< Misirdin qiⱪix 28 >

1 Sǝn Israillarning iqidin akang Ⱨarun wǝ uning oƣullirini ɵz ⱪexingƣa kǝltürgin; ularni, yǝni Ⱨarun wǝ oƣulliri Nadab, Abiⱨu, Əliazar wǝ Itamarlarning Mening kaⱨinliⱪ hizmitimdǝ boluxi üqün yeningƣa kǝltürgin.
Сән Исраилларниң ичидин акаң Һарун вә униң оғуллирини өз қешиңға кәлтүргин; уларни, йәни Һарун вә оғуллири Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамарларниң Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн йениңға кәлтүргин.
2 Akang Ⱨarunƣa ⱨǝm xǝrǝp ⱨǝm güzǝllik üqün muⱪǝddǝs kiyimlǝrni tǝyyarliƣin.
Акаң Һарунға һәм шәрәп һәм гөзәллик үчүн муқәддәс кийимләрни тәйярлиғин.
3 Ⱨarunning Manga muⱪǝddǝs ⱪilinip, Mening kaⱨinliⱪ hizmitimdǝ boluxi üqün, Mǝn ǝⱪil-parasǝtning roⱨi bilǝn ⱪǝlblirini toldurƣan qewǝr kixilǝrning ⱨǝrbirigǝ sɵz ⱪilip, ularni alaⱨidǝ kiyimlǝrni tikixkǝ buyruƣin.
Һарунниң Маңа муқәддәс қилинип, Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн, Мән әқил-парасәтниң роһи билән қәлблирини толдурған чевәр кишиләрниң һәр биригә сөз қилип, уларни алаһидә кийимләрни тикишкә буйруғин.
4 Ular tikidiƣan kiyimlǝr munulardin ibarǝt: — bir ⱪoxen, bir ǝfod, bir ton, kǝxtilǝngǝn bir halta kɵnglǝk, bir sǝllǝ wǝ bir bǝlwaƣ. Mening kaⱨinliⱪ hizmitimdǝ boluxi üqün, ular akang Ⱨarunƣa wǝ oƣulliriƣa muⱪǝddǝs kiyimlǝrni tiksun.
Улар тикидиған кийимләр мунулардин ибарәт: — бир қошен, бир әфод, бир тон, кәштиләнгән бир халта көйнәк, бир сәллә вә бир бәлвағ. Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн, улар акаң Һарунға вә оғуллириға муқәддәс кийимләрни тиксун.
5 Uningƣa altun wǝ kɵk, sɵsün, ⱪizil yiplar bilǝn nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝht ixlitilsun;
Униңға алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхт ишлитилсун;
6 ǝfodni ular altun wǝ kɵk, sɵsün, ⱪizil yiplar bilǝn nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhtlǝrni tǝyyarlap, qewǝr ⱪollarƣa nǝpis ⱪilip [kǝxtilitip] ixlǝtsun.
әфодни улар алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхтләрни тәйярлап, чевәр қолларға нәпис қилип [кәштилитип] ишләтсун.
7 Əfodning ikki bexini bir-birgǝ tutaxturux üqün ikki dolisida mürilik tasma bolsun.
Әфодниң икки бешини бир-биргә туташтуруш үчүн икки долисида мүрилик тасма болсун.
8 Əfodning üstidin baƣlaydiƣan, kǝxtilǝngǝn bǝlwaƣ ǝfod bilǝn bir pütün ⱪilinsun wǝ uningƣa ohxax sipta ixlinip, altun wǝ kɵk, sɵsün, ⱪizil yiplar wǝ nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttin yasalsun.
Әфодниң үстидин бағлайдиған, кәштиләнгән бәлвағ әфод билән бир пүтүн қилинсун вә униңға охшаш сипта ишлинип, алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар вә непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясалсун.
9 Ikki aⱪ ⱨeⱪiⱪni tepip, ularning üstigǝ Israilning oƣullirining namlirini oydurƣin;
Икки ақ һеқиқни тепип, уларниң үстигә Исраилниң оғуллириниң намлирини ойдурғин;
10 ularning namlirining altisi bir yaⱪutⱪa oyulsun, ⱪalƣan altisi bolsa yǝnǝ bir yaⱪutⱪa oyulsun, ⱨǝmmisi tuƣulux tǝrtipi boyiqǝ pütülsun.
