< Əstǝr 9 >
1 On ikkinqi ay, yǝni Adar eyining on üqinqi küni, padixaⱨning ǝmri bilǝn yarliⱪi ijra ⱪilinixⱪa az ⱪalƣan qaƣda, yǝni Yǝⱨudiylarning düxmǝnliri ularning üstidin ƣalib kelixkǝ ümid ⱪilip kütkǝn küni, ǝksiqǝ Yǝⱨudiylarning ɵz düxmǝnlirining üstidin ƣalib kelidiƣan künigǝ aylinip kǝtti.
Он иккинчи ай, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни, падишаниң әмри билән ярлиғи иҗра қилинишқа аз қалған чағда, йәни Йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин ғалип келишкә үмүт қилип күткән күни, әксичә Йәһудийларниң өз дүшмәнлириниң үстидин ғалип келидиған күнигә айлинип кәтти.
2 Yǝⱨudiylar padixaⱨ Aⱨaxweroxning ⱨǝrⱪaysi ɵlkiliridiki ɵzliri turuxluⱪ xǝⱨǝrlǝrdǝ ularƣa ⱪǝst ⱪilmaⱪqi bolƣanlarƣa ⱨujum ⱪilix üqün yiƣilixⱪa baxlidi; ⱨeqkim ularning aldida turalmaytti; ulardin bolƣan ⱪorⱪunq ⱨǝrbir ǝl-millǝtni basⱪanidi.
Йәһудийлар падиша Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики өзлири турушлуқ шәһәрләрдә уларға қәст қилмақчи болғанларға һуҗум қилиш үчүн жиғилишқа башлиди; һеч ким уларниң алдида туралмайтти; улардин болған қорқунуч һәр бир әл-милләтни басқан еди.
3 Ⱨǝrⱪaysi ɵlkilǝrdiki bǝglǝr, waliylar, ɵlkǝ baxliⱪliri, xundaⱪla padixaⱨning ixlirini ijra ⱪilƣuqilarning ⱨǝmmisi Yǝⱨudiylarni ⱪollidi; qünki Mordikaydin bolƣan ⱪorⱪunq ularni basⱪanidi.
Һәр қайси өлкиләрдики бәгләр, валийлар, өлкә башлиқлири, шундақла падишаниң ишлирини иҗра қилғучиларниң һәммиси Йәһудийларни қоллиди; чүнки Мордикайдин болған қорқунуч уларни басқан еди.
4 Qünki Mordikay degǝn kixi ordida intayin nopuzluⱪ bolup, nam-xɵⱨriti ⱨǝmmǝ ɵlkilǝrgǝ tarⱪalƣanidi; uning ⱨoⱪuⱪi barƣanseri qongiyip ketiwatatti.
Чүнки Мордикай дегән киши ордида интайин нопузлуқ болуп, нам-шөһрити һәммә өлкиләргә тарқалған еди; униң һоқуқи барғансери чоңийип кетивататти.
5 Xuning bilǝn Yǝⱨudiylar ɵzlirining ⱨǝmmǝ düxmǝnlirini ⱪiliqlap, ⱪirƣin ⱪilip yoⱪatti; ɵzlirigǝ ɵq bolƣanlarƣa ⱪandaⱪ ⱪilixni halisa xundaⱪ ⱪildi.
Шуниң билән Йәһудийлар өзлириниң һәммә дүшмәнлирини қиличлап, қирғин қилип йоқатти; өзлиригә өч болғанларға қандақ қилишни халиса шундақ қилди.
6 Xuxan ⱪǝl’ǝsidila Yǝⱨudiylar bǝx yüz adǝmni ⱪǝtl ⱪilip yoⱪatti.
Шушан қәлъәсидила Йәһудийлар бәш йүз адәмни қәтл қилип йоқатти.
7 Ular yǝnǝ Parxandata, Dalfon, Aspata,
Улар йәнә Паршандата, Далфон, Аспата,
8 Porata, Adaliya, Aridata,
Пората, Адалия, Аридата,
9 Parmaxta, Arisay, Ariday wǝ Wayizatani ⱪǝtl ⱪildi;
Пармашта, Арисай, Аридай вә Вайизатани қәтл қилди;
10 bu on adǝm Ⱨammidataning nǝwrisi, Yǝⱨudiylarning düxmini bolƣan Ⱨamanning oƣli idi; lekin ular ularning mal-mülkini olja ⱪilixⱪa ⱪol salmidi.
бу он адәм Һаммидатаниң нәвриси, Йәһудийларниң дүшмини болған Һаманниң оғли еди; лекин улар уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди.
11 Xu küni Xuxan ⱪǝl’ǝsidǝ ⱪǝtl ⱪilinƣan adǝm sani padixaⱨⱪa mǝlum ⱪilindi.
Шу күни Шушан қәлъәсидә қәтл қилинған адәм сани падишаға мәлум қилинди.
12 Padixaⱨ hanix Əstǝrgǝ: — Yǝⱨudiylar Xuxan ⱪǝl’ǝsidǝ bǝx yüz adǝmni ⱪǝtl ⱪilip yoⱪitiptu, yǝnǝ Ⱨamanning on oƣlini ⱪǝtl ⱪiptu; ular padixaⱨning baxⱪa ɵlkiliridǝ nemǝ ⱪildikin? Əmdi nemǝ iltimasing bar? U sanga berilidu. Yǝnǝ nemǝ tǝliping bar? Umu bǝja ǝylinidu, — dedi.
Падиша ханиш Әстәргә: — Йәһудийлар Шушан қәлъәсидә бәш йүз адәмни қәтл қилип йоқитипту, йәнә Һаманниң он оғлини қәтл қипту; улар падишаниң башқа өлкилиридә немә қилдикин? Әнди немә илтимасиң бар? У саңа берилиду. Йәнә немә тәливиң бар? Уму беҗа әйлиниду, — деди.
13 — Aliyliriƣa muwapiⱪ kɵrünsǝ, Xuxandiki Yǝⱨudiylarning ǝtimu bügünki yarliⱪta deyilgǝndǝk ix ⱪilixiƣa ⱨǝmdǝ Ⱨamanning on oƣlining [jǝsǝtlirini] darƣa esip ⱪoyuxⱪa ijazǝt bǝrgǝyla, dedi Əstǝr.
— Алийлириға мувапиқ көрүнсә, Шушандики Йәһудийларниң әтиму бүгүнки ярлиқта дейилгәндәк иш қилишиға һәмдә Һаманниң он оғлиниң [җәсәтлирини] дарға есип қоюшқа иҗазәт бәргәйла, деди Әстәр.
14 Padixaⱨ xundaⱪ ⱪilixⱪa buyruⱪ qüxürdi; yarliⱪ Xuxan ⱪǝl’ǝsidǝ qiⱪirilƣanda, kixilǝr Ⱨamanning on oƣlini darƣa esip ⱪoyuxti.
Падиша шундақ қилишқа буйруқ чүшүрди; ярлиқ Шушан қәлъәсидә чиқирилғанда, кишиләр Һаманниң он оғлини дарға есип қоюшти.
15 Adar eyining on tɵtinqi küni Xuxandiki Yǝⱨudiylar yǝnǝ yiƣilip üq yüz adǝmni ɵltürdi; lekin ularning mal-mülkini olja ⱪilixⱪa ⱪol salmidi.
Адар ейиниң он төртинчи күни Шушандики Йәһудийлар йәнә жиғилип үч йүз адәмни өлтүрди; лекин уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди.
16 Padixaⱨning ⱨǝrⱪaysi baxⱪa ɵlkiliridiki ⱪalƣan Yǝⱨudiylar yiƣilip ɵz janlirini saⱪlaxⱪa sǝptǝ turup ɵzlirigǝ ɵq bolƣanlardin jǝmiy yǝtmix bǝx ming adǝmni ɵltürdi, ǝmma ularning mal-mülkini olja ⱪilixⱪa ⱪol salmidi. Xuning bilǝn ular düxmǝnliridin ⱪutulup aramliⱪⱪa muyǝssǝr boldi.
Падишаһниң һәр қайси башқа өлкилиридики қалған Йәһудийлар жиғилип өз җанлирини сақлашқа сәптә туруп өзлиригә өч болғанлардин җәмий йәтмиш бәш миң адәмни өлтүрди, амма уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди. Шуниң билән улар дүшмәнлиридин қутулуп арамлиққа муйәссәр болди.
17 Bu Adar eyining on üqinqi künidiki ix idi; on tɵtinqi küni ular aram aldi, xu künni ziyapǝt berip xadlinidiƣan kün ⱪilip bekitti.
Бу Адар ейиниң он үчинчи күнидики иш еди; он төртинчи күни улар арам алди, шу күнни зияпәт берип шатлинидиған күн қилип бекитти.
18 Lekin Xuxandiki Yǝⱨudiylar bolsa on üqinqi, on tɵtinqi künliri toplixip jǝng ⱪildi; on bǝxinqi küni ular aram aldi, xu künni ziyapǝt berip xadlinidiƣan kün ⱪilip bekitti.
Лекин Шушандики Йәһудийлар болса он үчинчи, он төртинчи күнлири топлишип җәң қилди; он бәшинчи күни улар арам алди, шу күнни зияпәт берип шатлинидиған күн қилип бекитти.
19 Xu sǝwǝbtin sǝⱨradiki Yǝⱨudiylar, yǝni yeza-ⱪixlaⱪlarda turuwatⱪan Yǝⱨudiylar Adar eyining on tɵtinqi künini ziyapǝt berip xadlinidiƣan mubarǝk kün bekitip, bir-birigǝ sowƣa-salam berixidiƣan boldi.
Шу сәвәптин сәһрадики Йәһудийлар, йәни йеза-қишлақларда туруватқан Йәһудийлар Адар ейиниң он төртинчи күнини зияпәт берип шатлинидиған мубарәк күн бекитип, бир-биригә соға-салам беришидиған болди.
20 Mordikay bu wǝⱪǝlǝrni hatirilǝp ⱨǝmdǝ Aⱨaxweroxning ⱨǝrⱪaysi ɵlkilirining yiraⱪ-yeⱪin jaylirida turuwatⱪan barliⱪ Yǝⱨudiylarƣa mǝktuplarni yollidi.
Мордикай бу вақиәләрни хатириләп һәмдә Аһашверошниң һәр қайси өлкилириниң жирақ-йеқин җайлирида туруватқан барлиқ Йәһудийларға мәктупларни йоллиди.
21 Xundaⱪ ⱪilip u ularning arisida ⱨǝryili Adar eyining on tɵt, on bǝxinqi künini bayram ⱪilip ɵtküzülsun dǝp bekitti;
Шундақ қилип у уларниң арисида һәрйили Адар ейиниң он төрт, он бәшинчи күнини байрам қилип өткүзүлсун дәп бекитти;
22 u bu ikki künni Yǝⱨudiylarning düxmǝndin ⱪutulup aramliⱪⱪa erixkǝn küni süpitidǝ, xu ayni ularning ⱪayƣu-ⱨǝsriti xadliⱪⱪa, yiƣa-zarliri mubarǝk küngǝ aylanƣan ay süpitidǝ ǝslǝp, bu ikki künni ziyapǝt ⱪilip xadlinidiƣan, kɵpqilik bir-birigǝ salam-sowƣa beridiƣan, kǝmbǝƣǝllǝrgǝ hǝyr-eⱨsan ⱪilidiƣan kün ⱪilixⱪa buyrudi.
у бу икки күнни Йәһудийларниң дүшмәндин қутулуп арамлиққа еришкән күни сүпитидә, шу айни уларниң қайғу-һәсрити шатлиққа, жиға-зерәлири мубарәк күнгә айланған ай сүпитидә әсләп, бу икки күнни зияпәт қилип шатлинидиған, көпчилик бир-биригә салам-соға беридиған, кәмбәғәлләргә хәйр-еһсан қилидиған күн қилишқа буйруди.
23 Xu sǝwǝbtin Yǝⱨudiylar dǝslǝp baxliƣan xu [ⱨeytni] dawamlaxturuxⱪa wǝ xuningdǝk Mordikayning ularƣa yazƣanlirinimu orunlaydiƣanƣa wǝdǝ berixti.
Шу сәвәптин Йәһудийлар дәсләп башлиған шу [һейтни] давамлаштурушқа вә шуниңдәк Мордикайниң уларға язғанлириниму орунлайдиғанға вәдә беришти.
24 Qünki ǝslidǝ barliⱪ Yǝⱨudiylarning küxǝndisi bolƣan Agagiy Ⱨammidataning oƣli Ⱨaman Yǝⱨudiylarni ⱨalak ⱪilixni ⱪǝstligǝn, xundaⱪla ularni nǝslidin ⱪurutup yoⱪatmaⱪqi bolup «pur», yǝni qǝk taxliƣanidi.
Чүнки әслидә барлиқ Йәһудийларниң күшәндиси болған Агагий Һаммидатаниң оғли Һаман Йәһудийларни һалак қилишни қәстлигән, шундақла уларни нәслидин қурутуп йоқатмақчи болуп «пур», йәни чәк ташлиған еди.
25 Lekin bu ix padixaⱨning ⱪuliⱪiƣa yǝtkǝndǝ, padixaⱨ mǝktuplarni yezip, Ⱨaman ⱪǝstligǝn rǝzil ix, yǝni uning Yǝⱨudiylarni ⱪǝst ⱪilƣan ixi uning ɵz bexiƣa yansun, dǝp yarliⱪ qüxürdi; ⱨǝm kixilǝr uni wǝ uning oƣullirini darƣa asti.
Лекин бу иш падишаниң қулиқиға йәткәндә, падиша мәктупларни йезип, Һаман қәстлигән рәзил иш, йәни униң Йәһудийларни қәст қилған иши униң өз бешиға янсун, дәп ярлиқ чүшүрди; һәм кишиләр уни вә униң оғуллирини дарға асти.
26 Xunglaxⱪa, kixilǝr «pur» (qǝk) degǝn isim boyiqǝ bu ikki künni «Purim bayrimi» dǝp atidi; xunga Yǝⱨudiylar ǝxu hǝttǝ pütülgǝnliri boyiqǝ, ⱨǝm kɵrgǝn, ⱨǝm baxtin ɵtküzgǝnlirigǝ asasǝn,
Шуңлашқа, кишиләр «пур» (чәк) дегән исим бойичә бу икки күнни «Пурим байрими» дәп атиди; шуңа Йәһудийлар әшу хәттә пүтүлгәнлири бойичә, һәм көргән, һәм баштин өткүзгәнлиригә асасән,
27 ɵzliri, ǝwladliri ⱨǝmdǝ ɵzliri bilǝn birlǝxkǝn barliⱪ kixilǝrning pütülgǝn ǝⱨkamni tutup, bǝlgilǝngǝn waⱪitta ǝxu ikki künni ⱨǝr yili mǝnggü üzüldürmǝy bayram ⱪilixini ⱪarar ⱪildi,
өзлири, әвлатлири һәмдә өзлири билән бирләшкән барлиқ кишиләрниң пүтүлгән әһкамни тутуп, бәлгүләнгән вақитта әшу икки күнни һәр жили мәңгү үзүлдүрмәй байрам қилишини қарар қилди,
28 xundaⱪla bu ikki kün ⱨǝrbir dǝwrdǝ, ⱨǝrbir jǝmǝt-ailidǝ, ⱨǝrⱪaysi ɵlkǝ, ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrdǝ hatirilinip tǝbriklnip tursun wǝ «Purim bayrimi» bolidiƣan muxu künlǝrning tǝbriklinixi Yǝⱨudiy hǝlⱪi iqidǝ mǝnggü üzülüp ⱪalmisun, hatirilǝx paaliyǝtliri ularning uruⱪ-nǝsli arisidinmu yoⱪap kǝtmisun, dǝp ⱪarar ⱪildi.
шундақла бу икки күн һәр бир дәвирдә, һәр бир җәмәт-аилидә, һәр қайси өлкә, һәр қайси шәһәрдә хатирилинип тәбриклнип турсун вә «Пурим байрими» болидиған мошу күнләрниң тәбриклиниши Йәһудий хәлқи ичидә мәңгү үзүлүп қалмисун, хатириләш паалийәтлири уларниң уруқ-нәсли арисидинму йоқап кәтмисун, дәп қарар қилди.
29 Andin Abihailning ⱪizi, hanix Əstǝr wǝ Yǝⱨudiy Mordikay Yǝⱨudiylarƣa yazƣan «Purim bayrimi» toƣrisidiki xu ikkinqi hǝtni toluⱪ ⱨoⱪuⱪi bilǝn tǝkitlǝp, yǝnǝ bir hǝtni yollidi.
Андин Абихаилниң қизи, ханиш Әстәр вә Йәһудий Мордикай Йәһудийларға язған «Пурим байрими» тоғрисидики шу иккинчи хәтни толуқ һоқуқи билән тәкитләп, йәнә бир хәтни йоллиди.
30 Mordikay hatirjǝmlik wǝ ⱨǝⱪiⱪǝtning sɵzlirini yǝtküzidiƣan mǝktuplarni Aⱨaxweroxning padixaⱨliⱪidiki bir yüz yigirmǝ yǝttǝ ɵlkidiki barliⱪ Yǝⱨudiylarƣa ǝwǝtip,
Мордикай хатирҗәмлик вә һәқиқәтниң сөзлирини йәткүзидиған мәктупларни Аһашверошниң падишалиғидики бир йүз жигирмә йәттә өлкидики барлиқ Йәһудийларға әвәтип,
31 Xu «Purim» künliri bǝlgilǝngǝn waⱪitlirida ɵtküzülsun, xuningdǝk Yǝⱨudiy Mordikay wǝ hanix Əstǝrning tapiliƣanliri boyiqǝ, xundaⱪla ularning ɵz-ɵzigǝ wǝ nǝsligǝ bekitkǝnliri boyiqǝ ǝyni waⱪittiki tutulƣan rozilar wǝ kɵtürülgǝn nida-pǝryadlar ǝslǝp hatirilǝnsun, dǝp tǝkitlidi.
Шу «Пурим» күнлири бәлгүләнгән вақитлирида өткүзүлсун, шуниңдәк Йәһудий Мордикай вә ханиш Әстәрниң тапилиғанлири бойичә, шундақла уларниң өз-өзигә вә нәслигә бекиткәнлири бойичә әйни вақиттики тутулған розилар вә көтирилгән нида-пәрядлар әсләп хатириләнсун, дәп тәкитлиди.
32 Əstǝrning yarliⱪi «Purim bayrimi»diki xu ixlarni bekitip bǝrdi; bu ix tarihnamiƣimu pütüldi.
Әстәрниң ярлиғи «Пурим байрими»дики шу ишларни бекитип бәрди; бу иш тарихнамиғиму пүтүлди.