< Misirdin qiⱪix 6 >

1 Lekin Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Əmdi sǝn Mening Pirǝwngǝ ⱪilidiƣanlirimni kɵrisǝn; qünki u ⱪudrǝtlik bir ⱪoldin mǝjburlinip, ularni ⱪoyup beridu, ⱪudrǝtlik bir ⱪolning sǝwǝbidin ɵzining zeminidin ularni ⱪoƣlap qiⱪiriwetidu, — dedi.
Лекин Пәрвәрдигар Мусаға: — Әнди сән Мениң Пирәвнгә қилидиғанлиримни көрисән; чүнки у қудрәтлик бир қолдин мәҗбурлинип, уларни қоюп бериду, қудрәтлик бир қолниң сәвәвидин өзиниң зиминидин уларни қоғлап чиқириветиду, — деди.
2 Andin Huda Musaƣa [yǝnǝ] sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: — Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
Андин Худа Мусаға [йәнә] сөз қилип мундақ деди: — Мән Пәрвәрдигардурмән.
3 Mǝn Ibraⱨimƣa, Isⱨaⱪⱪa wǝ Yaⱪupⱪa Ⱪadir-mutlǝⱪ Tǝngri süpitidǝ kɵründüm; lekin «Yaⱨwǝⱨ» degǝn namim bilǝn ularƣa axkara tonulmidim.
Мән Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа Қадир-мутләқ Тәңри сүпитидә көрүндүм; лекин «Яһвәһ» дегән намим билән уларға ашкарә тонулмидим.
4 Mǝn ular bilǝn: — «Silǝr musapir bolup olturƣan zeminni, yǝni Ⱪanaan zeminini silǝrgǝ berimǝn» dǝp, ular bilǝn ǝⱨdǝ baƣlixip wǝdǝ ⱪilƣanmǝn.
Мән улар билән: — «Силәр мусапир болуп олтарған зиминни, йәни Қанаан зиминини силәргә беримән» дәп, улар билән әһдә бағлишип вәдә қилғанмән.
5 Əmdi Mǝn misirliⱪlar ⱪul ⱪilip zulum salƣan Israillarning aⱨ-zarlirini anglap, ⱪilƣan xu ǝⱨdǝmni esimgǝ aldim.
Әнди Мән мисирлиқлар қул қилип зулум салған Исраилларниң аһ-зарлирини аңлап, қилған шу әһдәмни есимгә алдим.
6 Xunga Israillarƣa mundaⱪ degin: — «Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn; Mǝn Ɵzüm silǝrni misirliⱪlarning eƣir yükliri astidin qiⱪirip, ularning ⱪulluⱪidin azad ⱪilip, ⱪolumni uzitip ularƣa qong balayi’apǝtlǝrni qüxürüp, silǝrgǝ ⱨǝmjǝmǝt bolup ⱨɵrlükkǝ erixtürimǝn.
Шуңа Исраилларға мундақ дегин: — «Мән Пәрвәрдигардурмән; Мән Өзүм силәрни мисирлиқларниң еғир жүклири астидин чиқирип, уларниң қуллуғидин азат қилип, қолумни узитип уларға чоң балаю-апәтләрни чүшүрүп, силәргә һәмҗәмәт болуп һөрлүккә ериштүримән.
7 Silǝrni Ɵz ⱪowmim boluxⱪa ⱪobul ⱪilimǝn wǝ Ɵzüm Hudayinglar bolimǝn; xuning bilǝn silǝr ɵzünglarni misirliⱪlarning yüklirining astidin ⱪutⱪuzup qiⱪarƣuqining Mǝn Hudayinglar Pǝrwǝrdigar ikǝnlikini bilisilǝr.
Силәрни Өз қовмим болушқа қобул қилимән вә Өзүм Худайиңлар болимән; шуниң билән силәр өзүңларни мисирлиқларниң жүклириниң астидин қутқузуп чиқарғучиниң Мән Худайиңлар Пәрвәрдигар екәнлигини билисиләр.
8 Mǝn xuning bilǝn silǝrni ⱪol kɵtürüp Ibraⱨimƣa, Isⱨaⱪⱪa wǝ Yaⱪupⱪa berixkǝ ⱪǝsǝm ⱪilƣan zeminƣa elip barimǝn; Mǝn u yǝrni silǝrgǝ miras ⱪilip zeminliⱪⱪa berimǝn; Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn».
Мән шуниң билән силәрни қол көтирип Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа беришкә қәсәм қилған зиминға елип баримән; Мән у йәрни силәргә мирас қилип зиминлиққа беримән; Мән Пәрвәрдигардурмән».
