< Misirdin qiⱪix 8 >

1 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Pirǝwnning aldiƣa berip uningƣa: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Manga ibadǝt ⱪilixⱪa Ɵz ⱪowmimni ⱪoyup bǝr.
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Пирәвнниң алдиға берип униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Маңа ибадәт қилишқа Өз қовмимни қоюп бәр.
2 Lekin ularni ⱪoyup berixni rǝt ⱪilsang, mana, Mǝn dɵlitingning ⱨǝmmǝ yerini paⱪilar bilǝn basturup urimǝn.
Лекин уларни қоюп беришни рәт қилсаң, мана, Мән дөлитиңниң һәммә йерини пақилар билән бастуруп уримән.
3 Dǝryada top-top paⱪilar pǝyda bolup, [dǝryadin] qiⱪip ordangƣa, ⱨujrangƣa, orun-kɵrpǝnggǝ, ǝmǝldarliringning ɵylirigǝ kiriwalidu, xuningdǝk hǝlⱪingning uqisiƣa, tonur wǝ tǝngniliringgǝ yamixip qiⱪiwalidu.
Дәрияда топ-топ пақилар пәйда болуп, [дәриядин] чиқип ордаңға, һоҗраңға, орун-көрпәңгә, әмәлдарлириңниң өйлиригә киривалиду, шуниңдәк хәлқиңниң учисиға, тонур вә тәңнилириңгә ямишип чиқивалиду.
4 Paⱪilar ɵzüngning üstibexiƣa, hǝlⱪingning üstibexiƣa wǝ ⱨǝmmǝ ǝmǝldarliringning üstibexiƣa yamixip qiⱪiwalidu» — degin, — dedi.
Пақилар өзүңниң үстибешиға, хәлқиңниң үстибешиға вә һәммә әмәлдарлириңниң үстибешиға ямишип чиқивалиду» — дегин, — деди.
5 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Sǝn Ⱨarunƣa: Paⱪilarning Misir zeminining üstigǝ qiⱪixi üqün ⱪolungni uzitip, ⱨasangni eⱪinlar, ɵstǝnglǝr wǝ kɵllǝrning üstigǝ xiltiƣin, degin — dedi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән Һарунға: Пақиларниң Мисир зимининиң үстигә чиқиши үчүн қолуңни узитип, һасаңни еқинлар, өстәңләр вә көлләрниң үстигә шилтиғин, дегин — деди.
6 Xuning bilǝn Ⱨarun ⱪolini Misirning suliri üstigǝ uzatti; xundaⱪ ⱪiliwidi, paⱪilar qiⱪip Misir zeminini ⱪaplidi.
Шуниң билән Һарун қолини Мисирниң сулири үстигә узатти; шундақ қиливиди, пақилар чиқип Мисир зиминини қаплиди.
7 Lekin jadugǝrlǝrmu ɵz jaduliri bilǝn ohxax ixni ⱪilip, Misir zemini üstigǝ paⱪilarni pǝyda ⱪildi.
Лекин җадугәрләрму өз җадулири билән охшаш ишни қилип, Мисир зимини үстигә пақиларни пәйда қилди.
8 Pirǝwn Musa bilǝn Ⱨarunni qaⱪirtip: — Paⱪilarni mǝndin wǝ hǝlⱪimdin neri ⱪilix üqün Pǝrwǝrdigardin ɵtününglar. Xundaⱪ bolsa, mǝn hǝlⱪingni Pǝrwǝrdigarƣa ⱪurbanliⱪ ⱪilsun dǝp ⱪoyup berimǝn, dedi.
Пирәвн Муса билән Һарунни чақиртип: — Пақиларни мәндин вә хәлқимдин нери қилиш үчүн Пәрвәрдигардин өтүнүңлар. Шундақ болса, мән хәлқиңни Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилсун дәп қоюп беримән, деди.
9 Musa Pirǝwngǝ: — Boptu, mǝn izzitingni ⱪilay, pǝⱪǝt dǝryadiki paⱪilarla ⱪelip, baxⱪiliri ɵzüngdin wǝ ɵyliringdin ayrilsun dǝp, sǝn, ǝmǝldarliring wǝ hǝlⱪing üqün mening dua ⱪilidiƣan waⱪtimni bekitkin, dedi.
