< Misirdin qiⱪix 35 >

1 Musa Israillarning pütkül jamaitini yiƣip ularƣa: — Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ ⱪilixⱪa buyruƣan ǝmrlǝr munulardur: —
Муса Исраилларниң пүткүл җамаитини жиғип уларға: — Пәрвәрдигар силәргә қилишқа буйруған әмирләр мунулардур: —
2 Altǝ kün ix-ǝmgǝk küni bolsun; lekin yǝttinqi küni silǝrgǝ nisbǝtǝn muⱪǝddǝs bir kün bolup, Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan aram alidiƣan xabat küni bolsun. Ⱨǝrkim xu künidǝ ix-ǝmgǝk ⱪilsa ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinsun.
Алтә күн иш-әмгәк күни болсун; лекин йәттинчи күни силәргә нисбәтән муқәддәс бир күн болуп, Пәрвәрдигарға аталған арам алидиған шабат күни болсун. Һәр ким шу күнидә иш-әмгәк қилса өлүмгә мәһкүм қилинсун.
3 Xabat künidǝ barliⱪ turalƣuliringlarda ⱨǝrgiz ot ⱪalimanglar, — dedi.
Шабат күнидә барлиқ туралғулириңларда һәргиз от қалимаңлар, — деди.
4 Musa Israillarning pütkül jamaitigǝ sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: — «Pǝrwǝrdigar buyruƣan ǝmr mana xuki: —
Муса Исраилларниң пүткүл җамаитигә сөз қилип мундақ деди: — «Пәрвәрдигар буйруған әмир мана шуки: —
5 Ɵzünglarning aranglardin Pǝrwǝrdigarƣa bir «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» kǝltürünglar; kɵngli haliƣanlarning ⱨǝrbiri Pǝrwǝrdigarƣa bir «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»sini kǝltürsun: yǝni altun, kümüx, mis,
Өзүңларниң араңлардин Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә» кәлтүрүңлар; көңли халиғанларниң һәр бири Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә»сини кәлтүрсун: йәни алтун, күмүч, мис,
6 kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yip, aⱪ kanap rǝht, ɵqkǝ tiwiti,
көк, сөсүн вә қизил жип, ақ канап рәхт, өшкә тивити,
7 ⱪizil boyalƣan ⱪoqⱪar terisi, delfin terisi, akatsiyǝ yaƣiqi,
қизил боялған қочқар териси, делфин териси, акатсийә яғичи,
8 qiraƣdan üqün zǝytun meyi, «mǝsiⱨlǝx meyi» bilǝn huxbuy üqün ixlitilidiƣan esil dora-dǝrmǝklǝr,
чирақдан үчүн зәйтун мейи, «мәсиһләш мейи» билән хушбуй үчүн ишлитилидиған есил дора-дәрмәкләр,
9 ǝfodⱪa ⱨǝm ⱪoxenƣa ornitilidiƣan ⱨeⱪiⱪ wǝ baxⱪa yaⱪutlarni kǝltürünglar».
әфодқа һәм қошенға орнитилидиған һеқиқ вә башқа яқутларни кәлтүрүңлар».
