< Əzakiyal 2 >

1 Wǝ U manga: I insan oƣli, ornungdin dǝs tur, wǝ Mǝn sanga sɵz ⱪilimǝn, — dedi.
Вә У маңа: И инсан оғли, орнуңдин дәс тур, вә Мән саңа сөз қилимән, — деди.
2 U manga sɵz ⱪilƣanda, Roⱨ manga kirip, meni dǝs turƣuzdi; wǝ mǝn manga sɵz Ⱪilƣuqining awazini anglap turdum.
У маңа сөз қилғанда, Роһ маңа кирип, мени дәс турғузди; вә мән маңа сөз Қилғучиниң авазини аңлап турдум.
3 Wǝ U manga: — «I insan oƣli, Mǝn seni Israil baliliriƣa, yǝni Manga asiyliⱪ ⱪilƣan asiy «yat ǝllǝr»gǝ ǝwǝtimǝn; bügüngǝ ⱪǝdǝr ⱨǝm ular ⱨǝm ularning ata-bowliri Manga yüz ɵrüp asiyliⱪ ⱪilip kǝlmǝktǝ», — dedi.
Вә У маңа: — «И инсан оғли, Мән сени Исраил балилириға, йәни Маңа асийлиқ қилған асий «ят әлләр»гә әвәтимән; бүгүнгә қәдәр һәм улар һәм уларниң ата-бовлири Маңа йүз өрүп асийлиқ қилип кәлмәктә», — деди.
4 — «Bu balilar bolsa nomussiz wǝ kɵngli ⱪattiⱪtur; Mǝn seni ularƣa ǝwǝtimǝn; sǝn ularƣa: «Rǝb Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu!» — degin —
— «Бу балилар болса номуссиз вә көңли қаттиқтур; Мән сени уларға әвәтимән; сән уларға: «Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду!» — дегин —
5 xuning bilǝn ular mǝyli ⱪulaⱪ salsun, salmisun (qünki ular asiyliⱪ ⱪilidiƣan bir jǝmǝt) — ɵzliri arisida ⱨǝⱪiⱪiy bir pǝyƣǝmbǝrning turƣanliⱪini tonup yetidu.
шуниң билән улар мәйли қулақ салсун, салмисун (чүнки улар асийлиқ қилидиған бир җәмәт) — өзлири арисида һәқиқий бир пәйғәмбәрниң турғанлиғини тонуп йетиду.
6 Əmdi sǝn, i insan oƣli, gǝrqǝ sanga tikǝn-jiƣanlar ⱨǝmraⱨ bolsimu, wǝ sǝn qayanlarning arisida tursangmu, ulardin ⱪorⱪma, wǝ sɵzliridinmu ⱪorⱪma; xundaⱪ, ularning sɵzliridin ⱪorⱪma, wǝ zǝrdilik ⱪaraxliridin dǝkkǝ-dükkigǝ qüxmǝ; qünki ular asiy bir jǝmǝttur.
Әнди сән, и инсан оғли, гәрчә саңа тикән-җиғанлар һәмраһ болсиму, вә сән чаянларниң арисида турсаңму, улардин қорқма, вә сөзлиридинму қорқма; шундақ, уларниң сөзлиридин қорқма, вә зәрдилик қарашлиридин дәккә-дүккигә чүшмә; чүнки улар асий бир җәмәттур.
7 Sǝn ular tingxisun, tingximisun Mening sɵzlirimni ularƣa yǝtküz; qünki ular asiyliⱪ ⱪilƣuqilardur.
Сән улар тиңшисун, тиңшимисун Мениң сөзлиримни уларға йәткүз; чүнки улар асийлиқ қилғучилардур.
8 Wǝ sǝn, i insan oƣli, sanga eytⱪan sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ sal; bu asiy jǝmǝttǝk tǝtür bolmiƣin; aƣzingni eqip, Mǝn sanga bǝrginimni yegin».
Вә сән, и инсан оғли, саңа ейтқан сөзлиримгә қулақ сал; бу асий җәмәттәк тәтүр болмиғин; ағзиңни ечип, Мән саңа бәргинимни йегин».
9 — Mǝn ⱪarisam, mana manga sozulƣan bir ⱪol turuptu; wǝ mana, uningda bir oram yazma turuptu.
— Мән қарисам, мана маңа созулған бир қол турупту; вә мана, униңда бир орам язма турупту.
10 U kɵz aldimda uni eqip yeyip ⱪoydi; uning aldi-kǝynining ⱨǝmmǝ yerigǝ hǝt yezilƣanidi; uningƣa yezilƣanliri mǝrsiyǝ, matǝm sɵzliri wǝ dǝrd-ǝlǝmlǝrdin ibarǝt idi.
У көз алдимда уни ечип йейип қойди; униң алди-кәйниниң һәммә йеригә хәт йезилған еди; униңға йезилғанлири мәрсийә, матәм сөзлири вә дәрд-әләмләрдин ибарәт еди.

< Əzakiyal 2 >