< Misirdin qiⱪix 16 >

1 Andin Israillarning pütkül jamaiti Elimdin yolƣa atlandi; Misir zeminidin qiⱪip, ikkinqi eyining on bǝxinqi künidǝ Elim bilǝn Sinayning otturisidiki Sin qɵligǝ yetip kǝldi.
Андин Исраилларниң пүткүл җамаити Елимдин йолға атланди; Мисир зиминидин чиқип, иккинчи ейиниң он бәшинчи күнидә Елим билән Синайниң оттурисидики Син чөлигә йетип кәлди.
2 Əmma Israillarning pütkül jamaiti qɵldǝ Musa bilǝn Ⱨarunning yaman gepini ⱪilip ƣotuldaxⱪili turdi.
Амма Исраилларниң пүткүл җамаити чөлдә Муса билән Һарунниң яман гепини қилип ғотулдашқили турди.
3 Israillar ularƣa: — Pǝrwǝrdigarning ⱪoli bizni Misir yurtidila ɵltürüwǝtkǝn bolsa bolmasmidi! Xu yǝrdǝ biz gɵx ⱪaynawatⱪan ⱪazanlarni qɵridǝp olturup, toyƣudǝk nan yemigǝnmiduⱪ? Lekin silǝr bu jamaǝtning ⱨǝmmisini aqliⱪ bilǝn ɵltürmǝkqi bolup bizni bu qɵlgǝ elip kǝldinglar! — deyixti.
Исраиллар уларға: — Пәрвәрдигарниң қоли бизни Мисир жутидила өлтүрүвәткән болса болмасмиди! Шу йәрдә биз гөш қайнаватқан қазанларни чөридәп олтирип, тойғидәк нан йемигәнмидуқ? Лекин силәр бу җамаәтниң һәммисини ачлиқ билән өлтүрмәкчи болуп бизни бу чөлгә елип кәлдиңлар! — дейишти.
4 Buning bilǝn Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Mana, Mǝn asmandin silǝrgǝ nan yaƣdurimǝn; xuning bilǝn hǝlⱪ ⱨǝr küni qiⱪip, bir künlük lazimliⱪini yiƣiwalsun. Bu tǝriⱪidǝ Mǝn ularning Mening ⱪanun-ǝmrlirimdǝ mangidiƣan-mangmaydiƣanliⱪini sinaymǝn.
Буниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Мана, Мән асмандин силәргә нан яғдуримән; шуниң билән хәлиқ һәр күни чиқип, бир күнлүк лазимлиғини жиғивалсун. Бу тәриқидә Мән уларниң Мениң қанун-әмирлиримдә маңидиған-маңмайдиғанлиғини синаймән.
5 Ⱨǝr ⱨǝptining altinqi küni xundaⱪ boliduki, ular yiƣiwalƣanlirini tǝyyarlisun; u baxⱪa künlǝrdǝ erixidiƣinidin bir ⱨǝssǝ kɵp bolidu, — dedi.
Һәр һәптиниң алтинчи күни шундақ болидуки, улар жиғивалғанлирини тәйярлисун; у башқа күнләрдә еришидиғинидин бир һәссә көп болиду, — деди.
6 Andin Musa bilǝn Ⱨarun barliⱪ Israillarƣa: — Bügün ahxam silǝrni Misir zeminidin elip qiⱪⱪuqining Pǝrwǝrdigar ikǝnlikini bilisilǝr wǝ
Андин Муса билән Һарун барлиқ Исраилларға: — Бүгүн ахшам силәрни Мисир зиминидин елип чиққучиниң Пәрвәрдигар екәнлигини билисиләр вә
7 ǝtǝ silǝr Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripini kɵrisilǝr; qünki U silǝrning Uning yaman gepini ⱪilip ƣotuldaxⱪininglarni anglidi; bizgǝ kǝlsǝk, silǝr yaman gepimizni ⱪilip ƣotuldiƣudǝk biz kim iduⱪ? — dedi.
әтә силәр Пәрвәрдигарниң шан-шәривини көрисиләр; чүнки У силәрниң Униң яман гепини қилип ғотулдашқиниңларни аңлиди; бизгә кәлсәк, силәр яман гепимизни қилип ғотулдиғидәк биз ким едуқ? — деди.
8 Musa yǝnǝ: Pǝrwǝrdigar bügün ahxam silǝrgǝ yegili gɵx berip, ǝtǝ ǝtigǝndǝ toyƣudǝk nan bǝrgǝndǝ [buni bilisilǝr]; qünki Pǝrwǝrdigar silǝr Uning yaman gepini ⱪilip ƣotuldiƣininglarni anglidi. Əmdi biz nemǝ iduⱪ? Silǝrning ƣotuldaxⱪininglar bizlǝrgǝ ⱪaritilƣan ǝmǝs, bǝlki Pǝrwǝrdigarƣa ⱪaritilƣandur, — dedi.
Муса йәнә: Пәрвәрдигар бүгүн ахшам силәргә йегили гөш берип, әтә әтигәндә тойғидәк нан бәргәндә [буни билисиләр]; чүнки Пәрвәрдигар силәр Униң яман гепини қилип ғотулдиғиниңларни аңлиди. Әнди биз немә едуқ? Силәрниң ғотулдашқиниңлар бизләргә қаритилған әмәс, бәлки Пәрвәрдигарға қаритилғандур, — деди.
9 Andin Musa Ⱨarunƣa: — Sǝn Israillarning pütkül jamaitigǝ: «Pǝrwǝrdigarning aldiƣa kelinglar; qünki U yaman gǝp bilǝn ƣotuldaxⱪininglarni anglidi», dǝp eytⱪin, — dedi.
Андин Муса Һарунға: — Сән Исраилларниң пүткүл җамаитигә: «Пәрвәрдигарниң алдиға келиңлар; чүнки У яман гәп билән ғотулдашқиниңларни аңлиди», дәп ейтқин, — деди.
10 Xundaⱪ boldiki, Ⱨarun Israillarning pütkül jamaitigǝ sɵzlǝp turƣinida, ular qɵl tǝrǝpkǝ ⱪariwidi, mana, Pǝrwǝrdigarning julasi bulutta ayan boldi.
Шундақ болдики, Һарун Исраилларниң пүткүл җамаитигә сөзләп турғинида, улар чөл тәрәпкә қаривиди, мана, Пәрвәрдигарниң җуласи булутта аян болди.
11 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: —
Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
12 — Mǝn Israillarning yaman gǝp ⱪilip ƣotuldaxⱪinini anglidim; ǝmdi ularƣa: «Gugumda silǝr gɵx yǝysilǝr wǝ ǝtigǝndǝ nandin toyunisilǝr, xuning bilǝn silǝr Mening Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ikǝnlikimni bilip yetisilǝr» — dǝp eytⱪin, dedi.
— Мән Исраилларниң яман гәп қилип ғотулдашқинини аңлидим; әнди уларға: «Гугумда силәр гөш йәйсиләр вә әтигәндә нандин тоюнисиләр, шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар Худайиңлар екәнлигимни билип йетисиләр» — дәп ейтқин, деди.
13 Kǝqⱪurunda xundaⱪ boldiki, bɵdünilǝr uqup kelip, qedirgaⱨni ⱪaplap kǝtti; ǝtisi ǝtigǝndǝ, qedirgaⱨning ǝtrapidiki yǝrlǝrgǝ xǝbnǝm qüxkǝnidi.
Кәчқурунда шундақ болдики, бөдүниләр учуп келип, чедиргаһни қаплап кәтти; әтиси әтигәндә, чедиргаһниң әтрапидики йәрләргә шәбнәм чүшкән еди.
14 Ətrapta yatⱪan xǝbnǝm kɵtürülüp kǝtkǝndin keyin, mana, qɵllükning yǝr yüzidǝ ⱪirawdǝk nepiz, kiqik-kiqik yumilaⱪ nǝrsilǝr turatti.
Әтрапта ятқан шәбнәм көтирилип кәткәндин кейин, мана, чөллүкниң йәр йүзидә қиравдәк непиз, кичик-кичик жумилақ нәрсиләр туратти.
15 Israillar uni kɵrgǝndǝ, uning nemǝ ikǝnlikini bilmigini üqün: — Bu nemidu? — dǝp soraxti. Musa ularƣa jawabǝn: — Bu Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ ata ⱪilƣan ozuⱪ-tülüktur.
Исраиллар уни көргәндә, униң немә екәнлигини билмигини үчүн: — Бу немиду? — дәп сорашти. Муса уларға җававән: — Бу Пәрвәрдигар силәргә ата қилған озуқ-түлүктур.
16 Pǝrwǝrdigar xu ixni ǝmr ⱪilip dediki, «Ⱨǝrbiringlar yǝydiƣininglarƣa ⱪarap uningdin yiƣiwelinglar; ⱨǝrbiringlar ailidiki adǝm saniƣa ⱪarap, ⱨǝrbir adǝmgǝ bir omǝr miⱪdarda yiƣinglar; ⱨǝr adǝm ɵz qediridiki kixilǝr üqün yiƣinglar» — dedi.
Пәрвәрдигар шу ишни әмир қилип дедиги, «Һәр бириңлар йәйдиғиниңларға қарап униңдин жиғивелиңлар; һәр бириңлар аилидики адәм саниға қарап, һәр бир адәмгә бир омәр миқдарда жиғиңлар; һәр адәм өз чедиридики кишиләр үчүн жиғиңлар» — деди.
17 Israillar xundaⱪ ⱪilip, bǝzisi kɵprǝk, bǝzisi azraⱪ yiƣiwaldi.
Исраиллар шундақ қилип, бәзиси көпрәк, бәзиси азрақ жиғивалди.
18 Ular uni omǝr miⱪdari bilǝn ɵlqiwidi, kɵp yiƣⱪanlarningkidin exip kǝtmidi, az yiƣⱪanlarningmu kǝmlik ⱪilmidi; ⱨǝrbir kixi ɵz yǝydiƣiniƣa ⱪarap yiƣⱪanidi.
Улар уни омәр миқдари билән өлчивиди, көп жиққанларниңкидин ешип кәтмиди, аз жиққанларниңму кәмлик қилмиди; һәр бир киши өз йәйдиғиниға қарап жиққан еди.
19 Musa ularƣa: — Ⱨeqⱪandaⱪ adǝm bulardin ⱨeqnemini ǝtigǝ ⱪaldurmisun, dedi.
Муса уларға: — Һеч қандақ адәм булардин һеч немини әтигә қалдурмисун, деди.
20 Xundaⱪ bolsimu, ular Musaning sɵzigǝ ⱪulaⱪ salmidi; bǝzilǝr uningdin bir ⱪismini ǝtigǝ saⱪlap ⱪoydi. Əmma saⱪlap ⱪoyƣini ⱪurtlap sesip kǝtti. Bu ix üqün Musa ularƣa hapa bolup aqqiⱪlandi.
Шундақ болсиму, улар Мусаниң сөзигә қулақ салмиди; бәзиләр униңдин бир қисмини әтигә сақлап қойди. Амма сақлап қойғини қурутлап сесип кәтти. Бу иш үчүн Муса уларға хапа болуп аччиқланди.
21 Xu sǝwǝbtin ularning ⱨǝrbiri ⱨǝr ǝtigini qiⱪip ɵz yǝydiƣiniƣa ⱪarap yiƣiwalatti; ⱪalƣanliri bolsa aptap qiⱪⱪanda erip ketǝtti.
Шу сәвәптин уларниң һәр бири һәр әтигини чиқип өз йәйдиғиниға қарап жиғивалатти; қалғанлири болса аптап чиққанда ерип кетәтти.
22 Lekin altinqi küni xundaⱪ boldiki, ular künlük ozuⱪning ikki ⱨǝssisini yiƣdi; demǝk, ⱨǝrbir kixi üqün ikki omǝr miⱪdarda yiƣiwaldi; andin jamaǝt ǝmirliri ⱨǝmmisi kelip buni Musaƣa eytti.
Лекин алтинчи күни шундақ болдики, улар күнлүк озуқниң икки һәссисини жиғди; демәк, һәр бир киши үчүн икки омәр миқдарда жиғивалди; андин җамаәт әмирлири һәммиси келип буни Мусаға ейтти.
23 Musa ularƣa: — Mana Pǝrwǝrdigarning degini: — Ətǝ aram küni, Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan muⱪǝddǝs xabat küni bolidu; pixuridiƣininglarni pixurup, ⱪaynitidiƣininglarni ⱪayinitip, exip ⱪalƣanning ⱨǝmmisini ǝtigǝ saⱪlap ⱪoyunglar, — dedi.
Муса уларға: — Мана Пәрвәрдигарниң дегини: — Әтә арам күни, Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс шабат күни болиду; пиширидиғиниңларни пиширип, қайнитидиғиниңларни қайинитип, ешип қалғанниң һәммисини әтигә сақлап қоюңлар, — деди.
24 Ular Musa buyruƣandǝk, exip ⱪalƣanni ǝtisigǝ saⱪlap ⱪoyuwidi, ular sesip ⱪalmidi, ⱪurutlapmu kǝtmidi.
Улар Муса буйруғандәк, ешип қалғанни әтисигә сақлап қоювиди, улар сесип қалмиди, қурутлапму кәтмиди.
25 Musa ularƣa: — Buni bügün yǝnglar; qünki bügün Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan xabat küni bolƣini üqün bügün daladin tapalmaysilǝr.
Муса уларға: — Буни бүгүн йәңлар; чүнки бүгүн Пәрвәрдигарға аталған шабат күни болғини үчүн бүгүн даладин тапалмайсиләр.