10 — «Aranglardiki barliⱪ maⱨir ustilar kelip Pǝrwǝrdigar buyruƣanning ⱨǝmmisini yasap bǝrsun:
— «Араңлардики барлиқ маһир устилар келип Пәрвәрдигар буйруғанниң һәммисини ясап бәрсун:
11 — [muⱪǝddǝs] qedir bilǝn uning iqki wǝ taxⱪi yopuⱪlirini, ilƣulirini, tahtaylirini, baldaⱪlirini, hadilirini wǝ bularning tǝgliklirini,
— [муқәддәс] чедир билән униң ички вә ташқи йопуқлирини, илғулирини, тахтайлирини, балдақлирини, хадилирини вә буларниң тәгликлирини,
12 ǝⱨdǝ sanduⱪi wǝ uning baldaⱪlirini, «kafarǝt tǝhti»ni, «ayrima pǝrdǝ-yopuⱪ»ni,
әһдә сандуғи вә униң балдақлирини, «кафарәт тәхти»ни, «айрима пәрдә-йопуқ»ни,
13 xirǝ wǝ uning baldaⱪlirini, uning barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqilirini wǝ «tǝⱪdim nanliri»ni,
ширә вә униң балдақлирини, униң барлиқ қача-қучилирини вә «тәқдим нанлири»ни,
14 yoruⱪluⱪ üqün yasalƣan qiraƣdan wǝ uning ǝswablirini, uning qiraƣliri wǝ qiraƣ meyini,
йоруқлуқ үчүн ясалған чирақдан вә униң әсваплирини, униң чирақлири вә чирақ мейини,
15 huxbuygaⱨ wǝ uning baldaⱪlirini, «Mǝsiⱨlǝx meyi»ni, dora-dǝrmǝklǝrdin ixlǝngǝn huxbuyni, muⱪǝddǝs qedirining kirix eƣizidiki «ixik pǝrdisi»ni,
хушбуйгаһ вә униң балдақлирини, «Мәсиһләш мейи»ни, дора-дәрмәкләрдин ишләнгән хушбуйни, муқәддәс чедириниң кириш еғизидики «ишик пәрдиси»ни,
16 kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪurbangaⱨi wǝ uning mis xalasini, baldaⱪlirini wǝ barliⱪ ǝswablirini, yuyunux desi wǝ uning tǝglikini,
көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи вә униң мис шаласини, балдақлирини вә барлиқ әсваплирини, жуюнуш деси вә униң тәглигини,
17 ⱨoylining pǝrdilirini, uning hadiliri wǝ ularning tǝgliklirini, ⱨoylining kirix eƣizidiki pǝrdini,
һойлиниң пәрдилирини, униң хадилири вә уларниң тәгликлирини, һойлиниң кириш еғизидики пәрдини,
18 qedirning mih-ⱪozuⱪlirini, ⱨoylining mih-ⱪozuⱪlirini, xundaⱪla barliⱪ tanilirini,
чедирниң миқ-қозуқлирини, һойлиниң миқ-қозуқлирини, шундақла барлиқ танилирини,
19 toⱪulidiƣan kiyimlǝr, yǝni muⱪǝddǝs jayning hizmitigǝ kaⱨinliⱪ hizmitidǝ kiyilidiƣan, Ⱨarun kaⱨinning muⱪǝddǝs kiyimlirini ⱨǝm uning oƣullirining kiyimlirini tǝyyar ⱪilsun».
тоқулидиған кийимләр, йәни муқәддәс җайниң хизмитигә каһинлиқ хизмитидә кийилидиған, Һарун каһинниң муқәддәс кийимлирини һәм униң оғуллириниң кийимлирини тәйяр қилсун».
20 Xuning bilǝn pütkül Israil jamaiti Musaning yenidin qiⱪip ketixti.
Шуниң билән пүткүл Исраил җамаити Мусаниң йенидин чиқип кетишти.
21 Andin kɵngli tartⱪanlarning ⱨǝrbiri, roⱨi ɵzlirigǝ türtkǝ bolƣanlarning ⱨǝrbiri kelip, jamaǝt qedirini yasaxⱪa, xundaⱪla qedirning hizmitidǝ ixlitilidiƣan barliⱪ sǝrǝmjanlarni yasaxⱪa wǝ muⱪǝddǝs kiyimlǝrni tikixkǝ Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan «pulanglatma ⱨǝdiyǝ»ni kǝltürgili turdi.
Андин көңли тартқанларниң һәр бири, роһи өзлиригә түрткә болғанларниң һәр бири келип, җамаәт чедирини ясашқа, шундақла чедирниң хизмитидә ишлитилидиған барлиқ сәрәмҗанларни ясашқа вә муқәддәс кийимләрни тикишкә Пәрвәрдигарға аталған «пулаңлатма һәдийә»ни кәлтүргили турди.
