< Misirdin qiⱪix 30 >
1 Sǝn yǝnǝ huxbuy yandurux üqün bir huxbuygaⱨni yasatⱪin; uni akatsiyǝ yaƣiqidin tǝyyarliƣin.
Сән йәнә хушбуй яндуруш үчүн бир хушбуйгаһни ясатқин; уни акатсийә яғичидин тәйярлиғин.
2 U tɵt qasa, uzunluⱪi bir gǝz, kǝngliki bir gǝz, egizliki ikki gǝz bolsun. Uning [tɵt burjikidiki] münggüzlǝr uning bilǝn bir pütün ⱪilip yasalsun.
У төрт часа, узунлуғи бир гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги икки гәз болсун. Униң [төрт бүҗигидики] мүңгүзләр униң билән бир пүтүн қилип ясалсун.
3 Sǝn uni, yǝni uning üstini, tɵt ǝtrapini ⱨǝm münggüzlirini sap altun bilǝn ⱪaplatⱪin; uning üsti ⱪismining qɵrisigǝ altundin girwǝk qiⱪarƣin.
Сән уни, йәни униң үстини, төрт әтрапини һәм мүңгүзлирини сап алтун билән қаплатқин; униң үсти қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарғин.
4 Uningƣa altundin ikki ⱨalⱪa yasap, uning girwikining astiƣa bekitkin; ularni ikki yeniƣa udulmu’udul bekitkin. Huxbuygaⱨni kɵtüridiƣan ikki baldaⱪni selix üqün bularni huxbuygaⱨning ikki tǝripigǝ orunlaxturƣin.
Униңға алтундин икки һалқа ясап, униң гирвикиниң астиға бекиткин; уларни икки йениға удулму удул бекиткин. Хушбуйгаһни көтиридиған икки балдақни селиш үчүн буларни хушбуйгаһниң икки тәрипигә орунлаштурғин.
5 Baldaⱪlirini akatsiyǝ yaƣiqidin yasap, altun bilǝn ⱪapliƣin.
Балдақлирини акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиғин.
6 Huxbuygaⱨni ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪining udulidiki pǝrdining sirtiƣa, yǝni Mǝn sǝn bilǝn kɵrixidiƣan jay bolƣan ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪining üstidiki kafarǝt tǝhtining uduliƣa ⱪoyƣin.
Хушбуйгаһни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулидики пәрдиниң сиртиға, йәни Мән сән билән көришидиған җай болған һөкүм-гувалиқ сандуғиниң үстидики кафарәт тәхтиниң удулиға қойғин.
7 Ⱨarun xuning üstidǝ esil huxbuy ǝtirni yandursun; ⱨǝr küni ǝtigǝnliki qiraƣlarni pǝrligili kǝlgǝndǝ, huxbuylarni yandursun.
Һарун шуниң үстидә есил хушбуй әтирни яндурсун; һәр күни әтигәнлиги чирақларни пәрлигили кәлгәндә, хушбуйларни яндурсун.
8 Xuningdǝk Ⱨarun gugumda qiraƣlarni tizip yaⱪⱪanda, huxbuy yandursun. Xundaⱪ ⱪilip Pǝrwǝrdigarning aldida nǝsildin-nǝsilgǝ huxbuy ⱨǝmixǝ ɵqürülmǝy yeniⱪ bolidu.
Шуниңдәк Һарун гугумда чирақларни тизип яққанда, хушбуй яндурсун. Шундақ қилип Пәрвәрдигарниң алдида нәсилдин-нәсилгә хушбуй һемишә өчүрүлмәй йениқ болиду.
9 Silǝr uning üstidǝ nǝ ⱨeqⱪandaⱪ ƣǝyriy huxbuy yandurmanglar, nǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ nǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝ sunmanglar, xundaⱪla uning üstigǝ ⱨeqⱪandaⱪ xarab ⱨǝdiyǝni tɵkmǝnglar.
Силәр униң үстидә нә һеч қандақ ғәйрий хушбуй яндурмаңлар, нә көйдүрмә қурбанлиқ нә ашлиқ һәдийә сунмаңлар, шундақла униң үстигә һеч қандақ шарап һәдийәни төкмәңлар.
