< Misirdin qiⱪix 34 >
1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Sǝn awwalⱪiƣa ohxax ɵzüng üqün taxtin ikki tahtayni yonup kǝl; Mǝn bu tahtaylarƣa sǝn ilgiri qeⱪiwǝtkǝn tahtaylardiki sɵzlǝrni yezip ⱪoyimǝn.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән авалқиға охшаш өзүң үчүн таштин икки тахтайни йонуп кәл; Мән бу тахтайларға сән илгири чеқивәткән тахтайлардики сөзләрни йезип қойимән.
2 Sǝn ǝtǝ ǝtigǝngiqǝ tǝyyar bolup, sǝⱨǝrdǝ Sinay teƣiƣa qiⱪip, xu yǝrdǝ taƣning qoⱪⱪisida Mening aldimda ⱨazir bolƣin.
Сән әтә әтигәнгичә тәйяр болуп, сәһәрдә Синай теғиға чиқип, шу йәрдә тағниң чоққисида Мениң алдимда һазир болғин.
3 Lekin ⱨeq kixi sǝn bilǝn billǝ qiⱪmisun wǝ yaki taƣning ⱨeq yeridǝ baxⱪa adǝm kɵrünmisun, ⱪoy-kalilarmu taƣning tüwidǝ otlimisun, — dedi.
Лекин һеч киши сән билән биллә чиқмисун вә яки тағниң һеч йеридә башқа адәм көрүнмисун, қой-калиларму тағниң түвидә отлимисун, — деди.
4 Musa awwalⱪiƣa ohxax taxtin ikki tahtayni yonup, ǝtisi tang sǝⱨǝr ⱪopup, bu ikki tax tahtayni ⱪolida elip, Pǝrwǝrdigarning buyruƣini boyiqǝ Sinay teƣiƣa qiⱪti.
Муса авалқиға охшаш таштин икки тахтайни йонуп, әтиси таң сәһәр қопуп, бу икки таш тахтайни қолида елип, Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә Синай теғиға чиқти.
5 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar bulutta qüxüp, xu yǝrdǝ Musaning ⱪexida turup, «Yaⱨwǝⱨ» degǝn namini jakarlidi.
Шуниң билән Пәрвәрдигар булутта чүшүп, шу йәрдә Мусаниң қешида туруп, «Яһвәһ» дегән намини җакалиди.
6 Pǝrwǝrdigar uning kɵz aldidin ɵtüp: — «Pǝrwǝrdigar, Pǝrwǝrdigar, rǝⱨimdil wǝ meⱨir-xǝpⱪǝtliktur, asan ƣǝzǝplǝnmǝydiƣan, xapaǝt bilǝn wapasi kǝng Tǝngridur,
Пәрвәрдигар униң көз алдидин өтүп: — «Пәрвәрдигар, Пәрвәрдигар, рәһимдил вә меһри-шәпқәтликтур, асан ғәзәпләнмәйдиған, шапаәт билән вапаси кәң Тәңридур,
7 mingliƣan-on mingliƣanlarƣa rǝⱨim-xapaǝt kɵrsitip, ⱪǝbiⱨlik, asiyliⱪ wǝ gunaⱨni kǝqürgüqidur; lekin u gunaⱨkarlarni ⱨǝrgiz gunaⱨsiz dǝp ⱪarimaydiƣan, bǝlki atilarning ⱪǝbiⱨlikining jazasini baliliri wǝ nǝwrlirigiqǝ, xundaⱪla üqinqi wǝ tɵtinqi ǝwladiƣiqǝ yüklǝydiƣan [Tǝngridur]» — dǝp jakarlidi.
миңлиған-он миңлиғанларға рәһим-шапаәт көрситип, қәбиһлик, асийлиқ вә гунани кәчүргүчидур; лекин у гунакарларни һәргиз гунасиз дәп қаримайдиған, бәлки атиларниң қәбиһлигиниң җазасини балилири вә нәврлиригичә, шундақла үчинчи вә төртинчи әвладиғичә жүкләйдиған [Тәңридур]» — дәп җакалиди.
