< Misirdin qiⱪix 39 >
1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣinidǝk kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiplar ixlitilip, muⱪǝddǝs qedirning hizmitidǝ kiyilidiƣan [kaⱨinliⱪ] kiyimlǝr, xundaⱪla Ⱨarunning muⱪǝddǝs kiyimliri tǝyyar ⱪilindi.
Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк көк, сөсүн вә қизил жиплар ишлитилип, муқәддәс чедирниң хизмитидә кийилидиған [каһинлиқ] кийимләр, шундақла Һарунниң муқәддәс кийимлири тәйяр қилинди.
2 [Bǝzalǝl] altun wǝ kɵk, sɵsün, ⱪizil yiplar bilǝn nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhtlǝrdin ǝfodni yasap tǝyyarlidi.
[Бәзаләл] алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхтләрдин әфодни ясап тәйярлиди.
3 Ular altunni soⱪup nepiz ⱪilip, uni kesip yip ⱪildi, andin bularni maⱨirliⱪ bilǝn kɵk yiplar, sɵsün yiplar wǝ ⱪizil yiplardin aⱪ kanap rǝhtkǝ laⱨayilǝngǝn nushilar üstigǝ toⱪudi.
Улар алтунни соқуп непиз қилип, уни кесип жип қилди, андин буларни маһирлиқ билән көк жиплар, сөсүн жиплар вә қизил жиплардин ақ канап рәхткә лаһайиләнгән нусхилар үстигә тоқуди.
4 Ular ǝfodning [aldi wǝ kǝyni] ⱪismini bir-birgǝ tutaxturup turidiƣan ikki mürilik tasma yasidi; ǝfodning ikki tǝripi bir-birigǝ tutaxturuldi.
Улар әфодниң [алди вә кәйни] қисмини бир-биргә туташтуруп туридиған икки мүрилик тасма ясиди; әфодниң икки тәрипи бир-биригә туташтурулди.
5 Əfodning üstigǝ baƣlaydiƣan bǝlwaƣ ǝfod bilǝn bir pütün ⱪilinƣan bolup, uningƣa ohxax sipta ixlinip, altun wǝ kɵk, sɵsün, ⱪizil yiplar wǝ nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttin yasaldi; ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
Әфодниң үстигә бағлайдиған бәлвағ әфод билән бир пүтүн қилинған болуп, униңға охшаш сипта ишлинип, алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар вә непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясалди; һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
6 Ular ikki aⱪ ⱨeⱪiⱪni ikki altun kɵzlükkǝ ornitip, ularning üstigǝ huddi mɵⱨür oyƣandǝk Israilning oƣullirining namlirini oyup yasidi.
Улар икки ақ һеқиқни икки алтун көзлүккә орнитип, уларниң үстигә худди мөһүр ойғандәк Исраилниң оғуллириниң намлирини оюп ясиди.
7 Israilning oƣulliriƣa ǝslǝtmǝ tax bolsun üqün, Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣandǝk ikki yaⱪutni ǝfodning ikki mürilik tasmisiƣa bekitip ⱪoydi.
Исраилниң оғуллириға әсләтмә таш болсун үчүн, Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк икки яқутни әфодниң икки мүрилик тасмисиға бекитип қойди.
8 U ⱪoxenni qewǝr ⱪollarƣa nǝpis ⱪilip kǝxtilitip yasidi; uni ǝfodni ixligǝn usulda altun wǝ kɵk, sɵsün, ⱪizil yiplar bilǝn nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttin yasidi.
У қошенни чевәр қолларға нәпис қилип кәштилитип ясиди; уни әфодни ишлигән усулда алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясиди.
9 Ular ⱪoxenni ikki ⱪat, tɵt qasa ⱪilip yasidi; ikki ⱪat ⱪilinƣanda uzunluⱪi bir ƣeriq, kǝnglikimu bir ƣeriq kelǝtti.
Улар қошенни икки қат, төрт часа қилип ясиди; икки қат қилинғанда узунлуғи бир ғерич, кәңлигиму бир ғерич келәтти.
10 Uning üstigǝ tɵt ⱪatar ⱪilip gɵⱨǝrlǝrni ornatti: — bir ⱪatardikisi ⱪizil yaⱪut, seriⱪ gɵⱨǝr wǝ zumrǝtlǝr idi; bu birinqi ⱪatar idi.
Униң үстигә төрт қатар қилип гөһәрләрни орнатти: — бир қатардикиси қизил яқут, сериқ гөһәр вә зумрәтләр еди; бу биринчи қатар еди.
