< Misirdin qiⱪix 29 >
1 Ularning Manga muⱪǝddǝs ⱪilinip, kaⱨinliⱪ hizmitimdǝ boluxi üqün mundaⱪ ixni ada ⱪilixing kerǝk: — sǝn bir yax ǝrkǝk torpaⱪ bilǝn ikki ⱪoqⱪarni talla (ⱨǝmmisi bejirim bolsun)
Уларниң Маңа муқәддәс қилинип, каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн мундақ ишни ада қилишиң керәк: — сән бир яш әркәк топақ билән икки қочқарни талла (һәммиси беҗирим болсун)
2 ⱨǝmdǝ petir nan, zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn petir toⱪaq wǝ zǝytun meyi sürülüp mǝsiⱨlǝngǝn petir ⱨǝmǝk nanlarni tǝyyarla, bularning ⱨǝmmisini buƣday unidin ⱪilƣin;
һәмдә петир нан, зәйтун мейи иләштүрүлгән петир тоғач вә зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанларни тәйярла, буларниң һәммисини буғдай унидин қилғин;
3 nanlarning ⱨǝmmisini bir sewǝtkǝ selip, sewǝtni, torpaⱪni wǝ ikki ⱪoqⱪarni billǝ ⱨǝdiyǝ ⱪilip kǝltürgin.
нанларниң һәммисини бир севәткә селип, севәтни, топақни вә икки қочқарни биллә һәдийә қилип кәлтүргин.
4 Sǝn Ⱨarun wǝ uning oƣullirini jamaǝt qedirining kirix eƣiziƣa yeⱪin elip kelip, ularni su bilǝn yuƣin;
Сән Һарун вә униң оғуллирини җамаәт чедириниң кириш еғизиға йеқин елип келип, уларни су билән жуйғин;
5 andin kiyimlirini elip kelip, Ⱨarunƣa halta kɵnglǝk, ǝfod toni wǝ ǝfodni kiydürgin, ⱪoxenni taⱪiƣin; andin beligǝ ǝfodning kǝxtilǝngǝn bǝlweƣini baƣliƣin.
андин кийимлирини елип келип, Һарунға халта көйнәк, әфод тони вә әфодни кийдүргин, қошенни тақиғин; андин белигә әфодниң кәштиләнгән бәлвеғини бағлиғин.
6 Bexiƣa sǝllini yɵgǝp, sǝlligǝ muⱪǝddǝs otuƣatni taⱪap ⱪoyƣin.
Бешиға сәллини йөгәп, сәллигә муқәддәс отуғатни тақап қойғин.
7 Andin mǝsiⱨlǝx meyini elip, bexiƣa ⱪuyup uni mǝsiⱨligin.
Андин мәсиһләш мейини елип, бешиға қуюп уни мәсиһлигин.
8 Andin sǝn uning oƣullirini elip kelip, ularƣa halta kɵnglǝklǝrni kiydürgin;
Андин сән униң оғуллирини елип келип, уларға халта көйнәкләрни кийдүргин;
9 ularƣa, yǝni Ⱨarun wǝ uning oƣulliriƣa bǝlwaƣlarni baƣlap, egiz bɵklǝrni kiydürgin. Xuning bilǝn ǝbǝdiy bǝlgilimǝ boyiqǝ, kaⱨinliⱪ hizmiti ularningki bolidu; xundaⱪ ⱪilip, sǝn Ⱨarun bilǝn uning oƣullirini Hudaƣa muⱪǝddǝs ⱪilip ayrip tǝyinligin.
уларға, йәни Һарун вә униң оғуллириға бәлвағларни бағлап, егиз бөкләрни кийдүргин. Шуниң билән әбәдий бәлгүлимә бойичә, каһинлиқ хизмити уларниңки болиду; шундақ қилип, сән Һарун билән униң оғуллирини Худаға муқәддәс қилип айрип тайинлиғин.
10 — Sǝn torpaⱪni jamaǝt qedirining aldiƣa elip kǝlgin; elip kǝlginingdǝ Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri ⱪollirini torpaⱪning bexiƣa ⱪoysun.
— Сән топақни җамаәт чедириниң алдиға елип кәлгин; елип кәлгиниңдә Һарун билән униң оғуллири қоллирини топақниң бешиға қойсун.
11 Andin sǝn bu torpaⱪni Pǝrwǝrdigarning aldida, jamaǝt qedirining kirix eƣizining yenida boƣuzliƣin;
Андин сән бу топақни Пәрвәрдигарниң алдида, җамаәт чедириниң кириш еғизиниң йенида боғузлиғин;
12 torpaⱪning ⱪenidin elip barmiⱪing bilǝn uni ⱪurbangaⱨning münggüzlirigǝ sürüp, ⱪalƣan ⱪanning ⱨǝmmisini ⱪurbangaⱨning tüwigǝ tɵküp ⱪuyƣin.
