< Misirdin qiⱪix 9 >
1 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Pirǝwnning aldiƣa berip uningƣa: — «Ibraniylarning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Manga ibadǝt ⱪilixiƣa Ɵz ⱪowmimni ⱪoyup bǝr.
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Пирәвнниң алдиға берип униңға: — «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Маңа ибадәт қилишиға Өз қовмимни қоюп бәр.
2 Əgǝr ularni ⱪoyup berixni rǝt ⱪilip, yǝnila tutup turuwalidiƣan bolsang,
Әгәр уларни қоюп беришни рәт қилип, йәнила тутуп турувалидиған болсаң,
3 mana, Pǝrwǝrdigarning ⱪoli etizliⱪtiki qarpayliringning üstigǝ, at-exǝklǝr, tɵgilǝr, wǝ ⱪoy-kaliliringning üstigǝ qüxüp intayin eƣir bir waba kǝltüridu.
мана, Пәрвәрдигарниң қоли етизлиқтики чарпайлириңниң үстигә, ат-ешәкләр, төгиләр, вә қой-калилириңниң үстигә чүшүп интайин еғир бир ваба кәлтүриду.
4 Lekin Pǝrwǝrdigar Israilning qarpaylirini misirliⱪlarning qarpayliridin pǝrⱪlǝndüridu. Nǝtijidǝ, Israilning qarpayliridin ⱨeqbiri ɵlmǝydu» — degin, dedi.
Лекин Пәрвәрдигар Исраилниң чарпайлирини мисирлиқларниң чарпайлиридин пәриқләндүриду. Нәтиҗидә, Исраилниң чарпайлиридин һеч бири өлмәйду» — дегин, деди.
5 Pǝrwǝrdigar waⱪitni bekitip: — Ətǝ Pǝrwǝrdigar zeminda bu ixni ⱪilidu, dedi.
Пәрвәрдигар вақитни бекитип: — Әтә Пәрвәрдигар зиминда бу ишни қилиду, деди.
6 Ətisi Pǝrwǝrdigar xundaⱪ ⱪildi; misirliⱪlarning barliⱪ qarpayliri ɵldi; lekin Israillarning qarpayliridin birimu ɵlmidi.
Әтиси Пәрвәрдигар шундақ қилди; мисирлиқларниң барлиқ чарпайлири өлди; лекин Исраилларниң чарпайлиридин бириму өлмиди.
7 Pirǝwn adǝm ǝwǝtip tǝkxüriwidi, mana, Israillarning qarpayliridin birimu ɵlmigǝnidi. Lekin Pirǝwnning kɵngli ⱪattiⱪ ⱪilinip, u ⱪowmni ⱪoyup bǝrmidi.
Пирәвн адәм әвәтип тәкшүривиди, мана, Исраилларниң чарпайлиридин бириму өлмигән еди. Лекин Пирәвнниң көңли қаттиқ қилинип, у қовмни қоюп бәрмиди.
8 Andin Pǝrwǝrdigar Musa wǝ Ⱨarunƣa: — Humdanning külidin qanggilinglarni toxⱪuzup elinglar, andin Musa uni Pirǝwnning kɵz aldida asmanƣa ⱪaritip qaqsun.
Андин Пәрвәрдигар Муса вә Һарунға: — Хумданниң күлидин чаңгилиңларни тошқузуп елиңлар, андин Муса уни Пирәвнниң көз алдида асманға қаритип чачсун.
9 Xundaⱪ ⱪilixi bilǝn kül pütkül Misir zeminini ⱪaplaydiƣan qang-tozan bolidu wǝ Misir zeminidiki ⱨǝmmǝ yǝrdǝ adǝmlǝr wǝ ⱨaywanlarning bǝdinigǝ qüxüxi bilǝn ⱨürrǝk-ⱨürrǝk qaⱪa qiⱪiridu, — dedi.
Шундақ қилиши билән күл пүткүл Мисир зиминини қаплайдиған чаң-тозан болиду вә Мисир зиминидики һәммә йәрдә адәмләр вә һайванларниң бәдинигә чүшүши билән һүррәк-һүррәк чақа чиқириду, — деди.
10 Xuning bilǝn ular humdandin kül elip, Pirǝwnning aldiƣa berip turdi wǝ Musa uni asmanƣa ⱪaritip qaqti; u adǝmlǝr wǝ ⱨaywanlarning bǝdinigǝ qüxüxi bilǝn ⱨürrǝk-ⱨürrǝk qaⱪa qiⱪardi.