8 Xuning bilǝn Musa dǝrⱨal yǝrgǝ bax ⱪoyup sǝjdǝ ⱪilip: —
Шуниң билән Муса дәрһал йәргә баш қоюп сәҗдә қилип: —
9 — Əy Rǝb, ǝgǝr mǝn rasttinla nǝziringdǝ iltipat tapⱪan bolsam, undaⱪta i Rǝb, arimizda biz bilǝn mangƣaysǝn; qünki bu hǝlⱪ dǝrwǝⱪǝ boyni ⱪattiⱪ bir hǝlⱪtur; bizning ⱪǝbiⱨlikimizni wǝ gunaⱨimizni kǝqürgǝysǝn, bizni Ɵz mirasing boluxⱪa ⱪobul ⱪilƣaysǝn! — dedi.
— Әй Рәб, әгәр мән растинла нәзириңдә илтипат тапқан болсам, ундақта и Рәб, аримизда биз билән маңғайсән; чүнки бу хәлиқ дәрвәқә бойни қаттиқ бир хәлиқтур; бизниң қәбиһлигимизни вә гунайимизни кәчүргәйсән, бизни Өз мирасиң болушқа қобул қилғайсән! — деди.
10 Xuning bilǝn u Musaƣa: — Mana, Mǝn bir ǝⱨdǝ tüzimǝn; sening barliⱪ hǝlⱪing aldida pütkül yǝr yüzining ⱨeqbir jayida yaki ⱨeqbir ǝl arisida ⱪilinip baⱪmiƣan mɵjizilǝrni yaritimǝn. Xuning bilǝn sǝn arisida bolƣan hǝlⱪingning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarning [karamǝt] ǝmǝlini kɵridu; qünki Mening silǝrgǝ ⱪilidiƣan ǝmǝlim dǝrwǝⱪǝ dǝⱨxǝtlik ix bolidu.
Шуниң билән у Мусаға: — Мана, Мән бир әһдә түзимән; сениң барлиқ хәлқиң алдида пүткүл йәр йүзиниң һеч бир җайида яки һеч бир әл арисида қилинип бақмиған мөҗизиләрни яритимән. Шуниң билән сән арисида болған хәлқиңниң һәммиси Пәрвәрдигарниң [карамәт] әмәлини көриду; чүнки Мениң силәргә қилидиған әмәлим дәрвәқә дәһшәтлик иш болиду.
11 Mǝn bügün sanga tapilaydiƣan ǝmrlirimni tutⱪin; mana, Mǝn silǝrning aldinglardin Amoriy, Ⱪanaaniy, Ⱨittiy, Pǝrizziy, Ⱨiwiy wǝ Yǝbusiylarni ⱨǝydǝp qiⱪirimǝn.
Мән бүгүн саңа тапилайдиған әмирлиримни тутқин; мана, Мән силәрниң алдиңлардин Аморий, Ⱪананий, Һиттий, Пәриззий, Һивий вә Йәбусийларни һайдап чиқиримән.
12 Əmdi ⱨezi bolƣinki, sǝn baridiƣan zeminda turuwatⱪanlar bilǝn ⱨeq ǝⱨdǝ baƣlaxmiƣin; bolmisa, bu ix silǝrgǝ tuzaⱪ bolidu;
Әнди һези болғинки, сән баридиған зиминда туруватқанлар билән һеч әһдә бағлашмиғин; болмиса, бу иш силәргә қапқан болиду;
13 bǝlki silǝr ularning ⱪurbangaⱨlirini qɵwüp, but tüwrüklirini sundurup, «axǝraⱨ» butlirini kesip taxlanglar.
бәлки силәр уларниң қурбангаһлирини чөвүп, бут түврүклирини сундуруп, «ашәраһ» бутлирини кесип ташлаңлар.