26 Altǝ kün silǝr yiƣsanglar bolidu; lekin yǝttinqi küni xabat bolƣini üqün u künidǝ ⱨeqnemǝ tepilmaydu, — dedi.
Алтә күн силәр жиғсаңлар болиду; лекин йәттинчи күни шабат болғини үчүн у күнидә һеч немә тепилмайду, — деди.
27 Ⱨalbuki, yǝttinqi küni hǝlⱪtin birnǝqqisi ozuⱪ-tülük yiƣⱪili qiⱪiwidi, ⱨeqnemǝ tapalmidi.
Һалбуки, йәттинчи күни хәлиқтин бир нәччиси озуқ-түлүк жиққили чиқивиди, һеч немә тапалмиди.
28 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: «Silǝr ⱪaqanƣiqǝ Mening ǝmrlirim wǝ ⱪanun-bǝlgilimilirimni tutuxni rǝt ⱪilisilǝr?
Пәрвәрдигар Мусаға: «Силәр қачанғичә Мениң әмирлирим вә қанун-бәлгүлимилиримни тутушни рәт қилисиләр?
29 Mana, Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ xabat künini bekitip bǝrdi; xunga yǝttinqi küni ⱨǝrbiringlarni ɵz ornida turup, sirtlarƣa qiⱪmisun dǝp, altinqi küni ikki künlük ozuⱪ beridu», — dedi.
Мана, Пәрвәрдигар силәргә шабат күнини бекитип бәрди; шуңа йәттинчи күни һәр бириңларни өз орнида туруп, сиртларға чиқмисун дәп, алтинчи күни икки күнлүк озуқ бериду», — деди.
30 Xuning bilǝn hǝlⱪ yǝttinqi küni aram aldi.
Шуниң билән хәлиқ йәттинчи күни арам алди.
31 Israillar bu ozuⱪni «manna» dǝp atidi; uning [xǝkli] yumƣaⱪsüt uruⱪidǝk, rǝnggi aⱪ bolup, tǝmi ⱨǝsǝlgǝ milǝngǝn ⱪoturmaqⱪa ohxaytti.
Исраиллар бу озуқни «манна» дәп атиди; униң [шәкли] юмғақсүт уруғидәк, рәңги ақ болуп, тәми һәсәлгә миләнгән қотурмачқа охшайтти.
32 Musa ularƣa: — Pǝrwǝrdigarning ǝmri xuki, — Keyinki ǝwladliringlarƣa Mǝn silǝrni Misirdin elip qiⱪⱪanda, Mǝn silǝrgǝ qɵldǝ yeyixkǝ ata ⱪilƣan nanni kɵrsitix üqün, uningdin komzǝkkǝ bir omǝr toxⱪuzup, ular üqün saⱪlap ⱪoyunglar, — dedi.
Муса уларға: — Пәрвәрдигарниң әмри шуки, — Кейинки әвлатлириңларға Мән силәрни Мисирдин елип чиққанда, Мән силәргә чөлдә йейишкә ата қилған нанни көрситиш үчүн, униңдин комзәккә бир омәр тошқузуп, улар үчүн сақлап қоюңлар, — деди.
33 Musa Ⱨarunƣa: — Kǝlgüsi ǝwladliringlarƣa kɵrsitixkǝ saⱪlax üqün bir komzǝkni elip, uningƣa bir omǝr miⱪdarda manna selip, Pǝrwǝrdigarning ⱨuzurida ⱪoyup ⱪoyƣin, — dedi.
Муса Һарунға: — Кәлгүси әвлатлириңларға көрситишкә сақлаш үчүн бир комзәкни елип, униңға бир омәр миқдарда манна селип, Пәрвәрдигарниң һозурида қоюп қойғин, — деди.
34 [Keyin, ] Ⱨarun Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣandǝk komzǝkni saⱪlax üqün uni ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪining aldida ⱪoyup ⱪoydi.
[Кейин, ] Һарун Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк комзәкни сақлаш үчүн уни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң алдида қоюп қойди.
35 Xu tǝriⱪidǝ Israillar adǝm olturaⱪlaxⱪan bir zeminƣa yetip kǝlgüqǝ ⱪiriⱪ yil «manna» yedi; ular Ⱪanaan zeminining qegraliriƣa yǝtküqǝ manna yedi.
Шу тәриқидә Исраиллар адәм олтирақлашқан бир зиминға йетип кәлгичә қириқ жил «манна» йеди; улар Қанаан зимининиң чегаралириға йәткичә манна йеди.
36 Əyni qaƣda bir «omǝr» «ǝfaⱨ»ning ondin birigǝ barawǝr idi.
Әйни чағда бир «омәр» «әфаһ»ниң ондин биригә баравәр еди.

< Misirdin qiⱪix 16 >