< Misirdin qiⱪix 38 >
1 U kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪurbangaⱨini akatsiyǝ yaƣiqidin yasidi. Ⱪurbangaⱨ tɵt qasa bolup, uzunluⱪi bǝx gǝz, kǝngliki bǝx gǝz, egizliki üq gǝz ⱪilindi.
У көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини акатсийә яғичидин ясиди. Қурбангаһ төрт часа болуп, узунлуғи бәш гәз, кәңлиги бәш гәз, егизлиги үч гәз қилинди.
2 U uning tɵt burjikigǝ ⱪoyulidiƣan münggüzlirini yasidi; münggüzliri ⱪurbangaⱨ bilǝn bir gǝwdǝ ⱪilindi. Ⱪurbangaⱨni mis bilǝn ⱪaplidi.
У униң төрт бүҗигигә қоюлидиған мүңгүзлирини ясиди; мүңгүзлири қурбангаһ билән бир гәвдә қилинди. Қурбангаһни мис билән қаплиди.
3 U ⱪurbangaⱨning barliⱪ ǝswablirini — uningƣa has bolƣan daslarni, gürjǝklǝrni, korilarni, lahxigirlarni wǝ otdanlarnimu yasidi; uning barliⱪ ǝswablirini mistin yasidi.
У қурбангаһниң барлиқ әсваплирини — униңға хас болған дасларни, гүҗәкләрни, кориларни, лахшигирларни вә отданларниму ясиди; униң барлиқ әсваплирини мистин ясиди.
4 Ⱪurbangaⱨ üqün mistin bir xala yasidi; xalani ⱪurbangaⱨning ⱪap belining astidiki girwǝktin tɵwǝnrǝk turidiƣan ⱪildi; xala ⱪurbangaⱨning dǝl otturisida idi.
Қурбангаһ үчүн мистин бир шала ясиди; шалани қурбангаһниң қап белиниң астидики гирвәктин төвәнрәк туридиған қилди; шала қурбангаһниң дәл оттурисида еди.
5 U xalaning tɵt burjikigǝ baldaⱪlar ɵtküzülidiƣan tɵt mis ⱨalⱪini ⱪuyup yasidi.
У шаланиң төрт бүҗигигә балдақлар өткүзүлидиған төрт мис һалқини қуюп ясиди.
6 U baldaⱪlarni akatsiyǝ yaƣiqidin yasap, ularni mis bilǝn ⱪaplidi.
У балдақларни акатсийә яғичидин ясап, уларни мис билән қаплиди.
7 Andin u ⱪurbangaⱨni kɵtürüx üqün baldaⱪlarni ⱪurbangaⱨning ikki yenidiki ⱨalⱪilarƣa ɵtküzüp ⱪoydi. U ⱪurbangaⱨni tahtaylardin, iqini box ⱪilip yasidi.
Андин у қурбангаһни көтириш үчүн балдақларни қурбангаһниң икки йенидики һалқиларға өткүзүп қойди. У қурбангаһни тахтайлардин, ичини бош қилип ясиди.
8 U yǝnǝ yuyunux desini mistin, uning tǝglikinimu mistin yasidi; u bularni «kɵrüxüx qediri»ning kirix eƣizining aldida hizmǝttǝ bolƣan ayallarning mis ǝynǝkliridin yasidi.
У йәнә жуюнуш десини мистин, униң тәглигиниму мистин ясиди; у буларни «көрүшүш чедири»ниң кириш еғизиниң алдида хизмәттә болған аялларниң мис әйнәклиридин ясиди.
9 Andin u qedirning ⱨoylisinimu yasidi. Ⱨoylining jǝnubiƣa, yǝni jǝnubⱪa yüzlǝngǝn tǝripigǝ nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttin pǝrdilǝrni yasidi; uning uzunluⱪi yüz gǝz idi.
Андин у чедирниң һойлисиниму ясиди. Һойлиниң җәнубиға, йәни җәнупқа йүзләнгән тәрипигә непиз тоқулған ақ канап рәхттин пәрдиләрни ясиди; униң узунлуғи йүз гәз еди.
10 Pǝrdilǝrni esixⱪa yigirmǝ hada wǝ hadilarning yigirmǝ tǝglikini u mistin yasidi. Hadilarning ilmǝkliri wǝ baldaⱪliri kümüxtin yasalƣanidi.
Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада вә хадиларниң жигирмә тәглигини у мистин ясиди. Хадиларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалған еди.
11 Xuningƣa ohxax ximal tǝripidimu uzunluⱪi yüz gǝz kelidiƣan pǝrdǝ bar idi. Pǝrdilǝrni esixⱪa yigirmǝ hada wǝ hadilarning yigirmǝ tǝglikini u mistin yasidi. Hadilarning ilmǝkliri wǝ baldaⱪliri kümüxtin yasalƣanidi.
Шуниңға охшаш шимал тәрипидиму узунлуғи йүз гәз келидиған пәрдә бар еди. Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада вә хадиларниң жигирмә тәглигини у мистин ясиди. Хадиларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалған еди.
