< Əzakiyal 17 >
1 Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip xundaⱪ deyildi: —
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 I insan oƣli, bir tepixmaⱪni otturiƣa ⱪoyup, Israil jǝmǝtigǝ bir tǝmsilni sɵzlǝp berip mundaⱪ degin: —
И инсан оғли, бир тепишмақни оттуриға қоюп, Исраил җәмәтигә бир тәмсилни сөзләп берип мундақ дегин: —
3 Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Kǝng ⱪanatliⱪ, ziq rǝnggarǝng uzun pǝylik qong bir bürküt Liwanƣa kelip, xu yǝrdiki egiz kedir dǝrihining uqidiki xahni aldi;
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Кәң қанатлиқ, зич рәңгарәң узун пәйлик чоң бир бүркүт Ливанға келип, шу йәрдики егиз кедир дәриғиниң учидики шахни алди;
4 U ǝng yuⱪiri yumran bihini üzüwelip, uni sodigǝrning zeminiƣa apirip, tijarǝtqilǝrning xǝⱨirigǝ tikti.
У әң жуқури юмран бихини үзүвелип, уни содигәрниң зиминиға апирип, тиҗарәтчиләрниң шәһиригә тикти.
5 U yǝnǝ zemindin baxⱪa uruⱪni elip baƣliⱪ bir etizƣa tikti; uni mol sular boyida selip, sügǝt telidǝk tiklidi.
У йәнә зиминдин башқа уруқни елип бағлиқ бир етизға тикти; уни мол сулар бойида селип, сүгәт телидәк тиклиди.
6 U ɵsüp, kǝng yeyilip, pǝs boyluⱪ üzüm teli bolup qiⱪti; uning xahliri [bürküt] tǝrǝpkǝ ⱪarap ɵsti, yiltizlirimu uning astiƣa sozuldi. Xu yol bilǝn u üzüm teli bolup, xahlandi, bihlandi.
У өсүп, кәң йейилип, пәс бойлуқ үзүм тели болуп чиқти; униң шахлири [бүркүт] тәрәпкә қарап өсти, йилтизлириму униң астиға созулди. Шу йол билән у үзүм тели болуп, шахланди, бихланди.
7 Əmdi kǝng ⱪanatliⱪ, ziq pǝylik yǝnǝ bir qong bürküt pǝyda boldi; wǝ mana, bu üzüm teli «U meni suƣarsun» dǝp, tikilgǝn qɵnǝkliridin yiltizlirini uningƣa ⱪarap tartti, xahlirini uningƣa ⱪarap sozdi;
Әнди кәң қанатлиқ, зич пәйлик йәнә бир чоң бүркүт пәйда болди; вә мана, бу үзүм тели «У мени суғарсун» дәп, тикилгән чөнәклиридин йилтизлирини униңға қарап тартти, шахлирини униңға қарап созди;
8 Mana, u obdan xahlap mewǝ bǝrsun, esil üzüm teli bolsun dǝp munbǝt etizda, mol sular boyiƣa tikilgǝnidi».
Мана, у убдан шахлап мевә бәрсун, есил үзүм тели болсун дәп мунбәт етизда, мол сулар бойиға тикилгән еди».
9 Əmdi Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «U ronaⱪ tapamdu? Uni ⱪaⱪxal ⱪiliwetix üqün [bürküt] yiltizlirini yulup, mewisini kesiwǝtmǝmdu? Uning yumran yopurmaⱪliri hazan bolidu; xu qaƣda uni yiltizliridin yuluwelixⱪa küqlük bir bilǝk yaki nurƣun hǝⱪlǝrning ⱨeq keriki bolmaydu.
Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «У ронақ тапамду? Уни қақшал қиливетиш үчүн [бүркүт] йилтизлирини жулуп, мевисини кесивәтмәмду? Униң юмран йопурмақлири хазан болиду; шу чағда уни йилтизлиридин жулувелишқа күчлүк бир биләк яки нурғун хәқләрниң һеч кериги болмайду.
10 Əmdi ⱨǝtta ⱪaytidin tikilgǝn bolsa, ronaⱪ tapamdu? Xǝrⱪ xamili uningƣa tǝgkǝndila taza ⱪaƣjirap kǝtmǝmdu? U tikilip ɵskǝn qɵnǝkliridǝ ⱪaƣjirap ketidu».
