< Misirdin qiⱪix 37 >
1 Andin Bǝzalǝl ǝⱨdǝ sanduⱪini akatsiyǝ yaƣiqidin yasidi; uning uzunluⱪi ikki yerim gǝz, egizliki bir yerim gǝz, kǝngliki bir yerim gǝz idi.
Андин Бәзаләл әһдә сандуғини акатсийә яғичидин ясиди; униң узунлуғи икки йерим гәз, егизлиги бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз еди.
2 U uning iqi wǝ sirtini sap altun bilǝn ⱪaplidi, uning üstünki ⱪismining qɵrisigǝ altundin girwǝk qiⱪardi.
У униң ичи вә сиртини сап алтун билән қаплиди, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарди.
3 U uning üqün altundin tɵt ⱨalⱪa ⱪuyup, ularni uning tɵt qetiⱪiƣa bekitti; bir tǝripigǝ ikki ⱨalⱪa, yǝnǝ bir tǝripigǝ ikki ⱨalⱪa bekitti.
У униң үчүн алтундин төрт һалқа қуюп, уларни униң төрт четиқиға бекитти; бир тәрипигә икки һалқа, йәнә бир тәрипигә икки һалқа бекитти.
4 U ⱨǝm akatsiyǝ yaƣiqidin ikki baldaⱪ yasap, ⱨǝr ikkisini altun bilǝn ⱪaplidi;
У һәм акатсийә яғичидин икки балдақ ясап, һәр иккисини алтун билән қаплиди;
5 andin sanduⱪ ular arⱪiliⱪ kɵtürülsun dǝp, baldaⱪlarni sanduⱪning ikki yenidiki ⱨalⱪiliridin ɵtküzüp ⱪoydi.
андин сандуқ улар арқилиқ көтирилсун дәп, балдақларни сандуқниң икки йенидики һалқилиридин өткүзүп қойди.
6 U [sanduⱪning yapⱪuqi süpitidǝ] altundin uzunluⱪi ikki yerim gǝz, kǝngliki bir yerim gǝz bolƣan bir «kafarǝt tǝhti» yasidi.
У [сандуқниң япқучи сүпитидә] алтундин узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз болған бир «кафарәт тәхти» ясиди.
7 U ikki kerubni altundin soⱪup yasidi; ularni kafarǝt tǝhtining ikki tǝripigǝ ornatti;
У икки керубни алтундин соқуп ясиди; уларни кафарәт тәхтиниң икки тәрипигә орнатти;
8 bir kerubni bir tǝripigǝ, yǝnǝ bir kerubni yǝnǝ bir tǝripigǝ ornatti. U ikki tǝripidiki kerublarni kafarǝt tǝhti bilǝn bir gǝwdǝ ⱪildi.
бир керубни бир тәрипигә, йәнә бир керубни йәнә бир тәрипигә орнатти. У икки тәрипидики керубларни кафарәт тәхти билән бир гәвдә қилди.
9 Kerublar bir-birigǝ yüzlinip, ⱪanatlirini kafarǝt tǝhtining üstigǝ kerip, ⱪanatliri bilǝn uni yepip turatti; kerublarning yüzi kafarǝt tǝhtigǝ ⱪaritildi.
Керублар бир-биригә йүзлинип, қанатлирини кафарәт тәхтиниң үстигә керип, қанатлири билән уни йепип туратти; керубларниң йүзи кафарәт тәхтигә қаритилди.
10 U ⱨǝm xirǝni akatsiyǝ yaƣiqidin yasidi; uning uzunluⱪi ikki gǝz, kǝngliki bir gǝz, egizliki bir yerim gǝz idi.
У һәм ширәни акатсийә яғичидин ясиди; униң узунлуғи икки гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги бир йерим гәз еди.
11 U uni sap altun bilǝn ⱪaplap, uning üstünki ⱪismining qɵrisigǝ altundin girwǝk qiⱪardi.
У уни сап алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарди.
12 U xirǝning qɵrisigǝ tɵt ilik egizliktǝ bir lǝw yasidi; bu lǝwning qɵrisigimu altundin bir girwǝk qiⱪardi.
У ширәниң чөрисигә төрт илик егизликтә бир ләв ясиди; бу ләвниң чөрисигиму алтундин бир гирвәк чиқарди.
13 U xirǝgǝ altundin tɵt ⱨalⱪa yasap, bu ⱨalⱪilarni xirǝning tɵt burjikidiki qetiⱪⱪa ornatti.
У ширәгә алтундин төрт һалқа ясап, бу һалқиларни ширәниң төрт бүҗигидики четиққа орнатти.
14 Xirǝni kɵtürüxkǝ baldaⱪlar ɵtküzülsun dǝp, ⱨalⱪilar xirǝ lewigǝ yeⱪin bekitildi.
Ширәни көтиришкә балдақлар өткүзүлсун дәп, һалқилар ширә левигә йеқин бекитилди.
15 Xirǝ üqün u baldaⱪlarni akatsiyǝ yaƣiqidin yasap, altun bilǝn ⱪaplidi; xirǝ ular bilǝn kɵtürülǝtti.
Ширә үчүн у балдақларни акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиди; ширә улар билән көтириләтти.
16 U xirǝning üstigǝ ⱪoyulidiƣan barliⱪ buyumlarni, yǝni legǝnlirini, ⱪaqa-ⱪuqa tǝhsilirini, [«xarab ⱨǝdiyǝliri»ni] ⱪuyidiƣan ⱪǝdǝⱨ wǝ piyalilǝrning ⱨǝmmisini sap altundin yasidi.
