< Əzakiyal 12 >

1 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 I insan oƣli, sǝn asiy bir jǝmǝt arisida turisǝn; ularning kɵrüxkǝ kɵzi bar ǝmma kɵrmǝydu, anglaxⱪa ⱪuliⱪi bar, ǝmma anglimaydu, qünki ular asiy bir jǝmǝttur.
И инсан оғли, сән асий бир җәмәт арисида турисән; уларниң көрүшкә көзи бар амма көрмәйду, аңлашқа қулиқи бар, амма аңлимайду, чүнки улар асий бир җәмәттур.
3 Wǝ sǝn, i insan oƣli, sürgün bolƣuqining yük-taⱪlirini tǝyyarlap ⱪoyƣin; wǝ kündüzdǝ ularning kɵz aldida sürgün bolƣuqidǝk ɵz jayingdin baxⱪa jayƣa barƣin. Gǝrqǝ ular asiy bir jǝmǝt bolsimu, eⱨtimalliⱪi yoⱪ ǝmǝski, ular qüxinip yetidu.
Вә сән, и инсан оғли, сүргүн болғучиниң жүк-тақлирини тәйярлап қойғин; вә күндүздә уларниң көз алдида сүргүн болғучидәк өз җайиңдин башқа җайға барғин. Гәрчә улар асий бир җәмәт болсиму, еһтималлиғи йоқ әмәски, улар чүшинип йетиду.
4 Kündüzdǝ ularning kɵz aldida sürgün boluxⱪa tǝyyarliƣan yük-taⱪlardǝk yük-taⱪliringni elip qiⱪ; andin kǝq kirǝy degǝndǝ ularning kɵz aldida sürgün bolidiƣan kixilǝrdǝk jayingdin qiⱪip kǝtkin;
Күндүздә уларниң көз алдида сүргүн болушқа тәйярлиған жүк-тақлардәк жүк-тақлириңни елип чиқ; андин кәч кирәй дегәндә уларниң көз алдида сүргүн болидиған кишиләрдәк җайиңдин чиқип кәткин;
5 tamni kolap texip, yük-taⱪliringni elip qiⱪⱪin;
тамни колап тешип, жүк-тақлириңни елип чиққин;
6 ularning kɵz aldida buni mürünggǝ elip, gugumda kɵtürüp qiⱪip kǝtkin; yǝrni kɵrǝlmǝsliking üqün yüzüngni yapⱪin; qünki Mǝn seni Israil jǝmǝtigǝ bexarǝt ⱪildim.
уларниң көз алдида буни мүрүңгә елип, гугумда көтирип чиқип кәткин; йәрни көрәлмәслигиң үчүн йүзүңни япқин; чүнки Мән сени Исраил җәмәтигә бешарәт қилдим.
7 Wǝ mǝn buyrulƣan boyiqǝ xundaⱪ ⱪildim; kündüzdǝ mǝn sürgün bolƣuqi kixidǝk yük-taⱪlirimni elip qiⱪtim; wǝ kǝq kirgǝndǝ ⱪolum bilǝn tamni kolap texip, yül-taⱪilirimni qiⱪirip, gügümdǝ ularning kɵz aldida mürǝmgǝ elip kɵtürüp mangdim.
Вә мән буйрулған бойичә шундақ қилдим; күндүздә мән сүргүн болғучи кишидәк жүк-тақлиримни елип чиқтим; вә кәч киргәндә қолум билән тамни колап тешип, йүл-тақилиримни чиқирип, гүгүмдә уларниң көз алдида мүрәмгә елип көтирип маңдим.
8 Ətigǝndǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyilidi: —
Әтигәндә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилиди: —
9 «I insan oƣli, Israil jǝmǝti, yǝni asiy bir jǝmǝt, sǝndin: «Bu nemǝ ⱪilƣining» dǝp soriƣan ǝmǝsmu?
«И инсан оғли, Исраил җәмәти, йәни асий бир җәмәт, сәндин: «Бу немә қилғиниң» дәп сориған әмәсму?
10 Ularƣa: «Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: Bu yüklǝngǝn wǝⱨiy Yerusalemdiki xaⱨzadǝ ⱨǝm xu yǝrdiki barliⱪ Israil jǝmǝtidikilǝr toƣruluⱪtur» — degin.
Уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Бу жүкләнгән вәһий Йерусалимдики шаһзадә һәм шу йәрдики барлиқ Исраил җәмәтидикиләр тоғрилиқтур» — дегин.
11 Ularƣa: «Mǝn silǝr üqün bexarǝt. Mǝn ⱪandaⱪ ⱪilƣan bolsam, ǝmdi ularƣimu xundaⱪ ixlar ⱪildurulidu; ular ǝsir bolup sürgün bolidu» — degin.
Уларға: «Мән силәр үчүн бешарәт. Мән қандақ қилған болсам, әнди уларғиму шундақ ишлар қилдурулиду; улар әсир болуп сүргүн болиду» — дегин.
12 Ular arisidiki xaⱨzadǝ ɵz yük-taⱪlirini gugumdǝ mürisidǝ kɵtürüp qiⱪidu; ular tamni kolap texip tɵxüktin nǝrsilirini qiⱪiridu; u ɵz yüzini yepip zeminni kɵrǝlmǝydiƣan bolidu.
Улар арисидики шаһзадә өз жүк-тақлирини гугумдә мүрисидә көтирип чиқиду; улар тамни колап тешип төшүктин нәрсилирини чиқириду; у өз йүзини йепип зиминни көрәлмәйдиған болиду.
13 Xuning bilǝn Ɵz torumni uning üstigǝ yayimǝn, u Mening ⱪiltiⱪimda tutulidu; Mǝn uni Kaldiylǝrning zemini bolƣan Babilƣa apirimǝn, biraⱪ u u yǝrni ɵz kɵzi bilǝn kɵrmǝydu; u xu yǝrdǝ ɵlidu.
Шуниң билән Өз торумни униң үстигә яйимән, у Мениң қилтиғимда тутулиду; Мән уни Калдийләрниң зимини болған Бабилға апиримән, бирақ у у йәрни өз көзи билән көрмәйду; у шу йәрдә өлиду.
14 Uningƣa yardǝmlǝxkǝn ɵpqɵrisidikilǝrning ⱨǝmmisini ⱨǝm barliⱪ ⱪoxunlirini Mǝn barliⱪ xamalƣa tarⱪitiwetimǝn; Mǝn ⱪiliqni ƣilaptin suƣurup ularni ⱪoƣlaymǝn.
Униңға ярдәмләшкән өп-чөрисидикиләрниң һәммисини һәм барлиқ қошунлирини Мән барлиқ шамалға тарқитиветимән; Мән қилични ғилаптин суғуруп уларни қоғлаймән.
15 Mǝn ularni ǝllǝr arisiƣa tarⱪitiwǝtkinimdǝ, mǝmlikǝtlǝr iqigǝ taratⱪinimda ular Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetidu.
Мән уларни әлләр арисиға тарқитивәткинимдә, мәмликәтләр ичигә таратқинимда улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
16 Biraⱪ ularning iqidiki az bir ⱪismini, ⱪiliq, aqarqiliⱪ ⱨǝm waba kesilidin halas ⱪilimǝn; mǝⱪsitim xuki, ularƣa ɵzliri baridiƣan ǝllǝrdǝ ɵzlirigǝ yirginqlik ⱪilmixlirini etirap ⱪilduruxtin ibarǝt; xuning bilǝn ular Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetidu».
Бирақ уларниң ичидики аз бир қисмини, қилич, ачарчилиқ һәм ваба кесилидин халас қилимән; мәхситим шуки, уларға өзлири баридиған әлләрдә өзлиригә жиркиничлик қилмишлирини етирап қилдуруштин ибарәт; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
17 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
18 «Insan oƣli, ɵz neningni titrigǝn ⱨalda yegin, süyüngni dir-dir ⱪilip ǝnsirigǝn ⱨalda iqkin;
«Инсан оғли, өз нениңни титригән һалда йегин, сүйүңни дир-дир қилип әнсиригән һалда ичкин;
19 ⱨǝm xu zemindiki kixilǝrgǝ mundaⱪ dǝp eytⱪin: «Rǝb Pǝrwǝrdigar Yerusalemdikilǝr wǝ Israil zeminidǝ turuwatⱪanlar toƣruluⱪ mundaⱪ dǝydu: «Ular ɵz nenini ǝnsirǝx iqidǝ yǝydu, süyini dǝkkǝ-dükkidǝ iqidu; qünki zemindǝ turuwatⱪanlarning jǝbir-zulumi tüpǝylidin, u yǝr ⱨǝmmisi yǝksan ⱪilinidu.