Муса Пирәвнгә: — Бопту, мән иззитиңни қилай, пәқәт дәриядики пақиларла қелип, башқилири өзүңдин вә өйлириңдин айрилсун дәп, сән, әмәлдарлириң вә хәлқиң үчүн мениң дуа қилидиған вақтимни бекиткин, деди.
10 U jawab berip: — Ətǝ bolsun, dedi. Musa uningƣa: — Hudayimiz Pǝrwǝrdigarƣa ohxax ⱨeqbirining yoⱪluⱪini bilixing üqün sening deginingdǝk bolsun.
У җавап берип: — Әтә болсун, деди. Муса униңға: — Худайимиз Пәрвәрдигарға охшаш һеч бириниң йоқлуғини билишиң үчүн сениң дегиниңдәк болсун.
11 Paⱪilar sǝndin, ɵyliringdin, ǝmǝldarliring wǝ hǝlⱪingdin qiⱪip ketidu; pǝⱪǝt dǝryadila ⱪalidu, dedi.
Пақилар сәндин, өйлириңдин, әмәлдарлириң вә хәлқиңдин чиқип кетиду; пәқәт дәриядила қалиду, деди.
12 Xuning bilǝn Musa wǝ Ⱨarun Pirǝwnning aldidin qiⱪip kǝtti. Andin Musa Pirǝwnning üstigǝ ǝwǝtilgǝn paⱪilar toƣrisida Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪildi.
Шуниң билән Муса вә Һарун Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти. Андин Муса Пирәвнниң үстигә әвәтилгән пақилар тоғрисида Пәрвәрдигарға нида қилди.
13 Pǝrwǝrdigar Musaning tiliginidǝk ⱪildi. Buning bilǝn ɵylǝrdiki, ⱨoylilardiki wǝ etizlardiki paⱪilar ɵldi.
Пәрвәрдигар Мусаниң тилигинидәк қилди. Буниң билән өйләрдики, һойлилардики вә етизлардики пақилар өлди.
14 Hǝlⱪ ularni yiƣip dɵwǝ-dɵwǝ ⱪildi, [pütkül] yurt-zemin sesiⱪqiliⱪⱪa toldi.
Хәлиқ уларни жиғип дога-дога қилди, [пүткүл] жут-зимин сесиқчилиққа толди.
15 Lekin Pirǝwn apǝttin halas bolƣinini kɵrgǝndǝ, kɵnglini ⱪattiⱪ ⱪilip, Pǝrwǝrdigar eytⱪinidǝk ularƣa ⱪulaⱪ salmidi.
Лекин Пирәвн апәттин халас болғинини көргәндә, көңлини қаттиқ қилип, Пәрвәрдигар ейтқинидәк уларға қулақ салмиди.
16 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Sǝn Ⱨarunƣa: — Ⱨasangni uzitip, yǝrning topisini urƣin. Buning bilǝn u paxiƣa aylinip, pütkül Misir zeminini ⱪaplaydu, degin, — dedi.
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән Һарунға: — Һасаңни узитип, йәрниң тописини урғин. Буниң билән у пашиға айлинип, пүткүл Мисир зиминини қаплайду, дегин, — деди.
17 Ular xundaⱪ ⱪildi; Ⱨarun ⱪolini uzitip ⱨasisi bilǝn yǝrning topisini uruwidi, adǝmlǝr wǝ ⱨaywanlarning üstibexini paxa basti; pütkül Misir zeminidiki topa-qanglar paxiƣa aylandi.
Улар шундақ қилди; Һарун қолини узитип һасиси билән йәрниң тописини урувиди, адәмләр вә һайванларниң үстибешини паша басти; пүткүл Мисир зиминидики топа-чаңлар пашиға айланди.
18 Jadugǝrlǝrmu ɵz jaduliri bilǝn xundaⱪ ⱪilip paxa pǝyda ⱪilixⱪa urunƣan bolsimu, pǝyda ⱪilalmidi. Paxilar bolsa ⱨǝm adǝmlǝrning ⱨǝm ⱨaywanlarning üstibexini ⱪaplap kǝtti.
