< Əstǝr 5 >
1 Üqinqi küni Əstǝr xaⱨanǝ kiyimlirini kiyip, ordining iqkiriki ⱨoylisiƣa kirip, padixaⱨning ɵylirining udulida turdi; padixaⱨ bolsa ɵz xaⱨanǝ ɵyidiki tǝhtidǝ, ɵydin dǝrwaziƣa ⱪarap olturatti.
Үчинчи күни Әстәр шаһанә кийимлирини кийип, ординиң ичкирики һойлисиға кирип, падишаниң өйлириниң удулида турди; падиша болса өз шаһанә өйидики тәхтидә, өйдин дәрвазиға қарап олтиратти.
2 Padixaⱨ hanix Əstǝrning ⱨoylida turƣinini kɵrdi; hanix uning nǝziridǝ iltipat tapⱪaq, u ⱪolidiki altun ⱨasisini uningƣa tǝnglidi. Əstǝr aldiƣa kelip xaⱨanǝ ⱨasining uqiƣa ⱪolini tǝgküzdi.
Падиша ханиш Әстәрниң һойлида турғинини көрди; ханиш униң нәзиридә илтипат тапқач, у қолидики алтун һасисини униңға тәңлиди. Әстәр алдиға келип шаһанә һасиниң учиға қолини тәккүзди.
3 Padixaⱨ uningdin: — I hanixim Əstǝr, birǝr ixing barmidi? Nemǝ tǝliping bar? Ⱨǝtta padixaⱨliⱪimning yerimini tǝlǝp ⱪilsangmu xu sanga berilidu, dedi.
Падиша униңдин: — И ханишим Әстәр, бирәр ишиң бармиди? Немә тәливиң бар? Һәтта падишалиғимниң йеримини тәләп қилсаңму шу саңа берилиду, деди.
4 — Əgǝr aliyliriƣa layiⱪ kɵrünsǝ, padixaⱨimning Ⱨamanni elip ɵzlirigǝ tǝyyarliƣan ziyapitimgǝ dahil bolup ⱪǝdǝm tǝxrip ⱪilixlirini ɵtünimǝn, — dedi Əstǝr.
— Әгәр алийлириға лайиқ көрүнсә, падишасимниң Һаманни елип өзлиригә тәйярлиған зияпитимгә дахил болуп қәдәм тәшрип қилишлирини өтүнимән, — деди Әстәр.
5 Padixaⱨ: — Tez berip Ⱨamanni ⱪiqⱪirip kelinglar, Əstǝrning deginidǝk ⱪilinsun, — dedi. Xuning bilǝn padixaⱨ Ⱨamanni elip Əstǝr tǝyyarliƣan ziyapǝtkǝ bardi.
Падишаһ: — Тез берип Һаманни қичқирип келиңлар, Әстәрниң дегинидәк қилинсун, — деди. Шуниң билән падиша Һаманни елип Әстәр тәйярлиған зияпәткә барди.
6 Dastihan üstidǝ xarab iqiliwatⱪanda padixaⱨ Əstǝrgǝ: — Nemǝ tǝliping bar? U sanga berilidu; nemǝ iltijaying bar? Ⱨǝtta padixaⱨliⱪimning yerimini tǝlǝp ⱪilsangmu xundaⱪ ⱪilinidu, dedi.
Дәстихан үстидә шарап ичиливатқанда падиша Әстәргә: — Немә тәливиң бар? У саңа берилиду; немә илтиҗайиң бар? Һәтта падишалиғимниң йеримини тәләп қилсаңму шундақ қилиниду, деди.
7 Əstǝr uningƣa jawab berip: — Mening tǝlipim wǝ iltijayim bolsa, —
Әстәр униңға җавап берип: — Мениң тәливим вә илтиҗайим болса, —
8 Mubada mǝn aliylirining nǝziridǝ iltipatⱪa erixkǝn bolsam, xundaⱪla padixaⱨimƣa mening tǝlimni ijabǝt ⱪilix ⱨǝm iltijayimni orundax muwapiⱪ kɵrünsǝ, aliylirining Ⱨamanni birgǝ elip ǝtǝ silǝrgǝ tǝyyarlaydiƣan ziyapitimgǝ yǝnǝ bir ⱪetim dahil boluxlirini ɵtünimǝn; ǝtǝ mǝn qoⱪum padixaⱨimning ǝmri boyiqǝ ix ⱪilimǝn, — dedi.
Мабада мән алийлириниң нәзиридә илтипатқа еришкән болсам, шундақла падишасимға мениң тәлимни иҗабәт қилиш һәм илтиҗайимни орундаш мувапиқ көрүнсә, алийлириниң Һаманни биргә елип әтә силәргә тәйярлайдиған зияпитимгә йәнә бир қетим дахил болушлирини өтүнимән; әтә мән чоқум падишасимниң әмри бойичә иш қилимән, — деди.
