< Misirdin qiⱪix 23 >
1 Yalƣan gǝpni yaymiƣin wǝ ya yalƣan guwaⱨliⱪ berip rǝzil adǝmgǝ yan basmiƣin.
Ялған гәпни яймиғин вә я ялған гувалиқ берип рәзил адәмгә ян басмиғин.
2 Topⱪa ǝgixip rǝzil ixta bolma yaki dǝwa-dǝsturlarda guwaⱨliⱪ bǝrgǝndǝ topⱪa ǝgixip ⱨǝⱪiⱪǝtni burmilima.
Топқа әгишип рәзил ишта болма яки дәва-дәстурларда гувалиқ бәргәндә топқа әгишип һәқиқәтни бурмилима.
3 Kǝmbǝƣǝl dǝwa ⱪilsa, uningƣa yan basma.
Кәмбәғәл дәва қилса, униңға ян басма.
4 Düxminingning kala ya exiki ezip ketip, sanga uqrap ⱪalsa, uni elip kelip, igisigǝ qoⱪum tapxurup bǝr.
Дүшминиңниң кала я ешиги езип кетип, саңа учрап қалса, уни елип келип, егисигә чоқум тапшуруп бәр.
5 Əgǝr sanga ɵq bolƣanning exiki yükni kɵtürǝlmǝy yükning astida yatⱪinini kɵrsǝng, uni yardǝmsiz taxlimay, bǝlki uningƣa yardǝmlixip exikini ⱪopuruxup berixing zɵrür.
Әгәр саңа өч болғанниң ешиги жүкни көтирәлмәй жүкниң астида ятқинини көрсәң, уни ярдәмсиз ташлимай, бәлки униңға ярдәмлишип ешигини қопурушуп беришиң зөрүр.
6 Arangdiki kǝmbǝƣǝlning dǝwasida adalǝtni burmilima.
Араңдики кәмбәғәлниң дәвасида адаләтни бурмилима.
7 Ⱨǝrⱪandaⱪ sahta ixtin ɵzüngni neri tart; bigunaⱨ adǝm bilǝn ⱨǝⱪⱪaniy adǝmni ɵltürmigin; qünki Mǝn rǝzil adǝmni ⱨǝrgiz adil dǝp aⱪlimaymǝn.
Һәр қандақ сахта иштин өзүңни нери тарт; бегуна адәм билән һәққаний адәмни өлтүрмигин; чүнки Мән рәзил адәмни һәргиз адил дәп ақлимаймән.
8 Xuningdǝk ⱨeqⱪandaⱪ para yemǝ; qünki para kɵzi oquⱪlarni kor ⱪilip, ⱨǝⱪⱪaniylarning sɵzlirini burmilaydu.
Шуниңдәк һеч қандақ пара йемә; чүнки пара көзи очуқларни кор қилип, һәққанийларниң сөзлирини бурмилайду.
9 Musapir kixilǝrgǝ zulum ⱪilma; qünki ɵzünglar Misir zeminida musapir bolup turƣan bolƣaqⱪa, musapirning roⱨiy ⱨalini bilisilǝr.
Мусапир кишиләргә зулум қилма; чүнки өзүңлар Мисир зиминида мусапир болуп турған болғачқа, мусапирниң роһий һалини билисиләр.
10 Altǝ yil ɵz yeringni terip, ⱨosullirini al.
Алтә жил өз йериңни терип, һосуллирини ал.
11 Lekin yǝttinqi yili yǝrgǝ aram berip uni box ⱪoy; hǝlⱪingning namratliri uningdin yiƣip yesun, ulardin axⱪinini janggaldiki ⱨaywanlar yesun; xundaⱪla üzümzarliⱪing bilǝn zǝytunzarliⱪingnimu xundaⱪ ⱪilƣin.
Лекин йәттинчи жили йәргә арам берип уни бош қой; хәлқиңниң намратлири униңдин жиғип йесун, улардин ашқинини җаңгалдики һайванлар йесун; шундақла үзүмзарлиғиң билән зәйтунзарлиғиңниму шундақ қилғин.
12 Altǝ kün iqidǝ ɵz ixingni ada ⱪilip, yǝttinqi küni aram elixing zɵrür. Buning bilǝn kala-exǝkliring aram tapidu, dedikingning oƣli bilǝn musapir kiximu ⱨarduⱪini qiⱪiridu.
Алтә күн ичидә өз ишиңни ада қилип, йәттинчи күни арам елишиң зөрүр. Буниң билән кала-ешәклириң арам тапиду, дедигиңниң оғли билән мусапир кишиму һардуқини чиқириду.
13 Mǝn sanga eytⱪinimning ⱨǝmmisini kɵngül bɵlüp ada ⱪil; baxⱪa ilaⱨlarning namini tilingƣa alma; bular ⱨǝtta aƣzingƣimu qiⱪmisun.