уларниң намлириниң алтиси бир яқутқа оюлсун, қалған алтиси болса йәнә бир яқутқа оюлсун, һәммиси туғулуш тәртиви бойичә пүтүлсун.
11 Huddi yaⱪut nǝⱪixqiliri ixligǝndǝk, mɵⱨür oyulƣandǝk Israilning oƣullirining namlirini ikki yaⱪutⱪa oydurƣin; ular altundin yasalƣan kɵzlükkǝ bekitilsun.
Худди яқут нәқишчилири ишлигәндәк, мөһүр оюлғандәк Исраилниң оғуллириниң намлирини икки яқутқа ойдурғин; улар алтундин ясалған көзлүккә бекитилсун.
12 Israilning oƣulliriƣa ǝslǝtmǝ tax bolsun üqün, ikki yaⱪutni ǝfodning ikki mürilik tasmisiƣa ⱪadiƣuzƣin; xundaⱪ bolƣanda, Ⱨarun Pǝrwǝrdigarning aldida ularning namlirini ǝslǝtmǝ süpitidǝ müriliridǝ kɵtürüp yüridu.
Исраилниң оғуллириға әсләтмә таш болсун үчүн, икки яқутни әфодниң икки мүрилик тасмисиға қадиғузғин; шундақ болғанда, Һарун Пәрвәрдигарниң алдида уларниң намлирини әсләтмә сүпитидә мүрилиридә көтирип жүриду.
13 Buningdin baxⱪa, sǝn altundin yǝnǝ ikki kɵzlük wǝ sap altundin xoynidǝk exip etilgǝn ikki zǝnjir yasatⱪin; andin exilmǝ zǝnjirlǝr kɵzlüklǝrgǝ bekitilsun.
Буниңдин башқа, сән алтундин йәнә икки көзлүк вә сап алтундин шойнидәк ешип етилгән икки зәнҗир ясатқин; андин ешилмә зәнҗирләр көзлүкләргә бекитилсун.
15 «Ⱨɵküm ⱪoxeni»ni qewǝr ⱪollarƣa nǝpis ⱪilip kǝxtilitip yasatⱪin; uni ⱨǝm ǝfodni ixligǝn usulda yasiƣan, altun wǝ kɵk, sɵsün, ⱪizil yiplar bilǝn nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttin yasiƣin.
«Һөкүм қошени»ни чевәр қолларға нәпис қилип кәштилитип ясатқин; уни һәм әфодни ишлигән усулда ясиған, алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясиғин.
16 U ikki ⱪat, tɵt qasa ⱪilinsun; uzunluⱪi bir ƣeriq, kǝnglikimu bir ƣeriq bolsun.
У икки қат, төрт часа қилинсун; узунлуғи бир ғерич, кәңлигиму бир ғерич болсун.
17 Uning üstigǝ tɵt ⱪatar ⱪilip gɵⱨǝrlǝrni ornatⱪin: — birinqi ⱪatarƣa ⱪizil yaⱪut, seriⱪ gɵⱨǝr wǝ zumrǝt ornitilsun;
Униң үстигә төрт қатар қилип гөһәрләрни орнатқин: — биринчи қатарға қизил яқут, сериқ гөһәр вә зумрәт орнитилсун;
18 ikkinqi ⱪatarƣa kɵk ⱪaxtexi, kɵk yaⱪut wǝ almas ornitilsun;
иккинчи қатарға көк қаштеши, көк яқут вә алмас орнитилсун;
19 üqinqi ⱪatarƣa sɵsün yaⱪut, piroza wǝ sɵsün kwarts ornitilsun;
үчинчи қатарға сөсүн яқут, пироза вә сөсүн квартс орнитилсун;
20 tɵtinqi ⱪatarƣa beril yaⱪut, aⱪ ⱨeⱪiⱪ wǝ anartax ornitilsun; bularning ⱨǝmmisi altun kɵzlük iqigǝ ornitilsun.