топақниң қенидин елип бармиғиң билән уни қурбангаһниң мүңгүзлиригә сүрүп, қалған қанниң һәммисини қурбангаһниң түвигә төкүп қуйғин.
13 Iq ⱪarnini yɵgǝp turƣan barliⱪ mayni, xundaⱪla jigǝrning üstidiki qawa may, ikki bɵrǝk wǝ ularning üstidiki mayni ajritip bularni ⱪurbangaⱨta kɵydürgin.
Ич қарнини йөгәп турған барлиқ майни, шундақла җигәрниң үстидики чава май, икки бөрәк вә уларниң үстидики майни аҗритип буларни қурбангаһта көйдүргин.
14 Torpaⱪning gɵxi, terisi wǝ tezikini bolsa qedirgaⱨning sirtiƣa elip qiⱪip, otta kɵydürüwǝtkin; bu gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolidu.
Топақниң гөши, териси вә тезигини болса чедиргаһниң сиртиға елип чиқип, отта көйдүрүвәткин; бу гуна қурбанлиғи болиду.
15 Andin sǝn ⱪoqⱪarlarning birini elip kǝlgin; Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri ⱪollirini ⱪoqⱪarning bexiƣa ⱪoysun;
Андин сән қочқарларниң бирини елип кәлгин; Һарун билән униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойсун;
16 andin sǝn bu ⱪoqⱪarni boƣuzlap, uning ⱪenidin ⱪurbangaⱨning üsti ⱪismining ǝtrapiƣa sǝpkin.
андин сән бу қочқарни боғузлап, униң қенидин қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпкин.
17 Ⱪoqⱪarni parqilap, uning iq ⱪarni bilǝn paqaⱪlirini yuyup, ularni gɵx parqiliri wǝ baxning üstigǝ ⱪoyup,
Қочқарни парчилап, униң ич қарни билән пачақлирини жуюп, уларни гөш парчилири вә башниң үстигә қоюп,
18 pütün ⱪoqⱪarni ⱪurbangaⱨta kɵydürgin. Bu Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ — ot arⱪiliⱪ sunulidiƣan, Pǝrwǝrdigarƣa huxbuy yǝtküzidiƣan ⱨǝdiyǝ bolidu.
пүтүн қочқарни қурбангаһта көйдүргин. Бу Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ — от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй йәткүзидиған һәдийә болиду.
19 Keyin sǝn ikkinqi ⱪoqⱪarni elip kǝlgin; Ⱨarun wǝ uning oƣulliri ⱪollirini ⱪoqⱪarning bexiƣa ⱪoysun.
Кейин сән иккинчи қочқарни елип кәлгин; Һарун вә униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойсун.
20 Andin bu ⱪoqⱪarni boƣuzlap ⱪenidin elip, Ⱨarunning ong ⱪuliⱪining yumxiⱪiƣa, uning oƣullirining ong ⱪuliⱪining yumxiⱪiƣa, ularning ong ⱪollirining qong barmiⱪi bilǝn ong putlirining qong barmiⱪiƣa sürkǝp ⱪoyƣin, ⱪalƣan ⱪanni ⱪurbangaⱨning üsti ⱪismining ǝtrapiƣa sǝpkin.
Андин бу қочқарни боғузлап қенидин елип, Һарунниң оң қулиқиниң юмшиқиға, униң оғуллириниң оң қулиқиниң юмшиқиға, уларниң оң қоллириниң чоң бармиғи билән оң путлириниң чоң бармиғиға сүркәп қойғин, қалған қанни қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпкин.
21 Andin ⱪurbangaⱨ üstidiki ⱪandin wǝ mǝsiⱨlǝx meyidin elip, Ⱨarunning üstigǝ, uning kiyimlirigǝ, xuningdǝk uning oƣullirining üstigǝ wǝ ularning kiyimlirigimu sǝpkin. Xundaⱪ ⱪilip u wǝ uning kiyimliri, uning oƣulliri wǝ ularning kiyimlirimu uning bilǝn tǝng Hudaƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilinƣan bolidu.
Андин қурбангаһ үстидики қандин вә мәсиһләш мейидин елип, Һарунниң үстигә, униң кийимлиригә, шуниңдәк униң оғуллириниң үстигә вә уларниң кийимлиригиму сәпкин. Шундақ қилип у вә униң кийимлири, униң оғуллири вә уларниң кийимлириму униң билән тәң Худаға атап муқәддәс қилинған болиду.