Җадугәрләрму өз җадулири билән шундақ қилип паша пәйда қилишқа урунған болсиму, пәйда қилалмиди. Пашилар болса һәм адәмләрниң һәм һайванларниң үстибешини қаплап кәтти.
19 Andin jadugǝrlǝr Pirǝwngǝ: — Bu ix Hudaning barmiⱪining ⱪilƣini! — deyixti. Lekin Pirǝwn kɵnglini ⱪattiⱪ ⱪilip, Pǝrwǝrdigar eytⱪinidǝk ularƣa ⱪulaⱪ salmidi.
Андин җадугәрләр Пирәвнгә: — Бу иш Худаниң бармиғиниң қилғини! — дейишти. Лекин Пирәвн көңлини қаттиқ қилип, Пәрвәрдигар ейтқинидәк уларға қулақ салмиди.
20 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Ətǝ sǝⱨǝr ⱪopup Pirǝwnning aldiƣa berip turƣin — (xu waⱪitta u su boyiƣa qiⱪidu) uningƣa: «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Manga ibadǝt ⱪilixi üqün Ɵz ⱪowmimni ⱪoyup bǝr!
Пәрвәрдигар Мусаға: — Әтә сәһәр қопуп Пирәвнниң алдиға берип турғин — (шу вақитта у су бойиға чиқиду) униңға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Маңа ибадәт қилиши үчүн Өз қовмимни қоюп бәр!
21 Qünki ǝgǝr ⱪowmimni ⱪoyup bǝrmisǝng, mana Mǝn sening wǝ ǝmǝldarliring, hǝlⱪing üstigǝ, ɵyliringgǝ kɵküyünlǝrni ǝwǝtimǝn; xuning bilǝn misirliⱪlarning ɵyliri wǝ ⱨǝtta ular turuwatⱪan tupraⱪmu kɵküyünlǝr bilǝn tolidu.
Чүнки әгәр қовмимни қоюп бәрмисәң, мана Мән сениң вә әмәлдарлириң, хәлқиң үстигә, өйлириңгә көкүйүнләрни әвәтимән; шуниң билән мисирлиқларниң өйлири вә һәтта улар туруватқан тупрақму көкүйүнләр билән толиду.
22 Lekin xu künidǝ Ɵz ⱪowmim turuwatⱪan Goxǝn yurtini baxⱪiqǝ ⱪilimǝn; xundaⱪ boliduki, u yǝrdǝ kɵküyünlǝr tepilmaydu. Xuning bilǝn sǝn Mǝn Pǝrwǝrdigarning bu zeminda bolƣanliⱪimni bilisǝn.
Лекин шу күнидә Өз қовмим туруватқан Гошән жутини башқичә қилимән; шундақ болидуки, у йәрдә көкүйүнләр тепилмайду. Шуниң билән сән Мән Пәрвәрдигарниң бу зиминда болғанлиғимни билисән.
23 Xundaⱪ ⱪilip Mǝn Ɵz ⱪowmimni sening hǝlⱪingdin pǝrⱪlǝndürimǝn; bu mɵjizilik alamǝt ǝtǝ yüz beridu», dǝp eytⱪin, dedi.
Шундақ қилип Мән Өз қовмимни сениң хәлқиңдин пәриқләндүримән; бу мөҗизилик аламәт әтә йүз бериду», дәп ейтқин, деди.
24 Pǝrwǝrdigar deginini ⱪildi. Pirǝwnning ɵylirigǝ, ǝmǝldarlirining ɵylirigǝ kɵküyünlǝr top-top bolup kirdi; pütkül Misir zeminining ⱨǝmmǝ yeri kɵküyünlǝr tǝripidin harab boluxⱪa baxlidi.
Пәрвәрдигар дегинини қилди. Пирәвнниң өйлиригә, әмәлдарлириниң өйлиригә көкүйүнләр топ-топ болуп кирди; пүткүл Мисир зимининиң һәммә йери көкүйүнләр тәрипидин харап болушқа башлиди.
25 Pirǝwn Musa bilǝn Ⱨarunni qaⱪirtip kelip ularƣa: Berip muxu zeminda Hudayinglarƣa ⱪurbanliⱪ ɵtküzünglar, — dedi.
Пирәвн Муса билән Һарунни чақиртип келип уларға: Берип мошу зиминда Худайиңларға қурбанлиқ өткүзүңлар, — деди.
