< Misirdin qiⱪix 32 >

1 Hǝlⱪ Musaning taƣdin qüxmǝy ⱨayal bolup ⱪalƣinini kɵrüp, Ⱨarunning ⱪexiƣa yiƣilip uningƣa: — Sǝn ⱪopup, bizgǝ aldimizda yol baxlap mangidiƣan bir ilaⱨ yasap bǝrgin! Qünki bizni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Musa degǝn ⱨeliⱪi kixigǝ nemǝ bolup kǝtkǝnlikini bilmǝymiz, — deyixti.
Хәлиқ Мусаниң тағдин чүшмәй һаял болуп қалғинини көрүп, Һарунниң қешиға жиғилип униңға: — Сән қопуп, бизгә алдимизда йол башлап маңидиған бир илаһ ясап бәргин! Чүнки бизни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Муса дегән һелиқи кишигә немә болуп кәткәнлигини билмәймиз, — дейишти.
2 Ⱨarun ularƣa: — Hotunliringlar bilǝn oƣul-ⱪizliringlarning ⱪulaⱪliridiki altun zirǝ ⱨalⱪilarni qiⱪirip, mening ⱪeximƣa elip kelinglar, dedi.
Һарун уларға: — Хотунлириңлар билән оғул-қизлириңларниң қулақлиридики алтун зирә һалқиларни чиқирип, мениң қешимға елип келиңлар, деди.
3 Xuning bilǝn pütkül hǝlⱪ ɵz ⱪulaⱪliridiki altun zirǝ ⱨalⱪilarni qiⱪirip Ⱨarunning ⱪexiƣa elip kǝldi.
Шуниң билән пүткүл хәлиқ өз қулақлиридики алтун зирә һалқиларни чиқирип Һарунниң қешиға елип кәлди.
4 U bularni ularning ⱪolidin elip, iskinǝ bilǝn ⱪuyma bir mozayni yasatⱪuzdi. Xuning bilǝn ular: — Əy Israil, seni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Hudayinglar mana budur! — deyixti.
У буларни уларниң қолидин елип, искинә билән қуйма бир мозайни ясатқузди. Шуниң билән улар: — Әй Исраил, сени Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар мана будур! — дейишти.
5 Ⱨarun uni kɵrüp uning aldida bir ⱪurbangaⱨni yasitip andin: «Ətǝ Pǝrwǝrdigar üqün bir ⱨeyt ɵtküzülidu», dǝp elan ⱪildi.
Һарун уни көрүп униң алдида бир қурбангаһни яситип андин: «Әтә Пәрвәрдигар үчүн бир һейт өткүзүлиду», дәп елан қилди.
6 Ətisi ular sǝⱨǝr ⱪopup, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni sunup, inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirinimu kǝltürdi; andin halayiⱪ olturup yǝp-iqixti, ⱪopup ǝyx-ixrǝt ⱪilixti.
Әтиси улар сәһәр қопуп, көйдүрмә қурбанлиқларни сунуп, енақлиқ қурбанлиқлириниму кәлтүрди; андин халайиқ олтирип йәп-ичишти, қопуп әйш-ишрәт қилишти.
7 Xu qaƣda Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Ornungdin tur, tezdin pǝskǝ qüxkin! Qünki sǝn Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn hǝlⱪing buzuⱪqiliⱪⱪa berilip kǝtti.
Шу чағда Пәрвәрдигар Мусаға: — Орнуңдин тур, тездин пәскә чүшкин! Чүнки сән Мисир зиминидин чиқирип кәлгән хәлқиң бузуқчилиққа берилип кәтти.
8 Mǝn ularƣa buyruƣan yoldin xunqǝ tezla qǝtnǝp, ɵzliri üqün bir ⱪuyma mozayni yasap, uningƣa qoⱪunup ⱪurbanliⱪ kǝltürüxti ⱨǝmdǝ: «Əy Israil, seni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Hudaying mana xudur!», deyixti, — dedi.
Мән уларға буйруған йолдин шунчә тезла чәтнәп, өзлири үчүн бир қуйма мозайни ясап, униңға чоқунуп қурбанлиқ кәлтүрүшти һәмдә: «Әй Исраил, сени Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиң мана шудур!», дейишти, — деди.
9 Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Mana, bu hǝlⱪni kɵrüp ⱪoydum; mana, ular dǝrwǝⱪǝ boyni ⱪattiⱪ bir hǝlⱪtur.
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Мана, бу хәлиқни көрүп қойдум; мана, улар дәрвәқә бойни қаттиқ бир хәлиқтур.
