< Əstǝr 10 >
1 Padixaⱨ Aⱨaxwerox ⱪuruⱪluⱪ wǝ dengiz aralliridiki aⱨalilǝrning ⱨǝmmisigǝ alwan tɵligüzǝtti.
Падиша Аһашверош қуруқлуқ вә деңиз араллиридики аһалиләрниң һәммисигә алван төлигүзәтти.
2 Uning nopuz-ⱨǝywiti wǝ ⱪudritini ayan ⱪilƣan barliⱪ ⱪilƣan-ǝtkǝnliri, xundaⱪla Mordikayning padixaⱨning ɵstürüxi bilǝn erixkǝn katta xɵⱨriti toƣrisidiki tǝpsilatlar Media wǝ Pars padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliridǝ pütülgǝn ǝmǝsmu?
Униң нопуз-һәйвити вә қудритини аян қилған барлиқ қилған-әткәнлири, шундақла Мордикайниң падишаниң өстүрүши билән еришкән катта шөһрити тоғрисидики тәпсилатлар Медиа вә Парс падишалириниң тарих-тәзкирилиридә пүтүлгән әмәсму?
3 Qünki Yǝⱨudiy Mordikayning mǝrtiwisi padixaⱨ Aⱨaxweroxtin keyinla ikkinqi orunda turatti; u daim ɵz hǝlⱪ-millitining bǝhtini kɵzlǝp, barliⱪ nǝslidikilǝrgǝ aman-esǝnlik tilǝk sɵzlirini ⱪilatti, Yǝⱨudiylarning arisida zor izzǝt-ⱨɵrmǝt tepip, ⱪerindaxlirining ⱪǝdirlixigǝ erixkǝnidi.
Чүнки Йәһудий Мордикайниң мәртивиси падиша Аһашвероштин кейинла иккинчи орунда туратти; у дайим өз хәлиқ-миллитиниң бәхитини көзләп, барлиқ нәслидикиләргә аман-есәнлик тиләк сөзлирини қилатти, Йәһудийларниң арисида зор иззәт-һөрмәт тепип, қериндашлириниң қәдирлишигә еришкән еди.