< Misirdin qiⱪix 12 >

1 Pǝrwǝrdigar Misir yurtida Musa wǝ Ⱨarunƣa mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мисир жутида Муса вә Һарунға мундақ деди: —
2 Bu ay silǝrgǝ aylarning iqidǝ bexi, yilning tunji eyi bolidu.
Бу ай силәргә айларниң ичидә беши, жилниң тунҗа ейи болиду.
3 Silǝr pütün Israil jamaitigǝ sɵz ⱪilip: — Bu ayning oninqi küni ⱨǝmminglar atiliringlarning ailisi boyiqǝ bir ⱪozini elinglar; ⱨǝrbir ailigǝ birdin ⱪoza elinglar.
Силәр пүтүн Исраил җамаитигә сөз қилип: — Бу айниң онинчи күни һәммиңлар атилириңларниң аилиси бойичә бир қозини елиңлар; һәр бир аилигә бирдин қоза елиңлар.
4 Əgǝr mǝlum bir ailǝ bir ⱪozini yǝp bolalmiƣudǝk bolsa, undaⱪta ɵy igisi yenidiki ⱪoxnisi bilǝn birlixip adǝm saniƣa ⱪarap bir ⱪoza elinglar; ⱨǝrbir kixining ixtiⱨasiƣa ⱪarap ⱨesablap muwapiⱪ bir ⱪoza ⱨazirlanglar.
Әгәр мәлум бир аилә бир қозини йәп болалмиғидәк болса, ундақта өй егиси йенидики хошниси билән бирлишип адәм саниға қарап бир қоза елиңлар; һәр бир кишиниң иштиһасиға қарап һесаплап мувапиқ бир қоза һазирлаңлар.
5 Ⱨǝrbiringlar tallaydiƣan ⱪozanglar bejirim, bir yaxliⱪ ǝrkǝk bolsun; ⱪoy yaki ɵqkǝ padiliridin tallansimu bolidu.
Һәр бириңлар таллайдиған қозаңлар беҗирим, бир яшлиқ әркәк болсун; қой яки өшкә падилиридин таллансиму болиду.
6 Ⱪozini bu ayning on tɵtinqi künigiqǝ yeninglarda turƣuzunglar, — degin. — Xu küni Israilning pütkül jamaiti talliƣan melini gugumda soysun.
Қозини бу айниң он төртинчи күнигичә йениңларда турғузуңлар, — дегин. — Шу күни Исраилниң пүткүл җамаити таллиған мелини гугумда сойсун.
7 Andin ular uning ⱪenidin elip gɵx yeyilgǝn ɵyning ixikning bax tǝripigǝ ⱨǝm ikki yan kexikigǝ sürkǝp ⱪoysun.
Андин улар униң қенидин елип гөш йейилгән өйниң ишикниң баш тәрипигә һәм икки ян кешикигә сүркәп қойсун.
8 Ular xu keqisi gɵxini otta kawap ⱪilip yesun; uni petir nan wǝ aqqiⱪ-qüqük kɵktat bilǝn ⱪoxup yesun.
Улар шу кечиси гөшини отта кавап қилип йесун; уни петир нан вә аччиқ-чүчүк көктат билән қошуп йесун.
9 Ⱪǝt’iy ham yaki suda pixurup yemǝnglar, bǝlki uni bax, put wǝ iq-ⱪarinliri bilǝn otta kawap ⱪilip yǝnglar.
Қәтъий хам яки суда пиширип йемәңлар, бәлки уни баш, пут вә ич-қаринлири билән отта кавап қилип йәңлар.
10 Uning ⱨeqnemisini ǝtigǝ ⱪaldurmanglar. Əgǝr ǝtigǝ exip ⱪalƣanliri bolsa, uni otⱪa selip kɵydürüwetinglar.
Униң һеч немисини әтигә қалдурмаңлар. Әгәр әтигә ешип қалғанлири болса, уни отқа селип көйдүрүветиңлар.
11 Silǝr uni mundaⱪ ⱨalǝttǝ yǝnglar: — Uni yegǝndǝ bǝlliringlarni qing baƣlap, ayaƣliringlarƣa kǝx kiyip, ⱪolliringlarda ⱨasa tutⱪan ⱨalda tez yǝnglar. U bolsa Pǝrwǝrdigarning «ɵtüp ketix» ⱪozisidur.