10 Əmdi Meni tosma, Mǝn ƣǝzǝp otumni ularning üstigǝ qüxürüp, ularni yutuwetimǝn; andin seni uluƣ bir ǝl ⱪilimǝn, — dedi.
Әнди Мени тосма, Мән ғәзәп отумни уларниң үстигә чүшүрүп, уларни жутуветимән; андин сени улуқ бир әл қилимән, — деди.
11 Lekin Musa Hudasi Pǝrwǝrdigardin ɵtünüp iltija ⱪilip mundaⱪ dedi: — Əy Pǝrwǝrdigar, nemixⱪa sǝn ƣǝzǝp otungni Ɵzüng zor ⱪudrǝt wǝ küqlük ⱪol bilǝn Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn hǝlⱪingning üstigǝ qüxürisǝn?
Лекин Муса Худаси Пәрвәрдигардин өтүнүп илтиҗа қилип мундақ деди: — Әй Пәрвәрдигар, немишкә сән ғәзәп отуңни Өзүң зор қудрәт вә күчлүк қол билән Мисир зиминидин чиқирип кәлгән хәлқиңниң үстигә чүшүрисән?
12 Misirliⱪlar mazaⱪ ⱪilip: — Ularning bexiƣa bala qüxürüx üqün, ularni taƣlarning üstidǝ ɵltürüp yǝr yüzidin yoⱪitix üqün, [ularning Hudasi] ularni elip kǝtti, — deyixsunmu? Ɵz otluⱪ ƣǝzipingdin yenip, Ɵz hǝlⱪinggǝ balayi’apǝt kǝltürüx niyitingdin yanƣaysǝn!
Мисирлиқлар мазақ қилип: — Уларниң бешиға бала чүшүрүш үчүн, уларни тағларниң үстидә өлтүрүп йәр йүзидин йоқитиш үчүн, [уларниң Худаси] уларни елип кәтти, — дейишсунму? Өз отлуқ ғәзивиңдин йенип, Өз хәлқиңгә балаю-апәт кәлтүрүш нийитиңдин янғайсән!
13 Ɵz ⱪulliring Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Israilni yad ⱪilƣin; Sǝn ularƣa ⱪǝsǝm bilǝn wǝdǝ ⱪilip: «Nǝslinglarni asmandiki yultuzlardǝk awutimǝn, Ɵzüm uning toƣrisida sɵzligǝn muxu zeminning ⱨǝmmisini nǝslinglarƣa berimǝn, ular uningƣa mǝnggü igidarqiliⱪ ⱪilidiƣan bolidu» degǝnidingƣu, — dedi.
Өз қуллириң Ибраһим, Исһақ вә Исраилни яд қилғин; Сән уларға қәсәм билән вәдә қилип: «Нәслиңларни асмандики юлтузлардәк көпәйтимән, Өзүм униң тоғрисида сөзлигән мошу зиминниң һәммисини нәслиңларға беримән, улар униңға мәңгү егидарчилиқ қилидиған болиду» дегән едиңғу, — деди.
14 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪining üstigǝ: «Balayi’apǝt qüxürimǝn» degǝn niyitidin yandi.
Шуниң билән Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң үстигә: «Балаю-апәт чүшүримән» дегән нийитидин янди.
15 Musa kǝynigǝ burulup, ikki ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ tahtiyini ⱪoliƣa elip taƣdin qüxti. Tahtaylarning ikki tǝripigǝ sɵzlǝr pütülgǝnidi; u yüzigimu, bu yüzigimu pütüklük idi.
Муса кәйнигә бурулуп, икки һөкүм-гувалиқ тахтийини қолиға елип тағдин чүшти. Тахтайларниң икки тәрипигә сөзләр пүтүлгән еди; у йүзигиму, бу йүзигиму пүтүклүк еди.
16 Bu tahtaylar bolsa Hudaning Ɵzining yasiƣini, pütülgǝnliri bolsa Hudaning Ɵzining pütkini idi, u tahtaylarƣa oyulƣanidi.
Бу тахтайлар болса Худаниң Өзиниң ясиғини, пүтүлгәнлири болса Худаниң Өзиниң пүткини еди, у тахтайларға оюлған еди.
17 Yǝxua hǝlⱪning kɵtürgǝn quⱪan-sürǝnlirini, warⱪiraxlirini anglap Musaƣa: — Qedirgaⱨdin jǝngning hitabi qiⱪiwatidu, dedi.
Йәшуа хәлиқниң көтәргән чуқан-сүрәнлирини, вақирашлирини аңлап Мусаға: — Чедиргаһдин җәңниң хитаби чиқиватиду, деди.