26 Lekin Musa jawab berip: — Bundaⱪ ⱪilix bizgǝ taza muwapiⱪ bolmaydu; qünki biz Pǝrwǝrdigar Hudayimizƣa sunmaⱪqi bolƣan ⱪurbanliⱪ mal misirliⱪlarƣa nisbǝtǝn yirginqliktur. Əmdi ǝgǝr biz misirliⱪlarning kɵz aldida yaman kɵrüngǝn nǝrsini ⱪurbanliⱪ ⱪilsaⱪ ular bizni qalma-kesǝk ⱪiliwǝtmǝmdu?
Лекин Муса җавап берип: — Бундақ қилиш бизгә таза мувапиқ болмайду; чүнки биз Пәрвәрдигар Худайимизға сунмақчи болған қурбанлиқ мал мисирлиқларға нисбәтән жиркиничликтур. Әнди әгәр биз мисирлиқларниң көз алдида яман көрүнгән нәрсини қурбанлиқ қилсақ улар бизни чалма-кесәк қиливәтмәмду?
27 Biz üq künlük yolni besip, qɵldǝ Pǝrwǝrdigar Hudayimiz bizgǝ buyruƣinidǝk uningƣa ⱪurbanliⱪ sunuximiz kerǝk, dedi.
Биз үч күнлүк йолни бесип, чөлдә Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә буйруғинидәк униңға қурбанлиқ сунушимиз керәк, деди.
28 Pirǝwn: — Silǝrni Pǝrwǝrdigar Hudayinglarƣa qɵldǝ ⱪurbanliⱪ ɵtküzüxkǝ barƣili ⱪoyimǝn; pǝⱪǝt bǝk yiraⱪ ketip ⱪalmanglar, mening üqün dua ⱪilinglar, dedi.
Пирәвн: — Силәрни Пәрвәрдигар Худайиңларға чөлдә қурбанлиқ өткүзүшкә барғили қойимән; пәқәт бәк жирақ кетип қалмаңлар, мениң үчүн дуа қилиңлар, деди.
29 Musa jawab berip: — Mana, mǝn sening aldingdin qiⱪip Pǝrwǝrdigarƣa iltija ⱪilimǝn wǝ kɵküyünlǝr sǝn Pirǝwndin, ǝmǝldarliringdin wǝ hǝlⱪingdin ǝtǝ qiⱪip ketidu; lekin Pirǝwn yǝnǝ ⱨiylǝ ixlitip, hǝlⱪni Pǝrwǝrdigarƣa ⱪurbanliⱪ ⱪilixⱪa berixtin tosⱪuqi bolmisun, dedi.
Муса җавап берип: — Мана, мән сениң алдиңдин чиқип Пәрвәрдигарға илтиҗа қилимән вә көкүйүнләр сән Пирәвндин, әмәлдарлириңдин вә хәлқиңдин әтә чиқип кетиду; лекин Пирәвн йәнә һейлә ишлитип, хәлиқни Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилишқа бериштин тосқучи болмисун, деди.
30 Musa Pirǝwnning aldidin qiⱪip, Pǝrwǝrdigarƣa xundaⱪ iltija ⱪildi.
Муса Пирәвнниң алдидин чиқип, Пәрвәрдигарға шундақ илтиҗа қилди.
31 Pǝrwǝrdigar Musa tiliginidǝk ⱪildi; u kɵküyünlǝrni Pirǝwn, ǝmǝldarliri wǝ hǝlⱪidin qiⱪiriwǝtti; ⱨǝtta bir tal kɵküyünmu ⱪalmidi.
Пәрвәрдигар Муса тилигинидәк қилди; у көкүйүнләрни Пирәвн, әмәлдарлири вә хәлқидин чиқиривәтти; һәтта бир тал көкүйүнму қалмиди.
32 Lekin Pirǝwn bu ⱪetimmu kɵnglini ⱪattiⱪ ⱪilip, ⱪowmni ⱪoyup bǝrmidi.
Лекин Пирәвн бу қетимму көңлини қаттиқ қилип, қовмни қоюп бәрмиди.

< Misirdin qiⱪix 8 >