12 Xuningƣa ohxax ƣǝrb tǝripidǝ uzunluⱪi ǝllik gǝz kelidiƣan pǝrdǝ bar idi; pǝrdilǝrni esixⱪa on hada wǝ hadilarning on tǝglikini u mistin yasidi. Hadilarning ilmǝkliri wǝ baldaⱪliri kümüxtin yasaldi.
Шуниңға охшаш ғәрип тәрипидә узунлуғи әллик гәз келидиған пәрдә бар еди; пәрдиләрни есишқа он хада вә хадиларниң он тәглигини у мистин ясиди. Хадиларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалди.
13 Ⱨoylining xǝrⱪ tǝripi, yǝni kün qiⱪixⱪa yüzlǝngǝn tǝripining kǝngliki ǝllik gǝz idi.
Һойлиниң шәриқ тәрипи, йәни күн чиқишқа йүзләнгән тәрипиниң кәңлиги әллик гәз еди.
14 Bir tǝripidǝ on bǝx gǝz kelidiƣan pǝrdǝ bolup, uning üq hadisi bilǝn üq tǝgliki bar idi.
Бир тәрипидә он бәш гәз келидиған пәрдә болуп, униң үч хадиси билән үч тәглиги бар еди.
15 Yǝnǝ bir tǝripidimu on bǝx gǝz kelidiƣan pǝrdǝ bolup, uning üq hadisi bilǝn üq tǝgliki bar idi.
Йәнә бир тәрипидиму он бәш гәз келидиған пәрдә болуп, униң үч хадиси билән үч тәглиги бар еди.
16 Ⱨoylining qɵrisidiki pǝrdilǝrning ⱨǝmmisi nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttin tikilgǝnidi.
Һойлиниң чөрисидики пәрдиләрниң һәммиси непиз тоқулған ақ канап рәхттин тикилгән еди.
17 Ⱨoylining qɵrisidiki ⱨǝmmǝ hadilarning tǝgliki mistin, ularning ilmǝkliri wǝ baldaⱪliri kümüxtin yasaldi; hadilarning baxlirimu kümüxtin ⱪaplanƣanidi. Ⱨoylining qɵrisidiki ⱨǝmmǝ hadilar kümüxtin yasalƣan baldaⱪlar bilǝn bir-birigǝ qetildi.
Һойлиниң чөрисидики һәммә хадиларниң тәглиги мистин, уларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалди; хадиларниң башлириму күмүчтин қапланған еди. Һойлиниң чөрисидики һәммә хадилар күмүчтин ясалған балдақлар билән бир-биригә четилди.
18 Ⱨoylining kirix eƣizidiki pǝrdǝ nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhtkǝ kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiplar arilaxturulup, kǝxtiqilǝr tǝripidin kǝxtilǝndi; uning uzunluⱪi yigirmǝ gǝz, egizliki ⱨoylidiki pǝrdilǝrning egizlikigǝ ohxax bolup bǝx gǝz idi.
Һойлиниң кириш еғизидики пәрдә непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп, кәштичиләр тәрипидин кәштиләнди; униң узунлуғи жигирмә гәз, егизлиги һойлидики пәрдиләрниң егизлигигә охшаш болуп бәш гәз еди.
19 Uning tɵt hadisi bilǝn mistin yasalƣan tɵt tǝgliki bar idi; hadilarning ilmǝkliri kümüxtin yasaldi, ularning baxliri kümüx bilǝn ⱪaplandi wǝ baldaⱪliri kümüxtin yasaldi.
Униң төрт хадиси билән мистин ясалған төрт тәглиги бар еди; хадиларниң илмәклири күмүчтин ясалди, уларниң башлири күмүч билән қапланди вә балдақлири күмүчтин ясалди.
20 Muⱪǝddǝs qedirning ⱨǝm qɵrisidiki ⱨoylining barliⱪ miⱪ-ⱪozuⱪliri mistin yasaldi.
Муқәддәс чедирниң һәм чөрисидики һойлиниң барлиқ миқ-қозуқлири мистин ясалди.
21 Muⱪǝddǝs qedir, yǝni «ⱨɵküm-guwaⱨliⱪi qediri» üqün atalƣan materiyallarning sani tɵwǝndǝ hatirilǝngǝn (ular Musaning buyruⱪi bilǝn, kaⱨin Ⱨarunning oƣli Itamarning ⱪol astidiki Lawiylar mǝs’ul bolup sanaⱪtin ɵtküzülüp, [Hudaƣa] atalƣanidi): —
Муқәддәс чедир, йәни «һөкүм-гувалиғи чедири» үчүн аталған материялларниң сани төвәндә хатириләнгән (улар Мусаниң буйруғи билән, каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астидики Лавийлар мәсъул болуп санақтин өткүзүлүп, [Худаға] аталған еди): —
22 Yǝⱨuda ⱪǝbilisidin bolƣan Hurning nǝwrisi, Urining oƣli Bǝzalǝl Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣanning ⱨǝmmisini ada ⱪildi;
Йәһуда қәбилисидин болған Хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләл Пәрвәрдигар Мусаға буйруғанниң һәммисини ада қилди;
23 Dan ⱪǝbilisidin bolƣan Aⱨisamaⱪning oƣli Oⱨoliyab uning yardǝmqisi idi; u bolsa nǝⱪⱪaxliⱪ-oymiqiliⱪ ustisi, layiⱨiligüqi ⱨǝmdǝ kɵk, sɵsün, ⱪizil yiptin aⱪ kanap rǝhtkǝ kǝxtǝ tikǝlǝydiƣan usta idi.