10 Ⱨǝr yilda Ⱨarun bir ⱪetim [huxbuygaⱨning] münggüzlirigǝ kafarǝt kǝltürsun; ⱨǝr ⱪetim kafarǝt kǝltüridiƣan gunaⱨ ⱪurbanliⱪining ⱪeni bilǝn uning üqün kafarǝt kǝltürsun. Nǝsildin-nǝsilgǝ xundaⱪ ⱪilinglar; bu [huxbuygaⱨ] Pǝrwǝrdigarƣa «ǝng muⱪǝddǝs» ⱨesablinidiƣan nǝrsilǝrning ⱪataridindur.
Һәр жилда Һарун бир қетим [хушбуйгаһниң] мүңгүзлиригә кафарәт кәлтүрсун; һәр қетим кафарәт кәлтүридиған гуна қурбанлиғиниң қени билән униң үчүн кафарәт кәлтүрсун. Нәсилдин-нәсилгә шундақ қилиңлар; бу [хушбуйгаһ] Пәрвәрдигарға «әң муқәддәс» һесаплинидиған нәрсиләрниң қатаридиндур.
11 Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
12 Sǝn Israillarning sanini eniⱪlax üqün ularni saniƣiningda, ularning sanilixi wǝjidin arisiƣa balayi’apǝt kǝlmǝsliki üqün, ularni saniƣiningda ⱨǝrbir adǝm ɵz jeni üqün Pǝrwǝrdigarƣa kafarǝt puli tapxursun.
Сән Исраилларниң санини ениқлаш үчүн уларни саниғиниңда, уларниң санилиши вәҗидин арисиға балаю-апәт кәлмәслиги үчүн, уларни саниғиниңда һәр бир адәм өз җени үчүн Пәрвәрдигарға кафарәт пули тапшурсун.
13 Royhǝtkǝ elinip, sanaⱪtin ɵtkǝnlǝrning ⱨǝmmisi berixi kerǝk bolƣini xuki, ⱨǝrbiri muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boyiqǝ yerim xǝkǝl bǝrsun (bir xǝkǝl yigirmǝ gǝraⱨⱪa barawǝr kelidu). Bu yerim xǝkǝl Pǝrwǝrdigarƣa «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» bolidu.
Ройхәткә елинип, санақтин өткәнләрниң һәммиси бериши керәк болғини шуки, һәр бири муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә йерим шәкәл бәрсун (бир шәкәл жигирмә гәраһқа баравәр келиду). Бу йерим шәкәл Пәрвәрдигарға «көтәрмә һәдийә» болиду.
14 Royhǝtkǝ elinip, sanaⱪtin ɵtkǝnlǝr, yǝni yigirmǝ yax yaki uningdin qonglarning ⱨǝrbiri Pǝrwǝrdigarƣa xu «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»ni bǝrsun.
Ройхәткә елинип, санақтин өткәнләр, йәни жигирмә яш яки униңдин чоңларниң һәр бири Пәрвәрдигарға шу «көтәрмә һәдийә»ни бәрсун.
15 Ɵz jeninglarƣa kafarǝt kǝltürüx üqün Pǝrwǝrdigarƣa kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ bǝrgininglarda bay kixi yerim xǝkǝldin artuⱪ bǝrmisun, kǝmbǝƣǝl kiximu yerim xǝkǝldin kǝm bǝrmisun.
Өз җениңларға кафарәт кәлтүрүш үчүн Пәрвәрдигарға көтәрмә һәдийә бәргиниңларда бай киши йерим шәкәлдин артуқ бәрмисун, кәмбәғәл кишиму йерим шәкәлдин кам бәрмисун.
16 Sǝn Israillardin xu kafarǝt pulini tapxurup elip, jamaǝt qedirining hizmitigǝ beƣixlap ixlǝtkin; u pul Israillarƣa Pǝrwǝrdigarning ⱨuzurida ǝslǝtmǝ süpitidǝ jeninglarƣa kafarǝt kǝltüridiƣan bolidu.
Сән Исраиллардин шу кафарәт пулини тапшуруп елип, җамаәт чедириниң хизмитигә беғишлап ишләткин; у пул Исраилларға Пәрвәрдигарниң һозурида әсләтмә сүпитидә җениңларға кафарәт кәлтүридиған болиду.
17 Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
18 Sǝn yuyunuxⱪa ixlitixkǝ mistin [yoƣan] bir das wǝ uningƣa mistin bir tǝglik yasatⱪin; uni jamaǝt qediri bilǝn ⱪurbangaⱨning otturisiƣa orunlaxturup, iqigǝ su toxturup ⱪoyƣin.