14 Qünki sǝn ⱨeqⱪandaⱪ baxⱪa ilaⱨⱪa ibadǝt ⱪilmasliⱪing kerǝk — qünki Mǝnki Pǝrwǝrdigarning nami «Wapasizliⱪⱪa Ⱨǝsǝt Ⱪilƣuqi» bolup, ⱨǝsǝt ⱪilƣuqi bir ilaⱨdurmǝn.
Чүнки сән һеч қандақ башқа илаһқа ибадәт қилмаслиғиң керәк — чүнки Мәнки Пәрвәрдигарниң нами «Вапасизлиққа Һәсәт Қилғучи» болуп, һәсәт қилғучи бир илаһдурмән.
15 Bolmisa, xu zeminda turuwatⱪanlar bilǝn ǝⱨdǝ tüzüxüng mumkin; andin ular ilaⱨlirining kǝynidin yürüp buzuⱪqiliⱪ ⱪilip, ilaⱨliriƣa ⱪurbanliⱪlar ɵtküzginidǝ, silǝrni qaⱪirsa ularning ⱪurbanliⱪliridin yǝp ketixinglar mumkin;
Болмиса, шу зиминда туруватқанлар билән әһдә түзүшүң мүмкин; андин улар илаһлириниң кәйнидин жүрүп бузуқчилиқ қилип, илаһлириға қурбанлиқлар өткүзгинидә, силәрни чақирса уларниң қурбанлиқлиридин йәп кетишиңлар мүмкин;
16 sǝn xundaⱪla yǝnǝ ularning ⱪizlirini oƣulliringƣa hotunluⱪⱪa elip berixing mumkin; u ⱪizlar ɵz ilaⱨlirining kǝynidin yürüp buzuⱪqiliⱪ ⱪilƣinida, ular oƣulliringnimu ɵz ilaⱨlirining arⱪisidin mangƣuzup, buzuⱪqiliⱪ ⱪilduruxi mumkin.
сән шундақла йәнә уларниң қизлирини оғуллириңға хотунлуққа елип беришиң мүмкин; у қизлар өз илаһлириниң кәйнидин жүрүп бузуқчилиқ қилғинида, улар оғуллириңниму өз илаһлириниң арқисидин маңғузуп, бузуқчилиқ қилдуруши мүмкин.
17 Ɵzüng üqün ⱨeqⱪandaⱪ ⱪuyma butlarni yasatmiƣin.
Өзүң үчүн һеч қандақ қуйма бутларни ясатмиғин.
18 Petir nan ⱨeytini tutunglar; Mening ǝmr ⱪilƣinimdǝk Abib eyida, bekitilgǝn waⱪitta yǝttǝ kün petir nan yǝnglar. Qünki silǝr Abib eyida Misirdin qiⱪⱪansilǝr.
Петир нан һейтини тутуңлар; Мениң әмир қилғинимдәк Абиб ейида, бекитилгән вақитта йәттә күн петир нан йәңлар. Чүнки силәр Абиб ейида Мисирдин чиққансиләр.
19 Baliyatⱪuning tunji mewisi Meningki bolidu; qarpay malliringning iqidin dǝslǝp tuƣulƣan ǝrkǝklǝr, kala bolsun, ⱪoy bolsun ularning tunjilirining ⱨǝmmisi Meningki bolsun.
Балиятқуниң тунҗа мевиси Мениңки болиду; чарпай маллириңниң ичидин дәсләп туғулған әркәкләр, кала болсун, қой болсун уларниң тунҗилириниң һәммиси Мениңки болсун.
20 Lekin exǝklǝrning tunji tǝhǝylirining orniƣa ⱪoza bilǝn bǝdǝl tɵlixing lazim bolidu. Əgǝr orniƣa [ⱪoza] bǝrmisǝng, tǝhǝyning boynini sunduruwǝtkin. Tunji oƣulliringni bolsa, ularƣa bǝdǝl tɵlǝp ⱪayturuwal. Ⱨeqkim Mening ⱨuzurumƣa ⱪuruⱪ ⱪol kǝlmisun.