9 Bularning ⱨǝmmisini Musa Israillarƣa dǝp bǝrdi; lekin ular eƣir ⱪulluⱪ azabidin piƣanƣa qüxkǝn bolup, uningƣa ⱪulaⱪ salmidi.
Буларниң һәммисини Муса Исраилларға дәп бәрди; лекин улар еғир қуллуқ азавидин пиғанға чүшкән болуп, униңға қулақ салмиди.
10 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa yǝnǝ: —
Андин Пәрвәрдигар Мусаға йәнә: —
11 Berip Misirning padixaⱨi Pirǝwngǝ: «Israillarning zeminingdin ketixigǝ yol ⱪoy», dǝp eytⱪin, dedi.
Берип Мисирниң падишаси Пирәвнгә: «Исраилларниң зиминиңдин кетишигә йол қой», дәп ейтқин, деди.
12 Lekin Musa Pǝrwǝrdigarning aldida: Mana, Israillar manga ⱪulaⱪ salmiƣan yǝrdǝ, Pirǝwn ⱪandaⱪmu mǝndǝk kalpuki hǝtnǝ ⱪilinmiƣan bir adǝmgǝ ⱪulaⱪ salsun? — dedi.
Лекин Муса Пәрвәрдигарниң алдида: Мана, Исраиллар маңа қулақ салмиған йәрдә, Пирәвн қандақму мәндәк калпуки хәтнә қилинмиған бир адәмгә қулақ салсун? — деди.
13 Əmma Pǝrwǝrdigar Musa wǝ Ⱨarunƣa sɵzlǝp, ularning Israillarƣa wǝ Misirning padixaⱨi Pirǝwngǝ Israillar toƣruluⱪ: — «Ular Misir zeminidin elip qiⱪirilsun» degǝn ǝmr yǝtküzüxini buyrudi.
Амма Пәрвәрдигар Муса вә Һарунға сөзләп, уларниң Исраилларға вә Мисирниң падишаси Пирәвнгә Исраиллар тоғрилиқ: — «Улар Мисир зиминидин елип чиқирилсун» дегән әмир йәткүзүшини буйруди.
14 Tɵwǝndikilǝr jǝmǝt baxliⱪliri: — Israilning tunji oƣli bolƣan Rubǝnning oƣulliri Ⱨanuⱪ, Pallu, Ⱨǝzron wǝ Karmi. Bular bolsa Rubǝnning nǝsilliri idi.
Төвәндикиләр җәмәт башлиқлири: — Исраилниң тунҗа оғли болған Рубәнниң оғуллири Һануқ, Паллу, Һәзрон вә Карми. Булар болса Рубәнниң нәсиллири еди.
15 Ximeonning oƣulliri: — Yǝmuǝl, Yamin, Oⱨad, Yaⱪin, Zoⱨar wǝ ⱪanaanliⱪ ayaldin bolƣan Saullar idi; bular Ximeonning nǝsilliri idi.
Шимеонниң оғуллири: — Йәмуәл, Ямин, Оһад, Яқин, Зоһар вә қанаанлиқ аялдин болған Сауллар еди; булар Шимеонниң нәсиллири еди.
16 Lawiyning oƣullirining isimliri, nǝsǝbnamilirigǝ asasǝn: Gǝrxon, Koⱨat wǝ Mǝrari; Lawiyning ɵmrining yilliri bir yüz ottuz yǝttǝ yil boldi.
Лавийниң оғуллириниң исимлири, нәсәбнамилиригә асасән: Гәршон, Коһат вә Мәрари; Лавийниң өмриниң жиллири бир йүз оттуз йәттә жил болди.
17 Gǝrxonning oƣulliri aililiri boyiqǝ: — Libni wǝ Ximǝy.
Гәршонниң оғуллири аилилири бойичә: — Либни вә Шимәй.
18 Koⱨatning oƣulliri: — Amram, Yizⱨar, Ⱨebron bilǝn Uzziǝl. Koⱨat bir yüz ottuz üq yil ɵmür kɵrdi.
Коһатниң оғуллири: — Амрам, Йизһар, Һеброн билән Уззиәл. Коһат бир йүз оттуз үч жил өмүр көрди.
19 Mǝrarining oƣulliri: — Maⱨli wǝ Muxi. Bular nǝsǝbnamiliri boyiqǝ Lawiyning nǝsilliri idi.
Мәрариниң оғуллири: — Маһли вә Муши. Булар нәсәбнамилири бойичә Лавийниң нәсиллири еди.
