< Ⱨekmǝt topliƣuqi 5 >

1 Hudaning ɵyigǝ barƣanda, awaylap yürgin; ǝhmǝⱪlǝrqǝ ⱪurbanliⱪlarni sunux üqün ǝmǝs, bǝlki anglap boysunux üqün yeⱪinlaxⱪin; qünki ǝhmǝⱪlǝr rǝzillik ⱪiliwatⱪini bilmǝydu.
Худаниң өйигә барғанда, авайлап жүргин; ахмақларчә қурбанлиқларни сунуш үчүн әмәс, бәлки аңлап бойсунуш үчүн йеқинлашқин; чүнки ахмақлар рәзиллик қиливатқини билмәйду.
2 Aƣzingni yeniklik bilǝn aqma; kɵnglüng Huda aldida birnemini eytixⱪa aldirmisun; qünki Huda ǝrxlǝrdǝ, sǝn yǝr yüzididursǝn; xunga sɵzliring az bolsun.
Ағзиңни йениклик билән ачма; көңлүң Худа алдида бир немини ейтишқа алдирмисун; чүнки Худа әршләрдә, сән йәр йүзидидурсән; шуңа сөзлириң аз болсун.
3 Qünki ix kɵp bolsa qüxmu kɵp bolƣandǝk, gǝp kɵp bolsa, ǝhmǝⱪning gepi bolup ⱪalidu.
Чүнки иш көп болса чүшму көп болғандәк, гәп көп болса, ахмақниң гепи болуп қалиду.
4 Hudaƣa ⱪǝsǝm iqsǝng, uni ada ⱪilixni keqiktürmǝ; qünki U ǝhmǝⱪlǝrdin ⱨuzur almaydu; xunga ⱪǝsimingni ada ⱪilƣin.
Худаға қәсәм ичсәң, уни ада қилишни кечиктүрмә; чүнки У ахмақлардин һозур алмайду; шуңа қәсимиңни ада қилғин.
5 Ⱪǝsǝm iqip ada ⱪilmiƣandin kɵrǝ, ⱪǝsǝm iqmǝsliking tüzüktur.
Қәсәм ичип ада қилмиғандин көрә, қәсәм ичмәслигиң түзүктур.
6 Aƣzing teningni gunaⱨning ihtiyariƣa ⱪoyuwǝtmisun; pǝrixtǝ aldida: «Hata sɵzlǝp saldim» demǝ; nemixⱪa Huda gepingdin ƣǝzǝplinip ⱪolliring yasiƣanni ⱨalak ⱪilidu?
Ағзиң тениңни гунаниң ихтияриға қоювәтмисун; пәриштә алдида: «Хата сөзләп салдим» демә; немишкә Худа гепиңдин ғәзәплинип қоллириң ясиғанни һалак қилиду?
7 Qünki qüx kɵp bolsa bimǝnilikmu kɵp bolidu; gǝp kɵp bolsimu ohxaxtur; xunga, Hudadin ⱪorⱪⱪin!
Чүнки чүш көп болса бимәниликму көп болиду; гәп көп болсиму охшаштур; шуңа, Худадин қорққин!
8 Sǝn namratlarning ezilgǝnlikini yaki yǝrlik mǝnsǝpdarlarning ⱨǝⱪ-adalǝtni zorawanlarqǝ ⱪayrip ⱪoyƣanliⱪini kɵrsǝng, bu ixlardin ⱨǝyran ⱪalma; qünki mǝnsǝpdardin yuⱪiri yǝnǝ birsi kɵzlimǝktǝ; wǝ ulardinmu yuⱪirisimu bardur.
Сән намратларниң езилгәнлигини яки йәрлик мәнсәпдарларниң һәқ-адаләтни зораванларчә қайрип қойғанлиғини көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма; чүнки мәнсәпдардин жуқури йәнә бириси көзлимәктә; вә улардинму жуқурисиму бардур.
9 Biraⱪ nemila bolmisun yǝr-tupraⱪ ⱨǝmmǝ adǝmgǝ paydiliⱪtur; ⱨǝtta padixaⱨning ɵzimu yǝr-tupraⱪⱪa tayinidu.
Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду.
10 Kümüxkǝ amraⱪ kümüxkǝ ⱪanmas, bayliⱪlarƣa amraⱪ ɵz kirimigǝ ⱪanmas; bumu bimǝniliktur.
Күмүчкә амрақ күмүчкә қанмас, байлиқларға амрақ өз киримигә қанмас; буму бимәниликтур.
11 Mal-mülük kɵpǝysǝ, ularni yegüqilǝrmu kɵpiyidu; mal igisigǝ ularni kɵzlǝp, ulardin ⱨuzur elixtin baxⱪa nemǝ paydisi bolsun?