22 Andin sǝn ⱪoqⱪarning meyi, ⱪuyruⱪ meyi, iq ⱪarnini yɵgǝp turƣan barliⱪ may, jigǝrning üstidiki qawa may, ikki bɵrǝk wǝ ularning üstidiki mayni qiⱪar ⱨǝmdǝ ong arⱪa putini alƣin — (qünki bu ⱪoqⱪar kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx [ⱪurbanliⱪiƣa atalƣan] ⱪoqⱪardur) —
Андин сән қочқарниң мейи, қуйруқ мейи, ич қарнини йөгәп турған барлиқ май, җигәрниң үстидики чава май, икки бөрәк вә уларниң үстидики майни чиқар һәмдә оң арқа путини алғин — (чүнки бу қочқар каһинлиққа тикләш [қурбанлиғиға аталған] қочқардур) —
23 — buningdin baxⱪa sǝn Pǝrwǝrdigarning aldida ⱪoyulƣan petir nan sewitidin bir girdini, zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn petir toⱪaqtin birni wǝ petir ⱨǝmǝk nandin birni elip,
— буниңдин башқа сән Пәрвәрдигарниң алдида қоюлған петир нан севитидин бир гирдини, зәйтун мейи иләштүрүлгән петир тоғачтин бирни вә петир һәмәк нандин бирни елип,
24 bularning ⱨǝmmisini Ⱨarunning ⱪolliriƣa wǝ uning oƣullirining ⱪolliriƣa ⱪoyup, ularni «pulanglatma ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatⱪuzƣin.
буларниң һәммисини Һарунниң қоллириға вә униң оғуллириниң қоллириға қоюп, уларни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатқузғин.
25 Andin sǝn bularni ularning ⱪolliridin tapxurup elip, Pǝrwǝrdigarning aldida huxbuy qiⱪarsun dǝp, ⱪurbangaⱨtiki kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪning üstidǝ ⱪoyup kɵydürgin. Bu ot arⱪiliⱪ Pǝrwǝrdigarƣa sunulƣan ⱨǝdiyǝ bolidu.
Андин сән буларни уларниң қоллиридин тапшуруп елип, Пәрвәрдигарниң алдида хушбуй чиқарсун дәп, қурбангаһтики көйдүрмә қурбанлиқниң үстидә қоюп көйдүргин. Бу от арқилиқ Пәрвәрдигарға сунулған һәдийә болиду.
26 Sǝn Ⱨarunni kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪiƣa atalƣan ⱪoqⱪarning tɵxini elip «pulanglatma ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ Pǝrwǝrdigarning ⱨuzurida pulanglatⱪin; bu sening ülüxüng bolidu.
Сән Һарунни каһинлиққа тикләш қурбанлиғиға аталған қочқарниң төшини елип «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң һозурида пулаңлатқин; бу сениң үлүшүң болиду.
27 Xuningdǝk, sǝn kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪiƣa atalƣan ⱪoqⱪarning «pulanglatma ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ pulanglitilƣan tɵxi bilǝn «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ egiz kɵtürüp pulanglitilƣan arⱪa putini, yǝni Ⱨarun wǝ uning oƣulliriƣa beƣixlanƣan xu ülüxlǝrni «muⱪǝddǝs» dǝp ayrip bekitkin.
Шуниңдәк, сән каһинлиққа тикләш қурбанлиғиға аталған қочқарниң «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә пулаңлитилған төши билән «көтәрмә һәдийә» сүпитидә егиз көтирип пулаңлитилған арқа путини, йәни Һарун вә униң оғуллириға беғишланған шу үлүшләрни «муқәддәс» дәп айрип бекиткин.
28 Xuning bilǝn bu nǝrsilǝr ǝbǝdiy bǝlgilimǝ boyiqǝ Israillar tǝripidin Ⱨarun wǝ oƣulliriƣa beƣixlanƣan nesiwǝ bolidu; qünki u kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝdur. Bular Israillar tǝripidin sunulidiƣan inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪliridin ayrip qiⱪilip, ularning Pǝrwǝrdigarƣa atap «egiz kɵtürgǝn ⱨǝdiyǝ»si ⱨesablinip, «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» bolidu.
Шуниң билән бу нәрсиләр әбәдий бәлгүлимә бойичә Исраиллар тәрипидин Һарун вә оғуллириға беғишланған несивә болиду; чүнки у көтәрмә һәдийәдур. Булар Исраиллар тәрипидин сунулидиған енақлиқ қурбанлиқлиридин айрип чиқилип, уларниң Пәрвәрдигарға атап «егиз көтәргән һәдийә»си һесаплинип, «көтәрмә һәдийә» болиду.
