< Misirdin qiⱪix 17 >

1 Andin pütkül Israil jamaiti ⱪopup, Sin qɵlidin qiⱪip, Pǝrwǝrdigarning ǝmri boyiqǝ sǝpǝr ⱪilip, Rǝfidim degǝn yǝrgǝ kelip qedirlirini tikti. Əmma u yǝrdǝ hǝlⱪⱪǝ iqkili su yoⱪ idi.
Андин пүткүл Исраил җамаити қопуп, Син чөлидин чиқип, Пәрвәрдигарниң әмри бойичә сәпәр қилип, Рәфидим дегән йәргә келип чедирлирини тикти. Амма у йәрдә хәлиққә ичкили су йоқ еди.
2 Xuning bilǝn hǝlⱪ Musa bilǝn jedǝllixip: — Bizgǝ iqkili su bǝrgin! — dedi. Lekin Musa ularƣa: — Nemixⱪa mening bilǝn jedǝllixisilǝr? Nemixⱪa Pǝrwǝrdigarni sinaysilǝr? — dedi.
Шуниң билән хәлиқ Муса билән җедәллишип: — Бизгә ичкили су бәргин! — деди. Лекин Муса уларға: — Немишкә мениң билән җедәллишисиләр? Немишкә Пәрвәрдигарни синайсиләр? — деди.
3 Lekin hǝlⱪ qangⱪap, su tǝlǝp ⱪilip, Musadin aƣrinip ƣotuldixip: — Sǝn nemixⱪa bizni, balilirimizni wǝ melimizni ussuzluⱪ bilǝn ɵltürüxkǝ Misirdin elip kǝlding? — dedi.
Лекин хәлиқ чаңқап, су тәләп қилип, Мусадин ағринип ғотулдишип: — Сән немишкә бизни, балилиримизни вә мелимизни уссузлуқ билән өлтүрүшкә Мисирдин елип кәлдиң? — деди.
4 Xuning bilǝn Musa Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad kɵtürüp: — Bu hǝlⱪni ⱪandaⱪ ⱪilsam bolar?! Ular ⱨelila meni qalma-kesǝk ⱪilixi mumkin! — dedi.
Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарға пәряд көтирип: — Бу хәлиқни қандақ қилсам болар?! Улар һелила мени чалма-кесәк қилиши мүмкин! — деди.
5 Pǝrwǝrdigar Musaƣa jawabǝn: — Sǝn Israilning aⱪsaⱪalliridin birnǝqqisini ɵzüng bilǝn billǝ elip qiⱪip, [Nil] dǝryasining süyini urƣiningda ixlǝtkǝn ⱨasangni ⱪolungƣa elip hǝlⱪning aldiƣa barƣin;
Пәрвәрдигар Мусаға җававән: — Сән Исраилниң ақсақаллиридин бир нәччисини өзүң билән биллә елип чиқип, [Нил] дәриясиниң сүйини урғиниңда ишләткән һасаңни қолуңға елип хәлиқниң алдиға барғин;
6 Mana, Mǝn xu yǝrdǝ, Ⱨorǝb teƣidiki ⱪoram taxning üstidǝ sening aldingda turimǝn; sǝn ⱪoram taxni urƣin. Buning bilǝn uningdin hǝlⱪⱪǝ iqkili su qiⱪidu, — dedi. Musa Israilning aⱪsaⱪallirining kɵz aldida xundaⱪ ⱪildi.
Мана, Мән шу йәрдә, Һорәб теғидики қорам ташниң үстидә сениң алдиңда туримән; сән қорам ташни урғин. Буниң билән униңдин хәлиққә ичкили су чиқиду, — деди. Муса Исраилниң ақсақаллириниң көз алдида шундақ қилди.
7 Musa Israillarning jedǝllǝxkini wǝ ularning «Pǝrwǝrdigar arimizda zadi barmu-yoⱪmu?» deyixip Pǝrwǝrdigarni siniƣini üqün, u yǝrni «Massaⱨ» wǝ «Mǝribaⱨ» dǝp atidi.
Муса Исраилларниң җедәлләшкини вә уларниң «Пәрвәрдигар аримизда зади барму-йоқму?» дейишип Пәрвәрдигарни синиғини үчүн, у йәрни «Массаһ» вә «Мәрибаһ» дәп атиди.
