< Misirdin qiⱪix 40 >
1 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ ǝmr ⱪildi: —
Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ әмир қилди: —
2 Birinqi ayning bexi, ayning birinqi küni sǝn jamaǝt qedirining muⱪǝddǝshanisini tikligin.
Биринчи айниң беши, айниң биринчи күни сән җамаәт чедириниң муқәддәсханисини тиклигин.
3 Ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪini uning iqigǝ ⱪoyup, iqki pǝrdǝ arⱪiliⱪ ǝⱨdǝ sanduⱪini tosup ⱪoyƣin;
Һөкүм-гувалиқ сандуғини униң ичигә қоюп, ички пәрдә арқилиқ әһдә сандуғини тосуп қойғин;
4 xirǝni qedirning iqigǝ ǝkirip, üstigǝ tizilidiƣan nǝrsilǝrni tizƣin; andin qiraƣdanni ǝkirip, üstigǝ qiraƣlarni orunlaxturƣin.
ширәни чедирниң ичигә әкирип, үстигә тизилидиған нәрсиләрни тизғин; андин чирақданни әкирип, үстигә чирақларни орунлаштурғин.
5 Altun [bilǝn ⱪaplanƣan] huxbuy kɵydürgüqi ⱪurbangaⱨni ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪining uduliƣa tiklǝp ⱪoyƣin; qedirning kirix eƣizining pǝrdisini esip ⱪoyƣin.
Алтун [билән қапланған] хушбуй көйдүргүчи қурбангаһни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулиға тикләп қойғин; чедирниң кириш еғизиниң пәрдисини есип қойғин.
6 Kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪurbangaⱨini muⱪǝddǝshanining, yǝni jamaǝt qedirining kirix eƣizining aldiƣa ⱪoyƣin;
Көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини муқәддәсханиниң, йәни җамаәт чедириниң кириш еғизиниң алдиға қойғин;
7 andin yuyux desini jamaǝt qediri bilǝn ⱪurbangaⱨning otturisiƣa orunlaxturup, su toxturup ⱪoyƣin.
андин жуюш десини җамаәт чедири билән қурбангаһниң оттурисиға орунлаштуруп, су тоштуруп қойғин.
8 Ⱨoylining qɵrisigǝ pǝrdilǝrni bekitip, ⱨoylining kirix eƣizining pǝrdisini asⱪin;
Һойлиниң чөрисигә пәрдиләрни бекитип, һойлиниң кириш еғизиниң пәрдисини асқин;
9 andin «mǝsiⱨlǝx meyi»ni elip, ibadǝt qediri wǝ uning iqidiki barliⱪ nǝrsilǝrni mǝsiⱨlǝp, uni wǝ barliⱪ ⱨǝmmǝ ǝswablirini Hudaƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilƣin. Xundaⱪ ⱪilip [pütkül qedir] muⱪǝddǝs bolidu.
андин «мәсиһләш мейи»ни елип, ибадәт чедири вә униң ичидики барлиқ нәрсиләрни мәсиһләп, уни вә барлиқ һәммә әсваплирини Худаға атап муқәддәс қилғин. Шундақ қилип [пүткүл чедир] муқәддәс болиду.
10 Sǝn kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪurbangaⱨini, xundaⱪla uning barliⱪ ǝswablirini mǝsiⱨlǝp, uni [Hudaƣa atap] muⱪǝddǝs ⱪilƣin; buning bilǝn ⱪurbangaⱨ «ǝng muⱪǝddǝs nǝrsilǝr» ⱪatarida bolidu.
Сән көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини, шундақла униң барлиқ әсваплирини мәсиһләп, уни [Худаға атап] муқәддәс қилғин; буниң билән қурбангаһ «әң муқәддәс нәрсиләр» қатарида болиду.
11 Sǝn yǝnǝ yuyunux desi wǝ uning tǝglikini mǝsiⱨlǝp muⱪǝddǝs ⱪilƣin.
Сән йәнә жуюнуш деси вә униң тәглигини мәсиһләп муқәддәс қилғин.
12 Andin Ⱨarun bilǝn uning oƣullirini jamaǝt qedirining kirix eƣiziƣa yeⱪin ǝkilip, ularni su bilǝn yuƣin;
Андин Һарун билән униң оғуллирини җамаәт чедириниң кириш еғизиға йеқин әкилип, уларни су билән жуйғин;
13 Ⱨarunƣa muⱪǝddǝs kiyimlǝrni kiydürüp, Manga kaⱨinliⱪ hizmǝttǝ boluxi üqün uni mǝsiⱨlǝp, [Manga ayrip] muⱪǝddǝs ⱪilƣin.