Силәр уни мундақ һаләттә йәңлар: — Уни йегәндә бәллириңларни чиң бағлап, аяқлириңларға кәш кийип, қоллириңларда һаса тутқан һалда тез йәңлар. У болса Пәрвәрдигарниң «өтүп кетиш» қозисидур.
12 Qünki Mǝn u keqisi Misir zeminini kezip ɵtimǝn; Mǝn Misir zeminida mǝyli insan bolsun, mǝyli ⱨaywan bolsun ularning tunji tuƣulƣan ǝrkikining ⱨǝmmisini ɵltürimǝn; xuning bilǝn Mǝn Misirning barliⱪ but-ilaⱨlirining üstidin ⱨɵküm qiⱪirimǝn; Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
Чүнки Мән у кечиси Мисир зиминини кезип өтимән; Мән Мисир зиминида мәйли инсан болсун, мәйли һайван болсун уларниң тунҗа туғулған әркикиниң һәммисини өлтүримән; шуниң билән Мән Мисирниң барлиқ бут-илаһлириниң үстидин һөкүм чиқиримән; Мән Пәрвәрдигардурмән.
13 Xu ⱪurbanliⱪning ⱪeni silǝr olturƣan ɵylǝrdǝ silǝrgǝ [nijat] bǝlgisi bolidu; bu ⱪanlarni kɵrginimdǝ silǝrgǝ ɵtüp turimǝn. Xuning bilǝn Misir zeminini urƣinimda ⱨalakǝt elip kelidiƣan waba-apǝt silǝrgǝ tǝgmǝydu.
Шу қурбанлиқниң қени силәр олтарған өйләрдә силәргә [ниҗат] бәлгүси болиду; бу қанларни көргинимдә силәргә өтүп туримән. Шуниң билән Мисир зиминини урғинимда һалакәт елип келидиған ваба-апәт силәргә тәгмәйду.
14 Bu kün silǝrgǝ hatirǝ kün bolsun; uni Pǝrwǝrdigarning ⱨeyti süpitidǝ ɵtküzüp tǝbriklǝnglar; ǝbǝdiy bǝlgilimǝ süpitidǝ nǝsildin-nǝsilgǝ mǝnggü ɵtküzünglar.
Бу күн силәргә хатирә күн болсун; уни Пәрвәрдигарниң һейти сүпитидә өткүзүп тәбрикләңлар; әбәдий бәлгүлимә сүпитидә нәсилдин-нәсилгә мәңгү өткүзүңлар.
15 Yǝttǝ kün petir nan yǝnglar; birinqi küni ɵyünglardin [barliⱪ] hemirturuqlarni yoⱪ ⱪilinglar; qünki kimki birinqi kündin tartip yǝttinqi küngiqǝ boldurulƣan nan yesǝ, xu kixi Israil ⱪataridin üzüp taxlinidu.
Йәттә күн петир нан йәңлар; биринчи күни өйүңлардин [барлиқ] хемиртуручларни йоқ қилиңлар; чүнки кимки биринчи күндин тартип йәттинчи күнгичә болдурулған нан йесә, шу киши Исраил қатаридин үзүп ташлиниду.
16 Birinqi küni silǝr muⱪǝddǝs ibadǝt soruni tüzünglar; yǝttinqi künimu ⱨǝm xundaⱪ bir muⱪǝddǝs ibadǝt soruni ɵtküzülsun. Bu ikki kün iqidǝ ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilinmisun; pǝⱪǝt ⱨǝr kixining yǝydiƣinini tǝyyarlaxⱪa munasiwǝtlik ixlarnila ⱪilsanglar bolidu.
Биринчи күни силәр муқәддәс ибадәт соруни түзүңлар; йәттинчи күниму һәм шундақ бир муқәддәс ибадәт соруни өткүзүлсун. Бу икки күн ичидә һеч қандақ иш-әмгәк қилинмисун; пәқәт һәр кишиниң йәйдиғинини тәйярлашқа мунасивәтлик ишларнила қилсаңлар болиду.
