< Ⱨekmǝt topliƣuqi 9 >
1 Mǝn xularning ⱨǝmmisini eniⱪlax üqün kɵngül ⱪoydum; xuni bayⱪidimki, mǝyli ⱨǝⱪⱪaniy kixi yaki dana kixi bolsun, xundaⱪla ularning barliⱪ ⱪilƣanliri Hudaning ⱪolididur, dǝp bayⱪidim; insan ɵzigǝ muⱨǝbbǝt yaki nǝprǝtning kelidiƣanliⱪini ⱨeq bilmǝydu. Uning aldida ⱨǝrⱪandaⱪ ix boluxi mumkin.
Мән шуларниң һәммисини ениқлаш үчүн көңүл қойдум; шуни байқидимки, мәйли һәққаний киши яки дана киши болсун, шундақла уларниң барлиқ қилғанлири Худаниң қолидидур, дәп байқидим; инсан өзигә муһәббәт яки нәпрәтниң келидиғанлиғини һеч билмәйду. Униң алдида һәр қандақ иш болуши мүмкин.
2 Ⱨǝmmǝ adǝmgǝ ohxax ixlar ohxax peti kelidu; ⱨǝⱪⱪaniy wǝ rǝzil kixigǝ, meⱨriban kixigǝ, pak wǝ napak, ⱪurbanliⱪ ⱪilƣuqi wǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilmiƣuqiƣimu ohxax ⱪismǝt bolidu; yahxi adǝmgǝ ⱪandaⱪ bolsa, gunaⱨkarƣa xundaⱪ bolidu; ⱪǝsǝm iqküqigǝ wǝ ⱪǝsǝm iqixtin ⱪorⱪⱪuqiƣimu ohxax bolidu.
Һәммә адәмгә охшаш ишлар охшаш пети келиду; һәққаний вә рәзил кишигә, меһриван кишигә, пак вә напак, қурбанлиқ қилғучи вә қурбанлиқ қилмиғучиғиму охшаш қисмәт болиду; яхши адәмгә қандақ болса, гунакарға шундақ болиду; қәсәм ичкүчигә вә қәсәм ичиштин қорққучиғиму охшаш болиду.
3 Mana ⱨǝmmigǝ ohxaxla bu ixning kelidiƣanliⱪi ⱪuyax astidiki ixlar arisida külpǝtlik ixtur; uning üstigǝ, insan balilirining kɵngülliri yamanliⱪⱪa tolƣan, pütün ⱨayatida kɵnglidǝ tǝlwilik turidu; andin ular ɵlgǝnlǝrgǝ ⱪoxulidu.
Мана һәммигә охшашла бу ишниң келидиғанлиғи қуяш астидики ишлар арисида күлпәтлик иштур; униң үстигә, инсан балилириниң көңүллири яманлиққа толған, пүтүн һаятида көңлидә тәлвилик туриду; андин улар өлгәнләргә қошулиду.
4 Qünki tiriklǝrgǝ ⱪoxulƣan kixi üqün bolsa ümid bar; qünki, tirik it ɵlgǝn xirdin ǝla.
Чүнки тирикләргә қошулған киши үчүн болса үмүт бар; чүнки, тирик ишт өлгән ширдин әла.
5 Tiriklǝr bolsa ɵzlirining ɵlidiƣanliⱪini bilidu; biraⱪ ɵlgǝnlǝr bolsa ⱨeqnemini bilmǝydu; ularning ⱨeq in’ami yǝnǝ bolmaydu; ular ⱨǝtta adǝmning esidin kɵtürülüp ketidu, ⱪayta kǝlmǝydu.
Тирикләр болса өзлириниң өлидиғанлиғини билиду; бирақ өлгәнләр болса һеч немини билмәйду; уларниң һеч инъами йәнә болмайду; улар һәтта адәмниң есидин көтирилип кетиду, қайта кәлмәйду.
6 Ularning muⱨǝbbiti, nǝpriti wǝ ⱨǝsǝthorluⱪimu alliⱪaqan yoⱪalƣan; ⱪuyax astida ⱪilinƣan ixlarning ⱨeqⱪaysisidin ularning mǝnggügǝ ⱪayta nesiwisi yoⱪtur.
Уларниң муһәббити, нәприти вә һәсәтхорлуғиму аллиқачан йоқалған; қуяш астида қилинған ишларниң һечқайсисидин уларниң мәңгүгә қайта несивиси йоқтур.
7 Barƣin, neningni huxalliⱪ bilǝn yǝp, xarabingni huxhuyluⱪ bilǝn iqkin; qünki Huda alliⱪaqan mundaⱪ ⱪilixingdin razi bolƣan.
Барғин, нениңни хошаллиқ билән йәп, шарабиңни хушхуйлуқ билән ичкин; чүнки Худа аллиқачан мундақ қилишиңдин рази болған.
8 Kiyim-keqǝkliring ⱨǝrdaim ap’aⱪ bolsun, huxbuy may bexingdin kǝtmisun.
Кийим-кечәклириң һәрдайим аппақ болсун, хушбуй май бешиңдин кәтмисун.