төртинчи қатарға берил яқут, ақ һеқиқ вә анарташ орнитилсун; буларниң һәммиси алтун көзлүк ичигә орнитилсун.
21 Bu gɵⱨǝrlǝr Israilning oƣullirining namliriƣa wǝkil ⱪilinip, ularning sanidǝk on ikki bolup, mɵⱨür oyƣandǝk ⱨǝrbir gɵⱨǝrgǝ on ikki ⱪǝbilining nami birdin-birdin pütülsun.
Бу гөһәрләр Исраилниң оғуллириниң намлириға вәкил қилинип, уларниң санидәк он икки болуп, мөһүр ойғандәк һәр бир гөһәргә он икки қәбилиниң нами бирдин-бирдин пүтүлсун.
22 Ⱪoxenƣa xoynidǝk exilgǝn sap altundin [ikki] exilmǝ zǝnjir yasiƣin.
Қошенға шойнидәк ешилгән сап алтундин [икки] ешилмә зәнҗир ясиғин.
23 Ⱪoxenƣa altundin ikki ⱨalⱪa etip, ikki ⱨalⱪini ⱪoxenning [yuⱪiriⱪi] ikki burjikigǝ bekitkin;
Қошенға алтундин икки һалқа етип, икки һалқини қошенниң [жуқуриқи] икки бүҗигигә бекиткин;
24 andin altundin exilip yasalƣan ikki zǝnjirni ⱪoxenning [yuⱪiriⱪi] ikki burjikidiki ⱨalⱪidin ɵtküzüp,
андин алтундин ешилип ясалған икки зәнҗирни қошенниң [жуқуриқи] икки бүҗигидики һалқидин өткүзүп,
25 exilgǝn xu zǝnjirlǝrning ikki uqini ikki kɵzlükkǝ bekitip, [kɵzlüklǝrni] ǝfodning ikki mürilik tasmisining aldi ⱪismiƣa ornatⱪin.
ешилгән шу зәнҗирләрниң икки учини икки көзлүккә бекитип, [көзлүкләрни] әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди қисмиға орнатқин.
26 Buningdin baxⱪa sǝn altundin ikki ⱨalⱪa yasap, ularni ⱪoxenning [asti tǝripidiki] ikki burjikigǝ bekitkin; ular ǝfodⱪa tegixip turidiƣan ⱪilinip iqigǝ ⱪadalsun.
Буниңдин башқа сән алтундин икки һалқа ясап, уларни қошенниң [асти тәрипидики] икки бүҗигигә бекиткин; улар әфодқа тегишип туридиған қилинип ичигә қадалсун.
27 Mundin baxⱪa sǝn altundin [yǝnǝ] ikki ⱨalⱪa yasap, ularni ǝfodning ikki mürilik tasmisining aldi tɵwǝnki ⱪismiƣa, yǝni ǝfodⱪa ulinidiƣan jayƣa yeⱪin ⱪilip, kǝxitilǝngǝn bǝlwaƣdin egizrǝk ⱪilip bekitkin.
Мундин башқа сән алтундин [йәнә] икки һалқа ясап, уларни әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди төвәнки қисмиға, йәни әфодқа улинидиған җайға йеқин қилип, кәшитиләнгән бәлвағдин егизрәк қилип бекиткин.
28 Ⱪoxenning ǝfodning kǝxitilǝngǝn bǝlweƣidin yuⱪiriraⱪ turuxi, ⱪoxenning ǝfodtin ajrap kǝtmǝsliki üqün ⱪoxenning ⱨalⱪisini kɵk xoyna bilǝn ǝfodning ⱨalⱪisiƣa qetip ⱪoyƣin.
Қошенниң әфодниң кәшитиләнгән бәлвеғидин жуқурирақ туруши, қошенниң әфодтин аҗрап кәтмәслиги үчүн қошенниң һалқисини көк шойна билән әфодниң һалқисиға четип қойғин.