22 Ular ǝrlǝrmu, ayallarmu kelip, sunuxⱪa kɵngli hux bolƣanlarning ⱨǝrbiri ⱨǝdiyǝ kǝltürüp, bulapka, zirǝ-ⱨalⱪa, üzük, zunnar-bilǝzük ⱪatarliⱪ ⱨǝrhil altun buyumlarni elip kǝldi; altunni «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» ⱪilip berǝy degǝnlǝrning ⱨǝrbiri uni Pǝrwǝrdigarƣa sundi.
Улар әрләрму, аялларму келип, сунушқа көңли хуш болғанларниң һәр бири һәдийә кәлтүрүп, булапка, зирә-һалқа, үзүк, зуннар-биләйүзүк қатарлиқ һәр хил алтун буюмларни елип кәлди; алтунни «көтәрмә һәдийә» қилип берәй дегәнләрниң һәр бири уни Пәрвәрдигарға сунди.
23 Kimdǝ kɵk, sɵsün, ⱪizil yip bilǝn aⱪ kanap rǝht, ɵqkǝ tiwiti, ⱪizil boyalƣan ⱪoqⱪar terisi wǝ delfin terisi bolsa, xularni elip kelixti.
Кимдә көк, сөсүн, қизил жип билән ақ канап рәхт, өшкә тивити, қизил боялған қочқар териси вә делфин териси болса, шуларни елип келишти.
24 Kümüx ya mistin kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ kǝltürǝy degǝnlǝrning ⱨǝrbiri xuni Pǝrwǝrdigarƣa ⱨǝdiyǝ ⱪilip sundi. Kimdǝ qedirning hizmitidǝ ixlitilidiƣan ⱨǝrhil sǝrǝmjanlarƣa yariƣudǝk akatsiyǝ yaƣiqi bolsa, uni elip kǝldi.
Күмүч я мистин көтәрмә һәдийә кәлтүрәй дегәнләрниң һәр бири шуни Пәрвәрдигарға һәдийә қилип сунди. Кимдә чедирниң хизмитидә ишлитилидиған һәр хил сәрәмҗанларға яриғидәк акатсийә яғичи болса, уни елип кәлди.
25 Ⱪoli qewǝr ayallarning ⱨǝrbiri ɵz ⱪolliri bilǝn egirip, xu egirgǝn yip wǝ rǝhtlǝrni, yǝni kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yip bilǝn aⱪ kanap rǝhtlǝrni kǝltürdi,
Қоли чевәр аялларниң һәр бири өз қоллири билән егирип, шу егиргән жип вә рәхтләрни, йәни көк, сөсүн вә қизил жип билән ақ канап рәхтләрни кәлтүрди,
26 Xuningdǝk kɵngli ⱪozƣalƣan ayallarning ⱨǝmmisi ⱨünirini ixlitip ɵqkǝ tiwitidin yip egirixti.
Шуниңдәк көңли қозғалған аялларниң һәммиси һүнирини ишлитип өшкә тивитидин жип егиришти.
27 Əmirlǝr ǝfod wǝ ⱪoxenƣa ornitilidiƣan ⱨeⱪiⱪlar wǝ yaⱪutlarni,
Әмирләр әфод вә қошенға орнитилидиған һеқиқлар вә яқутларни,
28 dora-dǝrmǝklǝrni, qiraƣⱪa wǝ mǝsiⱨlǝx meyiƣa ixlitilidiƣan zǝytun meyini, huxbuyƣa ixlitilidiƣan esil dora-dǝrmǝklǝrni kǝltürdi.
дора-дәрмәкләрни, чираққа вә мәсиһләш мейиға ишлитилидиған зәйтун мейини, хушбуйға ишлитилидиған есил дора-дәрмәкләрни кәлтүрди.
