< Misirdin qiⱪix 5 >
1 Andin Musa bilǝn Ⱨarun Pirǝwnning aldiƣa berip, uningƣa: — Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar sanga: — «Ularning berip qɵldǝ Manga ibadǝt ⱪilip, ⱨeyt ɵtküzüxigǝ ⱪowmimƣa yol ⱪoysun» dǝydu, — dedi.
Андин Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға берип, униңға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар саңа: — «Уларниң берип чөлдә Маңа ибадәт қилип, һейт өткүзүшигә қовмимға йол қойсун» дәйду, — деди.
2 Lekin Pirǝwn jawab berip: — Uning sɵzigǝ ⱪulaⱪ selip, meni Israilƣa yol ⱪoyƣuzidiƣan ⱪandaⱪ Pǝrwǝrdigar ikǝn u? Mǝn u Pǝrwǝrdigarni tonumaymǝn ⱨǝm Israilƣimu yol ⱪoymaymǝn, dedi.
Лекин Пирәвн җавап берип: — Униң сөзигә қулақ селип, мени Исраилға йол қойғузидиған қандақ Пәрвәрдигар екән у? Мән у Пәрвәрдигарни тонумаймән һәм Исраилғиму йол қоймаймән, деди.
3 Ular sɵz ⱪilip: — Ibraniylarning Hudasi biz bilǝn kɵrüxti. Xunga ɵtünimizki, bizgǝ Pǝrwǝrdigar Hudayimizƣa ⱪurbanliⱪ sunux üqün bizgǝ qɵlgǝ berixⱪa üq künlük yolƣa ruhsǝt bǝrgǝysiz. Bolmisa, U bizni waba yaki ⱪiliq bilǝn uruxi mumkin, — dedi.
Улар сөз қилип: — Ибранийларниң Худаси биз билән көрүшти. Шуңа өтүнимизки, бизгә Пәрвәрдигар Худайимизға қурбанлиқ сунуш үчүн бизгә чөлгә беришқа үч күнлүк йолға рухсәт бәргәйсиз. Болмиса, У бизни ваба яки қилич билән уруши мүмкин, — деди.
4 Lekin Misirning padixaⱨi ularƣa jawab berip: — Əy Musa wǝ Ⱨarun, nemixⱪa ikkinglar hǝlⱪni ixliridin tohtitip ⱪoymaⱪqi bolisilǝr? Berip ɵz ǝpkixinglarni kɵtürünglar! — dedi.
Лекин Мисирниң падишаси уларға җавап берип: — Әй Муса вә Һарун, немишкә иккиңлар хәлиқни ишлиридин тохтитип қоймақчи болисиләр? Берип өз әпкишиңларни көтириңлар! — деди.
5 Pirǝwn yǝnǝ: — Mana, hǝlⱪ yurtta ziyadǝ awup kǝtti. Silǝr bolsanglar, ularni ǝpkǝxliridin halas ⱪilmaⱪqisilǝr, dedi.
Пирәвн йәнә: — Мана, хәлиқ жутта зиядә көпийип кәтти. Силәр болсаңлар, уларни әпкәшлиридин халас қилмақчисиләр, деди.
6 Xu küni Pirǝwn nazarǝtqilǝrgǝ wǝ nazarǝtqilǝrning ⱪol astidiki ix baxliriƣa buyruⱪ qüxürüp: —
Шу күни Пирәвн назарәтчиләргә вә назарәтчиләрниң қол астидики иш башлириға буйруқ чүшүрүп: —
7 Ⱨazirdin baxlap hǝlⱪⱪǝ ilgirikidǝk kesǝk ⱪuyuxⱪa saman bǝrmǝnglar! Ular samanni ɵzliri yiƣsun.
Һазирдин башлап хәлиққә илгәркидәк кесәк қуюшқа саман бәрмәңлар! Улар саманни өзлири жиғсун.
8 Lekin ilgiri ⱪanqilik kesǝk ⱪuyup kǝlgǝn bolsa, ⱨeliⱨǝm kǝm ⱪilmay xunqilik kesǝk ⱪuydurunglar; qünki ular ⱨurunlixip: «Hudayimizƣa ⱪurbanliⱪ ɵtküzüxkǝ bizni barƣili ⱪoy» dǝp ƣǝlwǝ ⱪilixiwatidu.