17 Mǝn dǝl xu küni silǝrni ⱪoxun-ⱪoxun boyiqǝ Misir zeminidin qiⱪarƣinim üqün silǝr petir nan ⱨeytini ɵtküzünglar; xu künni nǝsildin-nǝsilgǝ ǝbǝdiy bǝlgilimǝ süpitidǝ ⱨeyt küni ⱪilip bekitinglar.
Мән дәл шу күни силәрни қошун-қошун бойичә Мисир зиминидин чиқарғиним үчүн силәр петир нан һейтини өткүзүңлар; шу күнни нәсилдин-нәсилгә әбәдий бәлгүлимә сүпитидә һейт күни қилип бекитиңлар.
18 Birinqi ayning on tɵtinqi küni, kǝqⱪurundin tartip xu ayning yigirmǝ birinqi küni kǝqⱪurunƣiqǝ, petir nan yǝnglar.
Биринчи айниң он төртинчи күни, кәчқурундин тартип шу айниң жигирмә биринчи күни кәчқурунғичә, петир нан йәңлар.
19 Yǝttǝ kün iqidǝ ɵyliringlarda ⱨeq hemirturuq bolmisun; qünki musapir bolsun, zeminda tuƣulƣan bolsun, kimki boldurulƣan nǝrsilǝrni yesǝ xu kixi Israil jamaitidin üzüp taxlinidu.
Йәттә күн ичидә өйлириңларда һеч хемиртуруч болмисун; чүнки мусапир болсун, зиминда туғулған болсун, кимки болдурулған нәрсиләрни йесә шу киши Исраил җамаитидин үзүп ташлиниду.
20 Silǝr ⱨeqⱪandaⱪ boldurulƣan nǝrsini yemǝy, ⱪǝyǝrdila tursanglar, petir nan yǝnglar.
Силәр һеч қандақ болдурулған нәрсини йемәй, қәйәрдила турсаңлар, петир нан йәңлар.
21 Musa Israilning barliⱪ aⱪsaⱪallirini qaⱪirip ularƣa: — Berip ⱨǝrbiringlarning ailisi boyiqǝ ɵzünglarƣa bir ⱪozini tartip qiⱪirip pasha ⱪozisini soyunglar.
Муса Исраилниң барлиқ ақсақаллирини чақирип уларға: — Берип һәр бириңларниң аилиси бойичә өзүңларға бир қозини тартип чиқирип пасха қозисини союңлар.
22 Andin bir tutam zupa elip uni ⱪaqidiki ⱪanƣa qilap, ⱪaqidiki ⱪanni ixikning bexi wǝ ikki kexikigǝ sürkǝnglar. Silǝrdin ǝtigǝngiqǝ ⱨeqkim ɵyining ixikidin ⱪǝt’iy qiⱪmisun.
Андин бир тутам зупа елип уни қачидики қанға чилап, қачидики қанни ишикниң беши вә икки кешикигә сүркәңлар. Силәрдин әтигәнгичә һеч ким өйиниң ишигидин қәтъий чиқмисун.
23 Qünki Pǝrwǝrdigar misirliⱪlarni urup ⱨalak ⱪilix üqün, zeminni kezip ɵtidu; U ixikning bexi wǝ ikki kexikidiki ⱪanni kɵrgǝndǝ, Pǝrwǝrdigar ⱨalak ⱪilƣuqining ɵyliringlarƣa kirip silǝrni uruxidin tosux üqün [muⱨapizǝt ⱪilip] ixikning aldiƣa ɵtüp turidu.
Чүнки Пәрвәрдигар мисирлиқларни уруп һалак қилиш үчүн, зиминни кезип өтиду; У ишикниң беши вә икки кешикидики қанни көргәндә, Пәрвәрдигар һалак қилғучиниң өйлириңларға кирип силәрни урушидин тосуш үчүн [муһапизәт қилип] ишикниң алдиға өтүп туриду.
24 Bu rǝsim-ⱪaidini ɵzünglar wǝ baliliringlar üqün ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ süpitidǝ tutunglar.
Бу рәсим-қаидини өзүңлар вә балилириңлар үчүн әбәдий бир бәлгүлимә сүпитидә тутуңлар.
25 Silǝr Pǝrwǝrdigar Ɵz wǝdisi boyiqǝ silǝrgǝ beridiƣan zeminƣa kirgininglarda bu ⱨeytliⱪ ibadǝtni tutunglar.
Силәр Пәрвәрдигар Өз вәдиси бойичә силәргә беридиған зиминға киргиниңларда бу һейтлиқ ибадәтни тутуңлар.
26 Baliliringlar silǝrdin: «bu ibaditinglarning mǝnisi nemǝ?» — dǝp sorisa,
Балилириңлар силәрдин: «бу ибадитиңларниң мәнаси немә?» — дәп сориса,
27 silǝr: «Bu misirliⱪlarni urƣinida, Misirda Israillarning ɵylirining aldiƣa ɵtüp turup, bizning ɵydikilirimizni ⱪutⱪuzƣan Pǝrwǝrdigarƣa bolƣan «ɵtüp ketix» ⱪurbanliⱪi bolidu» — dǝnglar. Xuni angliƣanda, hǝlⱪ engixip [Hudaƣa] sǝjdǝ ⱪildi.
силәр: «Бу мисирлиқларни урғинида, Мисирда Исраилларниң өйлириниң алдиға өтүп туруп, бизниң өйдикилиримизни қутқузған Пәрвәрдигарға болған «өтүп кетиш» қурбанлиғи болиду» — дәңлар. Шуни аңлиғанда, хәлиқ еңишип [Худаға] сәҗдә қилди.
28 Andin Israillar ⱪaytip berip, Pǝrwǝrdigar dǝl Musa bilǝn Ⱨarunƣa ǝmr ⱪilƣandǝk ix kɵrdi.
Андин Исраиллар қайтип берип, Пәрвәрдигар дәл Муса билән Һарунға әмир қилғандәк иш көрди.
29 Wǝ xundaⱪ boldiki, yerim keqǝ bolƣanda, Pǝrwǝrdigar Pirǝwnning tǝhtidǝ olturuwatⱪan tunjisidin tartip zindanda yetiwatⱪan mǝⱨbusning tunjisiƣiqǝ, Misir zeminidiki tunji oƣullarning ⱨǝmmisini urup ɵltürdi, xundaⱪla u ⱨaywanatlarning tunji tuƣulƣanliriningmu ⱨǝmmisini ɵltürdi.
Вә шундақ болдики, йерим кечә болғанда, Пәрвәрдигар Пирәвнниң тәхтидә олтириватқан тунҗисидин тартип зинданда йетиватқан мәһбусниң тунҗисиғичә, Мисир зиминидики тунҗа оғулларниң һәммисини уруп өлтүрди, шундақла у һайванатларниң тунҗа туғулғанлириниңму һәммисини өлтүрди.
30 Adǝm ɵlmigǝn birmu ɵy ⱪalmiƣaqⱪa, xu keqisi Pirǝwnning ɵzi, uning barliⱪ ǝmǝldarliri wǝ barliⱪ misirliⱪlar keqidǝ ornidin ⱪopti; Misir zeminida intayin ⱪattiⱪ pǝryad kɵtürüldi.
Адәм өлмигән бирму өй қалмиғачқа, шу кечиси Пирәвнниң өзи, униң барлиқ әмәлдарлири вә барлиқ мисирлиқлар кечидә орнидин қопти; Мисир зиминида интайин қаттиқ пәряд көтирилди.
31 Pirǝwn keqidǝ Musa bilǝn Ⱨarunni qaⱪirtip: — Turunglar, silǝr wǝ Israillar bilǝn billǝ mening hǝlⱪimning arisidin qiⱪip ketinglar; eytⱪininglardǝk berip, Pǝrwǝrdigarƣa ibadǝt ⱪilinglar!
Пирәвн кечидә Муса билән Һарунни чақиртип: — Туруңлар, силәр вә Исраиллар билән биллә мениң хәлқимниң арисидин чиқип кетиңлар; ейтқиниңлардәк берип, Пәрвәрдигарға ибадәт қилиңлар!
32 Silǝrning degininglar boyiqǝ ⱪoy, ɵqkǝ, kala padilirinimu elip ketinglar; mǝn üqünmu bǝht-bǝrikǝt tilǝnglar, — dedi.
Силәрниң дегиниңлар бойичә қой, өчкә, кала падилириниму елип кетиңлар; мән үчүнму бәхит-бәрикәт тиләңлар, — деди.
33 Misirliⱪ puⱪralarmu «ⱨǝmmimiz ɵlüp kǝtküdǝkmiz» deyixip, hǝlⱪni zemindin tez qiⱪiriwetix üqün ularni ketixkǝ aldiratti.
Мисирлиқ пухраларму «һәммимиз өлүп кәткидәкмиз» дейишип, хәлиқни зиминдин тез чиқириветиш үчүн уларни кетишкә алдиратти.
34 Hǝlⱪ tehi bolmiƣan hemirlirini elip, uni tǝngnilǝrgǝ selip, kiyim-keqǝkliri bilǝn yɵgǝp, mürilirigǝ elip kɵtürüp mengixti.
Хәлиқ техи болмиған хемирлирини елип, уни тәңниләргә селип, кийим-кечәклири билән йөгәп, мүрилиригә елип көтирип меңишти.
35 Israillar Musaning tapiliƣini boyiqǝ ⱪilip, misirliⱪlardin kümüx buyumlar, altun buyumlar wǝ kiyim-keqǝklǝrni sorap elixti.
Исраиллар Мусаниң тапилиғини бойичә қилип, мисирлиқлардин күмүч буюмлар, алтун буюмлар вә кийим-кечәкләрни сорап елишти.
36 Pǝrwǝrdigar hǝlⱪni misirliⱪlarning kɵz aldida iltipat tapⱪuzƣini üqün misirliⱪlar ularning ɵzliridin soriƣanlirini bǝrdi; xundaⱪ ⱪilip Israillar misirliⱪlardin ƣǝniymǝtlǝrni elip kǝtti.
Пәрвәрдигар хәлиқни мисирлиқларниң көз алдида илтипат тапқузғини үчүн мисирлиқлар уларниң өзлиридин сориғанлирини бәрди; шундақ қилип Исраиллар мисирлиқлардин ғәниймәтләрни елип кәтти.
37 Xuning bilǝn Israillar balilarni ⱨesabⱪa almiƣanda altǝ yüz mingqǝ ǝrkǝk bolup, Ramsǝstin qiⱪip, Sukkot xǝⱨirigiqǝ piyadǝ mangdi.
Шуниң билән Исраиллар балиларни һесапқа алмиғанда алтә йүз миңчә әркәк болуп, Рамсәстин чиқип, Суккот шәһиригичә пиядә маңди.
38 Ular bilǝn billǝ qong bir top xalƣut hǝlⱪmu ularƣa ⱪoxulup mangdi, yǝnǝ nurƣun qarwilar, kɵpligǝn kala-ⱪoy padiliri bilǝn billǝ qiⱪti.
Улар билән биллә чоң бир топ шалғут хәлиқму уларға қошулуп маңди, йәнә нурғун чарвилар, көплигән кала-қой падилири билән биллә чиқти.
39 Misirdin alƣaq qiⱪⱪan hemirdin ular petir nan-toⱪaqlarni ǝtti; qünki ular Misirda birdǝm-yerim dǝm turƣuzulmay ⱨǝydǝlgini üqün hemir bolmiƣanidi; ular ɵzliri üqün yemǝklik tǝyyarliwelixⱪimu ülgürǝlmigǝnidi.
Мисирдин алғач чиққан хемирдин улар петир нан-тоғачларни әтти; чүнки улар Мисирда бирдәм-йерим дәм турғузулмай һайдалғини үчүн хемир болмиған еди; улар өзлири үчүн йемәклик тәйярливелишқиму үлгүрәлмигән еди.
40 Israillarning Misirda turƣan waⱪti jǝmiy tɵt yüz ottuz yil boldi.
Исраилларниң Мисирда турған вақти җәмий төрт йүз оттуз жил болди.
41 Xundaⱪ boldiki, xu tɵt yüz ottuz yil toxⱪanda, dǝl xu künidǝ Pǝrwǝrdigarning barliⱪ ⱪoxunliri Misir zeminidin qiⱪip kǝtti.
