< Misirdin qiⱪix 19 >

1 Israillar Misir zeminidin qiⱪip, dǝl üqinqi eyining baxlanƣan küni Sinay qɵligǝ yetip kǝldi.
Исраиллар Мисир зиминидин чиқип, дәл үчинчи ейиниң башланған күни Синай чөлигә йетип кәлди.
2 Ular Rǝfidimdin qiⱪip, Sinay qɵligǝ yetip kelip, qɵldǝ qedir tikti; Israil xu yǝrdǝ, taƣning udulida tohtap qedir tikti.
Улар Рәфидимдин чиқип, Синай чөлигә йетип келип, чөлдә чедир тикти; Исраил шу йәрдә, тағниң удулида тохтап чедир тикти.
3 Musa Hudaning aldiƣa qiⱪiwidi, Pǝrwǝrdigar taƣdin uningƣa hitab ⱪilip mundaⱪ dedi: — Sǝn Yaⱪupning jǝmǝtigǝ sɵz ⱪilip, Israillarƣa munu hǝwǝrni yǝtküzgin: —
Муса Худаниң алдиға чиқивиди, Пәрвәрдигар тағдин униңға хитап қилип мундақ деди: — Сән Яқупниң җәмәтигә сөз қилип, Исраилларға муну хәвәрни йәткүзгин: —
4 «Mening misirliⱪlarƣa nemǝ ⱪilƣinimni, xundaⱪla Mǝn silǝrni huddi bürküt balilirini ⱪanatliriƣa mindürüp elip yürgǝndǝk, Ɵz ⱪeximƣa elip kǝlginimni ɵzünglar kɵrdünglar.
«Мениң мисирлиқларға немә қилғинимни, шундақла Мән силәрни худди бүркүт балилирини қанатлириға миндүрүп елип жүргәндәк, Өз қешимға елип кәлгинимни өзүңлар көрдүңлар.
5 Əmdi silǝr dǝrⱨǝⱪiⱪǝt Mening sɵzümni anglap, ǝⱨdǝmni tutsanglar, undaⱪta barliⱪ ǝllǝrning arisida Manga has bir gɵⱨǝr bolisilǝr — qünki pütkül yǝr Meningkidur —
Әнди силәр дәрһәқиқәт Мениң сөзүмни аңлап, әһдәмни тутсаңлар, ундақта барлиқ әлләрниң арисида Маңа хас бир гөһәр болисиләр — чүнки пүткүл йәр Мениңкидур —
6 wǝ silǝr Manga kaⱨinlardin tǝrkib tapⱪan has bir padixaⱨliⱪ wǝ muⱪǝddǝs bir ⱪowm bolisilǝr». Mana bu sǝn Israillarƣa deyixing kerǝk bolƣan sɵzlǝrdur, — dedi.
вә силәр Маңа каһинлардин тәркиб тапқан хас бир падишалиқ вә муқәддәс бир қовм болисиләр». Мана бу сән Исраилларға дейишиң керәк болған сөзләрдур, — деди.
7 Xuning bilǝn Musa yenip kelip, hǝlⱪning aⱪsaⱪallirini qaⱪirtip, Pǝrwǝrdigar uningƣa buyruƣan xu sɵzlǝrning ⱨǝmmisini ularƣa yǝtküzdi.
Шуниң билән Муса йенип келип, хәлиқниң ақсақаллирини чақиртип, Пәрвәрдигар униңға буйруған шу сөзләрниң һәммисини уларға йәткүзди.
8 Hǝlⱪning ⱨǝmmisi bir eƣizdin: — Pǝrwǝrdigar buyruƣanning ⱨǝmmisigǝ qoⱪum ǝmǝl ⱪilimiz! — dǝp jawab bǝrdi. Andin Musa hǝlⱪning jawab sɵzlirini Pǝrwǝrdigarning ⱪexiƣa berip yǝtküzdi.
Хәлиқниң һәммиси бир еғиздин: — Пәрвәрдигар буйруғанниң һәммисигә чоқум әмәл қилимиз! — дәп җавап бәрди. Андин Муса хәлиқниң җавап сөзлирини Пәрвәрдигарниң қешиға берип йәткүзди.
9 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Mana, Mǝn sanga sɵz ⱪilƣinimda hǝlⱪ awazimni anglisun, ⱨǝmixǝ sanga ixǝnsun dǝp, yeningƣa ⱪara bulutning ⱪarangƣuluⱪi iqidǝ kelimǝn, dǝp eytti. Musamu hǝlⱪning degǝnlirini Pǝrwǝrdigarƣa anglatti.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Мана, Мән саңа сөз қилғинимда хәлиқ авазимни аңлисун, һемишә саңа ишәнсун дәп, йениңға қара булутниң қараңғулуғи ичидә келимән, дәп ейтти. Мусаму хәлиқниң дегәнлирини Пәрвәрдигарға аңлатти.