Лекин илгири қанчилик кесәк қуюп кәлгән болса, һелиһәм кам қилмай шунчилик кесәк қуйдуруңлар; чүнки улар һорунлишип: «Худайимизға қурбанлиқ өткүзүшкә бизни барғили қой» дәп ғәлвә қилишиватиду.
9 Əmdi ularni ɵz ixiƣa toluⱪ bǝnd bolup, yalƣan-yawidaⱪ gǝplǝrgǝ ⱪulaⱪ salmasliⱪi üqün, bu adǝmlǝrning üstigǝ tehimu eƣir ǝmgǝklǝrni yüklǝnglar, — dedi.
Әнди уларни өз ишиға толуқ бәнд болуп, ялған-явидақ гәпләргә қулақ салмаслиғи үчүн, бу адәмләрниң үстигә техиму еғир әмгәкләрни жүкләңлар, — деди.
10 Xuning bilǝn hǝlⱪning üstidiki nazarǝtqilǝr bilǝn ix baxliri qiⱪip hǝlⱪⱪǝ: Pirǝwn xundaⱪ dediki, mǝn ǝmdi silǝrgǝ saman bǝrmǝydiƣan boldum.
Шуниң билән хәлиқниң үстидики назарәтчиләр билән иш башлири чиқип хәлиққә: Пирәвн шундақ дедики, мән әнди силәргә саман бәрмәйдиған болдум.
11 Ɵzünglar beringlar, ɵzünglar üqün ⱪǝyǝrdin saman tapalisanglar, xu yǝrdin elip kelinglar; lekin ⱪilidiƣan ixliringlar bolsa ⱪilqilikmu kemǝytilmǝydu, — dedi.
Өзүңлар бериңлар, өзүңлар үчүн қәйәрдин саман тапалисаңлар, шу йәрдин елип келиңлар; лекин қилидиған ишлириңлар болса қилчиликму кемәйтилмәйду, — деди.
12 Buning bilǝn hǝlⱪ pütkül Misir zeminiƣa tarilip, samanning orniƣa pahal yiƣixⱪa baxlidi.
Буниң билән хәлиқ пүткүл Мисир зиминиға тарилип, саманниң орниға пахал жиғишқа башлиди.
13 Nazarǝtqilǝr bolsa ularni ⱪistap: Silǝrgǝ saman berilgǝn qaƣdikidǝk ⱨazirmu ⱨǝr künlük ixni xu küni ⱪilinglar, dedi.
Назарәтчиләр болса уларни қистап: Силәргә саман берилгән чағдикидәк һазирму һәр күнлүк ишни шу күни қилиңлар, деди.
14 Israillarning üstigǝ Pirǝwnning nazarǝtqiliri tǝripidin ⱪoyulƣan Israilliⱪ ix baxliri tayaⱪ yedi wǝ: — Tünügün wǝ bügün nemixⱪa kesǝk ⱪuyux wǝzipsini burunⱪidǝk toxⱪuzup orunlimidinglar?! — dǝp til ixitti.
Исраилларниң үстигә Пирәвнниң назарәтчилири тәрипидин қоюлған Исраиллиқ иш башлири таяқ йеди вә: — Түнүгүн вә бүгүн немишкә кесәк қуюш вәзипсини бурунқидәк тошқузуп орунлимидиңлар?! — дәп тил ишитти.
15 Andin Israilliⱪ ix baxliri Pirǝwnning aldiƣa berip: Nemixⱪa ɵz ⱪulliriƣa mundaⱪ muamilǝ ⱪilidila?
Андин Исраиллиқ иш башлири Пирәвнниң алдиға берип: Немишкә өз қуллириға мундақ муамилә қилидила?
16 Ɵz ⱪulliriƣa ⱨeq saman berilmidi. Lekin [nazarǝtqilǝr] yǝnila «kesǝk ⱪuydurunglar» dǝp bizni buyruydu. Mana, ɵz ⱪulliri tayaⱪ yǝwatidu, ǝmma ǝyib bolsa ɵzlirining adǝmliridǝ, dǝp pǝryad ⱪildi.
Өз қуллириға һеч саман берилмиди. Лекин [назарәтчиләр] йәнила «кесәк қуйдуруңлар» дәп бизни буйруйду. Мана, өз қуллири таяқ йәватиду, амма әйип болса өзлириниң адәмлиридә, дәп пәряд қилди.