11 Ikkinqi ⱪatarƣa kɵk ⱪaxtexi, kɵk yaⱪut wǝ almas,
Иккинчи қатарға көк қаштеши, көк яқут вә алмас,
12 üqinqi ⱪatarƣa sɵsün yaⱪut, piroza wǝ sɵsün kwarts,
үчинчи қатарға сөсүн яқут, пироза вә сөсүн квартс,
13 tɵtinqi ⱪatarƣa beril yaⱪut, aⱪ ⱨeⱪiⱪ wǝ anartax ornitildi; bularning ⱨǝmmisi altun kɵzlükkǝ bekitildi.
төртинчи қатарға берил яқут, ақ һеқиқ вә анарташ орнитилди; буларниң һәммиси алтун көзлүккә бекитилди.
14 Bu gɵⱨǝrlǝr Israilning oƣullirining namliriƣa wǝkil ⱪilinip, ularning sanidǝk on ikki bolup, mɵⱨür oyƣandǝk ⱨǝrbir gɵⱨǝrgǝ on ikki ⱪǝbilining nami birdin-birdin pütüldi.
Бу гөһәрләр Исраилниң оғуллириниң намлириға вәкил қилинип, уларниң санидәк он икки болуп, мөһүр ойғандәк һәр бир гөһәргә он икки қәбилиниң нами бирдин-бирдин пүтүлди.
15 Ular ⱪoxenƣa xoynidǝk exilgǝn sap altundin [ikki] exilmǝ zǝnjir yasidi;
Улар қошенға шойнидәк ешилгән сап алтундин [икки] ешилмә зәнҗир ясиди;
16 ular ⱪoxenƣa altundin ikki kɵzlük wǝ ikki ⱨalⱪa etip, ikki ⱨalⱪini ⱪoxenning [yuⱪiriⱪi] ikki burjikigǝ bekitti;
улар қошенға алтундин икки көзлүк вә икки һалқа етип, икки һалқини қошенниң [жуқуриқи] икки бүҗигигә бекитти;
17 andin xu altundin exilip yasalƣan ikki zǝnjirni ⱪoxenning [yuⱪiriⱪi] ikki burjikidiki ⱨalⱪidin ɵtküzüp,
андин шу алтундин ешилип ясалған икки зәнҗирни қошенниң [жуқуриқи] икки бүҗигидики һалқидин өткүзүп,
18 exilgǝn xu zǝnjirlǝrning ikki uqini ikki kɵzlükkǝ bekitip, [kɵzlüklǝrni] ǝfodning ikki mürilik tasmisining aldi ⱪismiƣa ornatti.
ешилгән шу зәнҗирләрниң икки учини икки көзлүккә бекитип, [көзлүкләрни] әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди қисмиға орнатти.
19 Buningdin baxⱪa ular altundin ikki ⱨalⱪa yasap, ularni ⱪoxenning [asti tǝripidiki] ikki burjikigǝ bekitti; ular ǝfodⱪa tegixip turidiƣan ⱪilinip iqigǝ ⱪadaldi.
Буниңдин башқа улар алтундин икки һалқа ясап, уларни қошенниң [асти тәрипидики] икки бүҗигигә бекитти; улар әфодқа тегишип туридиған қилинип ичигә қадалди.
20 Mundin baxⱪa ular altundin [yǝnǝ] ikki ⱨalⱪa yasap, ularni ǝfodning ikki mürilik tasmisining aldi tɵwǝnki ⱪismiƣa, ǝfodⱪa ulinidiƣan jayƣa yeⱪin, kǝxitilǝngǝn bǝlwaƣdin egizrǝk ⱪilip bekitti.
Мундин башқа улар алтундин [йәнә] икки һалқа ясап, уларни әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди төвәнки қисмиға, әфодқа улинидиған җайға йеқин, кәшитиләнгән бәлвағдин егизрәк қилип бекитти.
21 Ular ⱪoxenning ǝfodning bǝlweƣidin yuⱪiriraⱪ turuxi, ⱪoxenning ǝfodtin ajrap kǝtmǝsliki üqün kɵk xoyna bilǝn ⱪoxenning ⱨalⱪisini ǝfodning ⱨalⱪisiƣa qetip ⱪoydi. Bularning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
Улар қошенниң әфодниң бәлвеғидин жуқурирақ туруши, қошенниң әфодтин аҗрап кәтмәслиги үчүн көк шойна билән қошенниң һалқисини әфодниң һалқисиға четип қойди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
22 [Bǝzalǝl] ǝfodning [iqidiki] tonni pütünlǝy kɵk rǝnglik ⱪildi.
