< Əzakiyal 25 >
1 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 I insan oƣli, yüzüngni Ammoniylarƣa ⱪaritip, ularni ǝyiblǝp bexarǝt berip mundaⱪ degin: —
И инсан оғли, йүзүңни Аммонийларға қаритип, уларни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: —
3 — Ammoniylarƣa mundaⱪ degin — Rǝb Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglanglar! Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mening muⱪǝddǝs jayim bulƣanƣanda, Israil zemini wǝyran ⱪilinƣanda, Yǝⱨuda jǝmǝti sürgün ⱪilinƣanda sǝn ularƣa ⱪarap: «Waⱨ! Yahxi boldi!» degining tüpǝylidin,
— Аммонийларға мундақ дегин — Рәб Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мениң муқәддәс җайим булғанғанда, Исраил зимини вәйран қилинғанда, Йәһуда җәмәти сүргүн қилинғанда сән уларға қарап: «Ваһ! Яхши болди!» дегиниң түпәйлидин,
4 ǝmdi mana, Mǝn seni xǝrⱪtiki ǝllǝrning igidarqiliⱪiƣa tapxurimǝn; ular sening arangda bargaⱨ ⱪurup, arangda qedirlirini tikidu; ular mewiliringni yǝp, sütüngni iqidu.
әнди мана, Мән сени шәриқтики әлләрниң егидарчилиғиға тапшуримән; улар сениң араңда баргаһ қуруп, араңда чедирлирини тикиду; улар мевилириңни йәп, сүтүңни ичиду.
5 Mǝn Rabbaⱨ xǝⱨirini tɵgilǝr üqün otlaⱪ, Ammoniylarning yerini ⱪoy padiliri üqün aramgaⱨ ⱪilimǝn; xuning bilǝn silǝr Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetisilǝr.
Мән Раббаһ шәһирини төгиләр үчүн отлақ, Аммонийларниң йерини қой падилири үчүн арамгаһ қилимән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
6 — Qünki Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Qünki sǝn Israil zeminiƣa ⱪarap qawak qelip, putungni tepqǝklitip, ⱪǝlbingdiki pütün ɵqmǝnlik bilǝn hux bolƣanliⱪing tüpǝylidin,
— Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки сән Исраил зиминиға қарап чавак челип, путуңни тепчәклитип, қәлбиңдики пүтүн өчмәнлик билән хуш болғанлиғиң түпәйлидин,
7 ǝmdi mana, Mǝn üstünggǝ ⱪolumni uzartip, seni ǝllǝrgǝ olja boluxⱪa tapxurimǝn; Mǝn seni hǝlⱪlǝr iqidin üzimǝn, mǝmlikǝtlǝr iqidin yoⱪitimǝn; Mǝn seni ⱨalak ⱪilimǝn; xuning bilǝn sǝn Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetisǝn.
әмди мана, Мән үстүңгә қолумни узартип, сени әлләргә олҗа болушқа тапшуримән; Мән сени хәлиқләр ичидин үзимән, мәмликәтләр ичидин йоқитимән; Мән сени һалак қилимән; шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисән.
8 Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Qünki Moab wǝ Seirning: «Yǝⱨuda pǝⱪǝt barliⱪ baxⱪa ǝllǝr bilǝn ohxax, halas» degini tüpǝylidin,
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки Моаб вә Сеирниң: «Йәһуда пәқәт барлиқ башқа әлләр билән охшаш, халас» дегини түпәйлидин,
9 xunga mana, Mǝn Moabning yenini — qegrasidiki xǝⱨǝrlǝrni, zeminining pǝhri bolƣan Bǝyt-Yǝximot, Baal-Meon wǝ Kiriatayim xǝⱨǝrliridin baxlap yerip aqimǝn;
шуңа мана, Мән Моабниң йенини — чегарасидики шәһәрләрни, зимининиң пәхри болған Бәйт-Йәшимот, Баал-Меон вә Кириатайим шәһәрлиридин башлап йерип ачимән;
10 ularni Ammoniylarning zemini bilǝn billǝ xǝrⱪtiki ǝllǝrgǝ tapxurimǝn; Mǝn Ammoniylarning yǝnǝ ǝllǝr arisida ǝslǝnmǝsliki üqün, ularning igidarliⱪiƣa tapxurimǝn;
уларни Аммонийларниң зимини билән биллә шәриқтики әлләргә тапшуримән; Мән Аммонийларниң йәнә әлләр арисида әсләнмәслиги үчүн, уларниң егидарлиғиға тапшуримән;
11 wǝ Moab üstigǝ ⱨɵküm qiⱪirip jazalaymǝn; ular Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetidu.
