< Əstǝr 8 >
1 Padixaⱨ Aⱨaxwerox xu küni Yǝⱨudiylarning düxmini Ⱨamanning ɵy-zeminini iltipat ⱪilip hanix Əstǝrgǝ bǝrdi; Mordikaymu padixaⱨning ⱨuzuriƣa kǝltürüldi, qünki Əstǝr ɵzining Mordikay bilǝn tuƣⱪan ikǝnlikini padixaⱨⱪa dǝp bǝrgǝnidi.
Падиша Аһашверош шу күни Йәһудийларниң дүшмини Һаманниң өй-зиминини илтипат қилип ханиш Әстәргә бәрди; Мордикайму падишаниң һозуриға кәлтүрүлди, чүнки Әстәр өзиниң Мордикай билән туққан екәнлигини падишаға дәп бәргән еди.
2 Padixaⱨ ɵzining Ⱨamandin ⱪayturuwalƣan üzükini qiⱪirip Mordikayƣa bǝrdi, Əstǝrmu Mordikayni Ⱨamanning ɵy-jayini baxⱪuruxⱪa ⱪoydi.
Падиша өзиниң Һамандин қайтурувалған үзүгини чиқирип Мордикайға бәрди, Әстәрму Мордикайни Һаманниң өй-җайини башқурушқа қойди.
3 Əstǝr yǝnǝ padixaⱨning aldiƣa kelip ayiƣiƣa yiⱪilip, kɵzigǝ yax alƣan ⱨalda padixaⱨtin Agagiylardin bolƣan Ⱨaman kǝltürüp qiⱪⱪan balayi’apǝtni ⱨǝm uning Yǝⱨudiylarni yoⱪitix suyiⱪǝstini bikar ⱪilixni yelinip ɵtündi.
Әстәр йәнә падишаниң алдиға келип айиғиға жиқилип, көзигә яш алған һалда падишадин Агагийлардин болған Һаман кәлтүрүп чиққан балаю-апәтни һәм униң Йәһудийларни йоқитиш сүйқәстини бекар қилишни йелинип өтүнди.
4 Padixaⱨ altun ⱨasisini Əstǝrgǝ tǝngliwidi, Əstǝr ornidin ⱪopup padixaⱨning aldida turdi.
Падиша алтун һасисини Әстәргә тәңливиди, Әстәр орнидин қопуп падишаниң алдида турди.
5 — Əgǝr aliyliri maⱪul kɵrsǝ, ǝgǝr mǝn padixaⱨning aldida iltipatⱪa erixkǝn bolsam, ǝgǝr padixaⱨim bu ixni toƣra dǝp ⱪarisa, xuningdǝk mǝndin mǝmnun bolsa, yarliⱪ qüxürüp Agagiylardin Ⱨammidataning oƣli Ⱨaman yazƣan mǝktuplarni, yǝni padixaⱨimning ⱨǝrⱪaysi ɵlkisidiki Yǝⱨudiylarni yoⱪitix toƣrisidiki mǝktuplarni bikar ⱪilidiƣan bir yarliⱪ yezilixini tilǝymǝn.
— Әгәр алийлири мақул көрсә, әгәр мән падишаниң алдида илтипатқа еришкән болсам, әгәр падишасим бу ишни тоғра дәп қариса, шуниңдәк мәндин мәмнун болса, ярлиқ чүшүрүп Агагийлардин Һаммидатаниң оғли Һаман язған мәктупларни, йәни падишасимниң һәр қайси өлкисидики Йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики мәктупларни бекар қилидиған бир ярлиқ йезилишини тиләймән.
6 Qünki mǝn ɵz hǝlⱪimgǝ qüxidiƣan bu balayi’apǝtkǝ ⱪandaⱪmu qidap ⱪarap turalaymǝn? Ɵz tuƣⱪanlirimning yoⱪitilixiƣa ⱪandaⱪmu qidap ⱪarap turalaymǝn? — dedi Əstǝr padixaⱨⱪa.
Чүнки мән өз хәлқимгә чүшидиған бу балаю-апәткә қандақму чидап қарап туралаймән? Өз туққанлиримниң йоқитилишиға қандақму чидап қарап туралаймән? — деди Әстәр падишаға.
7 Padixaⱨ Aⱨaxwerox hanix Əstǝr bilǝn Yǝⱨudiy Mordikayƣa: — Mana, Ⱨaman Yǝⱨudiylarƣa ziyankǝxlik ⱪilmaⱪqi bolƣaqⱪa, mǝn uning ɵy-zeminini Əstǝrgǝ bǝrdim wǝ uning ɵzini ular darƣa asti.
Падиша Аһашверош ханиш Әстәр билән Йәһудий Мордикайға: — Мана, Һаман Йәһудийларға зиянкәшлик қилмақчи болғачқа, мән униң өй-зиминини Әстәргә бәрдим вә униң өзини улар дарға асти.
8 Əmdi silǝr ɵzünglarning toƣra tapⱪini boyiqǝ mening namimda Yǝⱨudiylar üqün bir yarliⱪ yezip, mening üzük mɵⱨürümni besinglar; qünki padixaⱨning namida yezilƣan, padixaⱨning üzük mɵⱨüri besilƣan yarliⱪni ⱨeqkim bikar ⱪilalmaydu, dedi.
Әнди силәр өзүңларниң тоғра тапқини бойичә мениң намимда Йәһудийлар үчүн бир ярлиқ йезип, мениң үзүк мөһүрүмни бесиңлар; чүнки падишаниң намида йезилған, падишаниң үзүк мөһүри бесилған ярлиқни һеч ким бекар қилалмайду, деди.
9 Xu qaƣda, üqinqi ayda, yǝni Siwan eyining yigirmǝ üqinqi küni, padixaⱨning mirzilirining ⱨǝmmisi qaⱪirip kelindi. Ular Mordikayning barliⱪ buyruƣini boyiqǝ yarliⱪ yazdi; yarliⱪ Yǝⱨudalarning ixi toƣruluⱪ Ⱨindistandin Ⱨǝbǝxstanƣiqǝ bir yüz yigirmǝ yǝttǝ ɵlkining waliyliriƣa, ɵlkǝ baxliⱪi wǝ bǝglirigǝ yezilƣan bolup, mǝktuplar ⱨǝrⱪaysi ɵlkigǝ ɵz yeziⱪi bilǝn, ⱨǝrⱪaysi ǝl-millǝtlǝrgǝ ɵz tili bilǝn, xundaⱪla Yǝⱨudiylarƣa ɵz yeziⱪi bilǝn, ɵz tilida pütülgǝnidi.
Шу чағда, үчинчи айда, йәни Сиван ейиниң жигирмә үчинчи күни, падишаниң мирзилириниң һәммиси чақирип келинди. Улар Мордикайниң барлиқ буйруғини бойичә ярлиқ язди; ярлиқ Йәһудаларниң иши тоғрилиқ Һиндистандин Һәбәшстанғичә бир йүз жигирмә йәттә өлкиниң валийлириға, өлкә башлиғи вә бәглиригә йезилған болуп, мәктуплар һәр қайси өлкигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләтләргә өз тили билән, шундақла Йәһудийларға өз йезиғи билән, өз тилида пүтүлгән еди.
10 Mordikay yarliⱪni padixaⱨ Aⱨaxweroxning namida yezip, uningƣa padixaⱨning üzük mɵⱨürini basti; yarliⱪ mǝktuplirini padixaⱨliⱪning atliⱪliri bilǝn, yǝni tolparlarƣa, at ⱪeqirlarƣa wǝ tɵgilǝrgǝ mingǝn qǝwǝndazlar arⱪiliⱪ ⱨǝrⱪaysi jaylarƣa yollidi.
Мордикай ярлиқни падиша Аһашверошниң намида йезип, униңға падишаниң үзүк мөһүрини басти; ярлиқ мәктуплирини падишалиқниң атлиқлири билән, йәни толпарларға, ат қечирларға вә төгиләргә мингән чәвәндазлар арқилиқ һәр қайси җайларға йоллиди.