Һарунға муқәддәс кийимләрни кийдүрүп, Маңа каһинлиқ хизмәттә болуши үчүн уни мәсиһләп, [Маңа айрип] муқәддәс қилғин.
14 Andin uning oƣullirini elip kirip, ularƣa halta kɵnglǝklǝrni kiydürüp,
Андин униң оғуллирини елип кирип, уларға халта көйнәкләрни кийдүрүп,
15 ularning atisini mǝsiⱨliginingdǝk Manga kaⱨinliⱪ hizmitidǝ boluxi üqün ularnimu mǝsiⱨligin. Xuning bilǝn ularning bu mǝsiⱨlinixi ular üqün ǝwladtin ǝwladⱪiqǝ ǝbǝdiy kaⱨinliⱪning [bǝlgisi] bolidu.
уларниң атисини мәсиһлигиниңдәк Маңа каһинлиқ хизмитидә болуши үчүн уларниму мәсиһлигин. Шуниң билән уларниң бу мәсиһлиниши улар үчүн әвлаттин әвлатқичә әбәдий каһинлиқниң [бәлгиси] болиду.
16 Musa xundaⱪ ⱪildi; Pǝrwǝrdigar uningƣa nemǝ buyruƣan bolsa, u xundaⱪ bǝja kǝltürdi.
Муса шундақ қилди; Пәрвәрдигар униңға немә буйруған болса, у шундақ беҗа кәлтүрди.
17 Xundaⱪ boldiki, ikkinqi yilning birinqi eyida, ayning birinqi künidǝ ibadǝt qediri tiklǝndi.
Шундақ болдики, иккинчи жилниң биринчи ейида, айниң биринчи күнидә ибадәт чедири тикләнди.
18 Musa qedirni tikip, tǝgliklirini orunlaxturup, tahtaylirini tizip, ularning baldaⱪlirini bekitip, hadilirini tiklidi.
Муса чедирни тикип, тәгликлирини орунлаштуруп, тахтайлирини тизип, уларниң балдақлирини бекитип, хадилирини тиклиди.
19 Muⱪǝddǝs qedirning üstigǝ [iqki] yopuⱪni yapti, andin uning üstigǝ taxⱪi yopuⱪni yepip ⱪoydi; bularning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
Муқәддәс чедирниң үстигә [ички] йопуқни япти, андин униң үстигә ташқи йопуқни йепип қойди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
20 Andin u ⱨɵküm-guwaⱨliⱪni elip, uni sanduⱪ iqigǝ ⱪoydi; baldaⱪlarni ǝⱨdǝ sanduⱪining [ⱨalⱪiliridin] ɵtküzüp, «kafarǝt tǝhti»ni sanduⱪning üstigǝ orunlaxturdi.
Андин у һөкүм-гувалиқни елип, уни сандуқ ичигә қойди; балдақларни әһдә сандуғиниң [һалқилиридин] өткүзүп, «кафарәт тәхти»ни сандуқниң үстигә орунлаштурди.
21 Əⱨdǝ sanduⱪini muⱪǝddǝs qedir iqigǝ elip kirip, otturiƣa «ayrima pǝrdǝ»ni tartti; xundaⱪ ⱪilip u ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪini pǝrdǝ arⱪiliⱪ tosup ⱪoydi. Ⱨǝmmǝ ix Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
Әһдә сандуғини муқәддәс чедир ичигә елип кирип, оттуриға «айрима пәрдә»ни тартти; шундақ қилип у һөкүм-гувалиқ сандуғини пәрдә арқилиқ тосуп қойди. Һәммә иш Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
22 U xirǝni jamaǝt qediriƣa elip kirip, muⱪǝddǝs jayning ximal tǝripigǝ, [«ǝng muⱪǝddǝs jay»diki] pǝrdining sirtiƣa ⱪoydi.
У ширәни җамаәт чедириға елип кирип, муқәддәс җайниң шимал тәрипигә, [«әң муқәддәс җай»дики] пәрдиниң сиртиға қойди.