18 Lekin u jawab berip: — Angliniwatⱪan awaz nǝ nusrǝt tǝntǝnisi ǝmǝs, nǝ mǝƣlubiyǝtning pǝryadi ǝmǝs, bǝlki nahxa-küy sadasi! — dedi.
Лекин у җавап берип: — Аңлиниватқан аваз нә нусрәт тәнтәниси әмәс, нә мәғлубийәтниң пәряди әмәс, бәлки нахша-күй садаси! — деди.
19 Musa qedirgaⱨƣa yeⱪin kelip, mozayni wǝ jamaǝtning ussulƣa qüxüp kǝtkǝnlikini kɵrüp xundaⱪ dǝrƣǝzǝp boldiki, tahtaylarni ⱪolidin taxlap taƣning tüwidǝ qeⱪiwǝtti.
Муса чедиргаһға йеқин келип, мозайни вә җамаәтниң уссулға чүшүп кәткәнлигини көрүп шундақ дәрғәзәп болдики, тахтайларни қолидин ташлап тағниң түвидә чеқивәтти.
20 Andin ular yasiƣan mozayni otⱪa selip kɵydürüp, uni yanjip kukum-talⱪan ⱪilip, su üstigǝ qeqip Israillarni iqixkǝ mǝjburlidi.
Андин улар ясиған мозайни отқа селип көйдүрүп, уни янчип кукум-талқан қилип, су үстигә чечип Исраилларни ичишкә мәҗбурлиди.
21 Andin Musa Ⱨarunƣa: Sǝn ularni xunqǝ eƣir gunaⱨⱪa patⱪuzƣudǝk, muxu hǝlⱪ sanga nemǝ ⱪildi? — dedi.
Андин Муса Һарунға: Сән уларни шунчә еғир гунаға патқузғидәк, мошу хәлиқ саңа немә қилди? — деди.
22 Ⱨarun jawab berip: — Hojamning ƣǝzǝp-aqqiⱪi tutaxmiƣay! Bu hǝlⱪning ⱪandaⱪ ikǝnlikini, ularning zǝzillikkǝ mayil ikǝnlikini obdan bilisǝn.
Һарун җавап берип: — Ғоҗамниң ғәзәп-аччиғи туташмиғай! Бу хәлиқниң қандақ екәнлигини, уларниң зәзилликкә майил екәнлигини убдан билисән.
23 Ular manga: — «Bizgǝ aldimizda yol baxlap mangidiƣan bir ilaⱨni yasap bǝrgin; qünki bizni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Musa degǝn xu adǝmgǝ nemǝ bolƣinini bilmǝymiz», dedi.
Улар маңа: — «Бизгә алдимизда йол башлап маңидиған бир илаһни ясап бәргин; чүнки бизни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Муса дегән шу адәмгә немә болғинини билмәймиз», деди.
24 Mǝn ularƣa: «Kimdǝ altun bolsa xuni qiⱪirip bǝrsun» desǝm, ular manga tapxurup bǝrdi; mǝn uni otⱪa taxliwidim, mana, bu mozay qiⱪti, — dedi.
Мән уларға: «Кимдә алтун болса шуни чиқирип бәрсун» десәм, улар маңа тапшуруп бәрди; мән уни отқа ташливидим, мана, бу мозай чиқти, — деди.
25 Musa hǝlⱪning ⱪandaⱪsigǝ tizginsiz bolup kǝtkǝnlikini kɵrdi; qünki Ⱨarun ularni düxmǝnlirining aldida mǝshirǝ obyekti boluxⱪa ɵz mǝyligǝ ⱪoyuwǝtkǝnidi.
Муса хәлиқниң қандақсигә тизгинсиз болуп кәткәнлигини көрди; чүнки Һарун уларни дүшмәнлириниң алдида мәсқирә объекти болушқа өз мәйлигә қоювәткән еди.
26 Musa qedirgaⱨning kirix eƣiziƣa berip, xu yǝrdǝ turup: — Kimki Pǝrwǝrdigarning tǝripidǝ bolsa mening yenimƣa kǝlsun! — dedi. Xuni dewidi, Lawiylarning ⱨǝmmisi uning ⱪexiƣa yiƣildi.
Муса чедиргаһниң кириш еғизиға берип, шу йәрдә туруп: — Кимки Пәрвәрдигарниң тәрипидә болса мениң йенимға кәлсун! — деди. Шуни девиди, Лавийларниң һәммиси униң қешиға жиғилди.
27 U ularƣa: — Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Ⱨǝrbir kixi ɵz ⱪiliqini yanpixiƣa esip, qedirgaⱨning iqigǝ kirip, bu qetidin u qetigiqǝ kezip yürüp, ⱨǝrbiri ɵz ⱪerindixini, ɵz dost-buradirini, ɵz ⱪoxnisini ɵltürsun!» — dedi.