[Бәзаләл] әфодниң [ичидики] тонни пүтүнләй көк рәңлик қилди.
23 Tonning [baxⱪa kiyilidiƣan] tɵxüki dǝl otturisida, huddi sawutning yaⱪisidǝk ixlǝngǝnidi; yirtilip kǝtmǝsliki üqün uning qɵrisigǝ pǝwaz ixlǝndi.
Тонниң [башқа кийилидиған] төшүги дәл оттурисида, худди савутниң яқисидәк ишләнгән еди; житилип кәтмәслиги үчүн униң чөрисигә пәваз ишләнди.
24 Ular tonning etikining qɵrisigǝ kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiptin anarlarni toⱪup esip ⱪoydi.
Улар тонниң етигиниң чөрисигә көк, сөсүн вә қизил жиптин анарларни тоқуп есип қойди.
25 Ular ⱨǝmdǝ altun ⱪongƣuraⱪlarni yasap, ⱪongƣuraⱪlarni tonning etikining qɵrisigǝ, anarlarning ariliⱪiƣa birdin esip ⱪoydi; ⱨǝr ikki anarning otturisiƣa bir ⱪongƣuraⱪ esip ⱪoyuldi.
Улар һәмдә алтун қоңғурақларни ясап, қоңғурақларни тонниң етигиниң чөрисигә, анарларниң арилиғиға бирдин есип қойди; һәр икки анарниң оттурисиға бир қоңғурақ есип қоюлди.
26 [Ⱪaⱨinliⱪ] hizmitigǝ ait [ⱪongƣuraⱪlar] tonning etikining qɵrisigǝ bekitildi; bir altun ⱪongƣuraⱪ, bir anar, bir altun ⱪongƣuraⱪ, bir anar ⱪilip bekitildi; ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
[Қаһинлиқ] хизмитигә аит [қоңғурақлар] тонниң етигиниң чөрисигә бекитилди; бир алтун қоңғурақ, бир анар, бир алтун қоңғурақ, бир анар қилип бекитилди; һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
27 Ular Ⱨarun bilǝn uning oƣulliriƣa nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttin halta kɵnglǝklǝrni tikti;
Улар Һарун билән униң оғуллириға непиз тоқулған ақ канап рәхттин халта көйнәкләрни тикти;
28 sǝllini aⱪ kanap rǝhttǝ yasidi, xundaⱪla qirayliⱪ egiz bɵklǝrni aⱪ kanap rǝhttǝ, tamballarni nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttǝ tǝyyarlidi;
сәллини ақ канап рәхттә ясиди, шундақла чирайлиқ егиз бөкләрни ақ канап рәхттә, тамбалларни непиз тоқулған ақ канап рәхттә тәйярлиди;
29 buningdin baxⱪa ular bǝlwaƣnimu kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yip arilaxturulup kǝxtilǝngǝn, nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttǝ tǝyyarlidi; bularning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
буниңдин башқа улар бәлвағниму көк, сөсүн вә қизил жип арилаштурулуп кәштиләнгән, непиз тоқулған ақ канап рәхттә тәйярлиди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
30 Ular yǝnǝ nǝpis tahtayni, yǝni muⱪǝddǝs otuƣatni sap altundin yasap, uning üstigǝ mɵⱨür oyƣandǝk: «Pǝrwǝrdigarƣa muⱪǝddǝs ⱪilindi» dǝp oyup pütti;
Улар йәнә нәпис тахтайни, йәни муқәддәс отуғатни сап алтундин ясап, униң үстигә мөһүр ойғандәк: «Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинди» дәп оюп пүтти;
31 ular otuƣatⱪa kɵk rǝnglik yipni baƣlap, uning bilǝn otuƣatni sǝlligǝ taⱪidi, bular Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪilindi.
улар отуғатқа көк рәңлик жипни бағлап, униң билән отуғатни сәллигә тақиди, булар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
32 Xu tǝriⱪidǝ jamaǝtning ibadǝt qedirining ⱨǝmmǝ ⱪuruluxi pütküzüldi; Israillar Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinining ⱨǝmmisini xu boyiqǝ ⱪildi; xu tǝriⱪidǝ ⱨǝmmisini püttürdi.
Шу тәриқидә җамаәтниң ибадәт чедириниң һәммә қурулуши пүткүзүлди; Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғининиң һәммисини шу бойичә қилди; шу тәриқидә һәммисини пүттүрди.