9 Huda sanga ⱪuyax astida tǝⱪsim ⱪilƣan bimǝnǝ ɵmrüngning barliⱪ künliridǝ, yǝni bimǝniliktǝ ɵtküzgǝn barliⱪ künliringdǝ, sɵyümlük ayaling bilǝn billǝ ⱨayattin ⱨuzur alƣin; qünki bu sening ⱨayatingdiki nesiwǝng wǝ ⱪuyax astidiki barliⱪ tartⱪan japayingning ǝjridur.
Худа саңа қуяш астида тәқсим қилған бемәна өмрүңниң барлиқ күнлиридә, йәни бимәниликтә өткүзгән барлиқ күнлириңдә, сөйүмлүк аялиң билән биллә һаяттин һозур алғин; чүнки бу сениң һаятиңдики несивәң вә қуяш астидики барлиқ тартқан җапайиңниң әҗридур.
10 Ⱪolung tutⱪanni barliⱪ küqüng bilǝn ⱪilƣin; qünki sǝn baridiƣan tǝⱨtisarada ⱨeq hizmǝt, mǝⱪsǝt-pilan, bilim yaki ⱨekmǝt bolmaydu. (Sheol )
Қолуң тутқанни барлиқ күчүң билән қилғин; чүнки сән баридиған тәһтисарада һеч хизмәт, мәхсәт-план, билим яки һекмәт болмайду. (Sheol )
11 Mǝn zeⱨnimni yiƣip, ⱪuyax astida kɵrdumki, musabiⱪidǝ ƣǝlibǝ yǝltapanƣa bolmas, ya jǝngdǝ ƣǝlibǝ palwanƣa bolmas, ya nan dana kixigǝ kǝlmǝs, ya bayliⱪlar yorutulƣanlarƣa kǝlmǝs, ya iltipat bilimliklǝrgǝ bolmas — qünki pǝyt wǝ tasadipiyliⱪ ularning ⱨǝmmisigǝ kelidu.
Мән зеһнимни жиғип, қуяш астида көрдумки, мусабиқидә ғәлибә йәлтапанға болмас, я җәңдә ғәлибә палванға болмас, я нан дана кишигә кәлмәс, я байлиқлар йорутулғанларға кәлмәс, я илтипат билимликләргә болмас — чүнки пәйт вә тәсадипийлиқ уларниң һәммисигә келиду.
12 Bǝrⱨǝⱪ, insanmu ɵz waⱪti-saitini bilmǝydu; beliⱪlar rǝⱨimsiz torƣa elinƣandǝk, ⱪuxlar tapan-tuzaⱪⱪa ilinƣandǝk, bularƣa ohxax insan baliliri yaman bir kündǝ tuzaⱪⱪa ilinidu, tuzaⱪ bexiƣa qüxidu.
Бәрһәқ, инсанму өз вақти-саитини билмәйду; белиқлар рәһимсиз торға елинғандәк, қушлар тапан-қапқанқа илинғандәк, буларға охшаш инсан балилири яман бир күндә қапқанқа илиниду, қапқан бешиға чүшиду.
13 Mǝn yǝnǝ ⱪuyax astida danaliⱪning bu misalini kɵrdum, u meni qongⱪur tǝsirlǝndürdi;
Мән йәнә қуяш астида даналиқниң бу мисалини көрдум, у мени чоңқур тәсирләндүрди;
14 Kiqik bir xǝⱨǝr bar idi; uningƣa ⱪarxi büyük bir padixaⱨ qiⱪip, uni ⱪorxap, uningƣa ⱨujum ⱪilidiƣan yoƣan potǝylǝrni ⱪurdi.
Кичик бир шәһәр бар еди; униңға қарши бүйүк бир падиша чиқип, уни қоршап, униңға һуҗум қилидиған йоған потәйләрни қурди.
15 Biraⱪ xǝⱨǝrdin namrat bir dana kixi tepilip ⱪaldi; u uni ɵz danaliⱪi bilǝn ⱪutuldurdi; biraⱪ keyin, ⱨeqkim bu namrat kixini esigǝ kǝltürmidi.
Бирақ шәһәрдин намрат бир дана киши тепилип қалди; у уни өз даналиғи билән қутулдурди; бирақ кейин, һеч ким бу намрат кишини есигә кәлтүрмиди.
16 Xuning bilǝn mǝn: «Danaliⱪ küq-ⱪudrǝttin ǝwzǝl» — dedim; biraⱪ xu namrat kixining danaliⱪi keyin kɵzgǝ ilinmaydu, uning sɵzliri anglanmaydu.
Шуниң билән мән: «Даналиқ күч-қудрәттин әвзәл» — дедим; бирақ шу намрат кишиниң даналиғи кейин көзгә илинмайду, униң сөзлири аңланмайду.
17 Dana kixining jimjitliⱪta eytⱪan sɵzliri ǝhmǝⱪlǝr üstidin ⱨoⱪuⱪ sürgüqining warⱪiraxliridin eniⱪ anglinar.
Дана кишиниң җим-җитлиқта ейтқан сөзлири ахмақлар үстидин һоқуқ сүргүчиниң вақирашлиридин ениқ аңлинар.
18 Danaliⱪ urux ⱪoralliridin ǝwzǝldur; biraⱪ bir gunaⱨkar zor yahxiliⱪni ⱨalak ⱪilidu.
Даналиқ уруш қураллиридин әвзәлдур; бирақ бир гунакар зор яхшилиқни һалак қилиду.