У ширәниң үстигә қоюлидиған барлиқ буюмларни, йәни легәнлирини, қача-қуча тәхсилирини, [«шарап һәдийәлири»ни] қуйидиған қәдәһ вә пиялиләрниң һәммисини сап алтундин ясиди.
17 U ⱨǝm qiraƣdanni sap altundin yasidi; qiraƣdanni soⱪup yasidi; qiraƣdanning puti, ƣoli, ⱪǝdǝⱨliri, ƣunqiliri wǝ gülliri bir pütün altundin soⱪuldi.
У һәм чирақданни сап алтундин ясиди; чирақданни соқуп ясиди; чирақданниң пути, ғоли, қәдәһлири, ғунчилири вә гүллири бир пүтүн алтундин соқулди.
18 Qiraƣdanning ƣolining ikki yenidin altǝ xahqǝ qiⱪirildi — qiraƣdanning bir yenidin üq xahqǝ, uning yǝnǝ bir yenidin üq xahqǝ qiⱪirildi;
Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилди — чирақданниң бир йенидин үч шахчә, униң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилди;
19 bir yenidiki ⱨǝrbir xahqidǝ badam güli xǝklidǝ ƣunqisi wǝ qeqiki bolƣan üq ⱪǝdǝⱨ qiⱪirildi, yǝnǝ bir yenidiki ⱨǝrbir xahqidǝ badam güli xǝklidǝ ƣunqisi wǝ qeqiki bolƣan üq ⱪǝdǝⱨ qiⱪirildi. Qiraƣdanƣa qiⱪirilƣan altǝ xahqining ⱨǝmmisi xundaⱪ yasaldi.
бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилди, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилди. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалди.
20 Qiraƣdanning [ƣolidin] badam güli xǝklidǝ ƣunqisi wǝ qeqiki bolƣan tɵt ⱪǝdǝⱨ qiⱪirildi.
Чирақданниң [ғолидин] бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилди.
21 Bulardin baxⱪa [birinqi] ikki xahqining astida bir ƣunqǝ, [ikkinqi] ikki xahqining astida bir ƣunqǝ, [üqinqi] ikki xahqining astida bir ƣunqǝ yasalƣanidi; qiraƣdanƣa qiⱪirilƣan altǝ xahqining astining ⱨǝmmisi xundaⱪ idi.
Булардин башқа [биринчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [иккинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [үчинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә ясалған еди; чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң астиниң һәммиси шундақ еди.
22 Uning xu ƣunqiliri ⱨǝm xahqiliri qiraƣdan bilǝn bir gǝwdǝ ⱪilindi — bir pütün sap altundin soⱪup yasaldi.
Униң шу ғунчилири һәм шахчилири чирақдан билән бир гәвдә қилинди — бир пүтүн сап алтундин соқуп ясалди.
23 U qiraƣdanning yǝttǝ qiriƣini, xundaⱪla uning pilik ⱪayqiliri bilǝn küldanlirini sap altundin yasidi.
У чирақданниң йәттә чириғини, шундақла униң пилик қайчилири билән күлданлирини сап алтундин ясиди.
24 U qiraƣdan wǝ uning barliⱪ ǝswablirini bir talant sap altundin yasidi.
У чирақдан вә униң барлиқ әсваплирини бир талант сап алтундин ясиди.
25 U yǝnǝ huxbuygaⱨni akatsiyǝ yaƣiqidin yasidi. Uning uzunluⱪi bir gǝz, kǝngliki bir gǝz, egizliki ikki gǝz bolup, tɵt qasa ⱪilip yasaldi; [tɵt burjikidiki] münggüzlǝr uning bilǝn bir pütün ⱪilip yasaldi.
У йәнә хушбуйгаһни акатсийә яғичидин ясиди. Униң узунлуғи бир гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги икки гәз болуп, төрт часа қилип ясалди; [төрт бүҗигидики] мүңгүзләр униң билән бир пүтүн қилип ясалди.
26 U uni, yǝni uning üstini, tɵt ǝtrapini ⱨǝm münggüzlirini sap altun bilǝn ⱪaplidi; uning üsti ⱪismining qɵrisigǝ altundin girwǝk qiⱪardi.
У уни, йәни униң үстини, төрт әтрапини һәм мүңгүзлирини сап алтун билән қаплиди; униң үсти қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарди.
27 Uningƣa altundin ikki ⱨalⱪa yasap, uning girwikining astiƣa bekitti; ularni ikki yeniƣa udulmu’udul bekitti. Huxbuygaⱨni kɵtüridiƣan ikki baldaⱪni selix üqün bularni huxbuygaⱨning ikki tǝripigǝ orunlaxturdi.
Униңға алтундин икки һалқа ясап, униң гирвикиниң астиға бекитти; уларни икки йениға удулму удул бекитти. Хушбуйгаһни көтиридиған икки балдақни селиш үчүн буларни хушбуйгаһниң икки тәрипигә орунлаштурди.
28 U baldaⱪlarni akatsiyǝ yaƣiqidin yasap, altun bilǝn ⱪaplidi.
У балдақларни акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиди.
29 U ⱨǝm muⱪǝddǝs Mǝsiⱨlǝx meyini yasidi, andin ǝtirqi qiⱪarƣandǝk dora-dǝrmǝklǝrni tǝngxǝp sap huxbuyni yasidi.
У һәм муқәддәс Мәсиһләш мейини ясиди, андин әтирчи чиқарғандәк дора-дәрмәкләрни тәңшәп сап хушбуйни ясиди.