Мән саңа ейтқинимниң һәммисини көңүл бөлүп ада қил; башқа илаһларниң намини тилиңға алма; булар һәтта ағзиңғиму чиқмисун.
14 Ⱨǝr yilda üq ⱪetim mening üqün ⱨeyt ɵtküzgin.
Һәр жилда үч қетим мениң үчүн һейт өткүзгин.
15 Aldi bilǝn «petir nan ⱨeyti»ni ɵtküz; sanga ǝmr ⱪilƣinimdǝk Abib eyidiki bekitilgǝn künlǝrdǝ yǝttǝ kün petir nan yegin; qünki xu ayda sǝn Misirdin qiⱪⱪaniding. Xu ⱨeytta ⱨeqkixi aldimƣa ⱪuruⱪ ⱪol kǝlmisun.
Алди билән «петир нан һейти»ни өткүз; саңа әмир қилғинимдәк Абиб ейидики бекитилгән күнләрдә йәттә күн петир нан йегин; чүнки шу айда сән Мисирдин чиққан едиң. Шу һейтта һечкиши алдимға қуруқ қол кәлмисун.
16 Sǝn ǝjir ⱪilip teriƣan etizdiki ziraitingning tunji ⱨosulini orƣanda «orma ⱨeyti»ni ɵtküz; xundaⱪla sǝn ǝjir singdürüp yǝrdin ahirⱪi ⱨosul-mǝⱨsulatliringni yil ahirida yiƣⱪanda «ⱨosul yiƣix ⱨeyti»ni ɵtküz.
Сән әҗир қилип териған етиздики зираитиңниң тунҗа һосулини орғанда «орма һейти»ни өткүз; шундақла сән әҗир сиңдүрүп йәрдин ахирқи һосул-мәһсулатлириңни жил ахирида жиққанда «һосул жиғиш һейти»ни өткүз.
17 Yilda üq ⱪetim ǝrkǝkliringning ⱨǝmmisi Rǝb Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuriƣa ⱨazir bolsun.
Жилда үч қетим әркәклириңниң һәммиси Рәб Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болсун.
18 Sǝn manga atalƣan ⱪurbanliⱪning ⱪenini hemirturuq selinƣan nan bilǝn sunmiƣin; ⱨeyt ⱪurbanliⱪining yeƣini bolsa keqiqǝ ⱪondurup ǝtigiqigǝ saⱪlima.
Сән маңа аталған қурбанлиқниң қенини хемиртуруч селинған нан билән сунмиғин; һейт қурбанлиғиниң йеғини болса кечичә қондуруп әтигичигә сақлима.
19 Zeminingdiki dǝslǝpki ⱨosulning ǝng yahxsini Pǝrwǝrdigar Hudayingning ɵyigǝ elip kǝl. Oƣlaⱪni anisining sütidǝ ⱪaynitip pixurma.
Зиминиңдики дәсләпки һосулниң әң яхшсини Пәрвәрдигар Худайиңниң өйигә елип кәл. Оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарма.
20 Mana, Mǝn bir Pǝrixtini yolda seni ⱪoƣdap, Mǝn sanga tǝyyarliƣan yǝrgǝ elip barsun dǝp, aldingda yürüxkǝ ǝwǝtimǝn.
Мана, Мән бир Пәриштини йолда сени қоғдап, Мән саңа тәйярлиған йәргә елип барсун дәп, алдиңда жүрүшкә әвәтимән.
21 Sǝn uning aldida ɵzünggǝ agaⱨ bol, uning awaziƣa ⱪulaⱪ sal. Uning zitiƣa tǝgmǝ; bolmisa, u itaǝtsizlikliringni kǝqürmǝydu; qünki Mening namim uningdidur.
Сән униң алдида өзүңгә агаһ бол, униң авазиға қулақ сал. Униң зитиға тәгмә; болмиса, у итаәтсизликлириңни кәчүрмәйду; чүнки Мениң намим униңдидур.
22 Lekin ǝgǝr sǝn uning awaziƣa ⱪulaⱪ selip, Mening barliⱪ buyruƣanlirimƣa ǝmǝl ⱪilsang, Mǝn düxmǝnliringgǝ düxmǝn, küxǝndiliringgǝ küxǝndǝ bolimǝn.
Лекин әгәр сән униң авазиға қулақ селип, Мениң барлиқ буйруғанлиримға әмәл қилсаң, Мән дүшмәнлириңгә дүшмән, күшәндилириңгә күшәндә болимән.
23 Qünki Mening Pǝrixtǝm aldingda yürüp, seni Amoriy, Ⱨittiy, Pǝrizziy, Ⱪanaaniy, Ⱨiwiy wǝ Yǝbusiylarning zeminiƣa baxlap kiridu; Mǝn ularni yoⱪitimǝn.
Чүнки Мениң Пәриштәм алдиңда жүрүп, сени Аморий, Һиттий, Пәриззий, Ⱪананий, Һивий вә Йәбусийларниң зиминиға башлап кириду; Мән уларни йоқитимән.