23 «Tǝⱪdim nanlar»ni xirǝning üstigǝ, Pǝrwǝrdigarning aldiƣa tizip ⱪoydi; bularning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
«Тәқдим нанлар»ни ширәниң үстигә, Пәрвәрдигарниң алдиға тизип қойди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
24 Andin u qiraƣdanni jamaǝt qediriƣa elip kirip, uni muⱪǝddǝs jayning jǝnub tǝripigǝ, xirǝning uduliƣa ⱪoydi,
Андин у чирақданни җамаәт чедириға елип кирип, уни муқәддәс җайниң җәнуп тәрипигә, ширәниң удулиға қойди,
25 qiraƣlarni Pǝrwǝrdigarning aldiƣa orunlaxturdi; bularning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
чирақларни Пәрвәрдигарниң алдиға орунлаштурди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
26 Andin u [huxbuyni kɵydürgüqi] altun ⱪurbangaⱨni iqidiki pǝrdining aldiƣa tiklidi;
Андин у [хушбуйни көйдүргүчи] алтун қурбангаһни ичидики пәрдиниң алдиға тиклиди;
27 Uning üstidǝ esil huxbuyni kɵydürdi; bularning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
Униң үстидә есил хушбуйни көйдүрди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
28 U ibadǝt qedirining kirix eƣiziƣa pǝrdǝ tartti.
У ибадәт чедириниң кириш еғизиға пәрдә тартти.
29 Andin kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪurbangaⱨini jamaǝt qediridiki muⱪǝddǝs jayning kirix eƣiziƣa yeⱪin ⱪoydi; uning üstidǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ wǝ ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝsini ɵtküzdi; bularning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
Андин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини җамаәт чедиридики муқәддәс җайниң кириш еғизиға йеқин қойди; униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә ашлиқ һәдийәсини өткүзди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
30 Yuyunux desini jamaǝt qediri bilǝn ⱪurbangaⱨning otturisiƣa ⱪoyup, yuyuxⱪa ixlitilidiƣan suni dasⱪa toxⱪuzup ⱪuydi.
Жуюнуш десини җамаәт чедири билән қурбангаһниң оттурисиға қоюп, жуюшқа ишлитилидиған суни дасқа тошқузуп қуйди.
31 Musa wǝ Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri ⱪaqanla jamaǝt qediriƣa kirsǝ yaki ⱪurbangaⱨⱪa yeⱪin barsa, Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪollirini xu suda yuyatti. Bular Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
Муса вә Һарун билән униң оғуллири қачанла җамаәт чедириға кирсә яки қурбангаһқа йеқин барса, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қоллирини шу суда жуятти. Булар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
33 Andin u qedir ⱨǝm ⱪurbangaⱨning ǝtrapiƣa ⱨoyla pǝrdisini tiklǝp, ⱨoylining kirix eƣizining pǝrdisini tartti. Xu tǝriⱪidǝ Musa pütkül ixni tamamlidi.
Андин у чедир һәм қурбангаһниң әтрапиға һойла пәрдисини тикләп, һойлиниң кириш еғизиниң пәрдисини тартти. Шу тәриқидә Муса пүткүл ишни тамамлиди.
34 Xuning bilǝn bulut jamaǝt qedirini ⱪaplap, Pǝrwǝrdigarning julasi ibadǝt qedirini toldurdi.
Шуниң билән булут җамаәт чедирини қаплап, Пәрвәрдигарниң җуласи ибадәт чедирини толдурди.
35 Bulut sayǝ qüxürüp, Pǝrwǝrdigarning julasi qedirni toldurƣini üqün, Musa jamaǝt qediriƣa kirǝlmidi.
Булут сайә чүшүрүп, Пәрвәрдигарниң җуласи чедирни толдурғини үчүн, Муса җамаәт чедириға кирәлмиди.
36 Ⱪaqanki bulut jamaǝt qediridin kɵtürülsǝ, Israillar sǝpǝrgǝ atlinatti. Ⱨǝrbir ⱪetim sǝpǝrdǝ xundaⱪ bolatti.
Қачанки булут җамаәт чедиридин көтирилсә, Исраиллар сәпәргә атлинатти. Һәр бир қетим сәпәрдә шундақ болатти.
37 Bulut kɵtürülmisǝ ular ⱪozƣalmay, taki kɵtürülidiƣan küngiqǝ sǝpǝrgǝ qiⱪmaytti.
Булут көтирилмисә улар қозғалмай, таки көтирилидиған күнгичә сәпәргә чиқмайтти.
38 Qünki kündüzi Pǝrwǝrdigarning buluti muⱪǝddǝs qedir üstidǝ turatti, keqisi uning üstidǝ ot kɵrünǝtti; pütkül Israil jǝmǝtining kɵz aldida ularning barliⱪ ⱪilƣan sǝpǝrliridǝ xular kɵrünǝtti.
Чүнки күндүзи Пәрвәрдигарниң булути муқәддәс чедир үстидә туратти, кечиси униң үстидә от көрүнәтти; пүткүл Исраил җәмәтиниң көз алдида уларниң барлиқ қилған сәпәрлиридә шулар көрүнәтти.