Шуниң билән улар хумдандин күл елип, Пирәвнниң алдиға берип турди вә Муса уни асманға қаритип чачти; у адәмләр вә һайванларниң бәдинигә чүшүши билән һүррәк-һүррәк чақа чиқарди.
11 Jadugǝrlǝr qaⱪilar dǝstidin Musaning aldida turalmay ⱪaldi; qünki jadugǝrlǝrning bǝdininimu, baxⱪa barliⱪ misirliⱪlarnimu ohxax qaⱪa besip kǝtkǝnidi.
Җадугәрләр чақилар дәстидин Мусаниң алдида туралмай қалди; чүнки җадугәрләрниң бәдининиму, башқа барлиқ мисирлиқларниму охшаш чақа бесип кәткән еди.
12 Lekin Pǝrwǝrdigar Pirǝwnning kɵnglini ⱪattiⱪ ⱪildi; xunga Pǝrwǝrdigar dǝl Musaƣa eytⱪinidǝk u ularƣa ⱪulaⱪ salmidi.
Лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилди; шуңа Пәрвәрдигар дәл Мусаға ейтқинидәк у уларға қулақ салмиди.
13 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Ətǝ tang sǝⱨǝr ⱪopup, Pirǝwnning aldida turup uningƣa: «Ibraniylarning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ⱪowmimni Manga ibadǝt ⱪilixⱪa ⱪoyup bǝr;
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Әтә таң сәһәр қопуп, Пирәвнниң алдида туруп униңға: «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қовмимни Маңа ибадәт қилишқа қоюп бәр;
14 qünki Mǝn bu ⱪetim ⱨǝmmǝ balayi’apǝtlirimni yürikinggǝ, ǝmǝldarliring wǝ puⱪraliringning üstigǝ ǝwǝtimǝn. Buning bilǝn sǝn pütkül yǝr yüzidǝ Mǝndǝk baxⱪa birining yoⱪ ikǝnlikini bilisǝn.
чүнки Мән бу қетим һәммә балаю-апәтлиримни жүригиңгә, әмәлдарлириң вә пухралириңниң үстигә әвәтимән. Буниң билән сән пүткүл йәр йүзидә Мәндәк башқа бириниң йоқ екәнлигини билисән.
15 Qünki Mǝn ⱪolumni uzitip, ɵzüng wǝ ⱪowmingni waba bilǝn urƣan bolsam’idi, bu waⱪitⱪiqǝ sǝn yǝr yüzidin yoⱪilip ketǝtting.
Чүнки Мән қолумни узитип, өзүң вә қовмиңни ваба билән урған болсамиди, бу вақитқичә сән йәр йүзидин йоқилип кетәттиң.
16 Ⱨalbuki, Mening seni ornungƣa tikliximdiki mǝⱪsitim xu idiki, dǝl Ɵz ⱪudritimni sanga kɵrsitix, xundaⱪla namimning pütkül yǝr yüzidǝ jakarlinixi üqün idi.
Һалбуки, Мениң сени орнуңға тиклишимдики мәхситим шу едики, дәл Өз қудритимни саңа көрситиш, шундақла намимниң пүткүл йәр йүзидә җакалиниши үчүн еди.
17 Sǝn yǝnǝ ⱪowmimƣa qongqiliⱪ ⱪilip, ularni ⱪoyup berixni rǝt ⱪiliwerǝmsǝn?
Сән йәнә қовмимға чоңчилиқ қилип, уларни қоюп беришни рәт қиливерәмсән?
18 Mana, ǝtǝ muxu waⱪitlarda Misir dɵliti bina bolƣandin buyan ⱨeq kɵrülüp baⱪmiƣan ⱪattiⱪ mɵldürni yaƣdurimǝn.
Мана, әтә мошу вақитларда Мисир дөлити бена болғандин буян һеч көрүлүп бақмиған қаттиқ мөлдүрни яғдуримән.
19 Xuning üqün adǝm ǝwǝtip, ⱨaywan wǝ etizda bar-yoⱪungni yiƣip iqkiri soliƣin; qünki ɵygǝ ⱪayturulmay sirtta ⱪalƣan adǝm wǝ ⱨaywanlarning ⱨǝmmisi mɵldürning astida ⱪelip ɵlüp ketidu! — degin, dedi.