33 Ular qedirni Musaning yeniƣa elip kǝldi — qedir yopuⱪlirini, uning barliⱪ ǝswablirini, ilmǝklirini, tahtaylirini, baldaⱪlirini, hadiliri bilǝn tǝgliklirini,
Улар чедирни Мусаниң йениға елип кәлди — чедир йопуқлирини, униң барлиқ әсваплирини, илмәклирини, тахтайлирини, балдақлирини, хадилири билән тәгликлирини,
34 xuningdǝk ⱪizil boyalƣan ⱪoqⱪar terisidin yasalƣan yopuⱪ bilǝn delfin terisidin yasalƣan yopuⱪni, «ayrima pǝrdǝ»ni,
шуниңдәк қизил боялған қочқар терисидин ясалған йопуқ билән делфин терисидин ясалған йопуқни, «айрима пәрдә»ни,
35 ǝⱨdǝ sanduⱪi wǝ uning baldaⱪlirini, «kafarǝt tǝhti»ni,
әһдә сандуғи вә униң балдақлирини, «кафарәт тәхти»ни,
36 xirǝ wǝ uning barliⱪ ǝswablirini, xundaⱪla «tǝⱪdim nanlar»ni,
ширә вә униң барлиқ әсваплирини, шундақла «тәқдим нанлар»ни,
37 sap altundin yasalƣan qiraƣdan bilǝn uning qiraƣlirini, yǝni üstigǝ tizilƣan qiraƣlarni, uning barliⱪ ǝswabliri ⱨǝm qiraƣ meyini,
сап алтундин ясалған чирақдан билән униң чирақлирини, йәни үстигә тизилған чирақларни, униң барлиқ әсваплири һәм чирақ мейини,
38 altun huxbuygaⱨ, mǝsiⱨlǝx meyi, dora-dǝrmǝklǝrdin yasalƣan huxbuyni, qedirning kirix eƣizining pǝrdisini,
алтун хушбуйгаһ, мәсиһләш мейи, дора-дәрмәкләрдин ясалған хушбуйни, чедирниң кириш еғизиниң пәрдисини,
39 mis ⱪurbangaⱨ bilǝn uning mis xalasini, uning baldaⱪliri bilǝn ⱨǝmmǝ ǝswablirini, yuyux desi bilǝn uning tǝglikini,
мис қурбангаһ билән униң мис шаласини, униң балдақлири билән һәммә әсваплирини, жуюш деси билән униң тәглигини,
40 ⱨoylining qɵrisidiki pǝrdilǝrni, uning hadiliri wǝ ularning tǝgliklirini, ⱨoylining kirix eƣizining pǝrdisi bilǝn ⱨoylining taniliri wǝ ⱪozuⱪlirini, muⱪǝddǝs qedirning, yǝni jamaǝt qediriƣa ait hizmǝtkǝ ixlitilidiƣan barliⱪ ǝswablarni,
һойлиниң чөрисидики пәрдиләрни, униң хадилири вә уларниң тәгликлирини, һойлиниң кириш еғизиниң пәрдиси билән һойлиниң танилири вә қозуқлирини, муқәддәс чедирниң, йәни җамаәт чедириға аит хизмәткә ишлитилидиған барлиқ әсвапларни,
41 muⱪǝddǝs jayƣa ait hizmǝt üqün tikilgǝn kaⱨinliⱪ kiyimini, yǝni Ⱨarun kaⱨinning muⱪǝddǝs kiyimliri bilǝn uning oƣullirining kaⱨinliⱪ kiyimlirini bolsa, ⱨǝmmisini elip kǝldi.
муқәддәс җайға аит хизмәт үчүн тикилгән каһинлиқ кийимини, йәни Һарун каһинниң муқәддәс кийимлири билән униң оғуллириниң каһинлиқ кийимлирини болса, һәммисини елип кәлди.
42 Bu ixlarning ⱨǝmmisini Israillar Pǝrwǝrdigarning Musaƣa barliⱪ buyruƣanliri boyiqǝ ǝnǝ xundaⱪ ada ⱪilƣanidi.
Бу ишларниң һәммисини Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға барлиқ буйруғанлири бойичә әнә шундақ ада қилған еди.
43 Musa ixlarning ⱨǝmmisigǝ tǝpsiliy ⱪaridi, mana, ular Pǝrwǝrdigarning buyruƣini boyiqǝ bu ixlarni pütküzgǝnidi; buyrulƣandǝk, dǝl xundaⱪ ⱪilƣanidi; Musa bularni kɵrüp, ularƣa bǝht-bǝrikǝt tilǝp dua ⱪildi.
Муса ишларниң һәммисигә тәпсилий қариди, мана, улар Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә бу ишларни пүткүзгән еди; буйрулғандәк, дәл шундақ қилған еди; Муса буларни көрүп, уларға бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилди.