< Misirdin qiⱪix 13 >
2 — Israillar arisida baliyatⱪuning barliⱪ tunji ǝrkǝk mewisini, mǝyli u insanning yaki ⱨaywanning bolsun, Manga atap muⱪǝddǝs ⱪilƣin; u Manga mǝnsuptur, degǝnidi.
— Исраиллар арисида балиятқуниң барлиқ тунҗа әркәк мевисини, мәйли у инсанниң яки һайванниң болсун, Маңа атап муқәддәс қилғин; у Маңа мәнсуптур, дегән еди.
3 Musa hǝlⱪkǝ mundaⱪ dedi: — Silǝr Misirdin ibarǝt «ⱪulluⱪ makani»din qiⱪⱪan bu künni yad etinglar; qünki Pǝrwǝrdigar silǝrni bu yǝrdin ⱪudrǝtlik ⱪoli bilǝn qiⱪardi. Buning üqün ⱨeq boldurulƣan nǝrsǝ yeyilmisun.
Муса хәлиқкә мундақ деди: — Силәр Мисирдин ибарәт «қуллуқ макани»дин чиққан бу күнни яд етиңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәрни бу йәрдин қудрәтлик қоли билән чиқарди. Буниң үчүн һеч болдурулған нәрсә йейилмисун.
4 Abib eyining bügünki küni yolƣa qiⱪⱪan kün.
Абиб ейиниң бүгүнки күни йолға чиққан күн.
5 Əmdi Pǝrwǝrdigar sanga berixkǝ ata-bowiliringƣa ⱪǝsǝm ⱪilƣan, süt bilǝn ⱨǝsǝl eⱪip turidiƣan zeminƣa, yǝni Ⱪanaaniy, Ⱨittiy, Amoriy, Ⱨiwiy wǝ Yǝbusiylarning zeminiƣa seni elip barƣinida muxu [Abib] eyida xu ibadǝtni tutⱪin.
Әнди Пәрвәрдигар саңа беришкә ата-бовилириңға қәсәм қилған, сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға, йәни Ⱪананий, Һиттий, Аморий, Һивий вә Йәбусийларниң зиминиға сени елип барғинида мошу [Абиб] ейида шу ибадәтни тутқин.
6 Yǝttǝ küngiqǝ petir nan yǝnglar; yǝttinqi künidǝ Pǝrwǝrdigarƣa alaⱨidǝ atiƣan ⱨeyt ɵtküzülsun.
Йәттә күнгичә петир нан йәңлар; йәттинчи күнидә Пәрвәрдигарға алаһидә атиған һейт өткүзүлсун.
7 Yǝttǝ kün iqidǝ petir nan yeyilsun; silǝrning aranglarda ⱨeqⱪandaⱪ boldurulƣan nan tepilmisun wǝ ya qegriliring iqidǝ ⱨeq hemirturuqmu kɵrünmisun.
Йәттә күн ичидә петир нан йейилсун; силәрниң араңларда һеч қандақ болдурулған нан тепилмисун вә я чегарилириң ичидә һеч хемиртуручму көрүнмисун.
8 Xu küni sǝn ɵz oƣlungƣa: «Misirdin qiⱪⱪinimda Pǝrwǝrdigarning manga kɵrsǝtkǝn iltipatini yad ⱪilip tǝxǝkkur bildürüx üqün, bu [ⱨeytni] ɵtküzimǝn», dǝp qüxǝndürgin.
Шу күни сән өз оғлуңға: «Мисирдин чиққинимда Пәрвәрдигарниң маңа көрсәткән илтипатини яд қилип тәшәккүр билдүрүш үчүн, бу [һейтни] өткүзимән», дәп чүшәндүргин.
9 Pǝrwǝrdigarning ⱪanun-tǝlimining ⱨǝmixǝ aƣzingdin qüxmǝsliki üqün, bu bǝlgilimini ⱪolungƣa bǝlgǝ ⱪilip seliwal, pexanǝnggǝ ⱪaxⱪidǝk ǝslǝtmǝ ⱪilip ornitiwal; qünki Pǝrwǝrdigar seni ⱪudrǝtlik ⱪoli bilǝn Misirdin qiⱪardi.
Пәрвәрдигарниң қанун-тәлиминиң һемишә ағзиңдин чүшмәслиги үчүн, бу бәлгүлимини қолуңға бәлгү қилип селивал, пешанәңгә қашқидәк әсләтмә қилип орнитивал; чүнки Пәрвәрдигар сени қудрәтлик қоли билән Мисирдин чиқарди.
10 Əmdi bu bǝlgilimini yilmu-yil bekitilgǝn waⱪtida tutⱪin.
Әнди бу бәлгүлимини жилму-жил бекитилгән вақтида тутқин.
11 Pǝrwǝrdigar sǝn bilǝn ata-bowiliringƣa ⱪilƣan ⱪǝsimi boyiqǝ seni Ⱪanaaniylarning zeminiƣa elip berip, uni sanga tǝⱪdim ⱪilƣandin keyin, xundaⱪ ⱪilixing kerǝk: —
Пәрвәрдигар сән билән ата-бовилириңға қилған қәсими бойичә сени Ⱪананийларниң зиминиға елип берип, уни саңа тәқдим қилғандин кейин, шундақ қилишиң керәк: —
12 barliⱪ baliyatⱪuning tunji mewisini Pǝrwǝrdigarƣa atap sunisǝn; xundaⱪla qarpay melingning ⱨǝmmǝ tunji ǝrkǝklirimu Pǝrwǝrdigarƣa mǝnsup bolsun.
барлиқ балиятқуниң тунҗа мевисини Пәрвәрдигарға атап сунисән; шундақла чарпай мелиңниң һәммә тунҗа әркәклириму Пәрвәрдигарға мәнсуп болсун.
13 Əmma exǝklǝrning ⱨǝmmǝ tunjilirining orniƣa birdin ⱪoza bǝrgin. Əgǝr uning orniƣa birnǝrsǝ bǝrmisǝng, uning boynini sunduruwǝtkin. Oƣulliringlar arisida barliⱪ tunjilirining orniƣa ⱨɵrlük bǝdili tɵlüxüng kerǝk.
Амма ешәкләрниң һәммә тунҗилириниң орниға бирдин қоза бәргин. Әгәр униң орниға бир нәрсә бәрмисәң, униң бойнини сундурувәткин. Оғуллириңлар арисида барлиқ тунҗилириниң орниға һөрлүк бәдили төлүшүң керәк.
14 Keyinki künlǝrdǝ oƣlung sǝndin: «buning mǝnisi nemidur», dǝp sorisa, sǝn uningƣa jawab berip: «Pǝrwǝrdigar ⱪudrǝtlik ⱪoli bilǝn bizni Misirdin qiⱪirip, «ⱪulluⱪ makani»din azad ⱪildi.
Кейинки күнләрдә оғлуң сәндин: «буниң мәнаси немидур», дәп сориса, сән униңға җавап берип: «Пәрвәрдигар қудрәтлик қоли билән бизни Мисирдин чиқирип, «қуллуқ макани»дин азат қилди.
15 Xundaⱪ boldiki, Pirǝwn boyni ⱪattiⱪliⱪ ⱪilip bizni ⱪoyup berixni rǝt ⱪilƣinida, Pǝrwǝrdigar Misir zeminidiki barliⱪ tunji tuƣulƣanlarni, insanning bolsun, malning bolsun, ⱨǝmmisini urup ɵltürdi; buning üqün mǝn malning baliyatⱪusining tunji mewisini, yǝni ⱨǝmmǝ tunji tuƣulƣan ǝrkǝklirini Pǝrwǝrdigarƣa atap ⱪurbanliⱪ ⱪilip sunimǝn wǝ oƣullirimning ⱨǝrbir tunjiliri üqün ⱨɵrlük bǝdili tɵlǝp berimǝn», dǝp eytⱪin.
Шундақ болдики, Пирәвн бойни қаттиқлиқ қилип бизни қоюп беришни рәт қилғинида, Пәрвәрдигар Мисир зиминидики барлиқ тунҗа туғулғанларни, инсанниң болсун, малниң болсун, һәммисини уруп өлтүрди; буниң үчүн мән малниң балиятқусиниң тунҗа мевисини, йәни һәммә тунҗа туғулған әркәклирини Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилип сунимән вә оғуллиримниң һәр бир тунҗилири үчүн һөрлүк бәдили төләп беримән», дәп ейтқин.
16 Bu bǝlgilimini ⱪolungƣa [ǝslǝtmǝ-]bǝlgǝ ⱪilip seliwal, pexanǝnggǝ ⱪaxⱪidǝk ǝslǝtmǝ ⱪilip ornitiwal, qünki Pǝrwǝrdigar ⱪudrǝtlik ⱪoli bilǝn bizni Misirdin qiⱪardi» — degin.
Бу бәлгүлимини қолуңға [әсләтмә-]бәлгә қилип селивал, пешанәңгә қашқидәк әсләтмә қилип орнитивал, чүнки Пәрвәрдигар қудрәтлик қоли билән бизни Мисирдин чиқарди» — дегин.
17 Əmma Pirǝwn hǝlⱪni ketixkǝ ⱪoyƣandin keyin, Filistiylǝrning zeminidiki yol yeⱪin bolsimu, Huda ularni xu yol bilǝn baxlimidi; qünki u: «hǝlⱪim jǝnggǝ uqrap ⱪalsa, ⱪorⱪup puxayman ⱪilip, Misirƣa yenip ketixi mumkin» dǝp oyliƣanidi.
Амма Пирәвн хәлиқни кетишкә қойғандин кейин, Филистийләрниң зиминидики йол йеқин болсиму, Худа уларни шу йол билән башлимиди; чүнки у: «хәлқим җәңгә учрап қалса, қорқуп пушайман қилип, Мисирға йенип кетиши мүмкин» дәп ойлиған еди.
18 Xu sǝwǝbtin Huda hǝlⱪni aylandurup, Ⱪizil Dengiz tǝrǝptiki qɵlning yoli bilǝn baxlap mangdi. Xundaⱪ ⱪilip Israillar Misirdin qiⱪⱪinida, ⱪorallinip jǝnggǝ tǝyyar bolup tǝrtip bilǝn mangdi.
Шу сәвәптин Худа хәлиқни айландуруп, Қизил Деңиз тәрәптики чөлниң йоли билән башлап маңди. Шундақ қилип Исраиллар Мисирдин чиққинида, қураллинип җәңгә тәйяр болуп тәртип билән маңди.
19 Musa Yüsüpning sɵngǝklirinimu billǝ eliwaldi; qünki Yüsüp ǝslidǝ Israilning oƣulliri bolƣan [ⱪerindaxlirini]: «Huda qoⱪum silǝrni yoⱪlap ⱨalinglardin hǝwǝr alidu; xu qaƣda silǝr mening sɵngǝklirimni muxu yǝrdin billǝ elip ketinglar» dǝp ⱪǝsǝm ⱪildurƣanidi.
Муса Йүсүпниң сүйәклириниму биллә еливалди; чүнки Йүсүп әслидә Исраилниң оғуллири болған [қериндашлирини]: «Худа чоқум силәрни йоқлап һалиңлардин хәвәр алиду; шу чағда силәр мениң сүйәклиримни мошу йәрдин биллә елип кетиңлар» дәп қәсәм қилдурған еди.
20 Andin ular Sukkottin qiⱪip, qɵlning qetidiki Etam degǝn yǝrdǝ qedirlirini tikti.
Андин улар Суккоттин чиқип, чөлниң четидики Етам дегән йәрдә чедирлирини тикти.
21 Əmdi Pǝrwǝrdigar ularƣa yol kɵrsitixkǝ kündüzi bir bulut tüwrükidǝ, keqisi yoruⱪluⱪ berixkǝ ot tüwrükidǝ bolup ularning aldida yürǝtti. Xuning bilǝn ular keqǝ-kündüz yol yürǝlǝytti.
Әнди Пәрвәрдигар уларға йол көрситишкә күндүзи бир булут түврүгидә, кечиси йоруқлуқ беришкә от түврүгидә болуп уларниң алдида жүрәтти. Шуниң билән улар кечә-күндүз йол жүрәләйтти.
22 Bulut tüwrüki kündüzi, ot tüwrüki keqisi hǝlⱪtin ayrilmay, aldida yürǝtti.
Булут түврүги күндүзи, от түврүги кечиси хәлиқтин айрилмай, алдида жүрәтти.