Шуниң үчүн адәм әвәтип, һайван вә етизда бар-йоқуңни жиғип ичкири солиғин; чүнки өйгә қайтурулмай сиртта қалған адәм вә һайванларниң һәммиси мөлдүрниң астида қелип өлүп кетиду! — дегин, деди.
20 Buni anglap Pirǝwnning ǝmǝldarlirining arisidin Pǝrwǝrdigarning sɵzidin ⱪorⱪⱪan ⱨǝrbir adǝm ɵz ⱪulliri wǝ qarpaylirini yügürtüp ɵylirigǝ elip kǝldi.
Буни аңлап Пирәвнниң әмәлдарлириниң арисидин Пәрвәрдигарниң сөзидин қорққан һәр бир адәм өз қуллири вә чарпайлирини жүгүртүп өйлиригә елип кәлди.
21 Lekin Pǝrwǝrdigarning sɵzini etibarƣa almiƣanlar ɵz ⱪul wǝ mallirini taxⱪirida ⱪaldurup ⱪoydi.
Лекин Пәрвәрдигарниң сөзини етиварға алмиғанлар өз қул вә маллирини ташқирида қалдуруп қойди.
22 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Misir zeminidiki ⱨǝr yǝrdǝ, adǝmlǝr üstigǝ, mallarning üstigǝ, xundaⱪla Misir zeminidiki dalalarning ⱨǝmmǝ ot-qɵplirining üstigǝ mɵldür yaƣsun dǝp, asmanƣa ⱪarap ⱪolungni kɵtürgin, dedi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисир зиминидики һәр йәрдә, адәмләр үстигә, малларниң үстигә, шундақла Мисир зиминидики далаларниң һәммә от-чөплириниң үстигә мөлдүр яғсун дәп, асманға қарап қолуңни көтәргин, деди.
23 Musa xuning bilǝn ⱨasisini asmanƣa ⱪaritip kɵtürüwidi, Pǝrwǝrdigar güldürmamini güldürlitip, mɵldür yaƣdurdi, yǝr yüzidǝ qaⱪmaⱪ qeⱪindiliri qepip yürǝtti. Xundaⱪ ⱪilip Pǝrwǝrdigar Misir zemini üstigǝ mɵldür yaƣdurdi.
Муса шуниң билән һасисини асманға қаритип көтиривиди, Пәрвәрдигар гүлдүрмамини гүлдүрлитип, мөлдүр яғдурди, йәр йүзидә чақмақ чеқиндилири чепип жүрәтти. Шундақ қилип Пәрвәрдигар Мисир зимини үстигә мөлдүр яғдурди.
24 Mɵldür yeƣip, mɵldür bilǝn ot arilax qüxti; mɵldür xunqǝ eƣir boldiki, Misir dɵliti bina bolƣandin tartip undaⱪ ⱪattiⱪ mɵldür yeƣip baⱪmiƣanidi.
Мөлдүр йеғип, мөлдүр билән от арилаш чүшти; мөлдүр шунчә еғир болдики, Мисир дөлити бена болғандин тартип ундақ қаттиқ мөлдүр йеғип бақмиған еди.
25 Mɵldür pütkül Misir zeminining ⱨǝr yeridǝ qüxüp, insan bolsun, ⱨaywan bolsun, ⱨǝmmisini urdi; mɵldür etizdiki ⱨǝmmǝ ot-qɵpni urup, yǝrdiki ⱨǝmmǝ dǝl-dǝrǝhlǝrnimu sunduruwǝtti.
Мөлдүр пүткүл Мисир зимининиң һәр йеридә чүшүп, инсан болсун, һайван болсун, һәммисини урди; мөлдүр етиздики һәммә от-чөпни уруп, йәрдики һәммә дәл-дәрәқләрниму сундурувәтти.
26 Pǝⱪǝt Israillar olturuxluⱪ Goxǝn zeminidila mɵldür yaƣmidi.
Пәқәт Исраиллар олтиришлиқ Гошән зиминидила мөлдүр яғмиди.
27 Pirǝwn adǝm ǝwǝtip Musa bilǝn Ⱨarunni qaⱪirtip ularƣa: — Mǝn bu ⱪetim gunaⱨ ⱪildim! Pǝrwǝrdigar ⱨǝⱪⱪaniydur; Sǝwǝnlik bolsa mǝn wǝ hǝlⱪimdin ɵtti.