17 Lekin u yǝnǝ: — Silǝr ⱨurun ikǝnsilǝr! Ⱨurun ikǝnsilǝr! Xunga silǝr: «Berip Pǝrwǝrdigarƣa ⱪurbanliⱪ ɵtküzüximizgǝ ijazǝt bǝr dǝwatisilǝr.
Лекин у йәнә: — Силәр һорун екәнсиләр! Һорун екәнсиләр! Шуңа силәр: «Берип Пәрвәрдигарға қурбанлиқ өткүзүшимизгә иҗазәт бәр дәватисиләр.
18 Ⱪaytip berip ixingni ⱪilix! Silǝrgǝ saman berilmǝydu, biraⱪ kesǝklǝrni bǝlgilǝngǝn san boyiqǝ [awwalⱪidǝk] toluⱪ tapxuruxisǝn, dedi.
Қайтип берип ишиңни қилиш! Силәргә саман берилмәйду, бирақ кесәкләрни бәлгүләнгән сан бойичә [авалқидәк] толуқ тапшурушисән, деди.
19 Israilliⱪ ix baxliri [Pirǝwnning]: «Silǝr ⱨǝrkünlük wǝzipǝnglarni, yǝni tǝlǝp ⱪilƣan kesǝklǝrni bǝlgilǝngǝn sandin kemǝytsǝnglar ⱪǝt’iy bolmaydu» deginigǝ ⱪarap, bexiƣa bala-ⱪazaning qüxidiƣanliⱪini bilixti.
Исраиллиқ иш башлири [Пирәвнниң]: «Силәр һәр күнлүк вәзипәңларни, йәни тәләп қилған кесәкләрни бәлгүләнгән сандин кемәйтсәңлар қәтъий болмайду» дегинигә қарап, бешиға бала-қазаниң чүшидиғанлиғини билишти.
20 Ular Pirǝwnning aldidin qiⱪip keliwatⱪinida, ular bilǝn kɵrüxüxkǝ kelip xu yǝrdǝ saⱪlap turƣan Musa wǝ Ⱨarun bilǝn uqrixip ⱪaldi.
Улар Пирәвнниң алдидин чиқип келиватқинида, улар билән көрүшүшкә келип шу йәрдә сақлап турған Муса вә Һарун билән учришип қалди.
21 Ular Musa bilǝn Ⱨarunƣa: — Bizni Pirǝwnning nǝziridǝ wǝ uning ǝmǝldarlirining nǝziridǝ sesitip, bizni ɵltürüxkǝ ularning ⱪoliƣa ⱪiliq tutⱪuzƣininglar üqün, Pǝrwǝrdigar silǝrning üstünglarƣa ⱨɵküm ⱪilsun! — dedi.
Улар Муса билән Һарунға: — Бизни Пирәвнниң нәзиридә вә униң әмәлдарлириниң нәзиридә сеситип, бизни өлтүрүшкә уларниң қолиға қилич тутқузғиниңлар үчүн, Пәрвәрдигар силәрниң үстүңларға һөкүм қилсун! — деди.
22 Xuning bilǝn Musa Pǝrwǝrdigarning aldiƣa yenip berip uningƣa: — Əy Igǝm, nemixⱪa bu hǝlⱪni balaƣa tiⱪting? Sǝn nemǝ üqün meni ǝwǝtting?
Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң алдиға йенип берип униңға: — Әй Егәм, немишкә бу хәлиқни балаға тиқтиң? Сән немә үчүн мени әвәттиң?
23 Qünki mǝn Pirǝwnning aldiƣa kirip Sening naming bilǝn sɵz ⱪilƣinimdin tartip, u bu hǝlⱪning üstigǝ tehimu ziyadǝ azab ⱪilƣili turdi. Əmma Sǝn tehiqǝ ⱪowmingni ⱨeq ⱪutⱪuzmiding, — dedi.
Чүнки мән Пирәвнниң алдиға кирип Сениң намиң билән сөз қилғинимдин тартип, у бу хәлиқниң үстигә техиму зиядә азап қилғили турди. Амма Сән техичә қовмиңни һеч қутқузмидиң, — деди.