24 Sǝn ularning ilaⱨliriƣa bax urup ibadǝt ⱪilma wǝ yaki ular ⱪilƣandǝk ⱪilma; bǝlki ularning [butlirini] üzül-kesil qeⱪiwǝt, but tüwrüklirini üzül-kesil kukum-talƣan ⱪiliwǝt;
Сән уларниң илаһлириға баш уруп ибадәт қилма вә яки улар қилғандәк қилма; бәлки уларниң [бутлирини] үзүл-кесил чеқивәт, бут түврүклирини үзүл-кесил кукум-талған қиливәт;
25 Lekin Hudayinglar Pǝrwǝrdigarning ibaditidǝ bolunglar. Xundaⱪ ⱪilsanglar U nan bilǝn süyünglarni bǝrikǝtlǝydu; Mǝn barliⱪ kesǝllikni aranglardin qiⱪirip taxlaymǝn.
Лекин Худайиңлар Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуңлар. Шундақ қилсаңлар У нан билән сүйүңларни бәрикәтләйду; Мән барлиқ кесәлликни араңлардин чиқирип ташлаймән.
26 Buning bilǝn zeminingda boyidin ajrap ketidiƣan yaki tuƣmas ⱨeqbir ayal yaki qarpay bolmaydu; ɵmrüngning künlirini toluⱪ ⱪilimǝn.
Буниң билән зиминиңда бойидин аҗрап кетидиған яки туғмас һеч бир аял яки чарпай болмайду; өмрүңниң күнлирини толуқ қилимән.
27 Mǝn sening aldingda wǝⱨimimni ǝwǝtimǝn, ⱪaysi taipigǝ yeⱪinlaxsang xularni parakǝndǝ ⱪilimǝn; xuning bilǝn ⱨǝmmǝ düxmǝnliringni kǝynigǝ yandurup ⱪaqurimǝn.
Мән сениң алдиңда вәһимимни әвәтимән, қайси таипигә йеқинлашсаң шуларни паракәндә қилимән; шуниң билән һәммә дүшмәнлириңни кәйнигә яндуруп қачуримән.
28 Ⱨiwiylar, Ⱪanaaniylar wǝ Ⱨittiylarni aldingdin ⱪoƣlap qiⱪiriwetixkǝ seriⱪ ⱨǝrilǝrni aldingda yürüxkǝ ǝwǝtimǝn.
Һивийлар, Ⱪананийлар вә Һиттийларни алдиңдин қоғлап чиқириветишкә сериқ һәриләрни алдиңда жүрүшкә әвәтимән.
29 Əmma zeminning Harabilixip, dalada wǝⱨxiy ⱨaywanlar awup sanga hǝwp bolup ⱪalmasliⱪi üqün, xu ǝllǝrni aldingdin bir yilƣiqǝ ⱨǝydiwǝtmǝymǝn,
Амма зиминниң Харабилишип, далада вәһший һайванлар көпийип саңа хәвп болуп қалмаслиғи үчүн, шу әлләрни алдиңдин бир жилғичә һайдивәтмәймән,
30 Bǝlki sǝn awup, zeminni [pütünlǝy] miras ⱪilip bolƣuqǝ, az-azdin ⱨǝydǝp turimǝn.
Бәлки сән көпийип, зиминни [пүтүнләй] мирас қилип болғичә, аз-аздин һайдап туримән.
31 Sening zeminingning qegrilirini Ⱪizil Dengizdin tartip Filistiylǝrning dengiziƣiqǝ, xuningdǝk qɵldin tartip [Əfrat] dǝryasiƣiqǝ bekitimǝn; qünki zeminda turuwatⱪanlarni ⱨǝydiwetip yerini igilixing üqün, ularni ⱪolungƣa tapxurimǝn.
Сениң зиминиңниң чегарилирини Қизил Деңиздин тартип Филистийләрниң деңизиғичә, шуниңдәк чөлдин тартип [Әфрат] дәриясиғичә бекитимән; чүнки зиминда туруватқанларни һайдиветип йерини егилишиң үчүн, уларни қолуңға тапшуримән.
32 Sǝn ular bilǝn wǝ yaki ilaⱨliri bilǝn ⱨeqⱪandaⱪ bir ǝⱨdǝ tüzmǝ.
Сән улар билән вә яки илаһлири билән һеч қандақ бир әһдә түзмә.
33 Ularning seni aldimda gunaⱨⱪa patⱪuzmasliⱪi üqün ularni zeminingda ⱪǝt’iy turƣuzma. Qünki mubada sǝn ularning ilaⱨlirining ibaditidǝ bolsang, bu ix sanga tuzaⱪ bolidu.
Уларниң сени алдимда гунаға патқузмаслиғи үчүн уларни зиминиңда қәтъий турғузма. Чүнки мабада сән уларниң илаһлириниң ибадитидә болсаң, бу иш саңа қапқан болиду.