Дан қәбилисидин болған Аһисамақниң оғли Оһолияб униң ярдәмчиси еди; у болса нәққашлиқ-оймичилиқ устиси, лайиһилигүчи һәмдә көк, сөсүн, қизил жиптин ақ канап рәхткә кәштә тикәләйдиған уста еди.
24 Muⱪǝddǝs qedirni yasaxⱪa ixlitilgǝn altun, yǝni «pulanglatma ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ kǝltürülgǝn altunning ⱨǝmmisi muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boyiqǝ yigirmǝ toⱪⱪuz talant yǝttǝ yüz ottuz xǝkǝl idi.
Муқәддәс чедирни ясашқа ишлитилгән алтун, йәни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә кәлтүрүлгән алтунниң һәммиси муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә жигирмә тоққуз талант йәттә йүз оттуз шәкәл еди.
25 Jamaǝt arisidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝn adǝmlǝr tǝripidin kǝltürülgǝn kümüx bolsa muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boyiqǝ bir yüz talant bir ming yǝttǝ yüz yǝtmix bǝx xǝkǝl idi.
Җамаәт арисидин санақтин өткүзүлгән адәмләр тәрипидин кәлтүрүлгән күмүч болса муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә бир йүз талант бир миң йәттә йүз йәтмиш бәш шәкәл еди.
26 Bu kümüx nopusi royhǝtkǝ elinƣan kixilǝrdin elinƣanidi — demǝk, kimki yigirmǝ yax ya uningdin qong, sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝrning ⱨǝrbiri bir beka, yǝni muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boyiqǝ yerim xǝkǝl kümüx bǝrdi. Sanaⱪtin ɵtkǝn kixi altǝ yüz üq ming bǝx yüz ǝllik kixi idi.
Бу күмүч нопуси ройхәткә елинған кишиләрдин елинған еди — демәк, кимки жигирмә яш я униңдин чоң, санақтин өткүзүлгәнләрниң һәр бири бир бека, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә йерим шәкәл күмүч бәрди. Санақтин өткән киши алтә йүз үч миң бәш йүз әллик киши еди.
27 Muⱪǝddǝs jayning tǝgliklirini ⱨǝm otturisidiki pǝrdining tǝgliklirini ⱪuyuxⱪa yüz talant kümüx kǝtti; yüz talant kümüxtin yüz tǝglik yasilip, ⱨǝrbir tǝglik üqün bir talant ixlitildi.
Муқәддәс җайниң тәгликлирини һәм оттурисидики пәрдиниң тәгликлирини қуюшқа йүз талант күмүч кәтти; йүз талант күмүчтин йүз тәглик ясилип, һәр бир тәглик үчүн бир талант ишлитилди.
28 U ⱪalƣan bir ming yǝttǝ yüz yǝtmix bǝx xǝkǝl kümüxtin hadilarning ilmǝklirini yasidi, ularning baxlirini ⱪaplidi, xuningdǝk ularni bir-birigǝ qatidiƣan baldaⱪlarni yasidi.
У қалған бир миң йәттә йүз йәтмиш бәш шәкәл күмүчтин хадиларниң илмәклирини ясиди, уларниң башлирини қаплиди, шуниңдәк уларни бир-биригә чатидиған балдақларни ясиди.
29 «Pulanglatma ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ kǝltürülgǝn mis bolsa yǝtmix talant, ikki ming tɵt yüz xǝkǝl qiⱪti.
«Пулаңлатма һәдийә» сүпитидә кәлтүрүлгән мис болса йәтмиш талант, икки миң төрт йүз шәкәл чиқти.
30 Buningdin u jamaǝt qedirining kirix eƣizining tǝgliklirini, mis ⱪurbangaⱨni, uning mis xalasi wǝ ⱪurbangaⱨning barliⱪ ǝswablirini,
Буниңдин у җамаәт чедириниң кириш еғизиниң тәгликлирини, мис қурбангаһни, униң мис шаласи вә қурбангаһниң барлиқ әсваплирини,
31 ⱨoylining qɵrisidiki hada tǝgliklirini, ⱨoylining kirix eƣizidiki tǝgliklǝrni, qedirning barliⱪ ⱪozuⱪlirini wǝ ⱨoylining qɵrisidiki ⱪozuⱪlarning ⱨǝmmisini yasidi.
һойлиниң чөрисидики хада тәгликлирини, һойлиниң кириш еғизидики тәгликләрни, чедирниң барлиқ қозуқлирини вә һойлиниң чөрисидики қозуқларниң һәммисини ясиди.