улар сени дәп чачлирини чүшүрүп өзлирини таз қилип, бөз кийимләргә орайду; Улар қаттиқ матәм тутуп сән үчүн зор дәрд-әләм ичидә жиғлайду.
32 Ular aⱨ-zarlirini kɵtürginidǝ sǝn üqün bir mǝrsiyǝni oⱪup, sǝn toƣruluⱪ ⱨaza ⱪilip mundaⱪ dǝydu: — «Tur dengiz-okyanlar otturisida, ⱨazir jimjit ⱪilinƣan! Əsli kim uningƣa tǝng kelǝlǝytti?
Улар аһ-зарлирини көтәргинидә сән үчүн бир мәрсийәни оқуп, сән тоғрилиқ һаза қилип мундақ дәйду: — «Тур деңиз-океанлар оттурисида, һазир җим-җит қилинған! Әсли ким униңға тәң келәләйтти?
33 Mǝⱨsulatliring dengiz-okyanlardin ɵtüp kǝtkǝndǝ, Sǝn kɵp hǝlⱪlǝrni ⱪanaǝtlǝndürgǝn; Bayliⱪliring wǝ tawarliringning molluⱪi bilǝn yǝr yüzidiki padixaⱨlarni beyitⱪansǝn.
Мәһсулатлириң деңиз-океанлардин өтүп кәткәндә, Сән көп хәлиқләрни қанаәтләндүргән; Байлиқлириң вә таварлириңниң моллуғи билән йәр йүзидики падишаларни бейитқансән.
34 Sǝn sularning qongⱪur tegidǝ dengiz-okyanlar tǝripidin parǝ-parǝ ⱪilinƣanda, Tawarliring ⱨǝm arangda bolƣan top-top adǝmliringmu ɵrülüp ƣǝrⱪ bolup kǝtti.
Сән суларниң чоңқур тегидә деңиз-океанлар тәрипидин парә-парә қилинғанда, Таварлириң һәм араңда болған топ-топ адәмлириңму өрүлүп ғәриқ болуп кәтти.
35 Barliⱪ dengiz boyidikilǝr sanga ⱪarap alaⱪzadǝ bolƣan; Ularning padixaⱨliri dǝⱨxǝt ⱪorⱪup, ularning yüzlirini sur basⱪan.
Барлиқ деңиз бойидикиләр саңа қарап алақзадә болған; Уларниң падишалири дәһшәт қорқуп, уларниң йүзлирини сур басқан.
36 Hǝlⱪlǝr arisidiki sodigǝrlǝr sanga ⱪarap «ux-ux» ⱪildi; Sǝn ɵzüng bir wǝⱨxǝt iding, ǝmdi ⱪaytidin bolmaysǝn»».
Хәлиқләр арисидики содигәрләр саңа қарап «уш-уш» қилди; Сән өзүң бир вәһшәт едиң, әнди қайтидин болмайсән»».

< Əzakiyal 27 >