Әнди һәтта қайтидин тикилгән болса, ронақ тапамду? Шәриқ шамили униңға тәккәндила таза қағҗирап кәтмәмду? У тикилип өскән чөнәклиридә қағҗирап кетиду».
11 Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip xundaⱪ deyildi: —
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
12 «Asiy jǝmǝttin: «Muxu ixlarning mǝnisini bilǝmsilǝr?» dǝp sorap, ularƣa mundaⱪ degin: «Mana, Babil padixaⱨi Yerusalemƣa kelip, uning padixaⱨi ⱨǝm xaⱨzadilirini elip ɵzi bilǝn Babilƣa ⱪayturup apardi.
«Асий җәмәттин: «Мошу ишларниң мәнасини биләмсиләр?» дәп сорап, уларға мундақ дегин: «Мана, Бабил падишаси Йерусалимға келип, униң падишаси һәм шаһзадилирини елип өзи билән Бабилға қайтуруп апарди.
13 Xu waⱪitta u padixaⱨning nǝslidin bir kixini elip uning bilǝn ǝⱨdǝ tüzüp uningƣa ⱪǝsǝm iqküzdi. U yǝnǝ zemindiki esil-mɵtiwǝr bolƣanlarni uning bilǝn elip kǝtti;
Шу вақитта у падишаниң нәслидин бир кишини елип униң билән әһдә түзүп униңға қәсәм ичкүзди. У йәнә зиминдики есил-мөтивәр болғанларни униң билән елип кәтти;
14 mǝⱪsǝt, padixaⱨliⱪning tɵwǝn ajiz ⱨalǝttǝ bolup, ⱪǝddini rusliyalmay, pǝⱪǝt uning ǝⱨdisini tutuxi bilǝn jenini jan ǝtküzüx üqün idi.
мәхсәт, падишалиқниң төвән аҗиз һаләттә болуп, қәддини руслалмай, пәқәт униң әһдисини тутуши билән җенини җан әткүзүш үчүн еди.
15 Biraⱪ u Misir bizgǝ atlar ⱨǝm qong ⱪoxunni tǝminlisun dǝp ǝlqilirini xu yǝrgǝ ǝwǝtip, uningƣa asiyliⱪ ⱪildi. Əmdi u ronaⱪ tapamdu? Mundaⱪ ixlarni ⱪilƣuqi tirik ⱪalamdu? U ǝⱨdini buzup tirik ⱪalamdu?
Бирақ у Мисир бизгә атлар һәм чоң қошунни тәминлисун дәп әлчилирини шу йәргә әвәтип, униңға асийлиқ қилди. Әнди у ронақ тапамду? Мундақ ишларни қилғучи тирик қаламду? У әһдини бузуп тирик қаламду?
16 Mǝn ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — bǝrⱨǝⱪ u ɵzini padixaⱨ ⱪilƣan padixaⱨning zeminidǝ, — yǝni uning ⱪǝsimini kǝmsitkǝn, ǝⱨdisini buzƣan ⱨeliⱪi padixaⱨning zeminidǝ, — uning yenida, Babilning otturisida ɵlidu.
Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — бәрһәқ у өзини падиша қилған падишаниң зиминидә, — йәни униң қәсимини кәмситкән, әһдисини бузған һелиқи падишаниң зиминидә, — униң йенида, Бабилниң оттурисида өлиду.
17 Bolidiƣan jǝngdǝ, ular kelip nurƣun kixilǝrni ⱪirix üqün [sepilƣa] qiⱪidiƣan dɵnglüklǝrni selip, potǝylǝrni ⱪurƣanda, Pirǝwn küqlük ⱪoxun ⱨǝm nurƣunliƣan ǝskǝrlǝrni baxlap kǝlsimu, uning üqün ⱨeqnemǝ ⱪilip berǝlmǝydu.
Болидиған җәңдә, улар келип нурғун кишиләрни қириш үчүн [сепилға] чиқидиған дөңлүкләрни селип, потәйләрни қурғанда, Пирәвн күчлүк қошун һәм нурғунлиған әскәрләрни башлап кәлсиму, униң үчүн һеч немә қилип берәлмәйду.
