< Misirdin qiⱪix 11 >
1 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Yǝnǝ bir apǝtni Pirǝwnning üstigǝ wǝ Misirning üstigǝ qüxürimǝn. Andin u silǝrni bu yǝrdin ketixkǝ yol ⱪoyidu wǝ u silǝrni ⱨǝmmǝ nǝrsiliringlar bilǝn ⱪoxup ⱪoyup berip, bu yǝrdin mutlǝⱪ ⱪoƣlap qiⱪiridu.
Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Йәнә бир апәтни Пирәвнниң үстигә вә Мисирниң үстигә чүшүримән. Андин у силәрни бу йәрдин кетишкә йол қойиду вә у силәрни һәммә нәрсилириңлар билән қошуп қоюп берип, бу йәрдин мутләқ қоғлап чиқириду.
2 Əmdi sǝn hǝlⱪⱪǝ tapilap: — Ⱨǝr biringlar, ǝr kixilǝrning ⱨǝrbiri ɵz ⱪoxnisidin, ayal kixilǝrning ⱨǝrbiri ɵz ⱪoxnisidin kümüx buyumlarni, altun buyumlarni sorap alsun, degin, — dedi
Әнди сән хәлиққә тапилап: — Һәр бириңлар, әр кишиләрниң һәр бири өз хошнисидин, аял кишиләрниң һәр бири өз хошнисидин күмүч буюмларни, алтун буюмларни сорап алсун, дегин, — деди
3 (Pǝrwǝrdigar hǝlⱪini misirliⱪlarning aldida iltipat tapⱪuzdi. Xuningdǝk Musa degǝn bu adǝm Misir zeminida Pirǝwnning ǝmǝldarlirining nǝziridǝ bolsun, puⱪralarning nǝziridǝ bolsun, naⱨayiti uluƣ zat boldi).
(Пәрвәрдигар хәлқини мисирлиқларниң алдида илтипат тапқузди. Шуниңдәк Муса дегән бу адәм Мисир зиминида Пирәвнниң әмәлдарлириниң нәзиридә болсун, пухраларниң нәзиридә болсун, наһайити улуқ зат болди).
4 Andin Musa yǝnǝ: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Mǝn yerim keqidǝ qiⱪip Misirni kezip qiⱪimǝn.
Андин Муса йәнә: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән йерим кечидә чиқип Мисирни кезип чиқимән.
5 Xu waⱪitta tǝhttǝ olturuwatⱪan Pirǝwnning tunji oƣlidin tartip yarƣunqaⱪ tartidiƣan dedǝkning tunji oƣliƣiqǝ, xundaⱪla barliⱪ qarpaylarning tunjiliri, yǝni Misirdiki barliⱪ tunji jan igiliri ɵlidu.
Шу вақитта тәхттә олтириватқан Пирәвнниң тунҗа оғлидин тартип ярғунчақ тартидиған дедәкниң тунҗа оғлиғичә, шундақла барлиқ чарпайларниң тунҗилири, йәни Мисирдики барлиқ тунҗа җан егилири өлиду.
6 Bu sǝwǝbtin pütkül Misir zeminida ⱪattiⱪ bir pǝryad kɵtürülidu; uningdin ilgiri xundaⱪ pǝryad bolup baⱪmiƣanidi, mundin keyinmu bundaⱪ pǝryad anglanmaydu.
Бу сәвәптин пүткүл Мисир зиминида қаттиқ бир пәряд көтирилиду; униңдин илгири шундақ пәряд болуп бақмиған еди, мундин кейинму бундақ пәряд аңланмайду.
7 Lekin Israillarƣa, mǝyli adǝmliri, mǝyli ⱨaywanatliriƣa bolsun, ⱨǝtta bir tal itmu ⱪawap ⱪoymaydu. Buningdin Pǝrwǝrdigarning misirliⱪlar bilǝn Israilni pǝrⱪlǝndüridiƣanliⱪini bilisilǝr».
Лекин Исраилларға, мәйли адәмлири, мәйли һайванатлириға болсун, һәтта бир тал иштму қавап қоймайду. Буниңдин Пәрвәрдигарниң мисирлиқлар билән Исраилни пәриқләндүридиғанлиғини билисиләр».
8 — Xuning bilǝn bu ǝmǝldarliringning ⱨǝmmisi aldimƣa kelip, manga tǝzim ⱪilip: «Sili ɵzliri wǝ siligǝ ǝgǝxkǝn barliⱪ ⱪowmliri qiⱪip ketixkǝyla!» dǝp eytidu, andin qiⱪip ketimǝn» — dedi-dǝ, ⱪattiⱪ ƣǝzǝp bilǝn Pirǝwnning aldidin qiⱪip kǝtti.
— Шуниң билән бу әмәлдарлириңниң һәммиси алдимға келип, маңа тазим қилип: «Сили өзлири вә силигә әгәшкән барлиқ қовмлири чиқип кетишкәйла!» дәп ейтиду, андин чиқип кетимән» — деди-дә, қаттиқ ғәзәп билән Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти.
9 Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Misir zeminida Mening karamǝt mɵjizilirimning kɵplǝp kɵrsitilixi üqün Pirǝwn silǝrgǝ ⱪulaⱪ salmaydu, — degǝnidi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисир зиминида Мениң карамәт мөҗизилиримниң көпләп көрситилиши үчүн Пирәвн силәргә қулақ салмайду, — дегән еди.
10 Musa bilǝn Ⱨarun bu karamǝt mɵjizilǝrning ⱨǝmmisini Pirǝwnning aldida kɵrsitip boldi; lekin Pǝrwǝrdigar Pirǝwnning kɵnglini ⱪattiⱪ ⱪilip ⱪoyƣini üqün u Israillarni uning zeminidin kǝtkili ⱪoymidi.
Муса билән Һарун бу карамәт мөҗизиләрниң һәммисини Пирәвнниң алдида көрситип болди; лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилип қойғини үчүн у Исраилларни униң зиминидин кәткили қоймиди.