29 Xu tǝriⱪidǝ Israillar Pǝrwǝrdigar Musaning wasitisi bilǝn buyruƣan ixlarning ⱨǝrⱪaysiƣa bir nǝrsǝ berixkǝ kɵngli tartⱪan bolsa, ǝr bolsun ayal bolsun ⱨǝrbiri xuni elip kelip, Pǝrwǝrdigarƣa atap ihtiyariy ⱨǝdiyǝ bǝrdi.
Шу тәриқидә Исраиллар Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән буйруған ишларниң һәр қайсиға бир нәрсә беришкә көңли тартқан болса, әр болсун аял болсун һәр бири шуни елип келип, Пәрвәрдигарға атап ихтиярий һәдийә бәрди.
30 Andin Musa Israillarƣa mundaⱪ dedi: — «Mana, Pǝrwǝrdigar Yǝⱨuda ⱪǝbilisidin hurning nǝwrisi, Urining oƣli Bǝzalǝlni ismini atap qaⱪirip,
Андин Муса Исраилларға мундақ деди: — «Мана, Пәрвәрдигар Йәһуда қәбилисидин хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләлни исмини атап чақирип,
31 uni Hudaning Roⱨi bilǝn toldurup, uningƣa danaliⱪ, ǝⱪil-parasǝt, ilim-ⱨekmǝt igilitip, uni ⱨǝrtürlük ixni ⱪilixⱪa ⱪabiliyǝtlik ⱪilip,
уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип,
32 uni türlük-türlük ⱨünǝrlǝrni ⱪilalaydiƣan — altun, kümüx wǝ mis ixlirini ⱪilalaydiƣan,
уни түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған — алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған,
33 yaⱪutlarni kesip-oyalaydiƣan, zinnǝt buyumliriƣa ornitalaydiƣan, yaƣaqlarƣa nǝⱪix qiⱪiralaydiƣan, ⱨǝrhil ⱨünǝr ixlirini ⱪamlaxturalaydiƣan ⱪildi.
яқутларни кесип-оялайдиған, зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилди.
34 U yǝnǝ uning kɵngligǝ, xuningdǝk ⱨǝm Dan ⱪǝbilisidin bolƣan Aⱨisamaⱪning oƣli Oⱨoliyabning kɵngligǝ [baxⱪilarƣa] ⱨünǝr ɵgitix niyǝt-istikini selip,
У йәнә униң көңлигә, шуниңдәк һәм Дан қәбилисидин болған Аһисамақниң оғли Оһолиябниң көңлигә [башқиларға] һүнәр үгитиш нийәт-истикини селип,
35 ularning kɵngüllirini danaliⱪ-ⱨekmǝt bilǝn toldurup, ularni ⱨǝrhil nǝⱪⱪaxliⱪ-oymiqiliⱪ ixliriƣa maⱨir ⱪilip, kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yip bilǝn aⱪ kanap rǝht bilǝn kǝxtiqilik ⱪilixⱪa ⱨǝmdǝ bapkarliⱪⱪa iⱪtidarliⱪ ⱪildi. Xuning bilǝn ular ⱨǝrhil ⱨünǝr ixlirining wǝ ⱨǝrhil layiⱨilǝx ixlirining ⱨɵddisidin qiⱪalaydiƣan boldi.
уларниң көңүллирини даналиқ-һекмәт билән толдуруп, уларни һәр хил нәққашлиқ-оймичилиқ ишлириға маһир қилип, көк, сөсүн вә қизил жип билән ақ канап рәхт билән кәштичилик қилишқа һәмдә бапкарлиққа иқтидарлиқ қилди. Шуниң билән улар һәр хил һүнәр ишлириниң вә һәр хил лайиһиләш ишлириниң һөддисидин чиқалайдиған болди.

< Misirdin qiⱪix 35 >