9 Xu küni Ⱨaman kɵnglidǝ yayrap, huxal-huram ⱪaytip qiⱪti; lekin Mordikayning orda dǝrwazisida uning aldida nǝ ornidin ⱪopmay nǝ midirlimay olturƣanliⱪini kɵrgǝndǝ, kɵngli uningƣa ⱪattiⱪ ⱪǝⱨr-ƣǝzǝpkǝ toldi.
Шу күни Һаман көңлидә яйрап, хошал-хурам қайтип чиқти; лекин Мордикайниң орда дәрвазисида униң алдида нә орнидин қопмай нә мидирлимай олтарғанлиғини көргәндә, көңли униңға қаттиқ қәһр-ғәзәпкә толди.
10 Lekin Ⱨaman ƣǝzipini besiwelip, ɵyigǝ kǝldi-dǝ, dost-aƣinilirini wǝ hotuni Zǝrǝxni qaⱪirtip,
Лекин Һаман ғәзивини бесивелип, өйигә кәлди-дә, дост-ағинилирини вә хотуни Зәрәшни чақиртип,
11 ɵzining bayliⱪlirining xan-xǝripi, pǝrzǝntlirining kɵplüki, xundaⱪla padixaⱨning ɵzini ⱪandaⱪ ɵstürüp barliⱪ ⱨɵrmǝt-izzǝtkǝ sazawǝr ⱪilƣanliⱪi, ɵzini ⱪandaⱪ ⱪilip padixaⱨning ⱨǝmmǝ ǝmirliri wǝ ǝmǝldarliridin üstün mǝrtiwigǝ igǝ ⱪilƣanliⱪi toƣrisida bir-birlǝp sɵzlǝp kǝtti.
өзиниң байлиқлириниң шан-шәриви, пәрзәнтлириниң көплүги, шундақла падишаниң өзини қандақ өстүрүп барлиқ һөрмәт-иззәткә сазавәр қилғанлиғи, өзини қандақ қилип падишаниң һәммә әмирлири вә әмәлдарлиридин үстүн мәртивигә егә қилғанлиғи тоғрисида бир-бирләп сөзләп кәтти.
12 Ⱨaman yǝnǝ: — Silǝrgǝ desǝm, hanix Əstǝr meningdin baxⱪa meⱨman qillimay, pǝⱪǝt padixaⱨ bilǝn ikkimiznila ɵzi tǝyyarliƣan ziyapǝtkǝ qilliƣanidi, ǝtimu meni padixaⱨ bilǝn billǝ ɵzi [tǝyyarlǝydiƣan ziyapǝtkǝ] qillidi.
Һаман йәнә: — Силәргә десәм, ханиш Әстәр мениңдин башқа меһман чиллимай, пәқәт падиша билән иккимизнила өзи тәйярлиған зияпәткә чиллиған еди, әтиму мени падиша билән биллә өзи [тәйярләйдиған зияпәткә] чиллиди.
13 Xuƣinisi, orda dǝrwazisida olturƣan ⱨeliⱪi Mordikay degǝn Yǝⱨudiyni kɵrginimdǝ, bularning ⱨǝmmisi manga tolimu mǝnisiz tuyulidu, dedi.
Шуғиниси, орда дәрвазисида олтарған һелиқи Мордикай дегән Йәһудийни көргинимдә, буларниң һәммиси маңа толиму мәнасиз туюлиду, деди.
14 Andin ayali Zǝrǝx wǝ barliⱪ dost-aƣiniliri uningƣa jawab berip: — Əllik gǝz egizliktiki dardin birni tǝyyarlap, ǝtǝ ǝtigǝndǝ padixaⱨtin Mordikayni darƣa esixni tǝlǝp ⱪilsila bolmidimu, xuningdin keyin huxal yayriƣan ⱨalda padixaⱨ bilǝn billǝ ziyapǝtkǝ baridila, deyixti. Bu gǝp Ⱨamanni hux ⱪiliwǝtti, xuning bilǝn u dar yasitip ⱪoydi.
Андин аяли Зәрәш вә барлиқ дост-ағинилири униңға җавап берип: — Әллик гәз егизликтики дардин бирни тәйярлап, әтә әтигәндә падишадин Мордикайни дарға есишни тәләп қилсила болмидиму, шуниңдин кейин хошал яйриған һалда падиша билән биллә зияпәткә баридила, дейишти. Бу гәп Һаманни хуш қиливәтти, шуниң билән у дар яситип қойди.