20 Amram ɵz ⱨammisi Yokǝbǝdni hotunluⱪⱪa aldi, Yokǝbǝd uningƣa Ⱨarun wǝ Musani tuƣup bǝrdi. Amram bir yüz ottuz yǝttǝ yil ɵmür kɵrdi.
Амрам өз һаммиси Йокәбәдни хотунлуққа алди, Йокәбәд униңға Һарун вә Мусани туғуп бәрди. Амрам бир йүз оттуз йәттә жил өмүр көрди.
21 Yizⱨarning oƣulliri: — Koraⱨ, Nǝfǝg wǝ Zikri idi.
Йизһарниң оғуллири: — Кораһ, Нәфәг вә Зикри еди.
22 Uzziǝlning oƣulliri: — Mixaǝl, Əlzafan wǝ Sitri idi.
Уззиәлниң оғуллири: — Мишаәл, Әлзафан вә Ситри еди.
23 Ⱨarun bolsa Naⱨxonning singlisini, yǝni Amminadabning ⱪizi Elixebani hotunluⱪⱪa aldi. U uningƣa Nadab bilǝn Abiⱨuni, wǝ Əliazar bilǝn Itamarni tuƣup bǝrdi.
Һарун болса Наһшонниң сиңлисини, йәни Амминадабниң қизи Елишебани хотунлуққа алди. У униңға Надаб билән Абиһуни, вә Әлиазар билән Итамарни туғуп бәрди.
24 Koraⱨning oƣulliri: — Assir, Əlkanaⱨ wǝ Abi’asaf; bular Koraⱨlarning nǝsilliri idi.
Кораһниң оғуллири: — Ассир, Әлканаһ вә Абиасаф; булар Кораһларниң нәсиллири еди.
25 Ⱨarunning oƣli Əliazar Putiǝlning ⱪizlirining birini hotunluⱪⱪa aldi; u uningƣa Finiⱨasni tuƣup bǝrdi; bular bolsa ɵz nǝsǝbi boyiqǝ ⱨǝmmisi Lawiylarning jǝmǝt baxlⱪliri idi.
Һарунниң оғли Әлиазар Путиәлниң қизлириниң бирини хотунлуққа алди; у униңға Финиһасни туғуп бәрди; булар болса өз нәсәби бойичә һәммиси Лавийларниң җәмәт башлқлири еди.
26 Pǝrwǝrdigarning: — Israillarni ⱪoxunlardǝk top-topi bilǝn Misir zeminidin elip qiⱪinglar, degǝn ǝmrini tapxuriwalƣuqilar dǝl muxu Ⱨarun bilǝn Musa idi.
Пәрвәрдигарниң: — Исраилларни қошунлардәк топ-топи билән Мисир зиминидин елип чиқиңлар, дегән әмрини тапшуривалғучилар дәл мошу Һарун билән Муса еди.
27 Israillar Misirdin qiⱪirilsun, dǝp Misirning padixaⱨi Pirǝwngǝ sɵz ⱪilƣanlar dǝl bu kixilǝr, yǝni muxu Musa bilǝn Ⱨarun idi.
Исраиллар Мисирдин чиқирилсун, дәп Мисирниң падишаси Пирәвнгә сөз қилғанлар дәл бу кишиләр, йәни мошу Муса билән Һарун еди.
28 Pǝrwǝrdigar Misirning zeminida Musaƣa sɵz ⱪilƣan waⱪtida
Пәрвәрдигар Мисирниң зиминида Мусаға сөз қилған вақтида
29 Musaƣa: «Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn. Sanga eytⱪinimning ⱨǝmmisini Misirning padixaⱨi Pirǝwngǝ degin», dǝp ǝmr ⱪildi.
Мусаға: «Мән Пәрвәрдигардурмән. Саңа ейтқинимниң һәммисини Мисирниң падишаси Пирәвнгә дегин», дәп әмир қилди.
30 Lekin Musa Pǝrwǝrdigarning aldida: — Mǝndǝk kalpuki hǝtnǝ ⱪilinmiƣan bir kixigǝ Pirǝwn ⱪandaⱪmu ⱪulaⱪ salsun?» — dǝp jawap bǝrgǝnidi.
Лекин Муса Пәрвәрдигарниң алдида: — Мәндәк калпуки хәтнә қилинмиған бир кишигә Пирәвн қандақму қулақ салсун?» — дәп җавап бәргән еди.

< Misirdin qiⱪix 6 >