Сән жуюнушқа ишлитишкә мистин [йоған] бир дас вә униңға мистин бир тәглик ясатқин; уни җамаәт чедири билән қурбангаһниң оттурисиға орунлаштуруп, ичигә су тоштуруп қойғин.
19 Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri uningdiki su bilǝn put-ⱪollirini yusun.
Һарун билән униң оғуллири униңдики су билән пут-қоллирини жуйсун.
20 Ular jamaǝt qediriƣa kirgǝndǝ ɵlmǝsliki üqün su bilǝn ɵzini yuyuxi kerǝk; ular hizmǝt ⱪilix üqün, ⱪurbangaⱨⱪa yeⱪin berip Pǝrwǝrdigarƣa ot arⱪiliⱪ atilidiƣan ⱪurbanliⱪ sunmaⱪqi bolƣinidimu, xundaⱪ ⱪilsun.
Улар җамаәт чедириға киргәндә өлмәслиги үчүн су билән өзини жуюши керәк; улар хизмәт қилиш үчүн, қурбангаһқа йеқин берип Пәрвәрдигарға от арқилиқ атилидиған қурбанлиқ сунмақчи болғинидиму, шундақ қилсун.
21 Ular ɵlmǝsliki üqün put-ⱪollirini yusun; bu ix ularƣa, yǝni ɵzi wǝ uning nǝsilliri üqün ǝwladtin ǝwladⱪiqǝ ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ bolidu.
Улар өлмәслиги үчүн пут-қоллирини жуйсун; бу иш уларға, йәни өзи вә униң нәсиллири үчүн әвлаттин әвлатқичә әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
22 Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
23 Sǝn ⱨǝmmidin esil huxbuy dora-dǝrmǝklǝrdin tǝyyarla, yǝni murmǝkki suyuⱪluⱪidin bǝx yüz xǝkǝl, darqindin ikki yüz ǝllik xǝkǝl, egirdin ikki yüz ǝllik xǝkǝl,
Сән һәммидин есил хушбуй дора-дәрмәкләрдин тәйярла, йәни мурмәкки суюқлуғидин бәш йүз шәкәл, дарчиндин икки йүз әллик шәкәл, егирдин икки йүз әллик шәкәл,
24 ⱪowzaⱪdarqindin bǝx yüz xǝkǝl elip (bu ɵlqǝmlǝr muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boyiqǝ bolsun) wǝ zǝytun meyidinmu bir ⱨin tǝyyarla;
қовзақдарчиндин бәш йүз шәкәл елип (бу өлчәмләр муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә болсун) вә зәйтун мейидинму бир һин тәйярла;
25 bu dora-dǝrmǝklǝr bilǝn mǝsiⱨ ⱪilix üqün bir muⱪǝddǝs may — ǝtirqi qiⱪarƣandǝk bir huxbuy may qiⱪarƣuzƣin. Bu «muⱪǝddǝs mǝsiⱨlǝx meyi» bolidu.
бу дора-дәрмәкләр билән мәсиһ қилиш үчүн бир муқәддәс май — әтирчи чиқарғандәк бир хушбуй май чиқарғузғин. Бу «муқәддәс мәсиһләш мейи» болиду.
26 Sǝn uning bilǝn jamaǝt qedirini, ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪini,
Сән униң билән җамаәт чедирини, һөкүм-гувалиқ сандуғини,
27 xirǝ wǝ uning barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqilirini, qiraƣdan wǝ uning ǝswablirini, huxbuygaⱨni,
ширә вә униң барлиқ қача-қучилирини, чирақдан вә униң әсваплирини, хушбуйгаһни,
28 kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪurbangaⱨi wǝ uning ǝswablirini, yuyunux desi wǝ uning tǝglikini mǝsiⱨligin;
көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи вә униң әсваплирини, жуюнуш деси вә униң тәглигини мәсиһлигин;
29 sǝn xu tǝrzdǝ ularni «ǝng muⱪǝddǝs nǝrsilǝr» ⱪatarida muⱪǝddǝs ⱪilƣin. Ularƣa tǝgkǝn ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsimu «muⱪǝddǝs» ⱨesablinidu.
сән шу тәрздә уларни «әң муқәддәс нәрсиләр» қатарида муқәддәс қилғин. Уларға тәккән һәр қандақ нәрсиму «муқәддәс» һесаплиниду.
30 Ⱨarun bilǝn uning oƣullirini bolsa Manga kaⱨinliⱪ hizmǝttǝ boluxi üqün mǝsiⱨlǝp muⱪǝddǝs ⱪilƣin.