18 U ⱪǝsǝmni kǝmsitip, ǝⱨdini buzdi; mana, u ⱪol elixip sɵz bǝrdi, biraⱪ u muxu ixlarni ⱪildi; xunga u tirik ⱪeqip ⱪutulalmaydu».
У қәсәмни кәмситип, әһдини бузди; мана, у қол елишип сөз бәрди, бирақ у мошу ишларни қилди; шуңа у тирик қечип қутулалмайду».
19 Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mǝn ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, bǝrⱨǝⱪ, u kǝmsitkǝn ⱪǝsimim ⱨǝmdǝ buzƣan ǝⱨdǝmni bolsa, bularni ɵz bexiƣa kiygüzimǝn.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, бәрһәқ, у кәмситкән қәсимим һәмдә бузған әһдәмни болса, буларни өз бешиға кийгүзимән.
20 Mǝn Ɵz torumni üstigǝ yeyip taxlaymǝn, u Mening ⱪiltiⱪimda tutulidu; Mǝn uni Babilƣa apirimǝn ⱨǝmdǝ xu yǝrdǝ Manga ⱪilƣan mutlǝⱪ wapasizliⱪi üqün uning üstigǝ ⱨɵküm qiⱪirip jazalaymǝn.
Мән Өз торумни үстигә йейип ташлаймән, у Мениң қилтиғимда тутулиду; Мән уни Бабилға апиримән һәмдә шу йәрдә Маңа қилған мутләқ вапасизлиғи үчүн униң үстигә һөкүм чиқирип җазалаймән.
21 Uning bilǝn billǝ barliⱪ ⱪaqⱪanlar, barliⱪ ⱪoxunliri ⱪiliq bilǝn yiⱪilidu; bulardin ⱪalƣanlar ⱨǝrbir xamalƣa tarⱪitilidu; xuning bilǝn silǝr Mǝnki Pǝrwǝrdigarning sɵz ⱪilƣanliⱪini tonup yetisilǝr».
Униң билән биллә барлиқ қачқанлар, барлиқ қошунлири қилич билән жиқилиду; булардин қалғанлар һәр бир шамалға тарқитилиду; шуниң билән силәр Мәнки Пәрвәрдигарниң сөз қилғанлиғини тонуп йетисиләр».
22 Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mǝnmu egiz kedirning uqidin bih elip tikimǝn; uning yapyax xahqilirining uqidin yumran birsini üzüp, egiz ⱨǝywǝtlik taƣ üstigǝ tikimǝn;
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мәнму егиз кедирниң учидин бих елип тикимән; униң япяш шахчилириниң учидин юмран бирисини үзүп, егиз һәйвәтлик тағ үстигә тикимән;
23 Israil egizlikidiki taƣⱪa Mǝn uni tikimǝn; u obdan xahlap, mewǝ berip, esil kedir dǝrihi bolidu; uning astiƣa ⱨǝrⱪandaⱪ uqar-ⱪanatlar ⱪonidu; uning xahlirining sayisida ular ⱪonup turidu;
Исраил егизлигидики таққа Мән уни тикимән; у убдан шахлап, мевә берип, есил кедир дәриғи болиду; униң астиға һәр қандақ учар-қанатлар қониду; униң шахлириниң сайисида улар қонуп туриду;
24 xuning bilǝn daladiki barliⱪ dǝrǝhlǝr biliduki, Mǝnki Pǝrwǝrdigar egiz dǝrǝhni pǝs ⱪildim, pǝs dǝrǝhni egiz ⱪildim, yexil dǝrǝhni ⱪaƣjirattim, ⱪaⱪxal dǝrǝhni kɵkǝrtip baraⱪsan ⱪildim; Mǝnki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ sɵz ⱪildim wǝ xuni ada ⱪilimǝn».
шуниң билән даладики барлиқ дәрәқләр билидуки, Мәнки Пәрвәрдигар егиз дәрәқни пәс қилдим, пәс дәрәқни егиз қилдим, йешил дәрәқни қағҗираттим, қақшал дәрәқни көкәртип барақсан қилдим; Мәнки Пәрвәрдигар мундақ сөз қилдим вә шуни ада қилимән».