Шундақ болдики, шу төрт йүз оттуз жил тошқанда, дәл шу күнидә Пәрвәрдигарниң барлиқ қошунлири Мисир зиминидин чиқип кәтти.
42 Xu küni keqidǝ ular Misir zeminidin qiⱪirilƣini üqün, xu keqini ular Pǝrwǝrdigarning keqisi dǝp tutuxi kerǝk; xu keqini barliⱪ Israillar ǝwladtin ǝwladⱪiqǝ Pǝrwǝrdigarƣa atap tutup, tünixi kerǝk.
Шу күни кечидә улар Мисир зиминидин чиқирилғини үчүн, шу кечини улар Пәрвәрдигарниң кечиси дәп тутуши керәк; шу кечини барлиқ Исраиллар әвлаттин әвлатқичә Пәрвәрдигарға атап тутуп, түниши керәк.
43 Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa mundaⱪ degǝnidi: — Pasha ⱪozisi toƣrisidiki bǝlgilimǝ xu bolsunki: — Ⱨeqⱪandaⱪ yat ǝllik adǝm uningdin yemisun.
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ дегән еди: — Пасха қозиси тоғрисидики бәлгүлимә шу болсунки: — Һеч қандақ ят әллик адәм униңдин йемисун.
44 Lekin ⱨǝrkimning pulƣa setiwalƣan ⱪuli bolsa, u hǝtnǝ ⱪilinsun, andin uningdin yesun.
Лекин һәр кимниң пулға сетивалған қули болса, у хәтнә қилинсун, андин униңдин йесун.
45 Əmma ɵyünglarda waⱪitliⱪ turuwatⱪan musapir yaki mǝdikar buningdin yesǝ bolmaydu.
Амма өйүңларда вақитлиқ туруватқан мусапир яки мәдикар буниңдин йесә болмайду.
46 Gɵxni baxⱪa bir ɵygǝ elip qiⱪmiƣin; birla ɵydǝ yeyilsun; ⱪozining ⱨeqbir sɵngiki sundurulmisun.
Гөшни башқа бир өйгә елип чиқмиғин; бирла өйдә йейилсун; қозиниң һеч бир сүйиги сундурулмисун.
47 Pütkül Israil jamaiti bu ⱨeytni ɵtküzsun.
Пүткүл Исраил җамаити бу һейтни өткүзсун.
48 Əgǝr sening bilǝn birgǝ turƣan musapir bolsa, Pǝrwǝrdigarƣa atap pasha ⱨeytini ɵtküzmǝkqi bolsa, undaⱪta aldi bilǝn barliⱪ ǝrkǝkliri hǝtnǝ ⱪilinsun; andin kelip ⱨeyt ɵtküzsun. U zeminda tuƣulƣan kixidǝk sanalsun. Lekin ⱨeqbir hǝtnisiz adǝm uningdin yemisun.
Әгәр сениң билән биргә турған мусапир болса, Пәрвәрдигарға атап пасха һейтини өткүзмәкчи болса, ундақта алди билән барлиқ әркәклири хәтнә қилинсун; андин келип һейт өткүзсун. У зиминда туғулған кишидәк саналсун. Лекин һеч бир хәтнисиз адәм униңдин йемисун.
49 Zeminda tuƣulƣan kixi ⱨǝm aranglarda turƣan musapir üqün ohxax ⱪanun-bǝlgilimǝ bolsun.
Зиминда туғулған киши һәм араңларда турған мусапир үчүн охшаш қанун-бәлгүлимә болсун.
50 Xuning bilǝn Israillarning ⱨǝmmisi dǝl Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa buyruƣandǝk xu ixlarni ada ⱪildi.
Шуниң билән Исраилларниң һәммиси дәл Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға буйруғандәк шу ишларни ада қилди.
51 Xu künning ɵzidǝ Pǝrwǝrdigar Israillarni ⱪoxun-ⱪoxun boyiqǝ Misir zeminidin qiⱪardi.
Шу күнниң өзидә Пәрвәрдигар Исраилларни қошун-қошун бойичә Мисир зиминидин чиқарди.

< Misirdin qiⱪix 12 >