29 Ⱨarunning muⱪǝddǝs kiyimlirigǝ keyin oƣulliri warisliⱪ ⱪilidu. Ular mǝsiⱨlinip, kaⱨinliⱪⱪa tǝyinlǝngǝndǝ xu kiyimlǝrni kiysun.
Һарунниң муқәддәс кийимлиригә кейин оғуллири варислиқ қилиду. Улар мәсиһлинип, каһинлиққа тайинланғандә шу кийимләрни кийсун.
30 Oƣullirining ⱪaysisi uning ornini besip kaⱨin bolsa, jamaǝt qediriƣa kirip muⱪǝddǝs jayning iqidǝ hizmǝtkǝ kirixkǝndǝ, bu kiyimlǝrni uda yǝttǝ kün kiyip yürsun.
Оғуллириниң қайсиси униң орнини бесип каһин болса, җамаәт чедириға кирип муқәддәс җайниң ичидә хизмәткә киришкәндә, бу кийимләрни уда йәттә күн кийип жүрсун.
31 Sǝn kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪiƣa atalƣan ⱪoqⱪarni elip, uning gɵxini muⱪǝddǝs jayda pixurƣin;
Сән каһинлиққа тикләш қурбанлиғиға аталған қочқарни елип, униң гөшини муқәддәс җайда пишарғин;
32 andin Ⱨarun wǝ oƣulliri ⱪoqⱪarning gɵxi bilǝn sewǝttiki nanlarni jamaǝt qedirining kirix eƣizida yesun;
андин Һарун вә оғуллири қочқарниң гөши билән севәттики нанларни җамаәт чедириниң кириш еғизида йесун;
33 ular ɵzlirining kaⱨinliⱪⱪa tǝyinlinixidǝ Hudaƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilinƣanda kafarǝtkǝ ixlitilgǝn nǝrsilǝrni yesun, lekin bular muⱪǝddǝs bolƣaqⱪa, yat kixi buningdin ⱨeqnemini yemisun.
улар өзлириниң каһинлиққа тайинлинишидә Худаға атап муқәддәс қилинғанда кафарәткә ишлитилгән нәрсиләрни йесун, лекин булар муқәддәс болғачқа, ят киши буниңдин һеч немини йемисун.
34 Əgǝr kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪ gɵxidin yaki nandin ǝtigǝ azraⱪ exip ⱪalsa, exip ⱪalƣanni otta kɵydürüwǝt; bular muⱪǝddǝs bolƣaqⱪa, ⱨeqkim uningdin yesǝ bolmaydu.
Әгәр каһинлиққа тикләш қурбанлиқ гөшидин яки нандин әтигә азрақ ешип қалса, ешип қалғанни отта көйдүрүвәт; булар муқәддәс болғачқа, һеч ким униңдин йесә болмайду.
35 Sǝn xu tǝriⱪidǝ Ⱨarun wǝ uning oƣulliri toƣrisida buyruƣinimning ⱨǝmmisini bǝja kǝltürüp, uda yǝttǝ küngiqǝ ularni kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx wǝzipisini ada ⱪilƣin.
Сән шу тәриқидә Һарун вә униң оғуллири тоғрисида буйруғинимниң һәммисини беҗа кәлтүрүп, уда йәттә күнгичә уларни каһинлиққа тикләш вәзиписини ада қилғин.
36 Ⱨǝr küni kafarǝt ⱪilinixⱪa gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir torpaⱪni sunƣin. Ⱪurbangaⱨning ɵzini gunaⱨtin pak ⱪilixⱪa uning üqünmu kafarǝt kǝltürgin, muⱪǝddǝs ⱪilinsun dǝp, uni zǝytun meyi bilǝn mǝsiⱨligin.
Һәр күни кафарәт қилинишқа гуна қурбанлиғи сүпитидә бир топақни сунғин. Қурбангаһниң өзини гунадин пак қилишқа униң үчүнму кафарәт кәлтүргин, муқәддәс қилинсун дәп, уни зәйтун мейи билән мәсиһлигин.
37 Yǝttǝ küngiqǝ sǝn ⱪurbangaⱨ üqün kafarǝt kǝltürüp, uni muⱪǝddǝs ⱪilƣin. Buning bilǝn u «ǝng muⱪǝddǝs nǝrsilǝrning biri» ⱨesablinidu; uningƣa tǝgkǝn ⱨǝmmǝ nǝrsǝ muⱪǝddǝs ⱨesablinidu.