Лекин ешәкләрниң тунҗа тәхәйлириниң орниға қоза билән бәдәл төлишиң лазим болиду. Әгәр орниға [қоза] бәрмисәң, тәхәйниң бойнини сундурувәткин. Тунҗи оғуллириңни болса, уларға бәдәл төләп қайтурувал. Һеч ким Мениң һозурумға қуруқ қол кәлмисун.
21 Sǝn altǝ kün iqidǝ ix-ǝmǝlingni ⱪilip, yǝttinqi küni aram elixing zɵrür; yǝr ⱨǝydǝx waⱪti bolsun, orma waⱪti bolsun, aram elixing zɵrür.
Сән алтә күн ичидә иш-әмәлиңни қилип, йәттинчи күни арам елишиң зөрүр; йәр һайдаш вақти болсун, орма вақти болсун, арам елишиң зөрүр.
22 Yengi buƣdayning tunji ⱨosulini tǝbriklǝydiƣan «ⱨǝptilǝr ⱨeyti»ni ɵtküzünglar; yilning ahirida «ⱨosul yiƣix ⱨeyti»ni ɵtküzünglar.
Йеңи буғдайниң тунҗа һосулини тәбрикләйдиған «һәптиләр һейти»ни өткүзүңлар; жилниң ахирида «һосул жиғиш һейти»ни өткүзүңлар.
23 Sening ⱨǝrbir ǝrkǝk kixiliring yilda üq ⱪetim Israilning Hudasi bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigarning aldiƣa ⱨazir bolsun.
Сениң һәр бир әркәк кишилириң жилда үч қетим Исраилниң Худаси болған Рәб Пәрвәрдигарниң алдиға һазир болсун.
24 Qünki Mǝn taipilǝrni aldingdin ⱨǝydiwetip, qegraliringni kengǝytimǝn; xuningdǝk sǝn yilda üq ⱪetim Pǝrwǝrdigar Hudayingning aldiƣa ⱨazir boluxⱪa qiⱪip barsang, ⱨeqkim yeringgǝ kɵz ⱪirini salmaydu.
Чүнки Мән таипиләрни алдиңдин һайдиветип, чегаралириңни кеңәйтимән; шуниңдәк сән жилда үч қетим Пәрвәрдигар Худайиңниң алдиға һазир болушқа чиқип барсаң, һеч ким йериңгә көз қирини салмайду.
25 Manga sunulidiƣan ⱪurbanliⱪning ⱪenini boldurulƣan nan bilǝn billǝ sunmiƣin; yaki ɵtüp ketix ⱨeytining ⱪurbanliⱪining gɵxini ǝtigǝ ⱪaldurma.
Маңа сунулидиған қурбанлиқниң қенини болдурулған нан билән биллә сунмиғин; яки өтүп кетиш һейтиниң қурбанлиғиниң гөшини әтигә қалдурма.
26 Zeminingning dǝslǝpki ⱨosulidin tunji mǝⱨsulatlarni Pǝrwǝrdigar Hudayingning ɵyigǝ kǝltürüp ata. Oƣlaⱪni anisining sütidǝ ⱪaynitip pixurma.
Зиминиңниң дәсләпки һосулидин тунҗа мәһсулатларни Пәрвәрдигар Худайиңниң өйигә кәлтүрүп ата. Оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарма.
27 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Bu sɵzlǝrni ɵzüng üqün yeziwalƣin; qünki Mǝn muxu sɵzlǝrni asas ⱪilip sǝn bilǝn wǝ Israil bilǝn ǝⱨdǝ baƣlidim, dedi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Бу сөзләрни өзүң үчүн йезивалғин; чүнки Мән мошу сөзләрни асас қилип сән билән вә Исраил билән әһдә бағлидим, деди.
28 U waⱪitta Musa xu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigarning ⱨuzurida ⱪiriⱪ keqǝ-kündüz turdi; u ⱨeqnǝrsǝ yemidi, ⱨeq su iqmidi. U yǝrdǝ [Pǝrwǝrdigar] tahtaylarƣa ǝⱨdining sɵzliri bolƣan on ǝmrni pütti.