У уларға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәр бир киши өз қиличини янпишиға есип, чедиргаһниң ичигә кирип, бу четидин у четигичә кезип жүрүп, һәр бири өз қериндишини, өз дост-бурадирини, өз хошнисини өлтүрсун!» — деди.
28 Xuning bilǝn Lawiylar Musaning buyruƣini boyiqǝ ix kɵrdi; xu küni hǝlⱪning iqidin üq ming kixi ɵltürüldi.
Шуниң билән Лавийлар Мусаниң буйруғини бойичә иш көрди; шу күни хәлиқниң ичидин үч миң киши өлтүрүлди.
29 Andin Musa: — Ⱨǝrbiringlar bügün ɵzünglarni Pǝrwǝrdigarƣa has boluxⱪa atidinglar; qünki ⱨǝrbiringlar ⱨǝtta ɵz oƣlunglar ⱨǝm ⱪerindixinglarnimu ayimidinglar; xuning bilǝn bügün bǝht-bǝrikǝtni üstünglarƣa qüxürdunglar, dedi.
Андин Муса: — Һәр бириңлар бүгүн өзүңларни Пәрвәрдигарға хас болушқа атидиңлар; чүнки һәр бириңлар һәтта өз оғлуңлар һәм қериндишиңларниму айимидиңлар; шуниң билән бүгүн бәхит-бәрикәтни үстүңларға чүшүрдуңлар, деди.
30 Ətisi Musa hǝlⱪⱪǝ sɵz ⱪilip: — Silǝr dǝrwǝⱪǝ naⱨayiti eƣir bir gunaⱨ sadir ⱪildinglar. Əmdi mana, mǝn Pǝrwǝrdigarning aldiƣa qiⱪimǝn; gunaⱨinglar üqün kafarǝt kǝltürǝlǝymǝnmikin, — dedi.
Әтиси Муса хәлиққә сөз қилип: — Силәр дәрвәқә наһайити еғир бир гуна садир қилдиңлар. Әнди мана, мән Пәрвәрдигарниң алдиға чиқимән; гунайиңлар үчүн кафарәт кәлтүрәләймәнмекин, — деди.
31 Xuning bilǝn Musa Pǝrwǝrdigarning aldiƣa yenip berip: — Ⱨǝy...! Bu hǝlⱪ dǝrwǝⱪǝ eƣir bir gunaⱨ sadir ⱪilip, ɵzlirigǝ altundin ilaⱨlarni yasaptu!
Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң алдиға йенип берип: — Һәй...! Бу хәлиқ дәрвәқә еғир бир гуна садир қилип, өзлиригә алтундин илаһларни ясапту!
32 Lekin ǝmdi Sǝn ularning gunaⱨini ǝpu ⱪilixⱪa uniƣaysǝn..., unimisang, ismimni Ɵzüng yazƣan dǝptiringdin ɵqürüwǝtkin! — dedi.
Лекин әнди Сән уларниң гунайини әпу қилишқа униғайсән..., унимисаң, исмимни Өзүң язған дәптириңдин өчүрүвәткин! — деди.
33 Pǝrwǝrdigar Musaƣa jawab berip: — Kimki Mening aldimda gunaⱨ ⱪilƣan bolsa, uning etini Ɵz dǝptirimdin ɵqürüwetimǝn.
Пәрвәрдигар Мусаға җавап берип: — Кимки Мениң алдимда гуна қилған болса, униң етини Өз дәптиримдин өчүрүветимән.
34 Əmdi sǝn berip, Mǝn sanga eytⱪan jayƣa hǝlⱪni baxlap barƣin. Mana, Mening Pǝrixtǝm aldingda mangidu. Lekin ularƣa jaza beridiƣan künüm kǝlgǝndǝ, ularƣa gunaⱨi üqün jaza berimǝn, dedi.
Әнди сән берип, Мән саңа ейтқан җайға хәлиқни башлап барғин. Мана, Мениң Пәриштәм алдиңда маңиду. Лекин уларға җаза беридиған күнүм кәлгәндә, уларға гунайи үчүн җаза беримән, деди.
35 Bu sɵzdin keyin Pǝrwǝrdigar hǝlⱪning Ⱨarunning ⱪoli bilǝn mozayni ⱪuydurup yasatⱪini üqün ularni waba bilǝn jazalidi.
Бу сөздин кейин Пәрвәрдигар хәлиқниң Һарунниң қоли билән мозайни қуйдуруп ясатқини үчүн уларни ваба билән җазалиди.

< Misirdin qiⱪix 32 >