Һарун билән униң оғуллирини болса Маңа каһинлиқ хизмәттә болуши үчүн мәсиһләп муқәддәс қилғин.
31 Israillarƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ eytⱪin: — Bu may ǝwladtin ǝwladⱪiqǝ Manga atalƣan muⱪǝddǝs mǝsiⱨlǝx meyi bolidu.
Исраилларға сөз қилип мундақ ейтқин: — Бу май әвлаттин әвлатқичә Маңа аталған муқәддәс мәсиһләш мейи болиду.
32 Uni adǝmning bǝdinigǝ ⱪuysa bolmaydu; xuningdǝk uningƣa ohxaydiƣan yaki tǝrkibi ohxixidiƣan ⱨeqⱪandaⱪ maylarni yasimanglar. U muⱪǝddǝs bolƣini üqün silǝrgimu muⱪǝddǝs boluxi kerǝk.
Уни адәмниң бәдинигә қуйса болмайду; шуниңдәк униңға охшайдиған яки тәркиби охшишидиған һеч қандақ майларни ясимаңлар. У муқәддәс болғини үчүн силәргиму муқәддәс болуши керәк.
33 Kimki tǝrkibi xuningƣa ohxaydiƣan may tǝngxisǝ, yaki uni elip yat birsigǝ sürsǝ, u ɵz hǝlⱪi arisidin üzüp taxlinidu.
Кимки тәркиби шуниңға охшайдиған май тәңшисә, яки уни елип ят бирисигә сүрсә, у өз хәлқи арисидин үзүп ташлиниду.
34 Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: — Sǝn huxbuy dora-dǝrmǝklǝr, yǝni huxbuy yelim, dengiz ⱪululisi meyi, aⱪ dewirⱪay wǝ sap mǝstiki tǝyyarliƣin. Bularning ⱨǝmmisi ohxax miⱪdarda bolsun;
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Сән хушбуй дора-дәрмәкләр, йәни хушбуй йелим, деңиз қулулиси мейи, ақ девирқай вә сап мәстики тәйярлиғин. Буларниң һәммиси охшаш миқдарда болсун;
35 Huddi ǝtirqi may qiⱪarƣanƣa ohxax, ularni tǝngxǝp huxbuy yasiƣin; u tuzlanƣan, sap wǝ muⱪǝddǝs puraⱪliⱪ ǝtir bolidu.
Худди әтирчи май чиқарғанға охшаш, уларни тәңшәп хушбуй ясиғин; у тузланған, сап вә муқәддәс пурақлиқ әтир болиду.
36 Sǝn uningdin azraⱪ elip, talⱪandǝk obdan ezip, jamaǝt qediridiki ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ [sanduⱪining] uduliƣa, yǝni Mǝn silǝr bilǝn kɵrüxidiƣan jayning aldiƣa ⱪoyƣin. Bu silǝrgǝ Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan «ǝng muⱪǝddǝs nǝrsilǝr» ⱪatarida ⱨesablansun.
Сән униңдин азрақ елип, талқандәк убдан езип, җамаәт чедиридики һөкүм-гувалиқ [сандуғиниң] удулиға, йәни Мән силәр билән көрүшидиған җайниң алдиға қойғин. Бу силәргә Пәрвәрдигарға аталған «әң муқәддәс нәрсиләр» қатарида һесаплансун.
37 Silǝr yasiƣan bu huxbuyning retsepi bilǝn ɵzünglarƣimu ohxax bir huxbuyni yasiwalsanglar bolmaydu. U sanga nisbǝtǝn eytⱪanda Pǝrwǝrdigarƣa has ⱪilinƣan muⱪǝddǝs bolidu.
Силәр ясиған бу хушбуйниң ретсепи билән өзүңларғиму охшаш бир хушбуйни ясивалсаңлар болмайду. У саңа нисбәтән ейтқанда Пәрвәрдигарға хас қилинған муқәддәс болиду.
38 Kimki uning puriⱪini purap ⱨuzurlinix üqün uningƣa ohxap ketidiƣan ⱨǝrⱪandaⱪ bir huxbuyni yasisa, u ɵz hǝlⱪi arisidin üzüp taxlansun.
Кимки униң пуриғини пурап һозурлиниш үчүн униңға охшап кетидиған һәр қандақ бир хушбуйни ясиса, у өз хәлқи арисидин үзүп ташлансун.