Мал-мүлүк көпәйсә, уларни йегүчиләрму көпийиду; мал егисигә уларни көзләп, улардин һозур елиштин башқа немә пайдиси болсун?
12 Az yesun, kɵp yesun, ǝmgǝkqining uyⱪusi tatliⱪtur; biraⱪ bayning toⱪluⱪi uni uhlatmas.
Аз йесун, көп йесун, әмгәкчиниң уйқиси татлиқтур; бирақ байниң тоқлуғи уни ухлатмас.
13 Mǝn ⱪuyax astida zor bir külpǝtni kɵrdüm — u bolsimu, igisi ɵzigǝ ziyan yǝtküzidiƣan bayliⱪlarni toplaxtur;
Мән қуяш астида зор бир күлпәтни көрдүм — у болсиму, егиси өзигә зиян йәткүзидиған байлиқларни топлаштур;
14 xuningdǝk, uning bayliⱪliri balayi’apǝt tüpǝylidin yoⱪilixidin ibarǝttur. Undaⱪ adǝmning bir oƣli bolsa, [oƣlining] ⱪoliƣa ⱪaldurƣudǝk ⱨeqnemisi yoⱪ bolidu.
шуниңдәк, униң байлиқлири балаю-апәт түпәйлидин йоқилишидин ибарәттур. Ундақ адәмниң бир оғли болса, [оғлиниң] қолиға қалдурғидәк һеч немиси йоқ болиду.
15 U apisining ⱪorsiⱪidin yalingaq qiⱪip, kǝtkǝndimu yalingaq peti ketidu; u ɵzining japaliⱪ ǝmgikidin ⱪoliƣa alƣudǝk ⱨeqnemini epkǝtǝlmǝydu.
У аписиниң қосиғидин ялаңач чиқип, кәткәндиму ялаңач пети кетиду; у өзиниң җапалиқ әмгигидин қолиға алғидәк һеч немини епкәтәлмәйду.
16 Mana bumu eƣir ǝlǝmlik ix; qünki u ⱪandaⱪ kǝlgǝn bolsa, yǝnǝ xundaⱪ ketidu; ǝmdi uning xamalƣa erixix üqün ǝmgǝk ⱪilƣinining nemǝ paydisi?
Мана буму еғир әләмлик иш; чүнки у қандақ кәлгән болса, йәнә шундақ кетиду; әнди униң шамалға еришиш үчүн әмгәк қилғининиң немә пайдиси?
17 Uning barliⱪ künliridǝ yǝp-iqkini ⱪarangƣuluⱪta bolup, ƣǝxliki, kesǝlliki wǝ hapiliⱪi kɵp bolidu.
Униң барлиқ күнлиридә йәп-ичкини қараңғулуқта болуп, ғәшлиги, кесәллиги вә хапилиғи көп болиду.
18 Mana nemining yaramliⱪ wǝ güzǝl ikǝnlikini kɵrdum — u bolsimu, insanning Huda uningƣa tǝⱪdim ⱪilƣan ɵmrining ⱨǝrbir künliridǝ yeyix, iqix wǝ ⱪuyax astidiki barliⱪ meⱨnitidin ⱨuzur elixtur; qünki bu uning nesiwisidur.
Мана неминиң ярамлиқ вә гөзәл екәнлигини көрдум — у болсиму, инсанниң Худа униңға тәқдим қилған өмриниң һәр бир күнлиридә йейиш, ичиш вә қуяш астидики барлиқ меһнитидин һозур елиштур; чүнки бу униң несивисидур.
19 Huda ⱨǝrbirsini bayliⱪlarƣa, mal-dunyaƣa igǝ boluxⱪa, xuningdǝk ulardin yeyixkǝ, ɵz rizⱪini ⱪobul ⱪilixⱪa, ɵz ǝmgikidin ⱨuzur elixⱪa muyǝssǝr ⱪilƣan bolsa — mana bular Hudaning sowƣitidur.
Худа һәр бирсини байлиқларға, мал-дунияға егә болушқа, шуниңдәк улардин йейишкә, өз рисқини қобул қилишқа, өз әмгигидин һозур елишқа муйәссәр қилған болса — мана булар Худаниң соғитидур.
20 Qünki u ɵmridiki tez ɵtidiƣan künliri üstidǝ kɵp oylanmaydu; qünki Huda uni kɵnglining xadliⱪi bilǝn bǝnd ⱪilidu.
Чүнки у өмридики тез өтидиған күнлири үстидә көп ойланмайду; чүнки Худа уни көңлиниң шатлиғи билән бәнд қилиду.

< Ⱨekmǝt topliƣuqi 5 >