10 Pǝrwǝrdigar Musaƣa yǝnǝ: — Sǝn hǝlⱪning ⱪexiƣa berip, bügün wǝ ǝtǝ ularni pak-muⱪǝddǝs ⱪilip, kiyim-keqǝklirini yudurƣin.
Пәрвәрдигар Мусаға йәнә: — Сән хәлиқниң қешиға берип, бүгүн вә әтә уларни пак-муқәддәс қилип, кийим-кечәклирини жуйдурғин.
11 Ular üqinqi künigǝ tǝyyar tursun; qünki üqinqi küni barliⱪ hǝlⱪning kɵz aldida Pǝrwǝrdigar Sinay teƣiƣa qüxidu.
Улар үчинчи күнигә тәйяр турсун; чүнки үчинчи күни барлиқ хәлиқниң көз алдида Пәрвәрдигар Синай теғиға чүшиду.
12 Sǝn hǝlⱪ üqün [taƣning] ǝtrapiƣa bir pasil ⱪilip, ularƣa: «Silǝr eⱨtiyat ⱪilinglar, taƣⱪa qiⱪmanglar yaki uning etikigǝ tegip kǝtmǝnglar. Kimki taƣⱪa tǝgsǝ ɵltürülmǝy ⱪalmaydu;
Сән хәлиқ үчүн [тағниң] әтрапиға бир пасил қилип, уларға: «Силәр еһтият қилиңлар, таққа чиқмаңлар яки униң етигигә тегип кәтмәңлар. Кимки таққа тәгсә өлтүрүлмәй қалмайду;
13 Uningƣa ⱨǝtta birǝr ⱪoli tegip kǝtsimu, qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürülsun yaki oⱪ etip ɵltürülsun. Mǝyli ⱨaywan yaki insan bolsun, xundaⱪ ⱪilsa, tirik ⱪaldurulmisun» — dǝp eytⱪin. Lekin Kanay uzun qelinsa, ular taƣning tüwigǝ qiⱪsun, dedi.
Униңға һәтта бирәр қоли тегип кәтсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун яки оқ етип өлтүрүлсун. Мәйли һайван яки инсан болсун, шундақ қилса, тирик қалдурулмисун» — дәп ейтқин. Лекин Канай узун челинса, улар тағниң түвигә чиқсун, деди.
14 Musa taƣdin qüxüp hǝlⱪning ⱪexiƣa berip, hǝlⱪni Hudaƣa atap muⱪǝddǝs ⱪildi; ular kiyim-keqǝklirini yudi.
Муса тағдин чүшүп хәлиқниң қешиға берип, хәлиқни Худаға атап муқәддәс қилди; улар кийим-кечәклирини жуйди.
15 Andin Musa hǝlⱪⱪǝ: — Üqinqi künigǝ tǝyyar turunglar; ⱨeqkim ayali bilǝn yeⱪinqiliⱪ ⱪilmisun, dedi.
Андин Муса хәлиққә: — Үчинчи күнигә тәйяр туруңлар; һеч ким аяли билән йеқинчилиқ қилмисун, деди.
16 Üqinqi küni bolƣanda, tang yoruxi bilǝn xundaⱪ boldiki, güldürmamilar güldürlǝp, qaⱪmaⱪ qeⱪip, taƣ üstidǝ ⱪoyuⱪ bir parqǝ bulut pǝyda boldi, zor ⱪattiⱪ qelinƣan kanayning awazi anglandi. Buni kɵrüp qedirgaⱨdiki pütkül hǝlⱪ ⱪorⱪunqidin titrǝp kǝtti.
Үчинчи күни болғанда, таң йоруши билән шундақ болдики, гүлдүрмамилар гүлдүрләп, чақмақ чеқип, тағ үстидә қоюқ бир парчә булут пәйда болди, зор қаттиқ челинған канайниң авази аңланди. Буни көрүп чедиргаһдики пүткүл хәлиқ қорқунучидин титрәп кәтти.
17 Musa hǝlⱪni Hudaning aldida ⱨazir boluxⱪa qedirgaⱨdin elip qiⱪti. Ular kelip taƣning tüwidǝ ɵrǝ turdi.
Муса хәлиқни Худаниң алдида һазир болушқа чедиргаһдин елип чиқти. Улар келип тағниң түвидә өрә турди.