вә Моаб үстигә һөкүм чиқирип җазалаймән; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
12 Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — qünki Edom Yǝⱨuda jǝmǝtidin ɵq elip yamanliⱪ ⱪilip, xuningdǝk eƣir gunaⱨkar bolƣini tüpǝylidin, intiⱪam alƣnini tüpǝylidin,
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — чүнки Едом Йәһуда җәмәтидин өч елип яманлиқ қилип, шуниңдәк еғир гунакар болғини түпәйлидин, интиқам алғнини түпәйлидин,
13 — ǝmdi Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn Edomƣa ⱪolumni sozimǝn; xuning bilǝn uni zeminidin adǝmlǝr ⱨǝm ⱨaywanlardin mǝⱨrum ⱪilimǝn; Mǝn uni Teman xǝⱨiridin tartip wǝyran ⱪilimǝn; ular Dedan xǝⱨirigiqǝ ⱪiliq bilǝn yiⱪilidu.
— әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Едомға қолумни созимән; шуниң билән уни зиминидин адәмләр һәм һайванлардин мәһрум қилимән; Мән уни Теман шәһиридин тартип вәйран қилимән; улар Дедан шәһиригичә қилич билән жиқилиду.
14 Xuning bilǝn Mǝn hǝlⱪim Israilning ⱪoli arⱪiliⱪ Edom üstidin Ɵz intiⱪamimni alimǝn; ular Mening aqqiⱪim ⱨǝm ⱪǝⱨrim boyiqǝ Edomda ix ⱪilidu; Edomiylar Mening intiⱪamimning nemǝ ikǝnlikini bilip yetidu, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Шуниң билән Мән хәлқим Исраилниң қоли арқилиқ Едом үстидин Өз интиқамимни алимән; улар Мениң аччиғим һәм қәһрим бойичә Едомда иш қилиду; Едомийлар Мениң интиқамимниң немә екәнлигини билип йетиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
15 Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Filistiylǝr intiⱪam niyiti bilǝn ⱨǝrikǝt ⱪilip, kona ɵqmǝnliki bilǝn Yǝⱨudani yoⱪitayli dǝp iq-iqidin ɵq alƣini tüpǝylidin,
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Филистийләр интиқам нийити билән һәрикәт қилип, кона өчмәнлиги билән Йәһудани йоқитайли дәп ич-ичидин өч алғини түпәйлидин,
16 Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn Filistiyǝning üstigǝ ⱪolumni uzartimǝn; Mǝn Kǝrǝtiylǝrni ⱪiriwetimǝn, dengiz boyidikilǝrning ⱪalduⱪlirinimu wǝyran ⱪilimǝn.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Филистийәниң үстигә қолумни узартимән; Мән Кәрәтийләрни қириветимән, деңиз бойидикиләрниң қалдуқлириниму вәйран қилимән.
17 Mǝn ularning üstigǝ ⱪǝⱨrilik tǝnbiⱨlǝrni qüxürüp ⱪattiⱪ intiⱪam alimǝn; ularning üstidin intiⱪam alƣinimda ular Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetidu.
Мән уларниң үстигә қәһрилик тәнбиһләрни чүшүрүп қаттиқ интиқам алимән; уларниң үстидин интиқам алғинимда улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.