һәм шу зиминдики кишиләргә мундақ дәп ейтқин: «Рәб Пәрвәрдигар Йерусалимдикиләр вә Исраил зиминидә туруватқанлар тоғрилиқ мундақ дәйду: «Улар өз ненини әнсирәш ичидә йәйду, сүйини дәккә-дүккидә ичиду; чүнки зиминдә туруватқанларниң җәбир-зулуми түпәйлидин, у йәр һәммиси йәксан қилиниду.
20 Aⱨalilik xǝⱨǝrlǝr harabǝ bolup, zemin wǝyranǝ bolidu; xuning bilǝn silǝr Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetisilǝr».
Аһалилик шәһәрләр харабә болуп, зимин вәйранә болиду; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр».
21 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
22 «I insan oƣli, Israil zeminidǝ: «Künlǝr uzartilidu, ⱨǝrbir alamǝt kɵrünüx bikarƣa ketidu» degǝn maⱪalni eytⱪini nemisi?
«И инсан оғли, Исраил зиминидә: «Күнләр узартилиду, һәр бир аламәт көрүнүш бекарға кетиду» дегән мақални ейтқини немиси?
23 Əmdi ularƣa: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mǝn bu maⱪalni yoⱪ ⱪilimǝn; Israilda bu maⱪal ikkinqi ixlitilmǝydu; sǝn ǝksiqǝ ularƣa: «Künlǝr yeⱪinlaxti, ⱨǝrbir alamǝt kɵrünüxning ǝmǝlgǝ axuruluximu yeⱪinlaxti» — degin.
Әнди уларға: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән бу мақални йоқ қилимән; Исраилда бу мақал иккинчи ишлитилмәйду; сән әксичә уларға: «Күнләр йеқинлашти, һәр бир аламәт көрүнүшниң әмәлгә ашурулушиму йеқинлашти» — дегин.
24 Qünki Israil jǝmǝtidǝ yalƣan «alamǝt kɵrünüx» yaki adǝmni uqurudiƣan palqiliⱪlar ⱪayta bolmaydu.
Чүнки Исраил җәмәтидә ялған «аламәт көрүнүш» яки адәмни учурудиған палчилиқлар қайта болмайду.
25 Qünki Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn; Mǝn sɵz ⱪilimǝn, ⱨǝm ⱪilƣan sɵzüm qoⱪum ǝmǝlgǝ axurulidu, yǝnǝ keqiktürülmǝydu. Qünki silǝrning künliringlarda, i asiy jǝmǝt, Mǝn sɵz ⱪilimǝn ⱨǝm uni ǝmǝlgǝ axurimǝn» — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar».
Чүнки Мән Пәрвәрдигардурмән; Мән сөз қилимән, һәм қилған сөзүм чоқум әмәлгә ашурулиду, йәнә кечиктүрүлмәйду. Чүнки силәрниң күнлириңларда, и асий җәмәт, Мән сөз қилимән һәм уни әмәлгә ашуримән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».
26 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
27 «I insan oƣli, mana, Israil jǝmǝtidikilǝr sening toƣruluⱪ: «U kɵrgǝn alamǝt kɵrünüxlǝr uzun künlǝrdin keyinki waⱪitlarni kɵrsitidu, u bizgǝ yiraⱪ kǝlgüsi toƣruluⱪ bexarǝt beridu» — dǝydu.
«И инсан оғли, мана, Исраил җәмәтидикиләр сениң тоғрилиқ: «У көргән аламәт көрүнүшләр узун күнләрдин кейинки вақитларни көрситиду, у бизгә жирақ кәлгүси тоғрилиқ бешарәт бериду» — дәйду.
28 Xunga ularƣa: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mening sɵzlirimdin ⱨeqⱪaysisi yǝnǝ keqiktürülmǝydu, bǝlki ⱪilƣan sɵzüm ǝmǝlgǝ axurulidu, dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar» — degin».
Шуңа уларға: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мениң сөзлиримдин һеч қайсиси йәнә кечиктүрүлмәйду, бәлки қилған сөзүм әмәлгә ашурулиду, дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — дегин».

< Əzakiyal 12 >