18 Pǝrwǝrdigar Sinay teƣiƣa otta qüxüp kǝlgini üqün is-tütǝk pütkül taƣni ⱪaplidi; is-tütǝk humdandin ɵrligǝn is-tütǝktǝk üstigǝ ɵrlǝp qiⱪti. Pütkül taƣ ⱪattiⱪ tǝwrinixkǝ baxlidi.
Пәрвәрдигар Синай теғиға отта чүшүп кәлгини үчүн ис-түтәк пүткүл тағни қаплиди; ис-түтәк хумдандин өрлигән ис-түтәктәк үстигә өрләп чиқти. Пүткүл тағ қаттиқ тәвринишкә башлиди.
19 Kanay awazi barƣanseri küqiyip intayin ⱪattiⱪ qiⱪti. Musa sɵz ⱪiliwidi, Huda anglap ünlük awaz bilǝn jawab bǝrdi.
Канай авази барғансери күчийип интайин қаттиқ чиқти. Муса сөз қиливиди, Худа аңлап үнлүк аваз билән җавап бәрди.
20 Pǝrwǝrdigar Ɵzi Sinay teƣiƣa, taƣning qoⱪⱪisiƣa qüxti; andin Pǝrwǝrdigar Musani taƣning qoⱪⱪisiƣa qaⱪiriwidi, Musa taƣⱪa qiⱪti.
Пәрвәрдигар Өзи Синай теғиға, тағниң чоққисиға чүшти; андин Пәрвәрдигар Мусани тағниң чоққисиға чақиривиди, Муса таққа чиқти.
21 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Sǝn qüxüp halayiⱪni agaⱨlandurup: Ular «Pǝrwǝrdigarni kɵrimiz» dǝp pasildin bɵsüp ɵtmisun; undaⱪ ⱪilsa, ulardin kɵp adǝm ⱨalak bolidu, dǝp eytⱪin.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән чүшүп халайиқни агаһландуруп: Улар «Пәрвәрдигарни көримиз» дәп пасилдин бөсүп өтмисун; ундақ қилса, улардин көп адәм һалак болиду, дәп ейтқин.
22 Pǝrwǝrdigarƣa yeⱪin kelǝlǝydiƣan kaⱨinlarmu ɵzlirini manga atap muⱪǝddǝs ⱪilsun; bolmisa, Pǝrwǝrdigar [sepilni] bɵskǝndǝk ularƣa ⱨalakǝt yǝtküzidu, — dedi.
Пәрвәрдигарға йеқин келәләйдиған каһинларму өзлирини маңа атап муқәддәс қилсун; болмиса, Пәрвәрдигар [сепилни] бөскәндәк уларға һалакәт йәткүзиду, — деди.
23 Musa Pǝrwǝrdigarƣa: — Halayiⱪning Sinay teƣiƣa qiⱪixi mumkin ǝmǝs; qünki Sǝn Ɵzüng bizgǝ ⱪattiⱪ agaⱨlandurdung: taƣni «muⱪǝddǝs» dǝp ⱪarap, uning ǝtrapiƣa pasillarni bekitinglar, dǝp ǝmr ⱪilding, — dedi.
Муса Пәрвәрдигарға: — Халайиқниң Синай теғиға чиқиши мүмкин әмәс; чүнки Сән Өзүң бизгә қаттиқ агаһландурдуң: тағни «муқәддәс» дәп қарап, униң әтрапиға пасилларни бекитиңлар, дәп әмир қилдиң, — деди.
24 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Mang, sǝn qüxüp kǝtkin. Andin sǝn Ⱨarunni elip, billǝ qiⱪⱪin; lekin kaⱨinlar wǝ hǝlⱪ bolsa Pǝrwǝrdigarning ⱪexiƣa barayli dǝp pasildin bɵsüp ɵtmisun; bolmisa, [Pǝrwǝrdigar sepilni] bɵskǝndǝk ularning üstigǝ qüxidu, — dedi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Маң, сән чүшүп кәткин. Андин сән Һарунни елип, биллә чиққин; лекин каһинлар вә хәлиқ болса Пәрвәрдигарниң қешиға барайли дәп пасилдин бөсүп өтмисун; болмиса, [Пәрвәрдигар сепилни] бөскәндәк уларниң үстигә чүшиду, — деди.
25 Xuning bilǝn Musa hǝlⱪning ⱪexiƣa qüxüp, ularƣa bu sɵzni yǝtküzdi.
Шуниң билән Муса хәлиқниң қешиға чүшүп, уларға бу сөзни йәткүзди.

< Misirdin qiⱪix 19 >