Пирәвн адәм әвәтип Муса билән Һарунни чақиртип уларға: — Мән бу қетим гуна қилдим! Пәрвәрдигар һәққанийдур; Сәһвәнлик болса мән вә хәлқимдин өтти.
28 Yǝnǝ berip Pǝrwǝrdigardin ɵtünüp iltija ⱪilinglar! Hudadin qiⱪⱪan bu ⱪattiⱪ güldürmamilar wǝ mɵldür yetip axti! Silǝrni ⱪoyup berǝy; silǝr ǝmdi muxu yǝrdǝ turuwǝrsǝnglar bolmaydu, — dedi.
Йәнә берип Пәрвәрдигардин өтүнүп илтиҗа қилиңлар! Худадин чиққан бу қаттиқ гүлдүрмамилар вә мөлдүр йетип ашти! Силәрни қоюп берәй; силәр әнди мошу йәрдә турувәрсәңлар болмайду, — деди.
29 Musa uningƣa jawab berip: — Mǝn xǝⱨǝrdin qiⱪⱪanda, Pǝrwǝrdigar tǝrǝpkǝ ⱪarap ⱪollirimni yeyip kɵtürimǝn; güldürmamilar xu ⱨaman besiⱪip mɵldür yǝnǝ yaƣmaydu. Yǝr yüzi Pǝrwǝrdigarningkidur, dǝp bilixing üqün xundaⱪ bolidu.
Муса униңға җавап берип: — Мән шәһәрдин чиққанда, Пәрвәрдигар тәрәпкә қарап қоллиримни йейип көтиримән; гүлдүрмамилар шу һаман бесиқип мөлдүр йәнә яғмайду. Йәр йүзи Пәрвәрдигарниңкидур, дәп билишиң үчүн шундақ болиду.
30 Lekin sǝn wǝ sening ǝmǝldarliring, silǝrning Pǝrwǝrdigar Hudadin tehiqǝ ⱪorⱪmaywatⱪininglarni bilimǝn, dedi.
Лекин сән вә сениң әмәлдарлириң, силәрниң Пәрвәрдигар Худадин техичә қорқмайватқиниңларни билимән, деди.
31 Xu qaƣda arpa bax qiⱪirip, ziƣir ƣunqiliƣan bolƣaqⱪa, ziƣir wǝ arpa mɵldürdin wǝyran ⱪilindi.
Шу чағда арпа баш чиқирип, зиғир ғунчилиған болғачқа, зиғир вә арпа мөлдүрдин вәйран қилинди.
32 Lekin buƣday bilǝn ⱪara buƣday keyinrǝk bih qiⱪarƣaqⱪa, wǝyran ⱪilinmidi.
Лекин буғдай билән қара буғдай кейинрәк бих чиқарғачқа, вәйран қилинмиди.
33 Musa Pirǝwnning aldidin ketip, xǝⱨǝrdin qiⱪip Pǝrwǝrdigar tǝrǝpkǝ ⱪarap ⱪollirini yeyip kɵtürdi. Xuning bilǝn güldürmama wǝ mɵldür tohtap, yamƣur yǝrgǝ yǝnǝ tɵkülmidi.
Муса Пирәвнниң алдидин кетип, шәһәрдин чиқип Пәрвәрдигар тәрәпкә қарап қоллирини йейип көтәрди. Шуниң билән гүлдүрмама вә мөлдүр тохтап, ямғур йәргә йәнә төкүлмиди.
34 Əmma Pirǝwn yamƣur, mɵldür wǝ güldürmamilarning tohtiƣinini kɵrgǝndǝ, yǝnǝ gunaⱨ sadir ⱪildi; umu, ǝmǝldarlirimu kɵnglini ⱪattiⱪ ⱪilixti.
Амма Пирәвн ямғур, мөлдүр вә гүлдүрмамиларниң тохтиғинини көргәндә, йәнә гуна садир қилди; уму, әмәлдарлириму көңлини қаттиқ қилишти.
35 Bu tǝriⱪidǝ Pirǝwnning kɵngli ⱪattiⱪ turuwerip, Pǝrwǝrdigar Musaning wasitisi bilǝn eytⱪandǝk, Israillarni ⱪoyup berixni rǝt ⱪildi.
Бу тәриқидә Пирәвнниң көңли қаттиқ туруверип, Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән ейтқандәк, Исраилларни қоюп беришни рәт қилди.