У вақитта Муса шу йәрдә Пәрвәрдигарниң һозурида қириқ кечә-күндүз турди; у һеч нәрсә йемиди, һеч су ичмиди. У йәрдә [Пәрвәрдигар] тахтайларға әһдиниң сөзлири болған он әмирни пүтти.
29 Musa Sinay teƣidin qüxkǝndǝ xundaⱪ boldiki (u taƣdin qüxkǝndǝ ikki ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ tahtiyi uning ⱪolida idi), ɵzining [Pǝrwǝrdigar] bilǝn sɵzlǝxkini üqün yüzining parⱪirap kǝtkinini bilmǝytti.
Муса Синай теғидин чүшкәндә шундақ болдики (у тағдин чүшкәндә икки һөкүм-гувалиқ тахтийи униң қолида еди), өзиниң [Пәрвәрдигар] билән сөзләшкини үчүн йүзиниң пақирап кәткинини билмәйтти.
30 Əmdi Ⱨarun wǝ barliⱪ Israillar Musani kɵrdi, mana, uning yüz terisi parⱪirap turatti; ular uningƣa yeⱪin berixtin ⱪorⱪuxti.
Әнди Һарун вә барлиқ Исраиллар Мусани көрди, мана, униң йүз териси пақирап туратти; улар униңға йеқин бериштин қорқушти.
31 Lekin Musa ularni qaⱪiriwidi, Ⱨarun wǝ jamaǝtning barliⱪ baxliri yenip, uning ⱪexiƣa kǝldi; Musa ular bilǝn sɵzlǝxti.
Лекин Муса уларни чақиривиди, Һарун вә җамаәтниң барлиқ башлири йенип, униң қешиға кәлди; Муса улар билән сөзләшти.
32 Xuningdin keyin, barliⱪ Israillar uning yeniƣa kǝldi; u waⱪitta Musa Pǝrwǝrdigar ɵzigǝ Sinay teƣida sɵz ⱪilƣinida tapxurƣan barliⱪ ǝmrlǝrni ularƣa tapilidi.
Шуниңдин кейин, барлиқ Исраиллар униң йениға кәлди; у вақитта Муса Пәрвәрдигар өзигә Синай теғида сөз қилғинида тапшурған барлиқ әмирләрни уларға тапилиди.
33 Musa ularƣa dǝydiƣinini dǝp tügǝtti. U [sɵzligǝndǝ] yüzigǝ bir qümpǝrdǝ tartiwalƣanidi;
Муса уларға дәйдиғинини дәп түгәтти. У [сөзлигәндә] йүзигә бир чүмпәрдә тартивалған еди;
34 Ⱪaqanki Musa Pǝrwǝrdigar bilǝn sɵzlixixkǝ uning ⱨuzuriƣa kirsǝ, qümpǝrdini eliwetǝtti, taki u yenip qiⱪⱪuqǝ xundaⱪ bolatti; yenip qiⱪⱪanda ɵzigǝ nemǝ tapilanƣan bolsa, xuni Israillarƣa eytip berǝtti.
Қачанки Муса Пәрвәрдигар билән сөзлишишкә униң һозуриға кирсә, чүмпәрдини еливетәтти, таки у йенип чиққичә шундақ болатти; йенип чиққанда өзигә немә тапиланған болса, шуни Исраилларға ейтип берәтти.
35 Israillar Musaning yüz terisining parⱪirap turƣinini kɵrǝtti; xunga Musa yǝnǝ taki Pǝrwǝrdigar bilǝn sɵzlǝxkili uning ⱨuzuriƣa kirgüqǝ yüzigǝ qümpǝrdǝ tartiwalatti.
Исраиллар Мусаниң йүз терисиниң пақирап турғинини көрәтти; шуңа Муса йәнә таки Пәрвәрдигар билән сөзләшкили униң һозуриға киргичә йүзигә чүмпәрдә тартивалатти.