29 Xundaⱪ ⱪilƣanda, Ⱨarun muⱪǝddǝs jayƣa kirgǝndǝ, ⱨɵküm ⱪoxenini taⱪiƣaqⱪa, Israilning oƣullirining namlirini ǝslǝtmǝ süpitidǝ yürikining üstidǝ Pǝrwǝrdigarning aldida daim kɵtürüp yürgǝn bolidu.
Шундақ қилғанда, Һарун муқәддәс җайға киргәндә, һөкүм қошенини тақиғачқа, Исраилниң оғуллириниң намлирини әсләтмә сүпитидә жүригиниң үстидә Пәрвәрдигарниң алдида дайим көтирип жүргән болиду.
30 Ⱨarun Pǝrwǝrdigarning aldiƣa kirgǝndǝ, urim bilǝn tummim uning yüriki üstidǝ boluxi üqün, bularni ⱨɵküm ⱪoxenining iqigǝ alƣin; muxundaⱪ ⱪilƣanda, Ⱨarun Israillarƣa baƣliⱪ ⱨɵkümlǝrni ⱨǝmixǝ Pǝrwǝrdigarning ⱨuzurida ɵz yüriki üstidǝ kɵtürüp yürgǝn bolidu.
Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға киргәндә, урим билән туммим униң жүриги үстидә болуши үчүн, буларни һөкүм қошениниң ичигә алғин; мошундақ қилғанда, Һарун Исраилларға бағлиқ һөкүмләрни һемишә Пәрвәрдигарниң һозурида өз жүриги үстидә көтирип жүргән болиду.
31 Əfodning [iqidiki] tonni pütünlǝy kɵk rǝnglik ⱪilƣin.
Әфодниң [ичидики] тонни пүтүнләй көк рәңлик қилғин.
32 Tonning baxⱪa kiyilidiƣan tɵxüki dǝl otturisida bolsun; uning yirtilip kǝtmǝsliki üqün huddi bapkar toⱪuƣandǝk, sawutning yaⱪisiƣa ohxax qɵrisigǝ pǝwaz qiⱪirilsun.
Тонниң башқа кийилидиған төшүги дәл оттурисида болсун; униң житилип кәтмәслиги үчүн худди бапкар тоқуғандәк, савутниң яқисиға охшаш чөрисигә пәваз чиқирилсун.
33 Uning etikining qɵrisigǝ kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiptin anarlarni toⱪup asⱪin ⱨǝmdǝ altun ⱪongƣuraⱪlarni yasap, qɵrisidiki anarlarning ariliⱪiƣa birdin esip ⱪoyƣin; tonning etikining pütkül qɵrisigǝ bir altun ⱪongƣuraⱪ, bir anar, yǝnǝ bir altun ⱪongƣuraⱪ, bir anar... bekitilsun.
Униң етигиниң чөрисигә көк, сөсүн вә қизил жиптин анарларни тоқуп асқин һәмдә алтун қоңғурақларни ясап, чөрисидики анарларниң арилиғиға бирдин есип қойғин; тонниң етигиниң пүткүл чөрисигә бир алтун қоңғурақ, бир анар, йәнә бир алтун қоңғурақ, бир анар... бекитилсун.
35 Ⱨarun hizmǝt ⱪilƣan waⱪtida xu tonni kiysun; buning bilǝn Ⱨarun Pǝrwǝrdigarning aldiƣa barƣanda, yǝni muⱪǝddǝs jayƣa, Pǝrwǝrdigarning aldiƣa kirip-qiⱪⱪanda uning awazi anglinip turidu-dǝ, u ɵlümdin aman ⱪalidu.
Һарун хизмәт қилған вақтида шу тонни кийсун; буниң билән Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға барғанда, йәни муқәддәс җайға, Пәрвәрдигарниң алдиға кирип-чиққанда униң авази аңлинип туриду-дә, у өлүмдин аман қалиду.