11 Yarliⱪta: «Padixaⱨ ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlǝrdiki Yǝⱨudiylarning uyuxup, ɵz ⱨayatini ⱪoƣdixiƣa, xundaⱪla ɵzlirigǝ düxmǝnlik ⱪilidiƣan ⱨǝr millǝt wǝ ⱨǝr ⱪaysi ɵlkilǝrdiki küqlǝrni, jümlidin ularning bala-qaⱪilirini ⱪoymay yoⱪitixiƣa, ⱪirixiƣa, nǝslini ⱪurutuxiƣa, xundaⱪla mal-mülkini olja ⱪilixiƣa ijazǝt berildi;
Ярлиқта: «Падиша һәр қайси шәһәрләрдики Йәһудийларниң уюшуп, өз һаятини қоғдишиға, шундақла өзлиригә дүшмәнлик қилидиған һәр милләт вә һәр қайси өлкиләрдики күчләрни, җүмлидин уларниң бала-җақилирини қоймай йоқитишиға, қиришиға, нәслини қурутушиға, шундақла мал-мүлкини олҗа қилишиға иҗазәт берилди;
12 bu ix bir kündǝ, yǝni on ikkinqi ayning, yǝni Adar eyining on üqinqi küni padixaⱨ Aⱨaxweroxning ⱨǝrⱪaysi ɵlkiliridǝ ijra ⱪilinsun» dǝp pütülgǝnidi.
бу иш бир күндә, йәни он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни падиша Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридә иҗра қилинсун» дәп пүтүлгән еди.
13 Yarliⱪ ⱨǝrⱪaysi ɵlkigǝ ǝwǝtilip, pǝrman süpitidǝ elan ⱪilinsun, Yǝⱨudiylarning ǝxu küni düxmǝnliridin intiⱪam elixⱪa tǝyyarlinip ⱪoyuxi üqün yarliⱪning kɵqürülmisi ⱨǝrⱪaysi ǝl-millǝtlǝrgǝ uⱪturulsun, dǝp bekitildi.
Ярлиқ һәр қайси өлкигә әвәтилип, пәрман сүпитидә елан қилинсун, Йәһудийларниң әшу күни дүшмәнлиридин интиқам елишқа тәйярлинип қоюши үчүн ярлиқниң көчүрүлмиси һәр қайси әл-милләтләргә уқтурулсун, дәп бекитилди.
14 Xuning bilǝn qǝwǝndazlar tolparlarƣa wǝ ⱪeqirlarƣa minip padixaⱨning buyruⱪi boyiqǝ jiddiy yolƣa atlandi; yarliⱪ Xuxan ⱪǝl’ǝsidimu jakarlandi.
Шуниң билән чәвәндазлар толпарларға вә қечирларға минип падишаниң буйруғи бойичә җиддий йолға атланди; ярлиқ Шушан қәлъәсидиму җакаланди.
15 Mordikay kɵk wǝ aⱪ rǝnglik xaⱨanǝ kiyim kiyip, bexiƣa katta altun tajni taⱪap, sɵsün rǝng kǝndir yepinqini yepinip, padixaⱨning ⱨuzuridin qiⱪti; Xuxan xǝⱨǝrdiki hǝlⱪ huxalliⱪⱪa qɵmüp tǝntǝnǝ ⱪilixti.
Мордикай көк вә ақ рәңлик шаһанә кийим кийип, бешиға катта алтун таҗни тақап, сөсүн рәң кәндир йепинчини йепинип, падишаниң һозуридин чиқти; Шушан шәһәрдики хәлиқ хошаллиққа чөмүп тәнтәнә қилишти.
16 Yǝⱨudiylar yoruⱪluⱪ, xad-huramliⱪ wǝ izzǝt-ikramƣa muyǝssǝr boldi.
Йәһудийлар йоруқлуқ, шат-хурамлиқ вә иззәт-икрамға муйәссәр болди.
17 Ⱨǝrⱪaysi ɵlkǝ, ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlǝrdǝ, padixaⱨning ǝmr-yarliⱪi yetip barƣanliki yǝrlǝrdǝ, Yǝⱨudiylar xad-huramliⱪⱪa qɵmüp, ziyapǝt ⱪilip mubarǝk bir künni ɵtküzüxti; nurƣun yǝrlik aⱨalilǝr ɵzlirini Yǝⱨudiy deyixiwaldi; qünki Yǝⱨudiylardin ⱪorⱪux wǝⱨimisi ularni besiwalƣanidi.
Һәр қайси өлкә, һәр қайси шәһәрләрдә, падишаниң әмир-ярлиғи йетип барғанлиги йәрләрдә, Йәһудийлар шат-хурамлиққа чөмүп, зияпәт қилип мубарәк бир күнни өткүзүшти; нурғун йәрлик аһалиләр өзлирини Йәһудий дейишивалди; чүнки Йәһудийлардин қорқуш вәһимиси уларни бесивалған еди.