8 Xu qaƣda Amalǝklǝr kelip Rǝfidimdǝ Israilƣa ⱨujum ⱪildi.
Шу чағда Амаләкләр келип Рәфидимдә Исраилға һуҗум қилди.
9 Musa Yǝxuaƣa: Sǝn ɵzimizdin Amalǝk bilǝn jǝng ⱪilixⱪa adǝm talliƣin. Mǝn ǝtǝ Hudaning ⱨasisini ⱪolumƣa elip dɵngning qoⱪⱪisida turup turimǝn, dedi.
Муса Йәшуаға: Сән өзимиздин Амаләк билән җәң қилишқа адәм таллиғин. Мән әтә Худаниң һасисини қолумға елип дөңниң чоққисида туруп туримән, деди.
10 Yǝxua Musa buyruƣinidǝk ⱪilip, Amalǝklǝr bilǝn jǝng ⱪildi. Musa, Ⱨarun wǝ Hur dɵngning qoⱪⱪisiƣa qiⱪti.
Йәшуа Муса буйруғинидәк қилип, Амаләкләр билән җәң қилди. Муса, Һарун вә Хур дөңниң чоққисиға чиқти.
11 Xundaⱪ boldiki, Musa ⱪolini kɵtürüp tursa, Israil ƣalib kelǝtti, lekin u ⱪollirini pǝskǝ qüxürüp tursa, Amalǝk ƣalib kelǝtti.
Шундақ болдики, Муса қолини көтирип турса, Исраил ғалип келәтти, лекин у қоллирини пәскә чүшүрүп турса, Амаләк ғалип келәтти.
12 Musaning ⱪolliri eƣirlixip kǝtti; ular bir taxni elip kelip uning astiƣa ⱪoydi; u uning üstidǝ olturdi; andin Ⱨarun bilǝn Hur biri bir tǝripidǝ, biri yǝnǝ bir tǝripidǝ uning ⱪollirini yɵlǝp turdi; bu tǝriⱪidǝ uning ⱪolliri taki kün patⱪuqǝ mǝzmut turdi.
Мусаниң қоллири еғирлишип кәтти; улар бир ташни елип келип униң астиға қойди; у униң үстидә олтарди; андин Һарун билән Хур бири бир тәрипидә, бири йәнә бир тәрипидә униң қоллирини йөләп турди; бу тәриқидә униң қоллири таки күн патқичә мәзмут турди.
13 Xundaⱪ ⱪilip, Yǝxua Amalǝk wǝ uning hǝlⱪini ⱪiliqlap nabut ⱪildi.
Шундақ қилип, Йәшуа Амаләк вә униң хәлқини қиличлап набут қилди.
14 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Bir ǝslimǝ bolsun dǝp bu ixlarni bir kitabⱪa yezip ⱪaldurƣin, xundaⱪla xularni Yǝxuaning ⱪulaⱪliriƣa oⱪup bǝr; qünki Mǝn Amalǝkning namini asmanlarning astidin, ⱨǝtta adǝmlǝrning esidinmu mutlǝⱪ ɵqürüwetimǝn, dedi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Бир әслимә болсун дәп бу ишларни бир китапқа йезип қалдурғин, шундақла шуларни Йәшуаниң қулақлириға оқуп бәр; чүнки Мән Амаләкниң намини асманларниң астидин, һәтта адәмләрниң есидинму мутләқ өчүрүветимән, деди.
15 Andin Musa bir ⱪurbangaⱨni yasap, namini «Pǝrwǝrdigar tuƣumdur» dǝp atidi
Андин Муса бир қурбангаһни ясап, намини «Пәрвәрдигар туғумдур» дәп атиди
16 wǝ Musa: — Yaⱨning tǝhti aldida bir ⱪol kɵtürülüp: — «Pǝrwǝrdigar ǝwladtin ǝwladⱪiqǝ Amalǝkkǝ ⱪarxi jǝng ⱪilidu» deyilgǝnidi, — dedi.
вә Муса: — Яһниң тәхти алдида бир қол көтирилип: — «Пәрвәрдигар әвлаттин әвлатқичә Амаләккә қарши җәң қилиду» дейилгән еди, — деди.

< Misirdin qiⱪix 17 >