36 Andin keyin sǝn sap altundin nǝpis bir otuƣatni yasap, uning üstigǝ mɵⱨürgǝ nǝⱪixlǝngǝndǝk: «Pǝrwǝrdigarƣa muⱪǝddǝs ⱪilindi» dǝp oyƣin;
Андин кейин сән сап алтундин нәпис бир отуғатни ясап, униң үстигә мөһүргә нәқишләнгәндәк: «Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинди» дәп ойғин;
37 uni kɵk rǝnglik yip bilǝn sǝllisigǝ qigkin; u sǝllining aldi tǝripigǝ taⱪalsun;
уни көк рәңлик жип билән сәллисигә чиккин; у сәллиниң алди тәрипигә тақалсун;
38 u Ⱨarunning pexanisidǝ tursun. Buning bilǝn Ⱨarun Israillarning muⱪǝddǝs ⱪilip kǝltürgǝn barliⱪ muⱪǝddǝs ⱨǝdiyǝlirigǝ qaplaxⱪan gunaⱨlarni ɵz üstigǝ elip kɵtüridu; ⱨǝdiyǝlǝrning Pǝrwǝrdigarning aldida ⱪobul ⱪilinixi üqün otuƣat ⱨǝmixǝ uning pexanisigǝ taⱪaⱪliⱪ tursun.
у Һарунниң пешанисидә турсун. Буниң билән Һарун Исраилларниң муқәддәс қилип кәлтүргән барлиқ муқәддәс һәдийәлиригә чаплашқан гуналарни өз үстигә елип көтириду; һәдийәләрниң Пәрвәрдигарниң алдида қобул қилиниши үчүн отуғат һемишә униң пешанисигә тақақлиқ турсун.
39 Buningdin baxⱪa aⱪ kanap rǝhttin bir kɵnglǝk toⱪuƣin, xuningdǝk kanap rǝhttin toⱪulƣan bir sǝllǝ tǝyyarliƣin; kǝxtilǝngǝn bir bǝlwaƣ yasiƣin.
Буниңдин башқа ақ канап рәхттин бир көйнәк тоқуғин, шуниңдәк канап рәхттин тоқулған бир сәллә тәйярлиғин; кәштиләнгән бир бәлвағ ясиғин.
40 Ⱨarunning oƣulliriƣa halta kɵnglǝklǝrni tikkin; ularƣimu bǝlwaƣlarni tǝyyarla, ularƣa egiz bɵklǝrnimu tikkin; bular ularƣa ⱨǝm xǝrǝp ⱨǝm güzǝllik bolsun.
Һарунниң оғуллириға халта көйнәкләрни тиккин; уларғиму бәлвағларни тәйярла, уларға егиз бөкләрниму тиккин; булар уларға һәм шәрәп һәм гөзәллик болсун.
41 Bularning ⱨǝmmisini sǝn akang Ⱨarun wǝ uning oƣulliriƣa kiydürgin; andin ularning Mening aldimda kaⱨinliⱪ hizmitimdǝ boluxi üqün ularni mǝsiⱨlǝp, Manga muⱪǝddǝs ⱪilip ayriƣin.
Буларниң һәммисини сән акаң Һарун вә униң оғуллириға кийдүргин; андин уларниң Мениң алдимда каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн уларни мәсиһләп, Маңа муқәддәс қилип айриғин.
42 Ularning ǝwrǝtlirining yepiⱪ turuxi üqün ularƣa kanap rǝhttin tambal ǝttürgin; u belidin yotisiƣiqǝ yepip tursun.
Уларниң әврәтлириниң йепиқ туруши үчүн уларға канап рәхттин тамбал әттүргин; у белидин янпишиғичә йепип турсун.
43 Ⱨarun wǝ oƣulliri jamaǝt qediriƣa kirgǝndǝ yaki muⱪǝddǝs jayda hizmǝttǝ bolux üqün ⱪurbangaⱨⱪa yeⱪinlaxⱪanda, ular gunaⱨkar bolup ɵlüp kǝtmǝsliki üqün [tambalni] kiyiwalsun. Bu uningƣa wǝ uningdin keyinki nǝsilliri üqün ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ bolsun.
Һарун вә оғуллири җамаәт чедириға киргәндә яки муқәддәс җайда хизмәттә болуш үчүн қурбангаһқа йеқинлашқанда, улар гунакар болуп өлүп кәтмәслиги үчүн [тамбални] кийивалсун. Бу униңға вә униңдин кейинки нәсиллири үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болсун.

< Misirdin qiⱪix 28 >