Йәттә күнгичә сән қурбангаһ үчүн кафарәт кәлтүрүп, уни муқәддәс қилғин. Буниң билән у «әң муқәддәс нәрсиләрниң бири» һесаплиниду; униңға тәккән һәммә нәрсә муқәддәс һесаплиниду.
38 Mana, ⱪurbangaⱨta ⱨǝmixǝ sunidiƣanliring munular: — ⱨǝr küni bir yaxliⱪ ikki ⱪoza ⱪurbanliⱪ ⱪilinsun.
Мана, қурбангаһта һемишә сунидиғанлириң мунулар: — һәр күни бир яшлиқ икки қоза қурбанлиқ қилинсун.
39 Birini ǝtigǝndǝ, yǝnǝ birini gugumda ⱪurbanliⱪ ⱪilip sunƣin.
Бирини әтигәндә, йәнә бирини гугумда қурбанлиқ қилип сунғин.
40 Birinqi ⱪoza bilǝn birgǝ zǝytun meyidin bir ⱨinning tɵttin biri ilǝxtürülgǝn buƣday unidin [ǝfaⱨning] ondin biri wǝ yǝnǝ xarab ⱨǝdiyǝsi süpitidǝ tɵttin bir ⱨin xarab ⱪuxup sunulsun.
Биринчи қоза билән биргә зәйтун мейидин бир һинниң төрттин бири иләштүрүлгән буғдай унидин [әфаһниң] ондин бири вә йәнә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарап қушуп сунулсун.
41 Ikkinqi ⱪozini gugumda sunƣin; uni ǝtigǝnlik ⱪurbanliⱪningkidǝk, huxbuy boluxi üqün ot arⱪiliⱪ Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan ⱪurbanliⱪ süpitidǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝ wǝ xarab ⱨǝdiyǝ bilǝn ⱪoxup sunƣin.
Иккинчи қозини гугумда сунғин; уни әтигәнлик қурбанлиқниңкидәк, хушбуй болуши үчүн от арқилиқ Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиқ сүпитидә ашлиқ һәдийә вә шарап һәдийә билән қошуп сунғин.
42 Xu tǝriⱪidǝ bu kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ nǝsildin-nǝsilgǝ jamaǝt qedirining kirix eƣizida Pǝrwǝrdigarning ⱨuzurida ɵtküzülüp daimliⱪ ⱪurbanliⱪ bolsun; Mǝn [Pǝrwǝrdigar] xu yǝrdǝ silǝr bilǝn kɵrüxüp, sǝn bilǝn sɵzliximǝn.
Шу тәриқидә бу көйдүрмә қурбанлиқ нәсилдин-нәсилгә җамаәт чедириниң кириш еғизида Пәрвәрдигарниң һозурида өткүзүлүп дайимлиқ қурбанлиқ болсун; Мән [Пәрвәрдигар] шу йәрдә силәр билән көрүшүп, сән билән сөзлишимән.
43 Xuningdǝk Mǝn xu yǝrdǝ Israillar bilǝn uqriximǝn, xuning bilǝn u jay Mening xan-xǝripim bilǝn muⱪǝddǝs ⱪilinidu.
Шуниңдәк Мән шу йәрдә Исраиллар билән учришимән, шуниң билән у җай Мениң шан-шәривим билән муқәддәс қилиниду.
44 Mǝn jamaǝt qediri bilǝn ⱪurbangaⱨni Ɵzümgǝ atap muⱪǝddǝs ⱪilimǝn; Ⱨarun wǝ uning oƣullirinimu Ɵzümgǝ kaⱨinliⱪ hizmǝttǝ boluxⱪa ayrip muⱪǝddǝs ⱪilimǝn.
Мән җамаәт чедири билән қурбангаһни Өзүмгә атап муқәддәс қилимән; Һарун вә униң оғуллириниму Өзүмгә каһинлиқ хизмәттә болушқа айрип муқәддәс қилимән.
45 Xundaⱪ ⱪilip Mǝn Israillarning arisida makan ⱪilip, ularning Hudasi bolimǝn.
Шундақ қилип Мән Исраилларниң арисида макан қилип, уларниң Худаси болимән.
46 U waⱪitta ular Mening ularning arisida makan ⱪilixim üqün ularni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Hudasi Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilidu; Mǝn ularning Hudasi Pǝrwǝrdigardurmǝn.
У вақитта улар Мениң уларниң арисида макан қилишим үчүн уларни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худаси Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду; Мән уларниң Худаси Пәрвәрдигардурмән.